Тимотийға «2»
1
Расул Павлус Тимотийға язған иккинчи мәктуп
1-2 Мәсиһ Әйсада вәдә қилинған һаятни елип бериш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам: ХудаАтимиздин вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!«Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам» — демисәкму, Тимотий Павлусниң «роһий җәһәттә» оғли еди.  Гал. 1:3; 1Тим. 1:2; 1Пет. 1:2. Мән ата-бовилиримниң изини бесип сап виҗданим билән хизмитини қиливатқан Худаға тәшәккүр ейтимән, чүнки кечә-күндүз дуалиримда сени тохтавсиз әсләп туримән;Рос. 22:3; Рим. 1:9; 1Тес. 1:2; 3:10. көз яшлириңни әслигинимдә, шатлиққа чөмүшүм үчүн сән билән йәнә дидарлишишқа қаттиқ тәлпүнүп жүрмәктимән; чүнки сениңдә болған сахтилиқсиз етиқат есимдин чиқмайду. Бу етиқат әң авал момаң Лоиста, андин анаң Евникидә бар болған, әнди һазир сәндиму бар екән дәп хатирҗәмдурмән.
Шуниң үчүн мән шуни қайтидин саңа әслитимәнки, қоллиримни учаңға қоюшум билән сәндә болған, Худа саңа тәқдим қилған илтипатни қайтидин ялқунлитип җари қилғин.«қоллиримни учаңға қойғиним билән сәндә болған, Худа саңа тәқдим қилған илтипат» — ишинимизки, бу дәл 1-хәттә («1Тим.» 4:14-15) тилға елинған роһий илтипаттин башқа иш әмәс. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.  Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22. Чүнки Худа бизгә қорққанчақлиқниң роһини әмәс, бәлки бизгә күч-қудрәтниң, меһри-муһәббәтниң вә салмақлиқниң Роһини тәқдим қилди.Рим. 8:15. Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки Униң мәһбуси болған мәндин номус қилма. Әксичә, Худаниң күч-қудрити билән хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин;«Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки униң мәһбуси болған мәндин номус қилма» — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики зинданда ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән «ят әлликләр»дин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән у «Мән Рәбниң мәһбуси» дәйду. «хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин» — грек тилида бәлким «өз һәссәң бойичә биргә тартқин» дегән мәнини билдүрүши мүмкин. Демәк, һәр дәвирдә етиқатчилар тартишқа тегишлик оқубәт-мушәққәт бар; Тимотийниң Павлус (вә башқа етиқатчилар) билән биргә мәлум дәриҗидә «өз һәссиси бойичә» оқубәт-мушәққәт тартишиға тоғра келиду.  Рос. 21:33; Рим.1:16; Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:18; Флм. 1:1, 9, 13. Худа бизни өз әмәллиримизгә асасән әмәс, бәлки өз муддиаси вә меһри-шәпқитигә асасән қутқузуп, пак-муқәддәс чақириқи билән чақирди; Униң бу меһри-шәпқити һәммә дәвир-заманлардин илгирила Мәсиһ Әйсада бизгә беғишланғандур; Әф. 1:3; Тит. 3:4, 5, 6. 10 лекин бу меһри-шәпқәт Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән һазир аян болди; У өлүмни бекар қиливетип, хуш хәвәр арқилиқ һаятлиқ вә чиримаслиқни йоруқлуқта аян қилди. Йәш. 25:8; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; Тит. 1:2; Ибр. 2:14; 1Пет. 1:20. 11 Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған. «Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған» — «әлләр» болса «ят әлликләр», «Йәһудий әмәсләр».  Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7. 12 Мән шу сәвәптин һазирқи бу харлиқ-мушәққәтләрни тартмақтимән. Лекин буниңдин номус қилмаймән; чүнки мән кимгә етиқат қилғанлиғимни билимән һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум. «... һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум» — «маңа тапшурулған аманәт» бизниңчә Худа Павлусқа җамаәтни дәп тапшурған нурғунлиған қиммәтлик вәһийләрни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
«Шу күн» — Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. Павлусниң көзқаришида пәқәт бирла күн муһимдур, у дайим у күнни нәзәрдә тутуп уни «шу күн» дәйду.
Ушбу айәтниң ахирқи җүмлисини «һәмдә мениң Худаға аманәт қилғанлиримни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә («шу күнгичә») чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән» дәп чүшинишкиму болиду.
13 Мәндин аңлиған сағлам тәлим сөзлириниң нәмунилик бир үзүндисини сақлап, Мәсиһ Әйсада болған муһәббәт вә етиқат билән чиң тутқин; 2Тим. 3:14. 14 биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла.«биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла» — жуқурида 12-айәттики изаһатта ейтқинимиздәк, «саңа тапшурулған гөзәл аманәт» Муқәддәс Роһ җамаәткә йәткүзмәкчи болған, Худа Өзиниң ниҗатлиқ плани вә җамаәт тоғрилиқ вәһий қилинған нурғунлиған қиммәтлик һәқиқәтләрни көрситиду.
15 Сән билгиниңдәк, Асия өлкисидики етиқатчиларниң һәммиси дегидәк мәндин йүз өриди. Уларниң арисида Фигелус вә Хермогенесму бар. «Асия өлкисидики етиқатчиларниң һәммиси дегидәк мәндин йүз өриди» — бу йәрдики «Асия өлкиси» һазирқи Түркийәниң ғәрбий қисмини көрситиду. «Асия өлкисидики етиқатчилар» шу йәрдә туруватқан етиқатчиларни көрситиду; бәзи алимлар бу сөзни пәқәт Рим шәһиридә турған, әслидә зинданда ятқан Павлусқа мәдәт беримиз дәп вәдә бәргән Асия өлкисидин кәлгән бәзи қериндашларни көрситиду, дәп қарайду. Грек тилида «Асия өлкисидә («өлкисидин» әмәс) болғанларниң һәммиси мәндин йүз өриди» дейилгәчкә, биз ундақ қаримаймиз.
Бу муһим вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
  Рос. 19:10. 16 Рәб Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт көрсәткәй. Чүнки у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди. «у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди» — «мәһбус болғанлиғимдин» грек тилида «мениң зәнҗир-кишәнлиримдин...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  2Тим. 4:19. 17 У Рим шәһиригә кәлгинидә мени тапқичә көп издәп аварә болупту. 18 Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай; униң Әфәсус шәһиридә маңа көрсәткән хизмәтлириниң қанчилик екәнлигини убдан билисән.«Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай» — «шу күни» Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. 12-айәттики изаһатни көрүң.
 
 

1:1-2 «Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам» — демисәкму, Тимотий Павлусниң «роһий җәһәттә» оғли еди.

1:1-2 Гал. 1:3; 1Тим. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:3 Рос. 22:3; Рим. 1:9; 1Тес. 1:2; 3:10.

1:6 «қоллиримни учаңға қойғиним билән сәндә болған, Худа саңа тәқдим қилған илтипат» — ишинимизки, бу дәл 1-хәттә («1Тим.» 4:14-15) тилға елинған роһий илтипаттин башқа иш әмәс. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

1:6 Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22.

1:7 Рим. 8:15.

1:8 «Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки униң мәһбуси болған мәндин номус қилма» — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики зинданда ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән «ят әлликләр»дин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән у «Мән Рәбниң мәһбуси» дәйду. «хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин» — грек тилида бәлким «өз һәссәң бойичә биргә тартқин» дегән мәнини билдүрүши мүмкин. Демәк, һәр дәвирдә етиқатчилар тартишқа тегишлик оқубәт-мушәққәт бар; Тимотийниң Павлус (вә башқа етиқатчилар) билән биргә мәлум дәриҗидә «өз һәссиси бойичә» оқубәт-мушәққәт тартишиға тоғра келиду.

1:8 Рос. 21:33; Рим.1:16; Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:18; Флм. 1:1, 9, 13.

1:9 Әф. 1:3; Тит. 3:4, 5, 6.

1:10 Йәш. 25:8; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; Тит. 1:2; Ибр. 2:14; 1Пет. 1:20.

1:11 «Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған» — «әлләр» болса «ят әлликләр», «Йәһудий әмәсләр».

1:11 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7.

1:12 «... һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум» — «маңа тапшурулған аманәт» бизниңчә Худа Павлусқа җамаәтни дәп тапшурған нурғунлиған қиммәтлик вәһийләрни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «Шу күн» — Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. Павлусниң көзқаришида пәқәт бирла күн муһимдур, у дайим у күнни нәзәрдә тутуп уни «шу күн» дәйду. Ушбу айәтниң ахирқи җүмлисини «һәмдә мениң Худаға аманәт қилғанлиримни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә («шу күнгичә») чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән» дәп чүшинишкиму болиду.

1:13 2Тим. 3:14.

1:14 «биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла» — жуқурида 12-айәттики изаһатта ейтқинимиздәк, «саңа тапшурулған гөзәл аманәт» Муқәддәс Роһ җамаәткә йәткүзмәкчи болған, Худа Өзиниң ниҗатлиқ плани вә җамаәт тоғрилиқ вәһий қилинған нурғунлиған қиммәтлик һәқиқәтләрни көрситиду.

1:15 «Асия өлкисидики етиқатчиларниң һәммиси дегидәк мәндин йүз өриди» — бу йәрдики «Асия өлкиси» һазирқи Түркийәниң ғәрбий қисмини көрситиду. «Асия өлкисидики етиқатчилар» шу йәрдә туруватқан етиқатчиларни көрситиду; бәзи алимлар бу сөзни пәқәт Рим шәһиридә турған, әслидә зинданда ятқан Павлусқа мәдәт беримиз дәп вәдә бәргән Асия өлкисидин кәлгән бәзи қериндашларни көрситиду, дәп қарайду. Грек тилида «Асия өлкисидә («өлкисидин» әмәс) болғанларниң һәммиси мәндин йүз өриди» дейилгәчкә, биз ундақ қаримаймиз. Бу муһим вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

1:15 Рос. 19:10.

1:16 «у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди» — «мәһбус болғанлиғимдин» грек тилида «мениң зәнҗир-кишәнлиримдин...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

1:16 2Тим. 4:19.

1:18 «Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай» — «шу күни» Әйса дунияға қайтидиған күнни көрситиду. 12-айәттики изаһатни көрүң.