Хәт йезилған чағда Павлусниң улар билән болған «һәмкарлишиши» он жилдин көп болған. 6 чүнки мениң дәл шуниңға ишәшим камилки, силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду;□«Силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду» — «Әйса Мәсиһниң күни» болса Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, җамаәтни өзигә қобул қилидиған күнидур. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. ■Юһ. 6:29; 1Тес. 1:3. 7 мениң һәммиңлар тоғрилиқ шундақ ойлишим тоғридур; чүнки мән қәлбиңлардидурмән; мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму Худа маңа йәткүзгән меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр.□«чүнки мән қәлбиңлардидурмән» — башқа хил тәрҗимиси: «чүнки силәр мениң қәлбимдидурсиләр». Лекин бизниңчә бизниң тәрҗимимимиз тоғридур; шундақ болғанда айәтниң умумий мәнаси: — Уларниң «Павлусқа қәлбидин орун бәргини» вә шуниңдәк түрмидә болған һаҗитидин чиққанлиғи, һәр җәһәттин уларниң хизмәттә Павлусқа шерик болғучиларниң барлиғини, Павлусқа нисбәтән уларниң һәқиқий етиқатчилар екәнлигини испатлайду. «мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму Худа маңа йәткүзгән меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр» — буниң мәнаси бәлким: (1) Филиппидики қериндашларниң түрмидә ятқан Павлусқа ярдәм берип уни риғбәтләндүрүши вә хуш хәвәрниң йолида униң билән ортақ җапа тартишқа тәйяр болуши Худа меһри-шәпқитини уларда мол жүргүзүши, яки (2) уларниң шундақ қилиши Худаниң Өз меһри-шәпқитини уларға техиму мол яғдурушиниң сәвәви болған. Иккилисиниң мүмкинчилиги бар болғини билән бизниңчә иккинчиси еһтималға йеқиндур. ■Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:3,18; 2Тим. 1:8. 8 Мениң Мәсиһ Әйсаниң ич-бағрида болуп силәрни шунчилик тәлпүнүп сеғинғанлиғимға Худа Өзи гувачидур.■Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.
□1:1 «Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!» — «йетәкчиләр» һәм «хизмәтчиләр» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизгә қараң.
□1:3 «һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәрниң мени һәр қетимлиқ әслигиниңлар үчүн рәхмәт ейтимән...».
■1:3 Әф. 1:15; Кол. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.
□1:4-5 «...силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән» — «силәрниң биринчи күнидин тартип» — демәк, Филиппилиқларниң Павлустин хуш хәвәрни қобул қилған күнидин тартип. Хәт йезилған чағда Павлусниң улар билән болған «һәмкарлишиши» он жилдин көп болған.
□1:6 «Силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду» — «Әйса Мәсиһниң күни» болса Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, җамаәтни өзигә қобул қилидиған күнидур. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
□1:7 «чүнки мән қәлбиңлардидурмән» — башқа хил тәрҗимиси: «чүнки силәр мениң қәлбимдидурсиләр». Лекин бизниңчә бизниң тәрҗимимимиз тоғридур; шундақ болғанда айәтниң умумий мәнаси: — Уларниң «Павлусқа қәлбидин орун бәргини» вә шуниңдәк түрмидә болған һаҗитидин чиққанлиғи, һәр җәһәттин уларниң хизмәттә Павлусқа шерик болғучиларниң барлиғини, Павлусқа нисбәтән уларниң һәқиқий етиқатчилар екәнлигини испатлайду. «мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму Худа маңа йәткүзгән меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр» — буниң мәнаси бәлким: (1) Филиппидики қериндашларниң түрмидә ятқан Павлусқа ярдәм берип уни риғбәтләндүрүши вә хуш хәвәрниң йолида униң билән ортақ җапа тартишқа тәйяр болуши Худа меһри-шәпқитини уларда мол жүргүзүши, яки (2) уларниң шундақ қилиши Худаниң Өз меһри-шәпқитини уларға техиму мол яғдурушиниң сәвәви болған. Иккилисиниң мүмкинчилиги бар болғини билән бизниңчә иккинчиси еһтималға йеқиндур.
■1:7 Әф. 3:1; 4:1; Кол. 4:3,18; 2Тим. 1:8.
■1:8 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.
□1:10 «... шундақла силәрниң немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болушуңлар...» — «Мәсиһниң күни» тоғрилиқ 6-айәттики изаһатни көрүң. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□1:13 «мениң қамилишим» — грек тилида «мениң бағ-зәнҗирлирим». «император ордисидики қаравулхана» — грек тилида «прайториум» дегән сөз Қәйсәрниң ордисидики мәлум бир қисимни көрситиду. «Прайториум»ға императорни мудапиә қилғучилар болған Рим империйәсиниң әң хил ләшкәрлири җайлашқан; шу йәр йәнә Рим империйәсиниң һәр қайси өлкисидики валийларниң баш штаби еди. Шуңа Павлусниң бу йәрдә «башқа һәммәйлән» дегини бәлким ләшкәрләрни һәм Римда туруватқан барлиқ валийларниму көрситиду.
□1:14 «Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип Худаниң сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди...» — демәк, көп қериндашлар: «Павлус һәтта Қәйсәрниң ордисида турупму Худаниң сөзини қорқмай сөзләватқан йәрдә, мән сиртта әркин туруп уни җакалашта немидин қорққантим?» дәп җүръәтлиниду.
□1:16 «мошу йәргә қоюлғанлиғим» — «қоюлғанлиғим» — Һәммигә Қадир тәрипидин, әлвәттә.
□1:17 «алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта» — шундақ қериндашлар бәлким: «улуқ расул Павлус түрмидә қамақлиқ, бизгә пурсәт кәлди» дәп, җамаәтләр арисида өз даңқини чиқармақчи, өзлири «расулларниң паалийәтлири» болувалмақчи болғанлардур.
□1:19 «Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән...» — «мениң ниҗат-қутқузулушум» — бәзи алимлар бу сөзләрни «түрмидин қутқузулуш» яки болмиса «мени өлүм арқилиқ җәннәткә йәткүзүш» дәп чүшиниду; бизниңчә бу сөзләр чоқум төвәндики 20-айәт билән бағлиқтур. 20-айәттә «ниҗат-қутқузулуш»ниң әмәлийәттә немә екәнлиги көриситилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
□1:20 «тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин... » — «һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин...» бәлким Мәсиһниң вәкил сүпитидә Униңға һеч қандақ дағ кәлтүрмәслигини көрситиду.
□1:24 «амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән» — 21-25-айәтләр тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.
□1:25 «Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән» — Павлусниң түрмидин қайта чиққанлиғи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□1:27 «өзүңларни Мәсиһниң хәвиригә лайиқ һалда тутуңлар» — грек тилида «өзүңлар Мәсиһниң хәвиригә лайиқ һалда пухра болуңлар» дегән сөз билән ипадилиниду. Филиппидикиләр болса «римлиқ пухралар» дәп һесаплинип, алаһидә имтиязлиқ еди. Павлусниң пуритип ейтмақчи болғини «Өзүңларни әрштики пухраларға лайиқ һалда тутуңлар» дегәнликтур.
■1:27 Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Кол. 1:10; 1Тес. 2:12; 4:1.
□1:28 «силәрдики бу ғәйрәт...» — грек тилида «бу иш...». Башқа мүмкинчилиги барки, «бу иш» қарши чиққучиларниң қаршилиғиниң өзини көрситиду. «...уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, (шуниңдәк) қутқузулушуңларниң Худадин болғанлиғиға бир аламәттур».
□1:30 «.. силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр» — демәк, (1) етиқат үчүн зиянкәшликкә йолуғуш; (2) шүбһисизки, һәр хил җин-шәйтанлар тәрипидин кәлгән һуҗумға учраш («роһий күрәш — «Әф.» 6:10-18ни көрүң).