25
Он қиз қолдаш тоғрисидики тәмсил
У вақитта, әрш падишалиғи худди қоллириға чирақларни елип тойи болған жигитни қарши елишқа чиққан он қиз қолдашқа охшайду. Бу қизларниң бәши пәмлик, бәши болса пәмсиз. Пәмсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға май еливалмапту. Пәмлик қизлар болса чирақлири билән биллә қачилирида майму еливапту. Жигит кечигип кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.
Йерим кечидә: «Мана, жигит кәлди, қарши елишқа чиқиңлар!» дегән аваз аңлинипту. Буниң билән бу қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақлирини пәрләпту. Пәмсиз қизлар пәмлик қизларға: «Чирақлиримиз өчүп қалғиливатиду, мейиңлардин бериңларчу» дәпту. Бирақ пәмлик қизлар: «Яқ. болмайду! Бәрсәк, бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Яхшиси, өзүңлар май сатқучиларниң йениға берип сетивелиңлар!» дәпту. 10 Лекин улар май сетивалғили кетиватқанда, жигит келип қапту, тәйяр болуп болған қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақипту.
11 Кейин қалған қизлар қайтип келип: «Ғоҗам, ғоҗам, ишикни ечивәткәйла!» дәпту. 12 Бирақ у: «Силәргә бәрһәқ ейтайки, мән силәрни тонумаймән» дәп җавап берипту.
13  Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки нә Инсаноғлиниң келидиған күнини нә саитини билмәйсиләр.Мат. 24:42; Мар. 13:33,35.
 
«Талант» тапшурулуши тоғрисидики тәмсил •••• «Талант» тоғрилиқ 15-айәттики изаһатни көрүң
Луқа 19:11-27
14 Әрш падишалиғи худди яқа жутқа чиқмақчи болуп, өз чакарлирини чақирип дуниясини уларға тапшурған адәмгә охшайду. Луқа 19:12. 15 У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип, яқа жутқа йол апту. «У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип,...» — оқурмәнләргә аян болсунки, шу чағларда «талант» бир хил пул бирлиги, қиммәтлик көмүш тәңгә еди. Жуқиридики 18:24дики изаһатниму көрүң. Уйғур тилида «талант» дегән сөз дайим дәл шу тәмсилдин чиққан көчмә мәнасидә ишлитилиду.
Шу чағда чакарларға тапшурулған бу пуллар бәлким тәхминән 85000, 34000 вә 17000 долларға тоғра келәтти (2010 һесаплинатқан).
16 Бәш талант тәңгә алған чакар берип оқәт қилип, йәнә бәш талант тәңгә пайда тепипту. 17 Шу йолда икки талант тәңгә алғиниму йәнә икки талант тәңгә пайда апту. 18 Лекин бир талант тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини бәргән пулни көмүп йошуруп қоюпту.
19 Әнди узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗиси қайтип келип, улар билән һесаплишипту. 20 Бәш талант тәңгә алғини йәнә бәш талант тәңгини қошуп елип келип: «Ғоҗам, сили маңа бәш талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә бәш талант тәңгә пайда алдим» дәпту. 21 Ғоҗайини униңға: Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту. 22 Икки талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, сили маңа икки талант тәңгә тапшурғандила. Қарсила, йәнә икки талант тәңгә пайда алдим» дәпту. 23 Ғоҗайини униңға: «Убдан бопту! Яхши вә ишәшлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәшлик болуп чиқтиң, сени көп ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға ортақ бол!» дәпту.
24 Андин, бир талант тәңгә алғиниму келип: «Ғоҗам, силиниң чиң адәм екәнликлирини биләттим, чүнки өзлири теримиған йәрдин һосулни орувалалайла, һәмдә уруқ чачмиған йәрдинму хаман алила. 25 Шуңа қорқуп, силиниң бәргән бир талант тәңгилирини йәргә көмүп йошуруп қойған едим. Мана пуллирини алсила» дәпту. 26 Ғоҗиси униңға: «Әй, рәзил, һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ чачмиған йәрдин хаман алидиған адәм дәп билип, 27 һеч болмиғанда пулумни җазанихорларға аманәт қоюшуң керәк едиғу! Шундақ қилған болсаң мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алған болмамтим?! 28 Шуңа, униң қолидики талант тәңгини елип, он талант тәңгә бар болғанға бериңлар! 29 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду. «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — бу әһмийәтлик сөз 13:12диму тепилиду.  Мат. 13:12; Мар. 4:25; Луқа 8:18; 19:26. 30 Бу ярамсиз чакарни тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту.Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 24:51; Луқа 13:28.
 
Ахирәттики сорақ
31 Инсаноғли өз шан-шәриви ичидә барлиқ пәриштилири билән биллә кәлгинидә, шәрәплик тәхтидә олтириду. Мат. 16:27; 26:64; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7. 32 Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду. Падичи қойларни өшкиләрдин айриғинидәк у уларни айрийду; «Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду» — «әлләр» дегән бу сөз Инҗилдики көп йәрләрдә Йәһуди әмәс әлләрни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» яки «таипиләр» дәп тәрҗимә қилимиз.  Әз. 34:17,20; Мат. 13:49. 33 у қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айрийду. 34 Андин Падиша оң йенидикиләргә: «Әй Атам бәхит ата қилғанлар, келиңлар! Аләм апиридә болғандин бери силәр үчүн тәйярланған падишалиққа варис болуп егә болуңлар!Мат. 20:23; Мар. 10:40.
35 Чүнки ач қалғинимда силәр маңа йемәклик бәрдиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алдиңлар, Йәш. 58:7; Әз. 18:7; Ибр. 13:2. 36 ялаңач қалғинимда кийдүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — дәйду.«кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар» — грек тилида «кесәл болуп қалғинимда мени йоқлидиңлар». «зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — грек тилида «зинданда ятқинимда йенимға келип турдуңлар».  Йәш. 58:7; 2Тим. 1:16; Яқ. 2:15,16.
37 У чағда, һәққаний адәмләр униңға: «И Рәб, биз сени қачан ач көрүп озуқ бәрдуқ яки уссуз көрүп уссулуқ бәрдуқ? 38 Сени қачан мусапир көрүп өйүмизгә алдуқ яки ялаңач көрүп кийгүздуқ? 39 Сениң қачан кесәл болғиниңни яки зинданда ятқиниңни көрүп йоқлап бардуқ?» дәп сорайду. 40 Вә Падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошу қериндашлиримдин әң кичигидин бирәрсигә шуларни қилғиниңларму, дәл маңа қилған болдуңлар» дәп җавап бериду.Пәнд. 19:17; Мат. 10:42; Мар. 9:41; Юһ. 13:20; 2Кор. 9:6.
41 Андин у сол йенидикиләргә: «Әй ләнитиләр, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң пәриштилиригә һазирланған мәңгү өчмәс отқа кириңлар! Зәб. 6:9; Йәш. 30:33; Мат. 7:23; Луқа 13:25,27; Вәһ. 19:20. 42 Чүнки ач қалғинимда маңа озуқ бәрмидиңлар, уссуз қалғинимда уссулуқ бәрмидиңлар; 43 мусапир болуп жүргинимдә өз өйүңләргә алмидиңлар, ялаңач қалғинимда кийдүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар» дәйду.
44 У чағда, улар: «И Рәб, сени қачан ач, уссуз, мусапир, ялаңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңдә болмидуқ?» дәйду. 45 Андин падиша уларға: «Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, мошулардин әң кичигидин бирәрсигә шундақ қилмиғиниңлар маңиму қилмиған болдуңлар» дәп җавап бериду. Пәнд. 14:31; 17:5; Зәк. 2:12. 46 Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға кирип кетиду, лекин һәққанийлар болса мәңгүлүк һаятқа кириду.Дан. 12:2; Юһ. 5:29.
 
 

25:13 Мат. 24:42; Мар. 13:33,35.

25:14 Луқа 19:12.

25:15 «У адәм һәр бир чакарниң қабилийитигә қарап, бирисигә бәш талант, бирисигә икки талант, йәнә бирисигә бир талант күмүч тәңгә берип,...» — оқурмәнләргә аян болсунки, шу чағларда «талант» бир хил пул бирлиги, қиммәтлик көмүш тәңгә еди. Жуқиридики 18:24дики изаһатниму көрүң. Уйғур тилида «талант» дегән сөз дайим дәл шу тәмсилдин чиққан көчмә мәнасидә ишлитилиду. Шу чағда чакарларға тапшурулған бу пуллар бәлким тәхминән 85000, 34000 вә 17000 долларға тоғра келәтти (2010 һесаплинатқан).

25:29 «Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду» — бу әһмийәтлик сөз 13:12диму тепилиду.

25:29 Мат. 13:12; Мар. 4:25; Луқа 8:18; 19:26.

25:30 Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 24:51; Луқа 13:28.

25:31 Мат. 16:27; 26:64; Мар. 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 1Тес. 4:16; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

25:32 «Барлиқ әлләр униң алдиға жиғилиду» — «әлләр» дегән бу сөз Инҗилдики көп йәрләрдә Йәһуди әмәс әлләрни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» яки «таипиләр» дәп тәрҗимә қилимиз.

25:32 Әз. 34:17,20; Мат. 13:49.

25:34 Мат. 20:23; Мар. 10:40.

25:35 Йәш. 58:7; Әз. 18:7; Ибр. 13:2.

25:36 «кесәл болуп қалғинимда һалимдин хәвәр алдиңлар» — грек тилида «кесәл болуп қалғинимда мени йоқлидиңлар». «зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар» — грек тилида «зинданда ятқинимда йенимға келип турдуңлар».

25:36 Йәш. 58:7; 2Тим. 1:16; Яқ. 2:15,16.

25:40 Пәнд. 19:17; Мат. 10:42; Мар. 9:41; Юһ. 13:20; 2Кор. 9:6.

25:41 Зәб. 6:9; Йәш. 30:33; Мат. 7:23; Луқа 13:25,27; Вәһ. 19:20.

25:45 Пәнд. 14:31; 17:5; Зәк. 2:12.

25:46 Дан. 12:2; Юһ. 5:29.