10
Йеңи пурсәт
Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Өзүң үчүн авалқидәк икки таш тахтайни оюп чиқип, таққа йенимға кәл. Өзүңгә яғачтин бир сандуқ ясиғин. Мис. 34:1 Мән бу тахтайларға сән чеқивәткән авалқи тахтайлардики сөзләрни язимән; сән уларни сандуққа қойисән» — деди.
Шуниң билән мән акатсийә яғичидин бир сандуқ ясидим, авалқидәк икки таш тахтай оюп чиқтим; икки тахтайни қолумда көтирип таққа чиқтим. Пәрвәрдигар әслидә от ичидин тағда җамаәт жиғилған күндә силәргә ейтқан шу он әмирни авалқи пүтүктәк тахтайларға язди; Пәрвәрдигар уларни маңа тапшурди. «он әмир» — ибраний тилида «он сөзни». Мән бурулуп тағдин чүшүп тахтайларни өзүм ясиған сандуққа қойдум; Пәрвәрдигар маңа тапилиғинидәк улар техи униңда турмақта.
 
Чөл-баявандики сәпәрниң хатимиси
Шу чағда Исраиллар Бәәрот-Бәнә-Яакандин Мосәраһқа йол елип маңди; Һарун шу йәрдә өлди вә шу йәрдә дәпнә қилинди; униң оғли Әлиазар униң орнини бесип каһинлиқ қилди. Чөл. 20:28; 33:30,38 Исраиллар шу йәрдин Гудгодаһқа, андин Гудгодаһтин Йотбатаһқа сәпәр қилди (Йотбатаһ ериқ-еқини мол йәрдур). Чөл. 33:32,33 Шу чағда Пәрвәрдигар әһдә сандуғини көтиришкә, Пәрвәрдигарниң алдида хизмитидә туруп униң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә Лавий қәбилисини өзигә таллап айриди. Вә бүгүнгә қәдәр шундақ болуватиду. Шуңа Лавий қәбилисиниң Исраил қериндашлири ичидә несивиси яки мираси йоқтур; Пәрвәрдигар униңға ейтқандәк, Пәрвәрдигар Өзи униң мирасидур.«Лавий қәбилисиниң... несивиси яки мираси йоқтур» — Қанаан зиминиға киргәндин кейин Лавийлар вә каһинларниң (башқа қәбилиләрниңкидәк) шәхсий йәр-зимин яки шәһәрлири болмайду. Улардики һәр бир аилигә Исраилларниң шәһәрлири ичидин бирәр турар җай берилиду.  Чөл. 18:20-32; Қан. 18:1; Әз. 44:28
10 Мән әнди авалқи күнләрдикидәк қириқ кечә-күндүз Пәрвәрдигар алдида тағда турдум; Пәрвәрдигар шу чағдиму тилигимгә қулақ салди; у силәрни йоқатмиди. Қан. 9:18, 19 11 Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, хәлиқни башлап алдида йол алғин; шуниң билән улар Мән уларға тәқдим қилишқа ата-бовилириға қәсәм қилип вәдә қилған зиминни егиләш үчүн униңға кирсун» — деди.
 
Пәрвәрдигарни сөйгин, хәлиқни сөйгин
12-13 Әнди, и Исраил, Пәрвәрдигар Худайиң сәндин немә тәләп қилиду? — Һалиң яхши болсун дәп мениң бүгүн силәргә мошу тапилиғанлиримдин башқа нәрсини тәләп қиларму? — Униң тәләп қилғини болса Пәрвәрдигар Худайиңдин қорқуп, Униң көрсәткән барлиқ йоллирида меңип, Уни сөйүп, пүткүл қәлбиң вә пүткүл җениң билән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болуп, Пәрвәрдигарниң әмирлири вә бәлгүлимилирини тутуштин ибарәт әмәсму?Қан. 6:5; Мат. 22:37; Луқа 10:27
14 Мана, асманлар вә асманларниң асмини Пәрвәрдигар Худайиңға мәнсуптур; йәр йүзи вә униңдики һәммә нәрсиләрму Униңға мәнсуптур. Яр. 14:19; Зәб. 23:1; 113:24 15 Һалбуки, Пәрвәрдигар пәқәт ата-бовилириңлардин сөйүнүп, уларни сөйди вә шуниң билән бүгүнкидәк барлиқ әлләр арисидин ата-бовилириңларниң кейинки нәслини, йәни силәрни таллиди. 16 Шуңа көңлүңларни хәтнилик қилиңлар, бойнуңларни йәнә қаттиқ қилмаңлар.Мис. 32:9; 33:3; 34:9; Қан. 9:13; Йәр. 4:4
17 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар худаларниң Худаси, рәбләрниң Рәбби, улуқ Илаһ, Қудрәтлик вә Дәһшәтлик Болғучи, инсанларниң йүз-хатирисини қилмиғучи, һеч қандақ парини алмиғучидур; 2Тар. 19:6, 7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 17:14 18 У житим-йесир вә тул хотунларниң дәвасини сорайду, мусапирни сөйүп униңға йемәк-ичмәк вә кийим-кечәкни бәргүчидур. «житим-йесир» — ибраний тилида «атисизлар». 19 Шуңа силәрму мусапирни сөйүшүңлар керәк; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир едиңлар.
20 Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин; сән Униң ибадитидә болғин, Униңға бағланғин вә пәқәт Униң намидила қәсәм ичкин. Қан. 6:13; 13:4; Мат. 4:10; Луқа 4:8 21 У сән үчүн өз көзүң билән көргән бу улуқ вә дәһшәтлик ишларни қилған; У сән мәдһийиләйдиған, сениң Худайиңдур; 22 ата-бовилириң җәмий йәтмиш җан Мисирға чүшкән еди; вә һазир Пәрвәрдигар Худайиң сени асмандики юлтузлардәк көп қилди. «ата-бовилириң җәмий йәтмиш җан Мисирға чүшкән еди...» — яки «ата-бовилириң йәтмиш җан билән Мисирға чүшкән еди...».  Яр. 15:5; 46:27; Мис. 1:5; Рос. 7:14
 
 

10:1 Мис. 34:1

10:4 «он әмир» — ибраний тилида «он сөзни».

10:6 Чөл. 20:28; 33:30,38

10:7 Чөл. 33:32,33

10:9 «Лавий қәбилисиниң... несивиси яки мираси йоқтур» — Қанаан зиминиға киргәндин кейин Лавийлар вә каһинларниң (башқа қәбилиләрниңкидәк) шәхсий йәр-зимин яки шәһәрлири болмайду. Улардики һәр бир аилигә Исраилларниң шәһәрлири ичидин бирәр турар җай берилиду.

10:9 Чөл. 18:20-32; Қан. 18:1; Әз. 44:28

10:10 Қан. 9:18, 19

10:12-13 Қан. 6:5; Мат. 22:37; Луқа 10:27

10:14 Яр. 14:19; Зәб. 23:1; 113:24

10:16 Мис. 32:9; 33:3; 34:9; Қан. 9:13; Йәр. 4:4

10:17 2Тар. 19:6, 7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 17:14

10:18 «житим-йесир» — ибраний тилида «атисизлар».

10:20 Қан. 6:13; 13:4; Мат. 4:10; Луқа 4:8

10:22 «ата-бовилириң җәмий йәтмиш җан Мисирға чүшкән еди...» — яки «ата-бовилириң йәтмиш җан билән Мисирға чүшкән еди...».

10:22 Яр. 15:5; 46:27; Мис. 1:5; Рос. 7:14