10
Әйсаниң йәтмиш мухлисини әвәтиши
Бу ишлардин кейин, Рәб мухлислардин йәнә йәтмишини тайинлап, өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти.«өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти» — «өзидин бурун» грек тилида «униң йүзидин бурун».
Бәзи кона көчүрмиләрдә «йәтмиш иккиси» дейилиду. 99٪ көчүрмиләрдә «йәтмиш» дейилиду. Бу сан Тәвраттики бир нәччә «хасийәтлик санлар»ға мас келиду; мәсилән, Исраилниң 12 қәбилиси бар еди вә 70 ақсақали бар еди («Чөл.» 11:11ни көрүң). Әстайидил оқурмәнләр Тәвраттики башқа йәрләрдин мошу «12+70» дегән икки санниң биллә кәлгинини көриду.
У уларға мундақ тапилиди:
— Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән. Шуңа һосул Егисидин көпрәк ишләмчиләрни Өз һосулуңни жиғишқа әвәткәйсән, дәп тиләңлар.«Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән» — «һосул» мошу йәрдә Худаниң падишалиғини қобул қилишқа тәйяр туридиған кишиләрни билдүриду, әлвәттә. Мошундақ адәмләр «ормичилар»ға, йәни өзлиригә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләргә муһтаҗдур. «һосулниң Егиси» — Худа, әлвәттә.  Мат. 9:37; Юһ. 4:35; 2Тес. 3:1. Меңиңлар! Мән қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк силәрни әвәтимән.Мат. 10:16. Һәмян, хурҗун вә кәшләр алмаңлар; йолда кишиләр билән саламлишишқа тохтимаңлар.«хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси». «йолда кишиләр билән саламлишишқа тохтимаңлар» — әшу дәвирдики Йәһудийлар арисида саламлишишқа адәттә узун вақит кетәтти.  2Пад. 4:29; Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 9:3; 22:35. Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Мошу өйдикиләргә арамлиқ болғай!» дәңлар.Мат. 10:12; Мар. 6:10. У өйдә «арамлиқ егиси» болса, тилигән арамлиғиңлар шу өйгә қониду; әгәр болмиса, у арамлиқ өзүңларға яниду.«У өйдә «арамлиқ егиси» болса...» — «арамлиқ егиси» грек тилида «арамлиқниң оғли» дейилиду. Ундақ адәмләр, шүбһисизки, аманлиқпәрвәр болуп, Худадин келидиған аманлиқни сөйиду, шундақла хуш хәвәрни қарши алиду. Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр, шу өйдикиләрниң бәргинини йәп-ичиңлар, чүнки ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур. У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар.«Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр» — демәк, у өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар. «ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур» — демәк, хуш хәвәргә еришип, роһий пайда көргән аңлиғучиларниң хуш хәвәрчиләргә җисманий җәһәттин ярдәм бериши тегишлик иштур. «У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә бир-биригә қарап һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.  Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; 1Кор. 9:4,14; 10:27; 1Тим. 5:18.
Силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилса, улар алдиңларға немә қойса шуни йәңлар. У йәрдики кесәлләрни сақайтип, уларға: «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» дәңлар. «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» — мошу сөз грек тилида йәнә «Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшти!» дегән мәнини билдүриду. 11-айәтни вә 11:20ниму көрүң. 10 Бирақ силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилмиса, уларниң рәстә-кочилириға чиқип көпчиликкә: Мат. 10:14; Мар. 6:11; Луқа 9:5. 11 «Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз! Һалбуки, шуни билип қоюңларки, Худаниң падишалиғи силәргә растинла йеқинлашти!» — дәңлар. «Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз!» — «аяқдики топини қеқип чүшүрүветиш» — мошу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди. «Худаниң падишалиғи силәргә растинла йеқинлашти!» — 9-айәттики изаһатта ейтилғандәк, бу сөзләр грек тилида йәнә «Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшти!» дегән мәнини билдүрүши мүмкин, вә бәлким мошу йәрдә дәл шу мәнидидур.  Рос. 13:51; 18:6. 12 Мән силәргә ейтип қояйки, шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.«Шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду» — башқа алаһидә вақит көрситилмисә, «шу күни» Муқәддәс Китапта һәрдайим қиямәт күнини, йәни Мәсиһниң қайтип келидиған күнини көрситиду. «Содом шәһири» — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики шәһәр болуп, бу шәһәрләрниң адәмлири охшаш җинислиқлар зинахорлуғиға (бәччивазлиққа) қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп от чүшүрүп йоқатқан.
 
Әйсани рәт қилғанлар
Мат. 11:20-24
13 Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти. «Тур вә Зидон шәһәрлири» — Тур вә Зидон әсли бутпәрәс ят әлләрниң шәһәрлири еди. Мәсилән, «Әз.» 26-29-бапни көрүң. «у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти» — «бөзгә йөгинип, күлгә милиниш» кона заманларда қаттиқ пушайман қилиш, гуналарға товва қилишниң бир ипадиси еди. 14 Қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду. 15 Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр!«Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй силәр Кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар?». Лекин бизниңчә «асманға көтирилгән» дегини тоғра болуп, бу сөз Әйса уларниң арисида болғанлиқтин уларға көрситилгән зор имтияз-илтипатни көрситиду.
16 У мухлислириға йәнә:
— Кимдәким силәрни тиңшиса, мениму тиңшиған болиду; кимдәким силәрни чәткә қақса, мениму чәткә қаққан болиду; ким мени чәткә қаққан болса, мени әвәткүчиниму чәткә қаққан болиду, — деди.Мат. 10:40; Мар. 9:37; Юһ. 13:20.
 
Йәтмиш мухлисниң қайтип келиши
17 Йәтмиш мухлис хошал-хурамлиқ ичидә қайтип келип:
— И Рәб! Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән! — дәп мәлум қилди.«Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән!» — улар адәмләрни азат қилип чаплашқан җинларни һайдиған.
18 У уларға:
— Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән. «Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән» — грек тилида «Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көрүвататтим» — йәтмиш мухлис вәзиписини орундиғанда Әйса уларниң җин-шәйтанларниң үстидин болған ғәлибисини көрүвататти.  Вәһ. 12:8, 9. 19 Мана, мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим. Һеч қачан һеч қандақ нәрсә силәргә зәрәр йәткүзәлмәйду. «мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим» — мошу айәттә «илан-чаянлар» бәлким Шәйтанниң күчлири, йәни җин-алвастиларни көрситиду; «дүшмән» болса Шәйтанниң өзини көрситиду.  Мар. 16:18; Рос. 28:5. 20 Лекин силәр роһларниң силәргә бойсунғанлиғи түпәйлидин шатланмаңлар, бәлки намиңларниң әршләрдә пүтүлгәнлиги түпәйлидин шатлиниңлар, — деди.Мис. 32:32; Йәш. 4:3; Дан. 12:1; Фил. 4:3.
 
Әйсаниң хошаллиғи
Мат. 11:25-27; 13:16-17
21 Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди:
«Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн сени мәдһийиләймән! Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.«Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди...» — «роһта хошаллинип...» бәлким өз роһида хошалланди. Бәзи алимлар «роһта»ни «Муқәддәс Роһта» дәп чүшиниду.  Аюп 5:12; Йәш. 29:14; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19; 2:7, 8; 2Кор. 3:14.
22 Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулниң кимлигини Атидин башқа һеч ким билмәйду, вә Атиниңму кимлигини Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду».Зәб. 8:6-7; Юһ. 1:18; 3:35; 6:44, 45; 17:2; 1Кор. 15:27; Фил. 2:10; Ибр. 2:8.
23 Андин у мухлислириға бурулуп, уларға астиғина:
Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур! «Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!» — яки «Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр мубарәктур». «мубарәк» әслидә «Худа тәрипидин бәрикәтләнгәй» дегән мәнидә.  Мат. 13:16. 24 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән ишларни көрүшкә интизар болғини билән уларни көрмигән; вә силәр аңлаватқан ишларни аңлашқа интизар болғини билән, уларни аңлап бақмиған, — деди.1Пет. 1:10.
 
Меһриван Самарийәлик тоғрисидики тәмсил
25 Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп:
— Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди.«Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк?» — грек тилида «немә ишни қилишим керәк?» дегән сөз мәлум бир ишни бирла қетим қилишни билдүриду.
26 У җававән: — Тәврат қанунида немә пүтүлгән? Буниңға өзүң қандақ қарайсән? — деди.«буниңға өзүң қандақ қарайсән?» — грек тилида «буни қандақ оқуйсән?».
27 Һелиқи киши җававән:
— «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.«Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — «Қан.» 6:5 вә «Лав.» 19:18.  Лав. 19:18; Қан. 6:5; 10:12; 30:6; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.
28 Әйса униңға: — Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән, — деди.«Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән» — «Худани сөйүш» үчүн Уни тонуш керәк; уни тонуш үчүн Оғли билән мунасивәттә болуш керәк (22-айәтни көрүң).
29 Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп, Әйсадин йәнә сорап:
— Әнди «Мениң хошнам» кимдур? — деди.«Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп,...» — яки «Лекин өзиниң соал соришиниң йоллуқ екәнлигини билдүрүш үчүн...». «Әнди «Мениң хошнам» кимдур?» — Йәһудий өлимилар вә устазларға нисбәтән «бизниң хошнилиримиз» пәқәт «Йәһудий қериндашлиримиз» дәп һесаплаш керәк еди. Йәһудий әмәсләр вә Самарийәликләр һәргиз «хошна» һесапланмайтти.
30 Әйса җававән мундақ деди:
— Бир адәм Йерусалимдин Йерихо шәһиригә чүшүветип, йолда қарақчиларниң қолиға чүшүп қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни яриландуруп, чала өлүк һалда ташлап кетипту. 31 Вә шундақ болдики, мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. «мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту» — мошу каһин Йәһудий болуши керәк, әлвәттә. Әгәр һелиқи адәм өлгән болса, ундақта каһин униңға тәгсә, «напак һесаплинип» муқәддәс ибадәтханида ишләшкә вақитлиқ налайиқ болатти. Бирақ у «(жуқуридин) чүшиватиду» — демәк, ибадәтханидин башқа йәргә кетиватқан еди. Шуниң билән униң: «Мошу өлгәндәк адәмгә тәгсәм болмайду» дегән банини қилиши техиму орунсиз еди. Чүнки у «напак» болуп қалса, ибадәтханиға кириш керәк болған вақитқичә аллиқачан «пақлинип болатти». 32 Шуниңдәк бир Лавийлиқ роһаний бу йәргә кәлгәндә, йениға келип қарап қоюп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту. «бир Лавийлиқ роһаний» — Лавийлар муқәддәс ибадәтханида каһинларға ярдәмчи болатти вә башқа роһий ишлар, җүмлидин тәлим бериш билән шуғуллинатти. Әгәр һелиқи киши өлгән болса, уму «өлгән адәм»гә тәгсәм «напак болимән», дегәнни банә қилалайтти. 33 Лекин сәпәрдә болған бир Самарийәлик һелиқи адәмниң йениға кәлгәндә, уни көрүпла ич ағритипту «бир Самарийәлик...» — «Самарийәликләр» Йәһудийлар өч көргән, «капир» дәп һесаплиған хәлиқ еди. 34 вә алдиға берип, җараһәтлиригә май вә шарап қуюп, теңип қоюпту. Андин уни өз улиғиқа миндүрүп, бир сарайға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту. 35 Әтиси йолға чиққанда, икки күмүч динарни елип сарайвәнгә берип: «Униңға қарап қоюң, буниңдин артуқ чиқим болса, қайтишимда сизгә төләймән» дәпту.«динар» — грек тилида «денариус» — Икки динар бир ишчиниң икки күнлүк һәққигә йеқин.
36 Әнди Әйса һелиқи устаздин:
— Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә һәқиқий хошна болған? — дәп сориди.«Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә һәқиқий хошна болған?» — мошу тәмсил бойичә муһим соал «хошнам ким?» әмәс, бәлки «мән дегән ким?». Мәсиһниң тәмсли бойичә, мениң йенимда турған һәр қандақ кишигә (қайси милләттин болушидин қәтъийнәзәр) «хошна болуш»умға тоғра келиду. Демәк, «Мән башқиларға һәқиқий хошнимән?».
37 — Униңға меһриванлиқ көрсәткән киши, — дәп җавап бәрди у.
Әйса униңға: — Ундақ болса, сән һәм берип шуниңға охшаш қилғин, — деди.
 
Әйсаниң Марта вә Мәрйәмдә меһман болуши
38 Вә шундақ болдики, у мухлислири билән биллә йолда кетиветип, мәлум бир йезиға кирди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял уни өйигә чақирип меһман қилди. «у мухлислири билән биллә йолда кетиветип...» — грек тилида «улар йолда кетиветип...». 39 Мартаниң Мәрйәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У Әйсаниң айиғи алдида олтирип, униң сөз-каламини тиңшивататти. 40 Әнди меһманларни күтүш ишлириниң көплүгидин көңли бөлүнүп кәткән Марта Әйсаниң алдиға келип:
— И Рәб, сиңлимниң мени меһман күткили ялғуз ташлап қойғиниға кариң болмамду? Уни маңа ярдәмлишишкә буйруғин! — деди.
41 Лекин Әйса униңға җававән:
— Әй Марта, Марта, сән көп ишларниң ғемини йәп аварә болуп жүрүватисән. «Марта, Марта,...» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду. 42 Бирақ бирла иш зөрүрдур; вә Мәрйәм шуниңдин өзигә несивә болидиған яхши үлүшни таллиди; бу һәргиз униңдин тартивелинмайду — деди.«бирақ бирла иш зөрүрдур» — бу немә иш? Мәсиһниң бу интайин муһим баяни тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

10:1 «өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти» — «өзидин бурун» грек тилида «униң йүзидин бурун». Бәзи кона көчүрмиләрдә «йәтмиш иккиси» дейилиду. 99٪ көчүрмиләрдә «йәтмиш» дейилиду. Бу сан Тәвраттики бир нәччә «хасийәтлик санлар»ға мас келиду; мәсилән, Исраилниң 12 қәбилиси бар еди вә 70 ақсақали бар еди («Чөл.» 11:11ни көрүң). Әстайидил оқурмәнләр Тәвраттики башқа йәрләрдин мошу «12+70» дегән икки санниң биллә кәлгинини көриду.

10:2 «Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән» — «һосул» мошу йәрдә Худаниң падишалиғини қобул қилишқа тәйяр туридиған кишиләрни билдүриду, әлвәттә. Мошундақ адәмләр «ормичилар»ға, йәни өзлиригә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләргә муһтаҗдур. «һосулниң Егиси» — Худа, әлвәттә.

10:2 Мат. 9:37; Юһ. 4:35; 2Тес. 3:1.

10:3 Мат. 10:16.

10:4 «хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси». «йолда кишиләр билән саламлишишқа тохтимаңлар» — әшу дәвирдики Йәһудийлар арисида саламлишишқа адәттә узун вақит кетәтти.

10:4 2Пад. 4:29; Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 9:3; 22:35.

10:5 Мат. 10:12; Мар. 6:10.

10:6 «У өйдә «арамлиқ егиси» болса...» — «арамлиқ егиси» грек тилида «арамлиқниң оғли» дейилиду. Ундақ адәмләр, шүбһисизки, аманлиқпәрвәр болуп, Худадин келидиған аманлиқни сөйиду, шундақла хуш хәвәрни қарши алиду.

10:7 «Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр» — демәк, у өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар. «ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур» — демәк, хуш хәвәргә еришип, роһий пайда көргән аңлиғучиларниң хуш хәвәрчиләргә җисманий җәһәттин ярдәм бериши тегишлик иштур. «У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә бир-биригә қарап һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.

10:7 Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; 1Кор. 9:4,14; 10:27; 1Тим. 5:18.

10:9 «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» — мошу сөз грек тилида йәнә «Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшти!» дегән мәнини билдүриду. 11-айәтни вә 11:20ниму көрүң.

10:10 Мат. 10:14; Мар. 6:11; Луқа 9:5.

10:11 «Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз!» — «аяқдики топини қеқип чүшүрүветиш» — мошу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди. «Худаниң падишалиғи силәргә растинла йеқинлашти!» — 9-айәттики изаһатта ейтилғандәк, бу сөзләр грек тилида йәнә «Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшти!» дегән мәнини билдүрүши мүмкин, вә бәлким мошу йәрдә дәл шу мәнидидур.

10:11 Рос. 13:51; 18:6.

10:12 «Шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду» — башқа алаһидә вақит көрситилмисә, «шу күни» Муқәддәс Китапта һәрдайим қиямәт күнини, йәни Мәсиһниң қайтип келидиған күнини көрситиду. «Содом шәһири» — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики шәһәр болуп, бу шәһәрләрниң адәмлири охшаш җинислиқлар зинахорлуғиға (бәччивазлиққа) қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп от чүшүрүп йоқатқан.

10:13 «Тур вә Зидон шәһәрлири» — Тур вә Зидон әсли бутпәрәс ят әлләрниң шәһәрлири еди. Мәсилән, «Әз.» 26-29-бапни көрүң. «у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти» — «бөзгә йөгинип, күлгә милиниш» кона заманларда қаттиқ пушайман қилиш, гуналарға товва қилишниң бир ипадиси еди.

10:15 «Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй силәр Кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар?». Лекин бизниңчә «асманға көтирилгән» дегини тоғра болуп, бу сөз Әйса уларниң арисида болғанлиқтин уларға көрситилгән зор имтияз-илтипатни көрситиду.

10:16 Мат. 10:40; Мар. 9:37; Юһ. 13:20.

10:17 «Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән!» — улар адәмләрни азат қилип чаплашқан җинларни һайдиған.

10:18 «Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән» — грек тилида «Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көрүвататтим» — йәтмиш мухлис вәзиписини орундиғанда Әйса уларниң җин-шәйтанларниң үстидин болған ғәлибисини көрүвататти.

10:18 Вәһ. 12:8, 9.

10:19 «мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим» — мошу айәттә «илан-чаянлар» бәлким Шәйтанниң күчлири, йәни җин-алвастиларни көрситиду; «дүшмән» болса Шәйтанниң өзини көрситиду.

10:19 Мар. 16:18; Рос. 28:5.

10:20 Мис. 32:32; Йәш. 4:3; Дан. 12:1; Фил. 4:3.

10:21 «Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди...» — «роһта хошаллинип...» бәлким өз роһида хошалланди. Бәзи алимлар «роһта»ни «Муқәддәс Роһта» дәп чүшиниду.

10:21 Аюп 5:12; Йәш. 29:14; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19; 2:7, 8; 2Кор. 3:14.

10:22 Зәб. 8:6-7; Юһ. 1:18; 3:35; 6:44, 45; 17:2; 1Кор. 15:27; Фил. 2:10; Ибр. 2:8.

10:23 «Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!» — яки «Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр мубарәктур». «мубарәк» әслидә «Худа тәрипидин бәрикәтләнгәй» дегән мәнидә.

10:23 Мат. 13:16.

10:24 1Пет. 1:10.

10:25 «Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк?» — грек тилида «немә ишни қилишим керәк?» дегән сөз мәлум бир ишни бирла қетим қилишни билдүриду.

10:26 «буниңға өзүң қандақ қарайсән?» — грек тилида «буни қандақ оқуйсән?».

10:27 «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — «Қан.» 6:5 вә «Лав.» 19:18.

10:27 Лав. 19:18; Қан. 6:5; 10:12; 30:6; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.

10:28 «Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән» — «Худани сөйүш» үчүн Уни тонуш керәк; уни тонуш үчүн Оғли билән мунасивәттә болуш керәк (22-айәтни көрүң).

10:29 «Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп,...» — яки «Лекин өзиниң соал соришиниң йоллуқ екәнлигини билдүрүш үчүн...». «Әнди «Мениң хошнам» кимдур?» — Йәһудий өлимилар вә устазларға нисбәтән «бизниң хошнилиримиз» пәқәт «Йәһудий қериндашлиримиз» дәп һесаплаш керәк еди. Йәһудий әмәсләр вә Самарийәликләр һәргиз «хошна» һесапланмайтти.

10:31 «мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту» — мошу каһин Йәһудий болуши керәк, әлвәттә. Әгәр һелиқи адәм өлгән болса, ундақта каһин униңға тәгсә, «напак һесаплинип» муқәддәс ибадәтханида ишләшкә вақитлиқ налайиқ болатти. Бирақ у «(жуқуридин) чүшиватиду» — демәк, ибадәтханидин башқа йәргә кетиватқан еди. Шуниң билән униң: «Мошу өлгәндәк адәмгә тәгсәм болмайду» дегән банини қилиши техиму орунсиз еди. Чүнки у «напак» болуп қалса, ибадәтханиға кириш керәк болған вақитқичә аллиқачан «пақлинип болатти».

10:32 «бир Лавийлиқ роһаний» — Лавийлар муқәддәс ибадәтханида каһинларға ярдәмчи болатти вә башқа роһий ишлар, җүмлидин тәлим бериш билән шуғуллинатти. Әгәр һелиқи киши өлгән болса, уму «өлгән адәм»гә тәгсәм «напак болимән», дегәнни банә қилалайтти.

10:33 «бир Самарийәлик...» — «Самарийәликләр» Йәһудийлар өч көргән, «капир» дәп һесаплиған хәлиқ еди.

10:35 «динар» — грек тилида «денариус» — Икки динар бир ишчиниң икки күнлүк һәққигә йеқин.

10:36 «Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә һәқиқий хошна болған?» — мошу тәмсил бойичә муһим соал «хошнам ким?» әмәс, бәлки «мән дегән ким?». Мәсиһниң тәмсли бойичә, мениң йенимда турған һәр қандақ кишигә (қайси милләттин болушидин қәтъийнәзәр) «хошна болуш»умға тоғра келиду. Демәк, «Мән башқиларға һәқиқий хошнимән?».

10:38 «у мухлислири билән биллә йолда кетиветип...» — грек тилида «улар йолда кетиветип...».

10:41 «Марта, Марта,...» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду.

10:42 «бирақ бирла иш зөрүрдур» — бу немә иш? Мәсиһниң бу интайин муһим баяни тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.