19
Саул Давутни өлтүрүшкә интилиду
Саул өз оғли Йонатан вә һәммә хизмәткарлиригә Давутни өлтүрүшкә буйруқ қилди. Лекин Саулниң оғли Йонатан Давутқа бәк амрақ еди. Йонатан Давутқа: — Атам Саул сени өлтүрмәкчи; әнди әтә әтигән қаттиқ еһтият қилғин, бир мәхпий җайни тепип өзүңни йошурғин; мән өзүм чиқип сән йошурунған етизлиққа берип атамниң йенида туруп атам билән сениң тоғраңда сөзлишип бақай; әһвални ениқ билгәндин кейин саңа хәвәр қилай, деди.
Йонатан атиси Саулға Давутниң яхши гепини қилип: — Падиша өз хизмәткариға, йәни Давутқа яманлиқ қилмиғай! Чүнки у саңа гуна қилмиған; бәлки униң әмәллири өзүңгә көп яхшилиқларни елип кәлгән: — у өз җенини алқиниға елип қопуп һелиқи Филистийни өлтүрди вә шуниң билән Пәрвәрдигар пүткүл Исраил үчүн чоң нусрәт бәрди. Шу чағда сән өзүң көрүп хуш болған әмәсму? Әндиликтә немишкә Давутни сәвәпсиз өлтүрүп наһәқ қан төкүп гунакар болмақчи болисән? — деди.
Саул Йонатанниң сөзигә кирди. У: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, у өлүмгә мәһкүм қилинмайду, деди. Андин Йонатан Давутни чақирип, Давутқа болған ишларниң һәммисини дәп бәрди. Андин кейин Йонатан Давутни Саулниң қешиға елип кәлди вә у илгәркидәк униң хизмитидә болди.
Амма йәнә җәң болди; Давут чиқип Филистийләр билән җәң қилип, уларни қаттиқ қирип мәғлуп қилди; улар униң алдидин бәдәр қечисти.
Әнди Пәрвәрдигар тәрипидин қабаһәтлик бир роһ йәнә Саулни басти. У өз өйидә қолида нәйзисини тутуп олтиратти; Давут болса қоли билән саз челип туратти. 1Сам. 16:14; 18:10 10  Саул нәйзә билән Давутни санҗип тамға қадап қоймақчи боливиди, лекин Давут өзини қачурувалди, нәйзә тамға қадилип қалди. Давут шу кечиси қечип қутулди.
11  Саул бир нәччә чапармәнләрни Давутниң өйигә әвәтип уни пайлап туруп әтиси таң йоруғанда уни өлтүрүшкә маңдурди. Амма Давутниң аяли Миқал униңға: — Әгәр бу кечә җениңни елип қачмисаң, әтә өлтүрүлисән, деди. 12  Шуңа Миқал Давутни пәнҗирдин чүшүрүп қойди. Шундақ қилип у қечип қутулди. 13  Андин Миқал бир «тәрафим» бутни елип кариватқа ятқузуп, бешиға өшкә жуңидин қилинған бир ястуқни қоюп, әдиял билән йепип қойди.«тәрафим» — бир хил бут. Миқалниң йенида бундақ бутниң болуши Тәвратқа хилап, әлвәттә.
14  Саул Давутни тутуш үчүн чапармәнләрни әвәткәндә Миқал: — У ағрип қалди, деди. 15  Саул чапармәнләрни қайтидин әвәтип: — Уни кариват билән қошуп елип келиңлар, уни өлтүримән, дәп буйруди.
16  Чапармәнләр киргәндә, мана кариватта бу бут ятатти, бешиға өшкә жуңидин қилинған ястуқ қоюлған еди. 17  Саул Миқалға: — Немишкә мени бундақ алдап, дүшминимни қачуруветисән? — деди. Миқал Саулға җавап берип: — У: «Мени қоювәткин; болмиса сени өлтүрүветимән» деди, деди.«У: «Мени қоювәткин; болмиса сени өлтүрүветимән» деди» — ибраний тилида: «У: «Мени қоювәткин; сени өлтүрүшүмниң немә һаҗити?» деди».
18  Давут қечип қутулуп, Рамаһқа Самуилниң қешиға берип, Саулниң униңға қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди. Андин у Самуил билән Найотқа берип олтирақлашти.
19  Бириси Саулға: — Давут Рамаһдики Найотта бар екән, дәп хәвәр бәрди. 20  Саул Давутни тутуп келишкә чапармәнләрни маңдурди. Амма улар йетип барғанда пәйғәмбәрләрниң бир җамаити бешарәт бериватқанлиғини вә Самуилниңму уларниң арисида туруп уларға назарәтчилик қиливатқанлиғини көрди; шундақ болдики, Худаниң Роһи Саулниң чапармәнлириниң вуҗудиғиму чүшүп, уларму һәм бешарәт беришкә башлиди.
21  Бу хәвәр Саулға ейтилди; у йәнә башқа чапармәнләрни әвәтти, лекин уларму бешарәт беришкә чүшти. Андин Саул үчинчи қетим йәнә чапармәнләрни маңдурди. Уларму һәм бешарәт беришкә чүшти. 22  Андин Саул өзи Рамаһқа берип, Сәқудики чоң қудуққа йетип кәлгәндә, «Самуил билән Давут нәдә?» — дәп сориди. Бириси: — Улар Рамаһдики Найотта бар екән, дәп җавап бәрди.
23  Шуңа у Рамаһдики Найотқа йетип кәлди; Худаниң Роһи униң вуҗудиғиму чүшти; шуниң билән уму пиядә меңип Рамаһдики Найотқа барғичә бешарәт берип маңди. 24  У һәтта кийимлирини селиветип Самуилниң алдида бешарәт бәрди; пүтүн бир кечә вә пүтүн бир күндүз у йәрдә ялаңач ятти. Буниң билән: — «Саулму пәйғәмбәрләрдинму?» дәйдиған гәп пәйда болди.«Буниң билән: — «Саулму пәйғәмбәрләрдинму?» дәйдиған гәп пәйда болди» — 10-бап, 12-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.
 
 

19:9 1Сам. 16:14; 18:10

19:13 «тәрафим» — бир хил бут. Миқалниң йенида бундақ бутниң болуши Тәвратқа хилап, әлвәттә.

19:17 «У: «Мени қоювәткин; болмиса сени өлтүрүветимән» деди» — ибраний тилида: «У: «Мени қоювәткин; сени өлтүрүшүмниң немә һаҗити?» деди».

19:24 «Буниң билән: — «Саулму пәйғәмбәрләрдинму?» дәйдиған гәп пәйда болди» — 10-бап, 12-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.