17
Давут билән Голиат
1 Амма Филистийләр җәң қилиш үчүн қошунлирини жиғди. Улар Йәһудаға тәвә Сокоһда җәм болуп, Сокоһ билән Азикаһ оттурисидики Әфәс-Даммимда чедирларни тикти. 2 Саул билән Исраилларму җәм болуп Елаһ җилғисида чедирлирини тикип Филистийләр билән җәң қилғили сәп түзди. □«Елаһ җилғисида» — яки «дублар җилғисида». 3 Филистийләр бир тәрәптики тағда, Исраиллар йәнә бир тәрәптики тағда туратти; оттурисида җилға бар еди.
4 Шу вақитта Филистийләрниң ләшкәргаһидин Гатлиқ Голиат исимлиқ бир чемпийон палван чиқип кәлди. Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди. □«Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди» — Тәвраттики «гәз» бир җәйнәккә баравәр болуп, йәни 45 сантиметр еди. Демәк Голиатниң егизлиги 2.8 метр еди. 5 Бешиға мис дубулға, учисиға қасирақлиқ савут кийгән еди. Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти. □«Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти» — «бәш миң шәкәл» бәлким 60-100 килограм болуши мүмкин. 6 Пачақлириға мистин тизлиқ бағлиған, өшнисигә мис атма нәйзә қистуривалған еди. 7 Униң нәйзисиниң сепи болса бапкарниң хадисидәк еди; нәйзисиниң беши алтә миң шәкәл келәтти; қалқан көтәргүчиси униң алдида маңатти.
8 У орнида туруп Исраилниң қошунлириға мундақ товлайтти: — «Силәр немишкә җәң қилиш үчүн сәп түзгәнсиләр? Мән Филистий әмәсму? Силәр болсаңлар Саулниң қуллириғу? Араңлардин бир адәмни таллап чиқиңлар, у мән билән елишишқа чүшсун! 9 У мән билән елишип мени уруп өлтүрәлсә, биз силәрниң қуллириңлар болимиз. Лекин мән уни мәғлуп қилип өлтүрсәм, силәр бизниң қуллиримиз болуп бизниң хизмитимиздә болусиләр». 10 Шу Филистий йәнә сөз қилип: — Мән бүгүн Исраилниң қошуниға һақарәт қилдимғу? Силәр бир адәмни чиқириңлар, биз елишайли! — деди.
11 Саул билән һәммә Исраил бу Филистийниң сөзлирини аңлап, алақзадә болуп бәк қорқти.
12 Давут Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ Йәссә дегән Әфратлиқ адәмниң оғли еди. Йәссәниң сәккиз оғли бар еди. Саулниң күнлиридә у хелә яшинип қалған еди. 13 Йәссәниң үч чоң оғли Саул билән җәңгә чиққан еди. Җәңгә чиққан үч оғулниң тунҗисиниң исми Елиаб, иккинчисиниң исми Абинадаб вә үчинчисиниң Шаммаһ еди. 14 Давут һәммидин кичиги еди. Үч чоң оғли Саулға әгишип чиққан еди. 15 Бәзидә Давут Саулниң қешидин өз атисиниң қойлирини беқиш үчүн қайтип келәтти.■1Сам. 16:19
16 Әшу Филистий болса қириқ күнгичилик һәр әтигән вә кәчтә чиқип турди.
17 Йәссә оғли Давутқа: — Бу әфаһ қомачни вә бу он нанни елип ләшкәргаһға тез берип акилириңға бәргин, □«бу әфаһ қомач» — бир «әфаһ» 27-30 литр болуши мүмкин. 18 бу он парчә қурутни уларниң миң бешиға берип акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин, деди.□«акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин» — мошу «кепил хети» бәлким улар Давут апарған нәрсиләрни қобул қилғанлиғиниң испати болуши мүмкин.
19 Саул, шу үч оғул вә Исраилниң һәммә адәмлири Елаһ җилғисида туруп Филистийләргә қарши җәң қилатти.
20 Давут болса әтиси сәһәр қопуп қойларни бир баққучиниң қолиға тапшуруп, ашлиқ-түлүкни елип Йәссә униңға тапилиғандәк, қошун истиһкамиға йәткәндә, җәңгә чиқидиған ләшкәрләр сөрән көтириватқан еди. ■1Сам. 26:5 21 Исраил вә Филистийләр бир-биригә удулму удул туруп соқушқа сәп түзди. 22 Давут болса елип кәлгән нәрсиләрни жүк-тақларға қариғучиниң қолиға тапшуруп сәп арисиға жүгүрүп берип акилиридин течлиқ сориди. 23 У улар билән сөзлишип турғанда, Филистийләрдин болған Голиат дегән чемпион палван Филистийләрниң сепидин чиқип йәнә һелиқи гәпни қилди; Давут уни аңлиди. 24 Исраилниң һәммә адәмлири бу адәмни көргәндә қечип кетишти вә бәк қорқти.
25 Исраилниң адәмлири бир-биригә: — Чиқиватқан бу адәмни көрдүңларму? У Исраилға һақарәт қилиш үчүн чиқиду. Шундақ болидуки, уни өлтүргән адәмгә падиша көп мал-мүлүк инъам қилиду, өз қизини униңға хотунлуққа бериду һәм атисиниң җәмәтини Исраил тәвәсидә баҗ-алвандин халас қилиду, деди.
26 Давут өз йенида турған адәмләрдин: — Бу Филистийни өлтүрүп Исраилға қилинған шу һақарәтни йоқатқан кишигә немә қилиниду? Чүнки бу хәтнисиз Филистий зади ким? У қандақсигә мәңгү һаят болғучи Худаниң қошунлириға һақарәт қилишқа петиниду? — деди.
27 Халайиқ униңға алдинқиларниң дегән сөзи бойичә җавап берип: — Уни өлтүргән кишигә мундақ-мундақ қилиниду, деди.
28 Лекин униң чоң акиси Елиаб униң у адәмләр билән сөзләшкинини аңлап қалди; Елиабниң Давутқа аччиғи келип: — Немишкә бу йәргә кәлдиң? Чөлдики у азғинә қойни кимгә ташлап қойдуң? Мән кибирлигиңни вә көңлүңниң яманлиғини билимән. Сән алайитән җәңни көргили кәлдиң, деди.
29 Давут: — Мән немә қилдим? Пәқәт бир сөз қилсам болмамдикән? — деди.
30 Давут бурулуп башқисидин алдинқидәк сориди, хәлиқ алдида ейтқандәк униңға җавап бәрди.
31 Амма бириси Давутниң ейтқан сөзлирини аңлап қелип Саулға йәткүзди; у Давутни чақиртип кәлди. 32 Давут Саулға: — Бу кишиниң сәвәвидин һеч кимниң жүриги су болмисун. Силиниң қуллири бу Филистий билән соқушқили чиқиду, деди.
33 Саул Давутқа: — Сән бу Филистий билән соқушқили барсаң болмайду! Сән техи яш, амма у яшлиғидин тартипла җәңчи еди, деди.
34 Давут Саулға: — Қуллири өз атисиниң қойлирини беқип кәлдим. Бир шир яки ейиқ келип падидин бир қозини елип кәтсә, 35 мән униң кәйнидин қоғлап уни уруп қозини ағзидин қутқузуп алаттим. Әгәр қопуп маңа һуҗум қилса мән уни яйлидин тутувелип уруп өлтүрәттим. 36 Қуллири һәм шир һәм ейиқни өлтүргән; бу хәтнисиз Филистийму уларға охшаш болиду. Чүнки у мәңгү һаят болғучи Худаниң қошуниға һақарәт кәлтүрди — деди. 37 Давут сөзини давам қилип: — Мени ширниң чаңгилидин вә ейиқниң чаңгилидин қутқузған Пәрвәрдигар охшашла бу Филистийниң қолидин қутқузиду, деди. Саул Давутқа: — Барғин, Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай, деди.
38 Андин Саул Давутқа өз җәң кийимлирини кийгүзүп, бешиға мис дубулғини тақап вә униңға бир җәң савутини кийгүзди. 39 Давут болса Саулниң қиличини кийимниң үстигә есип, меңип бақти; чүнки у буларни кийип бақмиған еди. Шуниң билән Давут Саулға: — Мән буларни кийип маңалмайдикәнмән; чүнки бурун кийип бақмиған, дәп уларни селивәтти. 40 У қолиға һасисини елип, ериқтин бәш силиқ таш илғап падичи халтисиниң янчуқиға салди; у салғусини қолиға елип Филистийгә йеқин барди. 41 Филистий болса чиқип Давутқа йеқинлашти, қалқан көтәргүчисиму униң алдида маңди.
42 Филистий Давутқа бирқур сәпселип қарап мәсқирә қилди. Чүнки у техи яш, буғдай өңлүк вә келишкән жигит еди. 43 Филистий Давутқа: — Сән һаса көтирип алдимға кәпсән? Сән мени ишт дәп ойлап қалдиңму? — дәп өз бутлириниң намлирини тилға елип Давутни қарғиди. 44 Филистий Давутқа йәнә: — Бу яққа кәл, мән гөшүңни асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучларға йәм қилимән, деди.
45 Давут Филистийкә: — Сән қилич, нәйзә вә атма нәйзини көтирип маңа һуҗум қилғили кәлдиң; лекин мән сән һақарәт қилған, Исраилниң қошунлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән алдиңға һуҗумға чиқтим — деди.
46 «Дәл бүгүн Пәрвәрдигар сени мениң қолумға тапшуриду. Мән сени өлтүрүп бешиңни кесип алимән; мән ләшкәргаһдики Филистийләрниң җәсәтлириниму асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучлириға йәм қилимән. Буниң билән пүткүл җаһан Исраилда бир Худаниң бар екәнлигини билиду 47 вә бу пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарниң нусрәт беришиниң қилич, нәйзә билән әмәс екәнлигини билиду; чүнки бу җәң болса Пәрвәрдигарниңкидур, У сени қолимизға тапшуриду».
48 Филистий Давутқа һуҗум қилғили қопуп йеқин кәлгәндә Давут униңға һуҗум қилғили Филистий қошуниниң сепигә қарап жүгүрди. 49 Давут қолини халтисиға тиқип бир ташни чиқирип салғуға селип Филистийгә қаритип атти; таш Филистийниң пешанисигә тәгди. Таш униң пешанисигә петип кәтти, у дүм чүшүп йәргә жиқилди.
50 Шундақ қилип Давут Филистийни салғу вә таш билән мәғлуп қилип уни уруп өлтүрди; Давутниң қолида һеч қилич йоқ еди. 51 Давут жүгүрүп берип, Филистийниң үстидә туруп, қиличини қинидин тартип елип уни өлтүрүп, униң бешини алди. Филистийләр өз батуриниң өлгинини көрүпла, бәдәр қачти. 52 Исраиллар билән Йәһудалар болса орнидин қопуп сөрән селишип Филистийләрни җилғиғичә вә Әкрон дәрвазилириғичә кәйнидин қоғлап кәлди; өлтүрүлгән Филистийләр Шаараимға баридиған йолда Гат вә Әкронғичә йетип кәткән еди. 53 Исраил Филистийләрни қоғлаштин йенип келип уларниң ләшкәргаһини булаң-талаң қилди. 54 Давут Филистийниң бешини Йерусалимға елип барди; униң яриғини болса өз чедириға қойди.
55 Саул Давутниң Филистийниң алдиға чиққинини көргәндә қошунниң сәрдари Абнәрдин: — И Абнәр, бу жигит кимниң оғли? — дәп сориди. Абнәр: — И падиша, һаятиң билән қәсәм қилимәнки, билмәймән, деди.
56 Падиша: — Бу жигит кимниң оғли екән дәп сорап баққин, деди.
57 Давут Филистийни қирип қайтип кәлгәндә Абнәр уни падишаниң қешиға елип барди; Филистийниң беши техичә униң қолида туратти.
58 Саул униңдин: — И жигит, кимниң оғлисән? дәп сориди. Давут: — Мән силиниң қуллири Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң оғлимән, дәп җавап бәрди.
□17:2 «Елаһ җилғисида» — яки «дублар җилғисида».
□17:4 «Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди» — Тәвраттики «гәз» бир җәйнәккә баравәр болуп, йәни 45 сантиметр еди. Демәк Голиатниң егизлиги 2.8 метр еди.
□17:5 «Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти» — «бәш миң шәкәл» бәлким 60-100 килограм болуши мүмкин.
□17:17 «бу әфаһ қомач» — бир «әфаһ» 27-30 литр болуши мүмкин.
□17:18 «акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин» — мошу «кепил хети» бәлким улар Давут апарған нәрсиләрни қобул қилғанлиғиниң испати болуши мүмкин.