20
Йонатан Давутни қоғдимақчи
1 Давут Рамаһдики Найоттин қечип Йонатанниң қешиға берип униңға: — Мән немә қилиптимән? Немә қәбиһлик қилиптимән? Атаң алдида немә гуна қилиптимән, у мениң җенимни алмақчи болуватиду? — деди.
2 У униңға: — Йоқсу, бундақ иш нери болсун! Сән өлмәйсән. Чоң иш болсун, кичик иш болсун атам маңа демәй қоймайду. Немишкә атам бу ишни мәндин йошуридикинә? Һәргиз ундақ болмайду, деди.
3 Лекин Давут йәнә қәсәм қилип: — Атаң сениң нәзириңдә илтипат тапқинимни җәзмән билиду. Шуңа у көңлидә: — Йонатан буни билип қалмисун; болмиса униңға азар болиду, дегәнду. Лекин Пәрвәрдигарниң һаяти билән, җениң вә һаятиң билән алдиңда қәсәм қилимәнки, маңа өлүмниң арилиғи бир қәдәмла қалди, деди.
4 Йонатан Давутқа: — Көңлүң немини халиса шуни қилай, деди.
5 Давут Йонатанға мундақ деди: — Мана әтә «йеңи ай» болиду; мән адәттикидәк падиша билән һәмдәстихан болмисам болмайду. Лекин мени қоюп бәргин, мән үчинчи күни ахшимиғичә далада мөкүнүвалай. 6 Атаң мениң сорунда йоқлуғимни көрүп сориса, сән униңға: «Давут мәндин өз шәһири Бәйт-Ләһәмгә тезрақ берип келишкә җиддий рухсәт сориди, чүнки у йәрдә пүткүл аилиси үчүн бир жиллиқ қурбанлиқ өткүзидикән», дегин, деди. 7 Әгәр у: — Убдан бопту, десә, қулуң теч-аман болиду: — Лекин у аччиқланса, униң маңа яманлиқ қилишни нийәт қилғанлиғидин гуман қилмиғин. 8 Сән қулуңға илтипат көрсәткин; чүнки сән өзүң билән Пәрвәрдигарниң алдида қулуңни әһдиләштүргәнсән. Лекин әгәр мәндә бир яманлиқ болса сән өзүңла мени өлтүргин; мени елип берип атаңға тапшурушниң немә һаҗити? — деди.■1Сам. 18:3
9 Йонатан: — Ундақ хиял сәндин нери болсун! Әгәр атамниң саңа яманлиқ қилидиған нийити барлиғини билип қалсам, саңа дәйттим әмәсму? — деди.
10 Давут Йонатанға: — Әгәр атаң саңа қаттиқ гәп билән җавап бәрсә, ким маңа хәвәр бериду? — деди.
11 Йонатан Давутқа: — Кәлгин, далаға чиқайли, деди. Шуниң билән иккиси далаға чиқти. 12 Йонатан Давутқа мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа гуваки, мән әтә яки өгүнлүккә мошу вақитта атамниң нийитини билип, саңа илтипатлиқ болса, мән адәм маңдуруп саңа мәлум қилмамдим? 13 Әгәр атам саңа яманлиқ қилмақчи болса, мән сени теч-аман йолға селиш үчүн саңа адәм әвәтип хәвәр бәрмисәм, Пәрвәрдигар маңа сениң бешиңға чүшкәндинму артуқ чүшүрсун; әнди Пәрвәрдигар атам билән биллә болғандәк сениң билән биллә болсун.
14 Һаятла болсам мени өлмисун дәп Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини маңа көрсәткәйсән. 15 Мән өлүп кәткән тәғдирдиму, өйдикилиримдин һәм һеч вақит меһриванлиғиңни үзмигәйсән; Пәрвәрдигар сән Давутниң һәммә дүшмәнлирини йәр йүзидин йоқатқандин кейинму шундақ қилғайсән».
16 Шуниң билән Йонатан Давутниң җәмәти билән әһдә қилишип: — Пәрвәрдигар Давутниң дүшмәнлиридин һесап алсун, деди. 17 Андин Йонатан йәнә өзиниң Давутқа болған муһәббити билән униңға қәсәм қилдурди; чүнки у уни өз җенидәк сөйәтти.
18 Йонатан Давутқа мундақ деди: — Әтә йеңи ай болиду. Мана сениң орнуң бош қалиду, кишиләр сениң йоқлуғиңға диққәт қилиду. 19 Үчинчи күни сән чүшүп алдинқи қетим бу ишқа йолуққиниңда өзүңни йошурған җайға берип «Езәл» дегән ташниң йенида туруп турғин. 20 Нән ташниң йенидики бир җайға худди нишанни қаралиғандәк үч пай я оқи атай.
21 Андин ғуламни маңдуруп: — «Я оқлирини тепип кәлгин» — дәймән. Әгәр мән ғуламға: — Әнә, оқлар арқа тәрәптә туриду, уларни елип кәл, десәм, сән чиқип йенимға кәлгин; шундақ болғанда, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, сән үчүн теч-аманлиқ болиду, һеч иш болмайду. 22 Лекин ғуламға: — Әнә, оқлар алдиңда туриду, десәм, сән кәткин, чүнки ундақ болса, Пәрвәрдигар сени кәткүзүвәткән болиду. 23 Әндиликтә мән билән сән сөзләшкән иш тоғрилиқ, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримда гувачидур.
24 Шуниң билән Давут далада мөкүнүвалди. Йеңи ай кәлгәндә, падиша таам йегили дәстиханда олтарди. 25 Падиша болса бурунқидәкла өз орнида тамниң йенидики төрдә олтарди. Йонатан орнидин турди, Абнәр Саулниң йенида олтарди. Лекин Давутниң орни бош қалди. □«Падиша болса бурунқидәкла өз орнида тамниң йенидики төрдә олтарди. Йонатан орнидин турди, Абнәр Саулниң йенида олтарди» — Йонатанниң «орнидин туруши» бәлким тағиси Абнәрниң һөрмити үчүн униңға Саулниң йенидики орунни бошитиш үчүн.
Башқа хил тәрҗимиси: «Йонатан униң (Саулниң) одулида еди» 26 Амма Саул у күни һеч немә демиди. Чүнки у: — Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалди. У җәзмән напак болуп қапту, дәп ойлиди. □«Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалдин» — «напак болуш»: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси мәсилән бир өлүккә тәккән болса бир мәзгил «напак» болатти — шундақ болса униң һеч қурбанлиқ (мәсилән, йеңи айдики қурбанлиқлар)дин йейишигә болмайтти. 27 Лекин Давутниң орни йеңи айниң әтисиму, йәни айниң иккинчи күниму бош еди. Саул оғли Йонатандин: — Немишкә Йәссәниң оғли яки түнүгүн яки бүгүн тамаққа кәлмәйду, дәп сориди.
Башқа хил тәрҗимиси: «Йонатан униң (Саулниң) одулида еди» 26 Амма Саул у күни һеч немә демиди. Чүнки у: — Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалди. У җәзмән напак болуп қапту, дәп ойлиди. □«Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалдин» — «напак болуш»: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси мәсилән бир өлүккә тәккән болса бир мәзгил «напак» болатти — шундақ болса униң һеч қурбанлиқ (мәсилән, йеңи айдики қурбанлиқлар)дин йейишигә болмайтти. 27 Лекин Давутниң орни йеңи айниң әтисиму, йәни айниң иккинчи күниму бош еди. Саул оғли Йонатандин: — Немишкә Йәссәниң оғли яки түнүгүн яки бүгүн тамаққа кәлмәйду, дәп сориди.
28 Йонатан Саулға җавап берип: — Давут Бәйт-Ләһәмгә барғили мәндин җиддий рухсәт сорап: — 29 Мениң беришимға рухсәт қилғин, аилимизниң шәһәрдә бир қурбанлиқ иши болғач акам мениң беришимни ейтипту; әгәр сениң нәзириңдә илтипат тапқан болсам қериндашлирим билән көрүшүп келишкә рухсәт бәргин, деди. Шуңа у падишаниң дәстихиниға кәлмиди, деди.
30 Саулниң Йонатанға қаттиқ ғәзиви келип: — И бузуқ, каҗ хотунниң оғли, немишкә Йәссәниң оғлини өзүңгә таллап, өзүңни шәрмәндә қилип вә анаңни номусқа қойғиниңни билмәмдимән? 31 Әгәр Йәссәниң оғли йәр йүзидә тирик болсила, сән һәм сениң падишалиғиң мустәһкәм болмайду. Шуңа әнди адәм әвәтип уни мениң қешимға елип кәлгин, чүнки у өлүмгә мәһкәмдур! — деди.
32 Йонатан атиси Саулға җавап берип: — У немишкә өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк? У немә қипту? — деди.
33 Андин Саул Йонатанға санҗиш үчүн униңға нәйзини атти; буниң билән Йонатан атисиниң Давутни өлтүрмәкчи болғанлиғини ениқ билип йәтти. 34 Йонатан болса қаттиқ аччиқлап дәстихандин қопуп кәтти вә йеңи айниң иккинчи күни һеч таам йемиди. Чүнки атисиниң Давутни шундақ һақарәтлиши униңға қаттиқ азар болған еди.
35 Әтиси Йонатан далаға чиқип Давут билән келишкән җайға барди. Униң билән бир кичик ғулам биллә барди.
36 У ғуламға: — Сән жүгүр, мән атқан я оқлирини тепип кәлгин, деди. Ғулам жүгүрди, у бир оқни униң алди тәрипигә атти. 37 Ғулам Йонатан атқан оқ чүшкән җайға кәлгәндә Йонатан ғуламни чақирип: — Оқ сениң алди тәрипиңдә турмамду? — деди. 38 Андин Йонатан ғуламни йәнә чақирип: — Бол, иштик бол, һаял болмиғин! — деди. Йонатанниң ғулами я оқини жиғип ғоҗисиға елип кәлди. 39 Лекин ғуламниң болған иштин хәвири уқ еди. Буни ялғуз Йонатан билән Давутла биләтти.
40 Андин Йонатан ғуламиға ярақлирини берип униңға: — Уларни шәһәргә елип кәткин, деди.
41 Ғулам кәткәндин кейин Давут ташниң җәнуп тәрипидин чиқип йәргә жиқилип үч қетим тазим қилди. Улар бир-бирини сөйүшти, бир-биригә есилишип жиғлашти, болупму Давут қаттиқ жиғлиди.
42 Йонатан Давутқа: — Сәпириң теч-аман болсун; чүнки биз иккимиз: — Пәрвәрдигар мениң билән сениң оттуруңда вә мениң нәслим билән сениң нәслиң оттурисида мәңгүгә гува болсун, дәп Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм ичишкән, деди. Давут орнидин қопуп маңди, Йонатанму шәһәргә кирип кәтти.
Давут Ноб шәһиригә бариду
43 Давут әнди Нобқа келип Ахимәләк каһинниң қешиға барди.
□20:25 «Падиша болса бурунқидәкла өз орнида тамниң йенидики төрдә олтарди. Йонатан орнидин турди, Абнәр Саулниң йенида олтарди» — Йонатанниң «орнидин туруши» бәлким тағиси Абнәрниң һөрмити үчүн униңға Саулниң йенидики орунни бошитиш үчүн. Башқа хил тәрҗимиси: «Йонатан униң (Саулниң) одулида еди»
□20:26 «Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалдин» — «напак болуш»: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси мәсилән бир өлүккә тәккән болса бир мәзгил «напак» болатти — шундақ болса униң һеч қурбанлиқ (мәсилән, йеңи айдики қурбанлиқлар)дин йейишигә болмайтти.