4
Силәр ғоҗайинлар, қуллилириңларға адил вә тоғра муамилә қилиңлар; чүнки әрштә өз ғоҗайиниңларниң барлиғини билисиләр.Әф. 6:9.
Дуа-тилавәткә һәр қандақ вақитта берилиңлар, буниңда рәхмәтләр ейтишип һошияр туруңлар;Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17. шуниң билән биз үчүнму дуа қилғайсиләрки, Худа бизгә Мәсиһниң сирини җакалаш үчүн Өз сөзигә ишик ачсун; мән дәл сир үчүн зәнҗирләр билән бағланғанмән;Әф. 6:19; 2Тес. 3:1. шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, сирни ашкарилишимға дуа қилиңлар.
Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар, пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар.«Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар» — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар» — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр.  Әф. 5:15, 16. Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр.«Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр» — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Мар. 9:50.
 
Сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус силәргә мән тоғрилиқ һәммә ишларни мәлум қилиду.«сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус» — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду.  Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12. Мән уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң әһвалиңларни биливелиши вә шундақла көңлүңларға илһам-риғбәт бериши үчүндур. Мән өзи силәрдин болған, садиқ вә сөйүмлүк қериндишимиз Онесимусни униң билән әвәттим; улар силәргә мошу йәрдики барлиқ ишларни мәлум қилиду.Флм. 10.
10 Түрмидишим болған Аристархус силәргә салам йоллайду; Барнабасниң нәври иниси Маркусму шундақ (силәр униң тоғрилиқ тапшуруқларни тапшурувалдиңлар; у йениңларға кәлсә, уни қобул қилиңлар); Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11. 11 Юстус дәп аталған Йәшуаму салам йоллайду. Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған.«Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған» — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди.
12 Силәрдин болған, Мәсиһ Әйсаниң қули Әпафрас силәргә салам йоллайду; у силәрниң Худаниң пүткүл ирадисидә мукәммәл, камаләткә йетип чиң турушуңлар үчүн һәрдайим силәр үчүн дуаларда күрәш қилиду. Кол. 1:7; Флм. 23. 13 Чүнки мән униңға гувачимәнки, у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду.«...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду» — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду.
14 Сөйүмлүк тевип болған Луқадин силәргә салам, Демастинму шундақ.2Тим. 4:10,11
15 Лаодикиадики қериндашларға биздин салам, Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар.«Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар» — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду.
16 Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар; «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар» — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. 17 вә Аркиппусқа: «Сән Рәбдә тапшурувалған хизмитиңгә, толуқ әмәл қилишиң үчүн көңүл қойғин» — дәңлар.
18 Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам. Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар. Силәргә меһри-шәпқәт болғай!«Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам» — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар» — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар.  2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.

4:1 Әф. 6:9.

4:2 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Әф. 6:18; 1Тес. 5:17.

4:3 Әф. 6:19; 2Тес. 3:1.

4:5 «Сирттикиләргә нисбәтән даналиқ билән меңиңлар» — «сирттикиләр» — Худаниң падишалиғиниң сиртида турғанлар, техи етиқат қилмиғанларни көрситиду, әлвәттә. «пурсәтләр чиққанда көңүл қоюп қолдин бәрмәңлар» — «пурсәтләр» болса «сирттикиләр»гә яхшилиқ көрситиш, Худаниң сөзини ейтиш, Мәсиһгә гувалиқ бериш қатарлиқ пурсәтләр.

4:5 Әф. 5:15, 16.

4:6 «Силәрниң гәп-сөзлириңлар һәрдайим меһри-шәпқәт билән болсун, туз билән тетитилсун; шуниң билән силәр һәр бир адәмгә қандақ җавап беришни билисиләр» — «туз билән тетитилсун» дегән җекиләш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

4:6 Мар. 9:50.

4:7 «сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар, ишдишимиз болған Тикикус» — «ишдаш» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдаш» дегән уқумни билдүриду.

4:7 Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12.

4:9 Флм. 10.

4:10 Рос. 15:37; 27:2; 2Тим. 4:11.

4:11 «Худаниң падишалиғи үчүн маңа хизмәтдаш болған сүннәт қилинғанлардин пәқәт мошулар бардур; улар маңа тәсәлли болған» — «сүннәт қилинғанлар» — Йәһудийлар. Демас вә Луқа (14-айәттә) «ят әлләр»дин еди.

4:12 Кол. 1:7; Флм. 23.

4:13 «...у силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хейраполистикиләр үчүнму көп җапа тартиду» — бу «җапа тартиш» болса дуалирида. Тексттики башқа бир кона көчүрмидә: «.. униң силәр үчүн, Лаодикиадикиләр үчүн вә Хираполистикиләр үчүнму көп қизғинлиғи бардур» дейилиду.

4:14 2Тим. 4:10,11

4:15 «Нимфаға һәм униң өйидә жиғилидиған җамаәткиму салам ейтиңлар» — Нимфа бир аялниң исми еди. Тексттики бәзи кона көчүрмиләрдә: «Нимфас» (әрниң исми) дейилиду.

4:16 «Бу хәт араңларда оқулғандин кейин, силәр уни Лаодикийидики җамаәттиму оқутуңлар, вә Лаодикийәдикиләргә язған хәтни силәрму оқуңлар» — мүмкинчилиги барки, «Лаодикийәдикиләргә язған хәт» әсли Павлусниң «Әфәсуслуқларға» язған хетидур. «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

4:18 «Мәнки Павлустин өз қолум билән язған салам» — демәк, хәтниң башқа йәрлири катиплиқ қилған қериндишиниң қолида йезилған. Павлусниң көзлири аҗиз болуши мүмкин («2Кор.» 12:6-10, «Гал.» 4:15). «Мениң кишәнлинип қамап қоюлғанлиғимни әсләңлар» — демәк, дуа-тилавәтлириңларда әсләңлар.

4:18 2Тес. 3:17; Ибр. 13:3.