3
Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —«Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —....» — «Мәсиһ Әйсаниң мәһбури» — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики бир түрмидә ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән ят әлләрдин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән Павлус: «силәр ят әлдикиләр үчүн» ейтқанда, мән «римлиқларниң мәһбуси» әмәс, бәлки «Мәсиһниң мәһбуси»мән» дәйду.
Әмәлийәттә Павлусниң бу сөзлири 14-айәттә давамлишиду. 2-13-айәтләрниң һәммиси «тирнақ ичигә» елинған.
  Рос. 21:33; Әф. 4:1; Фил. 1:7,13,14,16; Кол. 4:3; 2Тим. 1:8; Флм. 1. (силәр бәлким маңа тапшурулған, силәргә Худаниң шәпқитини елип баридиған ғоҗидарлиғим тоғрилиқ,Рос. 13:2; Рим. 1:5; Әф. 3:8. йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим;«йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим...» — мүмкинчилиги барки, «мән йәнә бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим» дегән сөз болса униң мәзкур мәктуптики 1-бап 9-айәттә «Мәсиһниң сири» тоғрилиқ язған сөзлирини көрситиду; бизниңчә у униң Әфәсуслуқларға илгири язған бир хетини көрситиду.  Рос. 22:17,21; 26:16,17; Рим. 16:25; Гал. 1:11,12. силәр уни оқуғиниңларда, Мәсиһниң сири тоғрилиқ йорутулғанлиғимни билип йетисиләр) илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға Униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс.«... расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк...» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. «илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс» — расулниң сөзлири интайин зилдур. У Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ бу сир илгәрки дәвирләрдә қәтъий аян қилинмай қалған әмәс, дәп пуритиду; әмәлийәттә болса Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бәзи бешарәтлиридә һәм Тәвратта хатириләнгән бәзи вақиәләрдә бу сир пуритилип ғил-пал көрүниду.  Рос. 10:28. Демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду;«демәк, хуш хәвәр арқилиқ...» — «хуш хәвәр» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, «Инҗил» дегән сөз дәл «хуш хәвәр» дегән мәнидә. «демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду» — Йәһудий әмәсләрниң «ортақ мирасхор» болғанлиғи «ишәнгүчи Исраил билән ортақ мирасхор» болғанлиғини көрситиду; «тән» мошу йәрдә Мәсиһниң тени, йәни җамаәтни көрситиду. Худаниң шәпқити маңа елип кәлгән илтипат билән, Униң күч-қудритиниң жүргүзүлүши билән, мән бу ишқа хизмәткар қилип тайинландим;Әф. 1:19; Кол. 2:12. маңа — муқәддәс бәндилири ичидики әң төвинидинму төвән болған маңа мошу илтипат, йәни әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш«әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш» — «әлләр» Муқәддәс Китапта дайим дейилгәндәк, «Йәһудий әмәсләр», «ят әлликләр»ни көрситиду.  Рос. 9:15; 13:2; 22:21; 1Кор. 15:9; Гал. 1:16; 2:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11,15. вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди. Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Рим. 16:25; Әф. 1:9; Кол. 1:16, 26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; Ибр. 1:2; 1Пет. 1:20. 10 Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур. «Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур» — «әршләрдә болған һокүмранлар» һәм һоқуқлар бәлким һәм пәриштиләр вә йәнә җин-шәйтанларни көрситиду (6:12ни көрүң).  1Пет. 1:12. 11 Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур; «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур» — башқа бир хил тәрҗимиси болса «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә нишан қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур». 12 Униң ишәш-садиқлиғи арқилиқ биз җасарәткә һәм Худаниң алдиға хатирҗәмлик билән кириш һоқуқиға егә болдуқ; Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 2:18; Ибр. 10:19. 13 шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду).«шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду» — бу айәтниң үч мүмкинчилиги бар мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Фил. 1:14; Кол. 1:24; 1Тес. 3:3.
14 Мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки, «шу сәвәптин ...» — 1-айәтниң давами. «мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки, ...» — «Ата» Худа, әлвәттә. Бәзи кона көчүрмиләрдә «Шу сәвәптин тизлиримни Рәб Әйса Мәсиһниң Атисиға пүкимәнки,...» дейилиду. 15 ( асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду) «асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду» — бу сөзниң әһмийити бәлким шуки, Худа «Ата» болғандин кейин, асман-зиминни «атилиқ», йәни «ата-балилиқ» (мәйли инсанлар арисида болсун, һайванлар арисида болсун яки һәтта өсүмлүкләр арисида болсун) мунасивәтләр билән толдурған. Павлус, Худа Өзиниң атилиқ муһәббитини мошу көплигән мунасивәтләр билән испатлимақчи болған йәрдә, мән Униң пәрзәнти болуш сүпитим билән, Униңдин мошундақ бүйүк тиләкни толиму ишәш билән тиләймән, демәкчи. 16 У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй; «У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй» — «ички дуния» грек тилида «ички адәм» — бу ибарә адәмниң роһини, қәлбини, «ички дуния»сини көрситиду.  Әф. 6:10. 17 шуниң билән Мәсиһ қәлбиңларда ишәш арқилиқ туруп, силәр меһир-муһәббәт ичидә йилтиз тартған, һул селинған, Кол. 2:7. 18-19 барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған Униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр. «барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр» — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу улуқ ишлар үчүн, болупму муһәббәтни толуқ егиливелиш үчүн Худаниң Роһи арқилиқ кәлгән күч-қудрәт толиму керәктур (16-айәтни көрүң). 20 Әнди ичимиздә жүргүзидиған қудрити бойичә барлиқ тилигимиз яки ойлиғанлиримиздинму һәдди-һесапсиз артуқ вуҗудқа чиқиришқа қадир Болғучиға, — Рим. 16:25. 21 Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәткичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин!
 
 

3:1 «Шу сәвәптин силәр «ят әлдикиләр» үчүн Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси болған мәнки Павлус —....» — «Мәсиһ Әйсаниң мәһбури» — Павлус бу мәктупни язғанда Римдики бир түрмидә ятатти. Шүбһисизки, римлиқлар Павлусни «бизниң мәһбусимиз» дәп ойлайтти — лекин Павлус ишқа башқичә қарайтти. Римлиқларниң уни қолға елип түрмигә ташлиғини Худаниң ирадиси болуп, шу иш билән ят әлләрдин болған ишәнгүчиләрниң көп пайда көридиғанлиғиға Павлусниң көзи йәткән; шуниң билән Павлус: «силәр ят әлдикиләр үчүн» ейтқанда, мән «римлиқларниң мәһбуси» әмәс, бәлки «Мәсиһниң мәһбуси»мән» дәйду. Әмәлийәттә Павлусниң бу сөзлири 14-айәттә давамлишиду. 2-13-айәтләрниң һәммиси «тирнақ ичигә» елинған.

3:1 Рос. 21:33; Әф. 4:1; Фил. 1:7,13,14,16; Кол. 4:3; 2Тим. 1:8; Флм. 1.

3:2 Рос. 13:2; Рим. 1:5; Әф. 3:8.

3:3 «йәни Униң маңа вәһий билән сирни аян қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәрдар болушуңлар мүмкин (мән бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим...» — мүмкинчилиги барки, «мән йәнә бу тоғрисида илгири аз-паз язған едим» дегән сөз болса униң мәзкур мәктуптики 1-бап 9-айәттә «Мәсиһниң сири» тоғрилиқ язған сөзлирини көрситиду; бизниңчә у униң Әфәсуслуқларға илгири язған бир хетини көрситиду.

3:3 Рос. 22:17,21; 26:16,17; Рим. 16:25; Гал. 1:11,12.

3:5 «... расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк...» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. «илгәрки дәвирләрдә бу сир инсан балилириға униң муқәддәс расуллири вә пәйғәмбәрлиригә Роһ арқилиқ һазирқидәк ениқ вәһий қилинғандәк, аян қилинған әмәс» — расулниң сөзлири интайин зилдур. У Мәсиһ вә җамаәт тоғрилиқ бу сир илгәрки дәвирләрдә қәтъий аян қилинмай қалған әмәс, дәп пуритиду; әмәлийәттә болса Тәвраттики пәйғәмбәрләрниң бәзи бешарәтлиридә һәм Тәвратта хатириләнгән бәзи вақиәләрдә бу сир пуритилип ғил-пал көрүниду.

3:5 Рос. 10:28.

3:6 «демәк, хуш хәвәр арқилиқ...» — «хуш хәвәр» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, «Инҗил» дегән сөз дәл «хуш хәвәр» дегән мәнидә. «демәк, хуш хәвәр арқилиқ «ят әлдикиләр»дин болғанларму ортақ мирасхорлар, тәндики ортақ әзалар, Мәсиһ Әйсада болған вәдидин ортақ бәһримән болғучилар болиду» — Йәһудий әмәсләрниң «ортақ мирасхор» болғанлиғи «ишәнгүчи Исраил билән ортақ мирасхор» болғанлиғини көрситиду; «тән» мошу йәрдә Мәсиһниң тени, йәни җамаәтни көрситиду.

3:7 Әф. 1:19; Кол. 2:12.

3:8 «әлләр арисида Мәсиһниң мөлчәрлигүсиз байлиқлири тоғрилиқ хуш хәвәр җакалаш» — «әлләр» Муқәддәс Китапта дайим дейилгәндәк, «Йәһудий әмәсләр», «ят әлликләр»ни көрситиду.

3:8 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; 1Кор. 15:9; Гал. 1:16; 2:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11,15.

3:9 Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Рим. 16:25; Әф. 1:9; Кол. 1:16, 26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; Ибр. 1:2; 1Пет. 1:20.

3:10 «Буниң мәхсити әршләрдә болған һөкүмранларға һәм һоқуқларға Худаниң көп тәрәплимилик даналиғи җамаәт арқилиқ һазир ашкарә қилиништин ибарәттур» — «әршләрдә болған һокүмранлар» һәм һоқуқлар бәлким һәм пәриштиләр вә йәнә җин-шәйтанларни көрситиду (6:12ни көрүң).

3:10 1Пет. 1:12.

3:11 «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур» — башқа бир хил тәрҗимиси болса «Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә нишан қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур».

3:12 Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 2:18; Ибр. 10:19.

3:13 «шуниң үчүн силәрдин өтүнимәнки, мениң силәр үчүн тартқан җапа-җәбирлирим түпәйлидин пәришан болмаңлар; чүнки бу иш силәрниң шан-шәривиңлар болиду» — бу айәтниң үч мүмкинчилиги бар мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

3:13 Фил. 1:14; Кол. 1:24; 1Тес. 3:3.

3:14 «шу сәвәптин ...» — 1-айәтниң давами. «мән шу сәвәптин тизлиримни Атиға пүкимәнки, ...» — «Ата» Худа, әлвәттә. Бәзи кона көчүрмиләрдә «Шу сәвәптин тизлиримни Рәб Әйса Мәсиһниң Атисиға пүкимәнки,...» дейилиду.

3:15 «асман-зиминдики барлиқ атилиқ мунасивәтләр Униңдин «ата» намини алиду» — бу сөзниң әһмийити бәлким шуки, Худа «Ата» болғандин кейин, асман-зиминни «атилиқ», йәни «ата-балилиқ» (мәйли инсанлар арисида болсун, һайванлар арисида болсун яки һәтта өсүмлүкләр арисида болсун) мунасивәтләр билән толдурған. Павлус, Худа Өзиниң атилиқ муһәббитини мошу көплигән мунасивәтләр билән испатлимақчи болған йәрдә, мән Униң пәрзәнти болуш сүпитим билән, Униңдин мошундақ бүйүк тиләкни толиму ишәш билән тиләймән, демәкчи.

3:16 «У Өз шан-шәривидики байлиқлар билән, Роһи арқилиқ силәрни ички дунияйиңларда күчләндүргәй» — «ички дуния» грек тилида «ички адәм» — бу ибарә адәмниң роһини, қәлбини, «ички дуния»сини көрситиду.

3:16 Әф. 6:10.

3:17 Кол. 2:7.

3:18-19 «барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә Мәсиһниң муһәббитиниң кәңлиги, узунлуғи, чоңқурлуғи вә егизлигини чүшинип егиливалғайсиләр; йәни адәмниң билип йетишидин һәссиләп ешип чүшидиған униң муһәббитини билип йәткәйсиләр, шуниңдәк Худаниң мукәммәл җәвһири билән толдурулғайсиләр» — оқурмәнләр диққәт қилидуки, бу улуқ ишлар үчүн, болупму муһәббәтни толуқ егиливелиш үчүн Худаниң Роһи арқилиқ кәлгән күч-қудрәт толиму керәктур (16-айәтни көрүң).

3:20 Рим. 16:25.