2
Рәбниң күни, йәни «Пәрвәрдигарниң күни» вә дәҗҗал тоғрилиқ
И қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келиши, шундақла бизниң Униң билән бир йәргә җәм қилинишимиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүмизки, Әгәр силәр «мәлум роһтин кәлгән вәһий»дин болсун, бирисиниң сөз-тәлимидин болсун яки «бизниң намимизда» йезилған мәлум хәтләрдин болсун «Рәбниң күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, җиддилишип һодуқуп кәтмәңлар яки дәккә-дүккигә чүшмәңлар!«... «Рәбниң күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, җиддилишип һодуқуп кәтмәңлар яки дәккә-дүккигә чүшмәңлар!» — «Рәбниң күни» яки «Пәрвәрдигарниң күни» дегән муһим тема тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 1Юһа. 4:1.
Бу ишларда һәр қандақ адәмниң һәр қандақ усул билән силәрни алдишиға йол қоймаңлар; чүнки авал «чоң йениш» болуп, андин «гунайий адәм», йәни «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» ашкариланмиғичә, әшу күн кәлмәйду.«чүнки авал «чоң йениш» болуп,... » — «чоң йениш» бәлким «етиқаттин чоң тениш»ни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «Бу ишларда һәр қандақ адәмниң һәр қандақ усул билән силәрни алдишиға йол қоймаңлар; чүнки авал «чоң йениш» болуп, андин «гунайий адәм», йәни «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» ашкариланмиғичә, әшу күн кәлмәйду» — бу муһим айәттики «чоң йениш» («етиқаттин чиқип, айрилиш»), «гуналиқ адәм» вә «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» (дәҗҗал) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Бәзи алимлар «чоң йениш»ни «(Худаға қарши) чоң топилаң» дәп тәрҗимә қилиду. Биз «қошумчә сөз»имиздә өз тәрҗимимизгә испат беримиз.
  Мат. 24:23; 1Тим. 4:1; 1Юһа. 2:18. Шу адәм худа дәп аталғанға яки кишиләр чоқунидиған һәр қандақ нәрсиләргә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду; у шундақ қилип Худаниң ибадәтханисида олтиривелип, өзини Худа дәп көрситип җакалайду.«Шу адәм худа дәп аталғанға яки кишиләр чоқунидиған һәр қандақ нәрсиләргә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду; у шундақ қилип Худаниң ибадәтханисида олтиривелип, өзини Худа дәп көрситип җакалайду» — «Йәш.» 14:13-14, «Дан.» 11:36, «Әз.» 28:2-9ни көрүң. Бу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Ибадәтхана» мошу айәттә әсли ибадәтханиниң ички «муқәддәс җай»ни көрситиду.  Дан. 7:25; 8:11; 11:36; Мат. 24:15; Вәһ. 13:1-8 Мән силәр билән биллә болған вақтимда буларни силәргә ейтқиним есиңларда барду? Вә униң бәлгүләнгән вақти-саити кәлмигичә ашкариланмаслиғи үчүн, неминиң уни тосуп туруватқанлиғи силәргә мәлум. Чүнки «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» аллиқачан йошурун һәрикәт қилмақта; лекин бу ишларни һазирчә тосуп келиватқан бириси бардур; У оттуридин чиққичә шундақ тосуқлуқ пети туриду;«Чүнки «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» аллиқачан йошурун һәрикәт қилмақта» — «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» (грек тилида «қанунни йоқатқучи сир») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «лекин бу ишларни һазирчә тосуп келиватқан бириси бардур» — 3-4-айәттики «гунайий адәм («һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм»)ниң мәйданға чиқишни тосуш» билән «қанунни йоқатқучи сирлиқ күчни тосуш»ниң зич мунасивити бар. Икки ишни тосуғучи бизниңчә Худаниң Муқәддәс Роһидур. Бәзи алимларниң бу тоғрилиқ башқичә пикирлириму бар; көзқаришимизниң сәвәвини «қошунчә сөз»имиздә ейтимиз.
«Қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» (грек тилида «қанунни йоқатқучи сир») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «У оттуридин чиққичә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У оттуридин йөткиветилгичә...». «Қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» бәлким Шәйтанниң астиртин дуниядики барлиқ әлләрни, барлиқ дөләтләрни һәр хил қанунни, шундақла барлиқ әхлақ принсипларни бузуш тәрәпкә аста-аста қутритишлирини көрситиду. Бу җәрянниң әвҗигә чиқиши дәҗҗалниң мәйданға келиши билән болиду. «у оттуридин чиққичә шундақ тосуқлуқ пети туриду» — бу муһим ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
андин әшу «қанунни йоқатқучи» ашкарилиниду; бирақ Рәб Әйса ағзидики нәпәси биләнла уни жутуветиду, кәлгән чағдики парлақ нури билән уни йоқ қиливетиду.Аюп 4:9; Йәш. 11:4. «Қанунни йоқатқучи»ниң мәйданға чиқиши Шәйтанниң пәнтлири билән болиду, у һәр түрлүк күч-қудрәт, мөҗизә вә ялған карамәтләрни көрситип, Қан. 13:2; Юһ. 8:41; 2Кор. 4:4; Әф. 2:2; Вәһ. 13:13. 10 һалакәткә йүзләнгәнләрни аздуридиған һәр хил қәбиһ һейлә-микирләрни ишлитиду. Уларниң һалакәт алдида туруватқанлиғиниң сәвәви өзлирини ниҗатқа йетәкләйдиған һәқиқәтни сөймәй, униңға қәлбидин орун бәрмәслигидиндур. 2Кор. 2:15; 4:3. 11 Шу сәвәптин, Худа уларға ялғанчилиққа ишәнсун дәп һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду. Рим. 1:24; 1Тим. 4:1. 12 Нәтиҗидә, һәқиқәткә ишәнмәй, бәлки қәбиһликни хурсәнлик дәп билгәнләрниң һәммиси җазаға мәһкүм қилиниду.
 
Қәтъий тәврәнмәңлар!
13 Лекин, әй, Рәб сөйгән қериндашлар, биз силәр үчүн һәрдайим Худаға тәшәккүр ейтишимизға тоғра келидуки, Худа Роһниң вастисидә пак-муқәддәс қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ силәрни ниҗатқа еришишкә муқәддәмдила талливалди. «Худа Роһниң вастисидә пак-муқәддәс қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ силәрни ниҗатқа еришишкә муқәддәмдила талливалди» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. 14 У биз йәткүзгән хуш хәвәр арқилиқ силәрни шу ниҗатқа, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә еришишкә чақирди.
15 Шуниң үчүн, әй қериндашлар, тапан тирәп туруңлар, биз силәргә еғизчә яки хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимни чиң тутуңлар!2Тес. 3:6.
16-17 Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй һәмдә силәрни һәр бир гөзәл иш қилишта, һәр бир яхши сөзләрни йәткүзүштә күчләндүргәй!«Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй һәмдә силәрни һәр бир гөзәл иш қилишта, һәр бир яхши сөзләрни йәткүзүштә күчләндүргәй!» — қизиқ бир иш шуки, «риғбәтләндүргәй» һәм «күчләндүргәй» дегән пеиллар грек тилидики «бирлик шәхс» шәклидидур. Демәк, «ХудаАта» вә «Рәб Әйса» бир шәхстәк иш қилиду.  1Тес. 3:13.
 
 

2:2 «... «Рәбниң күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, җиддилишип һодуқуп кәтмәңлар яки дәккә-дүккигә чүшмәңлар!» — «Рәбниң күни» яки «Пәрвәрдигарниң күни» дегән муһим тема тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:2 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 1Юһа. 4:1.

2:3 «чүнки авал «чоң йениш» болуп,... » — «чоң йениш» бәлким «етиқаттин чоң тениш»ни көрситиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «Бу ишларда һәр қандақ адәмниң һәр қандақ усул билән силәрни алдишиға йол қоймаңлар; чүнки авал «чоң йениш» болуп, андин «гунайий адәм», йәни «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» ашкариланмиғичә, әшу күн кәлмәйду» — бу муһим айәттики «чоң йениш» («етиқаттин чиқип, айрилиш»), «гуналиқ адәм» вә «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» (дәҗҗал) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бәзи алимлар «чоң йениш»ни «(Худаға қарши) чоң топилаң» дәп тәрҗимә қилиду. Биз «қошумчә сөз»имиздә өз тәрҗимимизгә испат беримиз.

2:3 Мат. 24:23; 1Тим. 4:1; 1Юһа. 2:18.

2:4 «Шу адәм худа дәп аталғанға яки кишиләр чоқунидиған һәр қандақ нәрсиләргә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду; у шундақ қилип Худаниң ибадәтханисида олтиривелип, өзини Худа дәп көрситип җакалайду» — «Йәш.» 14:13-14, «Дан.» 11:36, «Әз.» 28:2-9ни көрүң. Бу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Ибадәтхана» мошу айәттә әсли ибадәтханиниң ички «муқәддәс җай»ни көрситиду.

2:4 Дан. 7:25; 8:11; 11:36; Мат. 24:15; Вәһ. 13:1-8

2:7 «Чүнки «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» аллиқачан йошурун һәрикәт қилмақта» — «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» (грек тилида «қанунни йоқатқучи сир») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «лекин бу ишларни һазирчә тосуп келиватқан бириси бардур» — 3-4-айәттики «гунайий адәм («һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм»)ниң мәйданға чиқишни тосуш» билән «қанунни йоқатқучи сирлиқ күчни тосуш»ниң зич мунасивити бар. Икки ишни тосуғучи бизниңчә Худаниң Муқәддәс Роһидур. Бәзи алимларниң бу тоғрилиқ башқичә пикирлириму бар; көзқаришимизниң сәвәвини «қошунчә сөз»имиздә ейтимиз. «Қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» (грек тилида «қанунни йоқатқучи сир») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. «У оттуридин чиққичә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У оттуридин йөткиветилгичә...». «Қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» бәлким Шәйтанниң астиртин дуниядики барлиқ әлләрни, барлиқ дөләтләрни һәр хил қанунни, шундақла барлиқ әхлақ принсипларни бузуш тәрәпкә аста-аста қутритишлирини көрситиду. Бу җәрянниң әвҗигә чиқиши дәҗҗалниң мәйданға келиши билән болиду. «у оттуридин чиққичә шундақ тосуқлуқ пети туриду» — бу муһим ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

2:8 Аюп 4:9; Йәш. 11:4.

2:9 Қан. 13:2; Юһ. 8:41; 2Кор. 4:4; Әф. 2:2; Вәһ. 13:13.

2:10 2Кор. 2:15; 4:3.

2:11 Рим. 1:24; 1Тим. 4:1.

2:13 «Худа Роһниң вастисидә пак-муқәддәс қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ силәрни ниҗатқа еришишкә муқәддәмдила талливалди» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.

2:15 2Тес. 3:6.

2:16-17 «Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй һәмдә силәрни һәр бир гөзәл иш қилишта, һәр бир яхши сөзләрни йәткүзүштә күчләндүргәй!» — қизиқ бир иш шуки, «риғбәтләндүргәй» һәм «күчләндүргәй» дегән пеиллар грек тилидики «бирлик шәхс» шәклидидур. Демәк, «ХудаАта» вә «Рәб Әйса» бир шәхстәк иш қилиду.

2:16-17 1Тес. 3:13.