«Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур. ■Йәш. 40:11; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 5:4. 21 Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин! □«(Худа) ... Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай!» — «такамуллаштуруш»ниң башқа тәрҗимиси: «әтраплиқ тәминләш». ■2Кор. 3:5; Фил. 2:13.
■13:1 Рим. 12:10; Әф. 4:3; 1Пет. 1:22; 2:17; 4:8.
■13:2 Яр. 18:1; 19:1; Рим. 12:13; 1Пет. 4:9.
□13:3 «Зинданға ташланғанларни улар билән биллә зинданда зәнҗирләнгәндәк яд етиңлар» — «зинданға ташланғанлар» вә «хорланғанлар» етиқати үчүн зиянкәшликкә учриғанларни көрситиду. «хорланғанларни өзүңларму тәндә туруватқан бәндә сүпитидә яд етип туруңлар» — бу җекиләшниң мәнаси бәлким: (1) өзлириңлар аҗизлиққа вә җисманий азапларға дуч кәлгәнлигиңлар түпәйлидин мошуларни яд етип туруңлар; (2) яки Әйса Мәсиһниң тени болған җамаәт әзаси сүпитидә, һесдашлиқ вә дәрддашлиқ көрситиңлар» дегәнни билдүриду.
□13:4 «әр-хотунларниң ятидиған йери дағсиз болсун» — башқа бир хил тәрҗимиси болуши мүмкин: «никаһ һәрдайим һөрмәтлик иш, әр-хотунлуқ орун дағсиздур» — бу тәрҗимә тоғра болса, асасий мәнаси әр-хотунлуқ, шундақла әр-хотунлуқ арисидики муһәббәтлик җинсий мунасивәт Худа алдида яхши иштур.
□13:5 «Сәндин әсла айрилмаймән, сени әсла ташлимаймән» — Тәврат, «Қан.» 31:6-8.
■13:5 Яр. 28:15; Мис. 23:8; Қан. 16:19; 31:6, 8; Йә. 1:5; 1Тар. 28:20; Пәнд. 15:16; Фил. 4:11; 1Тим. 6:6, 8.
□13:6 «Пәрвәрдигар мениң Ярдәмчимдур, һеч қорқмаймән, кишиләр мени немә қилалисун?» — «Зәб.» 26:1, 117:-7.
■13:6 Зәб. 53:6; 55:5; 117:6-7
□13:8 «Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәткичә өзгәрмәйду!» — муәллип, бу һәқиқәтни дәл шу йетәкчи қериндашларниң етиқатиниң җәвһиридур, демәкчи болуши мүмкин.
■13:9 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Юһ. 6:27; Рим. 14:17; 16:17; Әф. 4:14; 5:6; Кол. 2:16; 2Тес. 2:2; 2Тим. 4:3; 1Юһа. 4:1.
□13:10 «Бизләрниң шундақ бир қурбангаһимиз барки, ибадәт чедирида хизмәттә болғанларниң униңдин йейиш һоқуқи йоқтур» — бу «қурбангаһ» Әйса Мәсиһ инсанларниң гунайи үчүн миқлинип өлтүрүлгән крестни көрситиду. Мошу «қурбангаһдин йейиш» болса униң қурбанлиғидин чиққан, мәңгүлүк һаяттики һәртүрлүк роһий мевиләрдин бәһримән болуштин ибарәт болиду.
□13:11 «Чүнки гуна тиләш сүпитидә союлған, қени баш каһин тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кирилгән қурбанлиқ һайванларниң тени болса қараргаһниң сиртиға елип чиқилип көйдүрүләтти» — «Лав.» 16:27ни көрүң.
■13:11 Мис. 29:14; Лав. 4:21; 6:30; 16:27; Чөл. 19:3.
□13:12 «Шуңа Әйсаму Өз қени билән хәлиқни паклап Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди» — демисәкму, Әйса Мәсиһ өлидиған җай (Голгота) Йерусалимниң сепилиниң сиртида еди. Мәсиһниң бу «сиртқа чиқирилип өлтүрүлүши» кейинки әгәшкәнләргә символ болған болуп, Худаниң хәлқи Мәсиһниң һәмраһлиғидин бәһримән болуши үчүн «шәһәрниң сиртида», йәни өз жути тәрипидин чәткә қеқилишиға тәйяр туруши керәклигини көрситиду. Мәсиһкә әгәшкән Йәһудий хәлиқ үчүн техиму шундақ еди. 13-айәттики изаһатларни көрүң.
□13:13 «Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип...» — «қараргаһниң сиртиға чиқиш» Мәсиһкә әгәшкән Йәһудий хәлқигә нисбәтән ибадәтханидики қурбанлиқлардин, шундақла уларға бағлиқ әқидилиридин ваз кечиш бәкму һақарәтлик иш еди. Худди Әйса Мәсиһ Йерусалим шәһәр дәрвазисиниң сиртида миқланғанда һақарәткә қаримиғанға охшаш, хәтни оқуватқан Йәһудий китапханларму кона әқидилиридин ваз кечишкә вә униң түпәйлидин учрайдиған һақарәткә қаримай, Әйса Мәсиһкә йүзлиниши керәк еди. «... Униң йениға берип, Униңға қаритилған һақарәткә ортақ бәрдашлиқ берәйли» — Әйса Мәсиһгә қаритилған қаршилиқ һәм һақарәтләр бүгүнгә қәдәр Униңға вә Униңға тәвә болғанларға қаритилип кәлмәктә. Қараңғулуқ бәрибир нурға қарши туриду, шуңа Худаниң хәлқи һаман бир тәрәптин болмиса башқа бир тәрәптин зиянкәшликкә учрайду.
□13:15 «...өз ләвлиримизниң мевиси сүпитидә Униң намини етирап қилайли» — «униң нами» мошу йәрдә Мәсиһниң намини көрситиду.
□13:17 «уларниң бу иши қайғу-әләм билән әмәс ... бәлки хошал-хурамлиқ билән елип берилсун» — «уларниң бу иши»: (1) йетәкчиләрниң хәвәр елиш хизмити, яки: (2) Худаға һесап тапшуруш, яки: (3) бу иккисини көрситиду. Бизниңчә у һесап тапшурушини көрситиду.
■13:17 Әз. 3:18; 33:8; Фил. 2:29; 1Тес. 5:12; 1Тим. 5:17.
□13:19 «Йениңларға патрақ қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән» — «мениң қайтип беришим үчүн» дегәнлик бәлким муәллипниң түрмидин азат қилинишини көрситиду.
□13:20 «мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи» — «мәңгүлүл әһдә» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.
■13:20 Йәш. 40:11; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 5:4.
□13:21 «(Худа) ... Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай!» — «такамуллаштуруш»ниң башқа тәрҗимиси: «әтраплиқ тәминләш».