13
Әгәр араңлардин пәйғәмбәр яки чүш көргүчи чиқип, силәргә мәлум бир мөҗизилик аламәт яки карамәтни көрситип берәй десә вә у силәргә алдин-ала дегән мөҗизилик аламәт яки карамәт әмәлгә ашурулса, амма шуниң билән мунасивәтлик «башқа илаһларға (йәни силәр тонумиған илаһларға) әгишәйли» вә «уларниң қуллуғида болайли» десә, шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчиниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрниң уни, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән сөйидиған-сөймәйдиғиниңларни билиш үчүн синаватқан болиду.
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға әгишип меңишиңлар керәк; силәр Униңдин қорқуңлар, әмирлирини тутуңлар, Униң авазиға қулақ селиңлар; силәр Униң хизмитидә болуп Униңға бағлиниңлар. Қан. 10:20 Шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчи болса өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк; чүнки у силәрни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған, йәни «қуллуқ макани»дин һөрлүк бәдили төләп қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилишни қутратти, шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар сени меңишқа әмир қилған йолдин езиқтурушқа урунди; силәр мошундақ рәзилликни араңлардин йоқитишиңлар керәк.Қан. 18:20; Йәр. 14:15
 
Аилиниң ичидә пәйда болған сахта пәйғәмбәрләр
6-7 Қериндишиң, мәйли анаңниң оғли яки өз оғлуң яки қизиң, җан-җигириң болған аялиң яки җан достуң астиртин сени аздурмақчи болуп: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғиға кирәйли» десә, йәни өзүң яки ата-бовилириң һеч тонумайдиған, әтрапиңдики әлләрниң илаһлири болсун, йеқин болсун, жирақ болсун, һәтта йәр йүзиниң бу четида яки у четида болсун, шуларниң қуллуғиға кирәйли десә,«җан-җигириң болған аялиң» — ибраний тилида «қучиғиңдики аялиң».  Қан. 17:2 ундақта сән униңға қошулма яки униңға қулақ салма; сән уни һеч айима, униңға рәһим қилма вә униң гунайини һеч йошурма; «сән уни һеч айима...» — ибраний тилида «көзүң уларни һеч айимисун...». қандақла болмисун, уни өлтүргин; уни өлтүрүшкә тунҗа қол салғучи сән бол, андин барлиқ хәлиқниң қоллири әгишип шундақ қилсун. Қан. 17:7 10 У сени Мисир зиминидин, «қуллуқ макани»дин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигар Худайиңни ташлашқа езиқтурмақчи болди, шуңа сән уни өлтүрүшүң, чалма-кесәк қилишиң керәк; 11 Шуниң билән пүткүл Исраил аңлайду, қорқиду, шуниңдин кейин йәнә шундақ рәзил ишни араңларда қилмайду.Қан. 17:13
 
Мәлум жуттикиләр топлишип қилған бутпәрәсликниң җазаси
12-13 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиң олтирақлишишқа саңа тәқдим қилған мәлум бир шәһәрдә: «Аримиздин бәзи рәзил адәмләр чиқип: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғида болайли» дәп силәр һеч тонумайдиған илаһларға әгишишкә өз шәһиридикиләрни езиқтурди» дегән хәвәрни аңлисаң,«бәзи рәзил адәмләр...» — ибраний тилида «белиал (Иблис)ниң бәзи балилири...». 14 шу һаман тәкшүрүп сүрүштә қил; раст болса, дәрвәқә бу жиркиничлик иш араңларда йүз бәргәнлиги испатланған болса, 15 ундақда сән шу шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрүп, бу шәһәрни вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни, җүмлидин мал-варанлирини тәлтөкүс һалак қиливәт. 16 Униңдики барлиқ олҗини оттуридики чоң мәйданға жиғип, шу шәһәрни барлиқ олҗиси билән қошуп Пәрвәрдигар Худайиңға аталған көйдүрмә қурбанлиқтәк от билән көйдүрүвәт; у мәңгүгә харабилик болиду — қайтидин қурулмаслиғи керәк. 17 Тәлтөкүс һалакәткә бекитилгән һеч бир нәрсә қолуңға чаплашмисун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ғәзивидин йенип саңа рәһим көрситиду; У саңа ичини ағритип, ата-бовилириңға қәсәм қилғандәк сени көпәйтиду. 18 Сән мән бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң барлиқ әмирлирини тутуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилиш үчүн авазиға қулақ салсаң, һалиң шундақ яхши болиду.
 
 

13:4 Қан. 10:20

13:5 Қан. 18:20; Йәр. 14:15

13:6-7 «җан-җигириң болған аялиң» — ибраний тилида «қучиғиңдики аялиң».

13:6-7 Қан. 17:2

13:8 «сән уни һеч айима...» — ибраний тилида «көзүң уларни һеч айимисун...».

13:9 Қан. 17:7

13:11 Қан. 17:13

13:12-13 «бәзи рәзил адәмләр...» — ибраний тилида «белиал (Иблис)ниң бәзи балилири...».