13
Әрш падишалиғи тоғрисидики йәттә тәмсил •••• «1» Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсил
Мар. 4:1-9; Луқа 8:4-8
Шу күни Әйса өйдин чиқип, деңиз бойида олтиратти.Мар. 4:1; Луқа 8:4, 5. Әтрапиға топ-топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип олтарди. Пүткүл халайиқ болса деңиз бойида турушатти.Луқа 5:3. У уларға тәмсилләр билән нурғун һекмәтләрни ейтип бирип, мундақ деди:
— Мана, уруқ чачқучи уруқ чачқили етизға чиқипту. Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
Бәзилири теши көп, тописи аз йәрләргә чүшүпту. Туприғи чоңқур болмиғачқа, тезла үнүп чиқипту, лекин күн чиқиши биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту. Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувапту. Бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту. Қулиқи барлар буни аңлисун!
 
Тәмсилләрниң мәхсити
Мар. 4:10-12; Луқа 8:9-10
10 Мухлислири келип, униңдин: —
Сән немә үчүн уларға тәмсилләр арқилиқ тәлим берисән? — дәп сориди.Мар. 4:10; Луқа 8:9.
11 У уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәр әрш падишалиғиниң сирлирини билишкә муйәссәр қилиндиңлар, лекин уларға несип қилинмиди. «әрш падишалиғиниң сирлири» — Инҗилда «сирлар» әслидә инсанларға ашкариланмиған, һазир Мәсиһ яки расуллири арқилиқ аян қилинған ишларни көрситиду. Униң үстигә, Инҗилдики бәзи «сирлар» интайин сирлиқ, әлвәттә.  Мат. 11:25; 2Кор. 3:14. 12 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.«Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «кимдә бар болса... » дегәндә, «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.  Мат. 25:29; Мар. 4:24,25; Луқа 8:18; 19:26.
13 Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду. 14 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр ейтқан бешарәттики муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
 
— «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр;
Қарашни қарайсиләр, бирақ көрмәйсиләр. Йәш. 6:9-10; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.
15 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән,
Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған,
Улар көзлирини ухлиғандәк жумувалған;
Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп,
Қулиқи билән аңлап,
Көңли билән чүшинип,
Өз йолидин яндурулуши билән,
Мән уларни сақайтқан болаттим.«мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән... ундақ болмисиди, ... көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим» — толуқ бешарәт Тәврат, «Йәш.» 6:9-10дә тепилиду.  Йәш. 6:9-10
 
16 Лекин, көзлириңлар бәхитликтур! Чүнки улар көриду; қулиқиңлар бәхитликтур! Чүнки улар аңлайду. Луқа 10:23; Юһ. 20:29; 1Пет. 1:8. 17 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә һәққаний адәмләр силәрниң көргиниңларни көрүшкә интизар болған болсиму уларни көрмигән; силәрниң аңлиғиниңларни аңлашқа интизар болған болсиму уларни аңлимиған.1Пет. 1:10.
 
Уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
Мар. 4:13-20; Луқа 8:11-15
18 Әнди уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар:Мар. 4:13; Луқа 8:11. 19 Әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә, Шәйтан келип униң көңлигә чечилған сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.«әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә..» — мошу йәрдә «әрш падишалиғи» грек тилида пәқәт «падишалиқ» билән ипадилиниду.  Мат. 4:23. 20 Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду. «Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду» — «сөз-калам» болса Худаниң падишалиғи тоғрилиқ сөз-каламдур. 21 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ мәвҗут болуп туриду; сөз-каламниң вәҗәдин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду. 22 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши қәлбидики сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду. Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9. 23 Лекин яхши йәргә чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап чүшәнгән адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси йүз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси оттуз һәссә һосул бериду.
 
«2» Күрмәк, йәни «мәстәк» тоғрисидики тәмсил
24 У уларниң алдида йәнә бир тәмсилни баян қилди: —
— Әрш падишалиғи худди етизиға яхши уруқни чачқан бир адәмгә охшайду. 25 Амма кишиләр уйқиға чөмгән чағда, дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту. «...дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту» — оқурмәнләргә шу аянки, бу тәмсилдики «күрмәк» (яки «мәстәк») авал буғдайға опохшаш шәкилдә өсиду. Пәқәт баш елиши билән пәриқ әткили болиду. 26 Әнди майсилар өсүп, башақ чиқарғанда, күрмәкму ашкарлинишқа башлапту.
27 Ғоҗайинниң чакарлири келип униңға:
— «Әпәнди, сиз етизиңизға яхши уруқ чачқан әмәсмидиңиз? Күрмәкләр нәдин келип қалди?» дәпту.
28 Ғоҗайин: «Буни бир дүшмән қилған» — дәпту.
Чакарлар униңдин: «Сиз бизни берип уларни отиветиңлар демәкчиму?» — дәп сорапту.
29 «Яқ,» — дәпту ғоҗайин, «ундақ қилғанда күрмәкләрни юлғанда, буғдайларниму жулуветишиңлар мүмкин. 30 Бу иккиси орма вақтиғичә биллә өссун, орма вақтида, мән ормичиларға: — Алди билән күрмәкләрни айрип жиғип, бағлап көйдүрүшкә қоюңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға әкириңлар, дәймән» — дәпту ғоҗайин.Мат. 3:12.
 
«3» Қича тоғрисидики вә «4» Ечитқу тоғрисидики тәмсилләр
Мар. 4:30-34; Луқа 13:18-21
31 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:
— Әрш падишалиғи худди бир адәм қолиға елип етизиға чачқан қича уруғиға охшайду. Мар. 4:30; Луқа 13:18. 32 Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, һәтта асмандики қушларму келип униң шахлирида угулайду.«Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, ...» — бу йәрдә тилға елинған «қича» оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду.
33 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти:
— Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду.«Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду» — «үч җавур» (яки «үч күрә») — Грек тилида «үч сатон (сеаһ)». Бир сеаһ 7 килограм. Бу хелә көп ун болуп, йүз адәмниң тамиғиға йетәтти. «Яр.» 18:6ни көрүң.  Луқа 13:20,21.
34 Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсилсиз һеч қандақ тәлим бәрмәйтти. Мар. 4:33. 35 Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
 
— «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән,
Аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән».«Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди...» — қайси пәйғәмбәр екәнлиги мошу йәрдә ейтилмайду. Әмәлийәттә у Зәбурдики бир нәччә күйләрниң муәллипи Асаф еди. «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән» — «Зәб.» 77:2.  Зәб. 77:2.
 
Күрмәк тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши
36 Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип өйгә кирди. Мухлислири йениға келип униңдин:
— Етизлиқтики күрмәк тоғрисидики тәмсилни бизгә шәрһләп бәрсәң, — дәп өтүнди.«Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип...» — яки «шуниңдин кейин, у көпчиликтин айрилип...».
37 У әнди уларға җавап берип мундақ деди:
— Яхши уруқни чачқан киши Инсаноғлидур. 38 Етизлиқ болса — дуния. Яхши уруқ болса әрш падишалиғиниң пәрзәнтлиридур, лекин күрмәк рәзил болғучиниң пәрзәнтлиридур. 39 Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур. Йо. 3:13; Вәһ. 14:15. 40 Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду. 41 Инсаноғли пәриштилирини әвәтип, улар инсанларни гунаға аздурғучиларниң һәммисини, шундақла барлиқ итаәтсизлик қилғучиларни өз падишалиғидин шаллап чиқип, 42 хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду. Мат. 8:12; 22:13; 24:51; 25:30; Луқа 13:28. 43 У чағда һәққанийлар Атисиниң падишалиғида худди қуяштәк җулалиниду.
Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!Дан. 12:3; 1Кор. 15:42.
 
«5» Ғәзнә тоғрисидики вә «6» Қиммәтлик мәрвайит тоғрисидики тәмсилләр
44 — Әрш падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи ғәзнини қайтидин йошуруп, ғәзниниң шат-хурамлиғи ичидә бар-йоқини сетиветип, шу етизни сетивалиду.Фил. 3:7.
45 Йәнә келип, әрш падишалиғи есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду. «есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәр... » — грек тилидики «есил» «гөзәл» дегән мәнасини өз ичигә алиду. 46 Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқанда, қайтип берип бар-йоқини сетиветип, у мәрвайитни сетивалиду.
 
«7» Тор ташлаш тоғрисидики тәмсил
47 — Йәнә келип, әрш падишалиғи деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду. 48 Тор тошқанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғивелип, қачиларға қачилап, әрзимәсләрни ташливетиду. 49 Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду 50 вә хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.Мат. 13:42.
51 Әйса улардин:
— Бу ишларниң һәммисини чүшәндиңларму? дәп сориди.
Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
52 Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишалиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.
 
Насарәтликләрниң Әйсани чәткә қеқиши
Мар. 6:1-6; Луқа 4:16-30
53 Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип, Мар. 6:1; Луқа 4:16. 54  өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп:
— Бу адәмниң бунчивала даналиғи вә мөҗизә-карамәтлири нәдин кәлгәнду? Мар. 6:2. 55 У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму? «У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм... әмәсму?» — Йәһудийлар арисида адәмләр атисиниң исми билән тонулуши керәк еди. Ялғуз анисиниң исмини тилға елишниң өзи бир хил һақарәт еди.  Юһ. 6:42. 56 Униң сиңиллириниң һәммиси бизниң аримиздиғу? Шундақ екән, униңдики бу ишларниң һәммиси зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти. 57 Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизар билән қариди. Шуңа Әйса уларға мундақ деди:
— Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.Мар. 6:4; Луқа 4:24; Юһ. 4:44.
58 Уларниң иман-ишәшсизлигидин у у йәрдә көп мөҗизә көрсәтмиди.
 
 

13:1 Мар. 4:1; Луқа 8:4, 5.

13:2 Луқа 5:3.

13:10 Мар. 4:10; Луқа 8:9.

13:11 «әрш падишалиғиниң сирлири» — Инҗилда «сирлар» әслидә инсанларға ашкариланмиған, һазир Мәсиһ яки расуллири арқилиқ аян қилинған ишларни көрситиду. Униң үстигә, Инҗилдики бәзи «сирлар» интайин сирлиқ, әлвәттә.

13:11 Мат. 11:25; 2Кор. 3:14.

13:12 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «кимдә бар болса... » дегәндә, «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу иман-ишәшни өз ичигә чоқум алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.

13:12 Мат. 25:29; Мар. 4:24,25; Луқа 8:18; 19:26.

13:14 Йәш. 6:9-10; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8.

13:15 «мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән... ундақ болмисиди, ... көңли билән чүшинип, өз йолидин яндурулуши билән, мән уларни сақайтқан болаттим» — толуқ бешарәт Тәврат, «Йәш.» 6:9-10дә тепилиду.

13:15 Йәш. 6:9-10

13:16 Луқа 10:23; Юһ. 20:29; 1Пет. 1:8.

13:17 1Пет. 1:10.

13:18 Мар. 4:13; Луқа 8:11.

13:19 «әгәр бири әрш падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә..» — мошу йәрдә «әрш падишалиғи» грек тилида пәқәт «падишалиқ» билән ипадилиниду.

13:19 Мат. 4:23.

13:20 «Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду» — «сөз-калам» болса Худаниң падишалиғи тоғрилиқ сөз-каламдур.

13:22 Мат. 19:23; Мар. 10:23; Луқа 18:24; 1Тим. 6:9.

13:25 «...дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту» — оқурмәнләргә шу аянки, бу тәмсилдики «күрмәк» (яки «мәстәк») авал буғдайға опохшаш шәкилдә өсиду. Пәқәт баш елиши билән пәриқ әткили болиду.

13:30 Мат. 3:12.

13:31 Мар. 4:30; Луқа 13:18.

13:32 «Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, ...» — бу йәрдә тилға елинған «қича» оттура шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду.

13:33 «Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду» — «үч җавур» (яки «үч күрә») — Грек тилида «үч сатон (сеаһ)». Бир сеаһ 7 килограм. Бу хелә көп ун болуп, йүз адәмниң тамиғиға йетәтти. «Яр.» 18:6ни көрүң.

13:33 Луқа 13:20,21.

13:34 Мар. 4:33.

13:35 «Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди...» — қайси пәйғәмбәр екәнлиги мошу йәрдә ейтилмайду. Әмәлийәттә у Зәбурдики бир нәччә күйләрниң муәллипи Асаф еди. «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән» — «Зәб.» 77:2.

13:35 Зәб. 77:2.

13:36 «Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип...» — яки «шуниңдин кейин, у көпчиликтин айрилип...».

13:39 Йо. 3:13; Вәһ. 14:15.

13:42 Мат. 8:12; 22:13; 24:51; 25:30; Луқа 13:28.

13:43 Дан. 12:3; 1Кор. 15:42.

13:44 Фил. 3:7.

13:45 «есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәр... » — грек тилидики «есил» «гөзәл» дегән мәнасини өз ичигә алиду.

13:50 Мат. 13:42.

13:53 Мар. 6:1; Луқа 4:16.

13:54 Мар. 6:2.

13:55 «У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм... әмәсму?» — Йәһудийлар арисида адәмләр атисиниң исми билән тонулуши керәк еди. Ялғуз анисиниң исмини тилға елишниң өзи бир хил һақарәт еди.

13:55 Юһ. 6:42.

13:57 Мар. 6:4; Луқа 4:24; Юһ. 4:44.