12
Әйса «Шабат»ниң Егисидур •••• «Шабат күни» тоғрилиқ 1-айәттики изаһатни көрүң
Мар. 2:23-28; Луқа 6:1-5
Шу чағларда бир шабат күни, Әйса буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән мухлислири башақларни үзүп, йейишкә башлиди.«шабат күни» — шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди. Тәбирләрниму көрүң.  Қан. 23:24; Мар. 2:23; Луқа 6:1. Лекин буни көргән Пәрисийләр униңға:
— Қара, мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду, дейишти.«мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду» — «чәкләнгән иш» тоғрилиқ — Тәврат қанунида чәкләнгән. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнликкә баравәр» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.  Мис. 20:10.
Бирақ у уларға:
— Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?«Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «Оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқибилиридин сорайдиған соал шәкли еди. У Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни сорап елип, уларни һәмраһлири билән биллә йегән. Әслидә бу нанларни пәқәт каһинларниң йейишигила болатти.« Давут Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни сорап елип, уларни һәмраһлири билән биллә йегән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.  Мис. 29:33; Лав. 24:9; 1Сам. 21:6.
Силәр Тәвраттин шуни оқуп бақмиғансиләрки, ибадәтханида ишләйдиған каһинлар шабат күнлири ишләп шабат тәртивини бузсиму, гунаға буйрулмайду.Чөл. 28:9. Бирақ мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуқ бириси бар.2Тар. 6:18. Әндиликтә әгәр силәр Худаниң «муқәддәс язмиларда: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзиниң мәнасини билгән болсаңлар, бегуна кишиләрни гунакар дәп бекитмәйттиңлар.«Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» — «Һош.» 6:6дин елинған сөз (9:13ниму көрүң).  Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 9:13; 23:23. Чүнки Инсаноғли шабат күниниң Егисидур.Мар. 2:28; Луқа 6:5.
 
Шабат күнидә бемарни сақайтишқа боламду?
Мар. 3:1-6; Луқа 6:6-11
У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди. «У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди» — «улар» болса жуқурида тилға елинған «Пәрисийләр»ни көрсәткән болуши керәк.  Мар. 3:1; Луқа 6:6. 10 Вә мана, у йәрдә бир қоли йегиләп қалған бир адәм бар еди. Улар униң үстидин әрз қилишқа сәвәп тапмақчи болуп униңдин:
— Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.Луқа 14:3.
11 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди:
— Бирәрсиңларниң қойи шабат күни ориға чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқиривалмайдиған адәм бармиду? Мис. 23:4; Қан. 22:4. 12 Инсан болса қойдин шунчә әтибарлиқтур! Шуңа, шабат күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғундур. Яр. 1:27. 13 Андин у һелиқи кесәлгә:
— Қолуңни узат, — деди. У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди.«У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди» — «әслигә кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» болуп, бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизә «шабат күнидә яритилғанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?
14 Бирақ Пәрисийләр ташқириға чиқип, уни қандақ йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53.
 
Худа таллиған қул
15 Амма Әйса буни биливелип у йәрдин айрилди. Топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. У уларниң һәммисини сақайтти; Мат. 10:23. 16 андин уларға өзиниң салаһйитини ашкарилимаслиқни қаттиқ тапилиди. Мат. 9:30; Луқа 5:14. 17 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
 
18 — «Қараңлар, мана Мән таллиған Өз қулум!
Мениң сөйүмлүгим, дилимниң сөйүнгини!
Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән,
Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду.«Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду» — «Йәш.» 42-баптили изаһтларниму көрүң.
«Әлләр» болса мошу йәрдә «ят әлләр», йәни барлиқ Йәхудий әмәсләрни, җаһандики барлиқ милләтләрни көрситиду.
«Һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ: — бу сөз ибраний тилида (Тәвраттики әйни бешарәтттә) «мишпат» дейилиду, у төрт җәһәтни өз ичигә алиду, йәни Худаниң «һәққаний қули»ниң: —
(1) Худаниң бутлар тоғрилиқ һөкүми, йәни «Худа дегән тирик һәм бирдур, бутлар йоқтин болған нәрсә» дегән һәқиқәтни елип келишини (һәқиқәтсизләр һәқиқәткә еришиду).
(2) Худаниң адил қанун-пәрманлириниң хәвирини йәткүзүп, чүшәндүрүп беришини;
(3) һәр хил хата уқумларни вә көзқарашларни түзитип тоғра көзқарашларни йәткүзүшини;
(4) адаләтсизликни түзитип, увал болғанларға адаләтни йәткүзүшини көрситиду.
  Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
19 У нә талаш-тартиш қилмайду нә чуқан көтәрмәйду,
Кочиларда униң көтәргән авазини һеч аңлиғучи болмайду.
20 Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә,
Янҗилған қомушни сундурмайду,
Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;«Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә...» — «һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ жуқуриқи 19-айәттики изаһатни көрүң.
21 Вә әлләр униң намиға үмүт бағлайду».Йәш. 42:1-4.
 
Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш
Мар. 3:20-30; Луқа 11:14-23; 12:10
22 Шу чағда, униң алдиға җин чаплишивалған кор вә гача бири елип келинди. У уни сақайтти, кор гачини сөзләләйдиған вә көрәләйдиған қилди. Мат. 9:32; Луқа 11:14. 23 Барлиқ халайиқ һәйран болушуп:
— Әҗәба, бу Давутниң оғлимиду? — дейишти.Юһ. 4:29.
24 Лекин Пәрисийләр бу сөзни аңлап:
— У пәқәт җинларниң әмри болған Бәәлзибубқа тайинип җинларни қоғливетидикән, дейишти.Мат. 9:34; Мар. 3:22; Луқа 11:15.
25 Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди:
— Өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан һәр қандақ падишалиқ вәйран болиду; һәр қандақ шәһәр яки аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду. 26 Әгәр Шәйтан Шәйтанни қоғлиса, у өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? 27 Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун! «Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!» — бу сөзниң икки шәрһи бар: —
(1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки Пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти.
(2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң пәрзәнтлирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти.
Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
28 Лекин мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни қоғлиған болсам, ундақта Худаниң падишалиғи дәрвәқә үстүңларға чүшүп намайән болди.
29 Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса, андин өйини булаң-талаң қилалайду.«Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун?...» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.
30 Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә адәмләрни жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
31 Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанларниң өткүзгән һәртүрлүк гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Бирақ Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш һеч кәчүрүлмәйду. Мар. 3:28; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16. 32 Инсаноғлиға қарши сөз қилған кимдәким болса кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.«Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду» — «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» яки «Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Чөл. 15:30; 1Сам. 2:25; 1Юһа. 5:16.
 
Адәмни әмәллиридин тонуш
Луқа 6:43-45
33 Дәрәқ яхши болса, мевисиму яхши болиду — яки дәрәқ пор болса, мевисиму начар болиду; чүнки һәр қандақ дәрәқ өз мевисидин билиниду.Мат. 7:18.
34 Әй иланларниң пәрзәнтлири! Силәр рәзил турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши сөз чиқсун? Чүнки адәмниң қәлбидә немә толуп ташқан болса еғиздин шу чиқиду. Зәб. 39:10-11; Мат. 3:7; Луқа 6:45. 35 Яхши адәм өз яхши ғәзнисидин яхши нәрсиләрни чиқириду. Яман адәм яман ғәзнисидин яман нәрсиләрни чиқириду. 36 Мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанлар қилған һәр бир еғиз қуруқ сөзи үчүн сорақ күни һесап бериду. Топ. 12:14; Әф. 5:4. 37 Чүнки өз сөзлириң билән я һәққаний испатлинисән, я сөзлириңлар билән гунакар дәп бекитилисән.2Сам. 1:16; Луқа 19:22.
 
Мөҗизилик аламәт көрситиш тәливи
Мар. 8:11-12; Луқа 11:29-32
38 Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униңға җававән:
Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар, — деди. «Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар» — Пәрисийләр Әйсадин тәләп қилған «аламәт» болса өзиниң Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бирәр мөзизилик аламәт, әлвәттә.  Мат. 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; 1Кор. 1:22. 39 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди:
— Рәзил һәм зинахор бу дәвир бир «аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу дәвирдикиләргә «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ мөҗирилик аламәт көрситилмәйду. 40 Чүнки Юнус пәйғәмбәр йоған белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз ятқандәк, Инсаноғлиму охшашла үч кечә-күндүз йәрниң бағрида ятиду. Юн. 2:1,11 41 Сорақ күни Нинәвә шәһиридикиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап, яманлиғидин товва қилған; вә мана, мошу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси туриду!«мана, мошу йәрдә Юнус пәйғәмбәр динму улуқ бириси туриду!» — бу 39-41-айәтләрдә Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп тирик чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Тәврат, «Юнус» 1-2-бапларни вә шу китаптики «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму һәм ушбу китаптики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду» — دемәк, «бутпәрәс Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси болған Мәсиһ силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар».  Юн. 3:5; Луқа 11:32.
42 Сорақ күни «Җәнуптики аял падиша»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, һазир мошу йәрдә Сулаймандинму улуқ бириси туриду.«Җәнуптики аял падиша» — йәни «Шәбаниң аял падишаси». «Шәба» җәнубий Әрәбистан яки Ефиопийәни көрситиду. «1Пад.» 10:1-10ни көрүң.  1Пад. 10:1; 2Тар. 9:1; Луқа 11:31.
 
Напак роһниң қайтип келиши
Луқа 11:24-26
43 Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилгәндин кейин, у қурғақ далаларни чөргиләп жүрүп, бирәр арамгаһни издәйду, бирақ тапалмайду «напак роһ» — җинни көрситиду.  Луқа 11:24. 44 вә: «Мән чиққан маканимға қайтай» дәйду. Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң йәнила бош турғанлиғини, шундақла пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә, 45 берип өзидинму бәттәр йәттә җинни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду.«буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду» — бу тәмсил: (1) җин чаплишиштин қутқузулған адәмниң һәқиқий бир хәтирини; (2) Йәһудий хәлиқниң әһвалиниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.  Ибр. 6:4, 5; 10:26; 2Пет. 2:20.
 
Мениң анам вә инилирим ким?
Мар. 3:31-35; Луқа 8:19-21
46 У топлашқан халайиққа давамлиқ сөзләватқанда, мана, аниси билән инилири келип, униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти. Мар. 3:31; Луқа 8:20. 47 Шуниң билән бирәйлән униңға:
— Аниңиз вә инилириңиз сиз билән сөзлишимиз дәп ташқирида туриду, — деди.
48 Лекин у җававән шу хәвәрни йәткүзгән кишидин: «Ким мениң анам, ким мениң инилирим?» — дәп сориди. 49 Андин у қолини созуп мухлислирини көрситип:
— Мана мениң анам, мана мениң инилирим! 50 Чүнки ким әрштики Атамниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур, — деди.Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.
 
 

12:1 «шабат күни» — шәнбә күни, Тәврат календари бойичә һәптиниң йәттинчи күни болуп, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Исраилдики һәр бир инсан вә мал-чарвиларму шу күни һәр қандақ иш-хизмәт қилмай, дәм елиши керәк еди. Тәбирләрниму көрүң.

12:1 Қан. 23:24; Мар. 2:23; Луқа 6:1.

12:2 «мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду» — «чәкләнгән иш» тоғрилиқ — Тәврат қанунида чәкләнгән. Тәврат қануни бойичә дәм елиш күни «хаман тепиш» «хизмәт» дәп қарилип, қанунға хилаплиқ иш дәп һесаплиниши керәк еди, әлвәттә. Пәрисийләр мухлисларниң данларни йейиш үчүн ақлишини «хаман тәпкәнликкә баравәр» дәп қариған. Әнди башақларни үзүп йейиш зираәтләргә оғақ селиш билән охшашму яки охшаш әмәсму, буниңға оқурмәнләр Мәсиһниң җававини оқуп өзи бир немә десун! «Қошумчә сөз»имиздә мошу вақиә тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.

12:2 Мис. 20:10.

12:3 «Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?» — «Оқумиғанмусиләр?» дегән сөз Пәрисийләрниң дайим рәқибилиридин сорайдиған соал шәкли еди.

12:4 « Давут Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни сорап елип, уларни һәмраһлири билән биллә йегән» — бу вақиә «1Сам.» 21:1-7дә хатириләнгән.

12:4 Мис. 29:33; Лав. 24:9; 1Сам. 21:6.

12:5 Чөл. 28:9.

12:6 2Тар. 6:18.

12:7 «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» — «Һош.» 6:6дин елинған сөз (9:13ниму көрүң).

12:7 Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 9:13; 23:23.

12:8 Мар. 2:28; Луқа 6:5.

12:9 «У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди» — «улар» болса жуқурида тилға елинған «Пәрисийләр»ни көрсәткән болуши керәк.

12:9 Мар. 3:1; Луқа 6:6.

12:10 Луқа 14:3.

12:11 Мис. 23:4; Қан. 22:4.

12:12 Яр. 1:27.

12:13 «У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди» — «әслигә кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» болуп, бизгә бу ишни Худа өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизә «шабат күнидә яритилғанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?

12:14 Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53.

12:15 Мат. 10:23.

12:16 Мат. 9:30; Луқа 5:14.

12:18 «Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду» — «Йәш.» 42-баптили изаһтларниму көрүң. «Әлләр» болса мошу йәрдә «ят әлләр», йәни барлиқ Йәхудий әмәсләрни, җаһандики барлиқ милләтләрни көрситиду. «Һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ: — бу сөз ибраний тилида (Тәвраттики әйни бешарәтттә) «мишпат» дейилиду, у төрт җәһәтни өз ичигә алиду, йәни Худаниң «һәққаний қули»ниң: — (1) Худаниң бутлар тоғрилиқ һөкүми, йәни «Худа дегән тирик һәм бирдур, бутлар йоқтин болған нәрсә» дегән һәқиқәтни елип келишини (һәқиқәтсизләр һәқиқәткә еришиду). (2) Худаниң адил қанун-пәрманлириниң хәвирини йәткүзүп, чүшәндүрүп беришини; (3) һәр хил хата уқумларни вә көзқарашларни түзитип тоғра көзқарашларни йәткүзүшини; (4) адаләтсизликни түзитип, увал болғанларға адаләтни йәткүзүшини көрситиду.

12:18 Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

12:20 «Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә...» — «һөкүм-һәқиқәт» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ жуқуриқи 19-айәттики изаһатни көрүң.

12:21 Йәш. 42:1-4.

12:22 Мат. 9:32; Луқа 11:14.

12:23 Юһ. 4:29.

12:24 Мат. 9:34; Мар. 3:22; Луқа 11:15.

12:27 «Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!» — бу сөзниң икки шәрһи бар: — (1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки Пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти. (2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң пәрзәнтлирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти. Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

12:29 «Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун?...» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.

12:31 Мар. 3:28; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16.

12:32 «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду» — «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» яки «Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

12:32 Чөл. 15:30; 1Сам. 2:25; 1Юһа. 5:16.

12:33 Мат. 7:18.

12:34 Зәб. 39:10-11; Мат. 3:7; Луқа 6:45.

12:36 Топ. 12:14; Әф. 5:4.

12:37 2Сам. 1:16; Луқа 19:22.

12:38 «Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар» — Пәрисийләр Әйсадин тәләп қилған «аламәт» болса өзиниң Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бирәр мөзизилик аламәт, әлвәттә.

12:38 Мат. 16:1; Мар. 8:11; Луқа 11:29; 1Кор. 1:22.

12:40 Юн. 2:1,11

12:41 «мана, мошу йәрдә Юнус пәйғәмбәр динму улуқ бириси туриду!» — бу 39-41-айәтләрдә Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп тирик чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Тәврат, «Юнус» 1-2-бапларни вә шу китаптики «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму һәм ушбу китаптики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду» — دемәк, «бутпәрәс Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси болған Мәсиһ силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар».

12:41 Юн. 3:5; Луқа 11:32.

12:42 «Җәнуптики аял падиша» — йәни «Шәбаниң аял падишаси». «Шәба» җәнубий Әрәбистан яки Ефиопийәни көрситиду. «1Пад.» 10:1-10ни көрүң.

12:42 1Пад. 10:1; 2Тар. 9:1; Луқа 11:31.

12:43 «напак роһ» — җинни көрситиду.

12:43 Луқа 11:24.

12:45 «буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду» — бу тәмсил: (1) җин чаплишиштин қутқузулған адәмниң һәқиқий бир хәтирини; (2) Йәһудий хәлиқниң әһвалиниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

12:45 Ибр. 6:4, 5; 10:26; 2Пет. 2:20.

12:46 Мар. 3:31; Луқа 8:20.

12:50 Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.