18
Саулниң Давуттин һәсәт қилиши
Давут билән Саулниң сөһбити аяқлашқанда, Йонатанниң көңли Давутниң көңлигә шундақ бағландики, уни өз җенидәк сөйди. Саул болса у күни уни өз йенида елип қелип, уни атисиниң өйигә қайтқили қоймиди.
Йонатан Давут билән әһдә қилишти; чүнки у уни өз җенидәк сөйәтти. Йонатан учисидики тонни селип Давутқа бәрди, йәнә җәң кийимлирини, җүмлидин һәтта қиличи, оқяси вә кәмириниму униңға бәрди. Саул Давутни нәгила әвәтсә у шу йәргә баратти, шундақла ишларни җайида қилатти. Шуниң үчүн Саул уни ләшкәрләрниң үстигә қойди. Бу иш барлиқ хәлиққә вә һәм Саулниң хизмәткарлириғиму яқти.
Давут Филистийни өлтүрүп көпчилик билән янғанда Исраилниң һәммә шәһәрлиридики қиз-аяллар Саулни нахша ейтип уссул ойнап қарши алғили чиқти; улар хушлуқ ичидә дап вә үчтар билән нәғмә челишти. Қиз-аяллар нәғмә чалғанда: — Саул миңлап өлтүрди, вә Давут он миңлап өлтүрди, дәп оқушатти.Мис. 15:21; 1Сам. 21:11; 29:5
Буни аңлап Саул наһайити хапа болди; бу сөз униң көңлигә тәгди. У: — Давутқа он миңлап һесапланди, амма маңа пәқәт миңлап һесапланди; әнди падишалиқтин башқа униңға һеч нәрсә кам әмәс, деди. Шу күндин тартип Саул Давутни көзләп жүрди.
10  Әтиси Худа тәрипидин қабаһәтлик бир роһ Саулниң үстигә чүшти вә у өйидә қалаймиқан җөйлигили турди. Әнди Давут башқа вақиттикидәк қоли билән чилтар чалди; Саулниң қолида нәйзә бар еди. «Әтиси Худа тәрипидин қабаһәтлик бир роһ Саулниң үстигә чүшти вә у өйидә қалаймиқан җөйлигили турди» — ибраний тилида мошу айәттики «җөйлүш» «урғуп чиқиш» дегән сөз билән ипадилиниду. Башқа әһвалда бу сөз «бешарәт бериш»ни көрситиду. 11  Саул: — Давутни тамға нәйзә билән қадиветимән дәп, нәйзини атти; лекин Давут икки қетим өзини далдиға алди.
12  Пәрвәрдигарниң Давут биләнла болуп, өзидин жирақлап кәткини үчүн Саул Давуттин қорқатти. 13  Шуниң үчүн Саул Давутни өз йенидин айрип, уни ләшкәрләргә миң беши қилип қойди; у ләшкәрләрни елип җәңгә чиқип туратти.«у ләшкәрләрни елип җәңгә чиқип туратти» — ибраний тилида «у ләшкәрләр (хәлиқ) алдида чиқип кирәтти» дегән сөз билән ипадилиниду.
14  Давут болса һәммә ишларни пәм билән қилатти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә еди. 15  Саул униң пәмлик екәнлигини көрүп униңдин бәк қорқатти.
16  Амма пүткүл Исраил билән Йәһуда хәлқи Давутни сөйәтти; чүнки у уларни йетәкләп җәңгә чиқатти. «чүнки у уларни йетәкләп җәңгә чиқатти» — ибраний тилида «чүнки у улар алдида чиқип кирәтти». 17  Саул Давутқа: — Мана, чоң қизим Мераб — мән уни саңа хотунлуққа бәргүм бар. Сән пәқәт хизмитимгә җан-пида болуп, Пәрвәрдигарниң җәңлиридә күрәш қилғин, деди. Чүнки Саул ичидә: — У мениң қолум билән әмәс, бәлки Филистийләрниң қоли билән йоқитилсун, дәп хиял қилған еди.
18 Амма Давут Саулға: — Мән ким едим, мениң атамниң җәмәти Исраил арисида немә еди, мән қандақму падишаниң күйоғли болай? — деди.
19  Лекин Саулниң қизи Мераб Давутқа берилидиған вақитта, у Мәһолатлиқ Адриәлгә хотунлуққа берилди. 20  Амма Саулниң қизи Миқалниң көңли Давутқа чүшкән еди. Башқилар буни Саулға ейтти, бу иштин Саул хуш болди. 21  Саул: — Қизимни Давутқа берәй, у униңға бир сиртмақ болуп, Филистийләрниң қолида йоқитилсун, дәп ойлиди. Шуниң билән Саул Давутқа: — Бүгүн иккинчи қетим күйоғлум болисән, деди.
22  Саул өз ғуламлириға: — Давутқа астиртин: — Мана, падиша сәндин сөйүниду, вә һәммә ғуламлири саңа амрақ. Шуниң үчүн падишаниң күйоғли болғин, дәп ейтиңлар, дәп тапилиди. 23  Саулниң ғуламлири бу сөзләрни Давутниң қулиқиға йәткүзди. Лекин Давут: — Нәзириңларда падишаниң күйоғли болуш кичик ишму? Мән болсам бир кәмбәғәл вә әтиварсиз адәммән — деди.
24  Саулниң ғуламлири Саулға Давутниң дегәнлирини өз әйни йәткүзди.
25  Саул: — Силәр Давутқа: — Падиша саңа башқа тойлуқ алғузмайду, пәқәт падиша дүшмәнлиридин интиқам елиш үчүн йүз Филистийниң хәтнилигинила алиду, дәп ейтиңлар, деди (Саулниң мәхсити болса Давутни Филистийләрниң қолида йоқитиш еди).
26  Ғуламлар бу сөзләрни Давутқа йәткүзди; падишаниң күйоғли болуш Давутқа йеқип қалди. Әнди бекитилгән мөһләт тошмайла, 27  Давут туруп өз адәмлири билән чиқип икки йүз Филистийни өлтүрди. Давут уларниң хәтнилигини кесип елип падишаниң күйоғли болуш үчүн буларниң һәммисини падишаға тапшурди. Саул қизи Миқални униңға хотунлуққа бәрди.2Сам. 3:14
28  Саул Пәрвәрдигарниң Давут билән биллә екәнлигини вә өз қизи Миқалниң уни сөйидиғанлиғини көрүп 29  Давуттин техиму қорқти. Шуниң билән Саул үзлүксиз Давутқа дүшмән болди.
30  Филистийләрниң әмирлири дайим соқушқа чиқатти; амма һәр қетим чиқсила Давутниң ишлири Саулниң һәммә хизмәткарлириниңкидин мувәппәқийәтлик болатти; шуниң билән униң нами халайиқ тәрипидин толиму һөрмәткә сазавәр болатти.
 
 

18:7 Мис. 15:21; 1Сам. 21:11; 29:5

18:10 «Әтиси Худа тәрипидин қабаһәтлик бир роһ Саулниң үстигә чүшти вә у өйидә қалаймиқан җөйлигили турди» — ибраний тилида мошу айәттики «җөйлүш» «урғуп чиқиш» дегән сөз билән ипадилиниду. Башқа әһвалда бу сөз «бешарәт бериш»ни көрситиду.

18:13 «у ләшкәрләрни елип җәңгә чиқип туратти» — ибраний тилида «у ләшкәрләр (хәлиқ) алдида чиқип кирәтти» дегән сөз билән ипадилиниду.

18:16 «чүнки у уларни йетәкләп җәңгә чиқатти» — ибраний тилида «чүнки у улар алдида чиқип кирәтти».

18:27 2Сам. 3:14