4
Елиша пәйғәмбәр тул хотун вә униң оғуллириға ярдәм бериду
Пәйғәмбәр шагиртлиридин бириниң тул қалған хотуни Елишаға пәряд қилип: Сениң қулуң болған мениң ерим өлүпту. Билисәнки, сениң қулуң Пәрвәрдигардин қорққан адәм еди. Әнди қәриз егиси мениң икки оғлумни қуллуққа алғили кәлди.Лав. 25:39
Елиша униңдин: Сениң үчүн немә қилай? Дегинә, өйүңдә немәң бар? — дәп сориди. У: Дедигиңниң өйидә кичик бир коза майдин башқа һеч нәрсә йоқ, — деди.«кичик бир коза май» — бу май бәлким зәйтун мейи еди.
У: Берип һәммә хошнилириңдин чөгүн-коза, йәни бош чөгүн-козиларни өтнә алғин, улар аз болмисун. Андин өзүң билән оғуллириң өйгә киргин, ишикни йепип һәммә чөгүн-козиларға май қачилиғин. Тошқанлирини бир чәткә елип қойғин, — деди.
Шуниң билән у у йәрдин айрилип оғуллири билән өйгә кирип ишикни япти. Оғуллири чөгүн-козиларни униң алдиға елип кәлгәндә, у май қуйди. Вә шундақ болдики, чөгүн-козиларниң һәммиси толғанда у оғлиға: Йәнә бир коза елип кәл, деди. Амма оғли: Әнди коза қалмиди, деди. У вақитта май тохтап қалди.
Әнди у берип Худаниң адимигә хәвәр йәткүзди. У: Берип майни сетивәт, қәрзиңни түгәткин; андин қалған пул билән өзүң вә оғуллириңниң җенини беқиңлар, деди.
 
Елиша өлгән балини тирилдүриду
Бир күни Елиша Шунәм шәһиригә барди. У йәрдә бир бай аял бар еди вә у уни өз өйидә тамаққа тутуп қалди. Шуниңдин кейин һәр қачан у йәрдин өтүп маңса, у униң өйигә кирип ғизалинатти. Бир күни у өз еригә: Бу йәрдин дайим өтидиған киши Худаниң бир муқәддәс адими екәнлигини билип йәттим. 10 Биз өгүздә униңға бир кичикрәк өй салайли. Униңға өйдә кариват, ширә, орундуқ вә чирақдан тәйярлап берәйли; вә шундақ болсунки, у қачанла йенимизға кәлсә шу өйдә турсун, — деди.
11 Әнди пәйғәмбәр бир күни у йәргә кәлгәндә, шу балиханиға кирип йетип қалди. 12 У өз хизмәткари Гәһазиға: Сән у Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирғанда, аял униң қешиға кәлди.
13 Пәйғәмбәр хизмәткариға: Сән униңға: «Сили бизниң ғемимизни йәп мошундақ өзлирини көп аварә қилдила; мән сили үчүн немә қилип берәй? Падишаға яки қошун сәрдариға бирәр тәләплирини йәткүзәйму?» — дегин, деди.
Аял буниңға җавап берип: — Мән өз хәлқим арисида яшаватимән, болди! деди.
14 Әнди Елиша Гәһазидин, униңға немә қилип бериш керәк? — дәп сориди. Гәһази: Униң оғул балиси йоқ екән, вә ериму қери екән, деди.
15 У: Уни чақирғин, деди. Аялни чақиривиди, аял ишиккә келип турди.
16 Пәйғәмбәр униңға: Келәр жили тәхминән мошу вақитта қучағлирида бир оғуллири болиду, деди. У: Яқ, и ғоҗам! И Худаниң адими, дедигиңгә ялған ейтмиғин, деди.«мошу вақитта» — яки «әтиязда».  Яр. 18:10, 14
17 Әнди Елиша униңға дегәндәк у аял һамилдар болуп, иккинчи жили бекитилгән вақитта оғул туғди.
18 Бала өсүп чоң болди. Бир күни шундақ болдики, у атиси бар йәргә, ормичиларниң қешиға чиқип кәтти. 19 У атисиға: Вай бешим, вай бешим, дәп вайсиди. У хизмәткариға, уни анисиниң қешиға елип барғин, деди.
20 У уни көтирип анисиниң йениға апирип қойди. Бала анисиниң етигидә чүшкичә олтарди, андин өлүп қалди. 21 Андин аниси чиқип, уни Худаниң адиминиң өйидики кариватқа ятқузуп қоюп, ишикни йепип чиқип кәтти. 22 У ерини чақирип униңға: Ғуламлардин бирини маңдурғин, у бир ешәкни елип кәлсун; мән уни чаптуруп, Худаниң адиминиң қешиға дәрһал берип келәй, деди.
23 Ери униңға: Немишкә униң қешиға бүгүн барисән? Бүгүн я йеңи ай я шабат күни болмиса, деди. Аяли униңға, Һәммә иш течлиқ — деди.«немишкә униң қешиға бүгүн барисән?» — ери бәлким аялиниң бериш мәхситини чүшәнмиди. Ериниң сөзигә қариғанда «йеңи ай» яки «шабат күни» пәйғәмбәрләр билән көрүшүш қолайлиқ вақит болатти. «Һәммә иш течлиқ» — яки «хатирҗәм болғин».
24 У ешәкни тоқутуп ғуламиға: Иштик һайдап маң; мән демигичә тохтимиғин, деди.«Иштик һайдап маң; мән демигичә тохтимиғин» — ғулами бәлким ешәкниң йенида жүгүрүп, аялға һәмраһ болса керәк.
25 Шуниң билән у Кармәл теғиға берип Худаниң адими алдиға кәлди. Вә шундақ болдики, Худаниң адими уни жирақтинла көрүп өз хизмәткари Гәһазиға: Мана Шунәмлик аял келиватиду; 26 Сән униң алдиға жүгүрүп берип униңдин: Сили течлиқму? Әрлири течлиқму? Балилири течлиқму?» — дәп сориғин, деди.
— Һәммә иш течлиқ, дәп ейтти аял.
27 Әнди таққа чиқип Худаниң адиминиң қешиға кәлгәндә, у униң путлирини қучағлиди. Гәһази униң йениға берип уни иштиривәтмәкчи болди; лекин Худаниң адими: — Уни өз ихтияриға қойғин; чүнки униң көңли интайин сунуқ вә Пәрвәрдигар бу ишни маңа демәй йошурупту, деди.
28 Аял: Мән ғоҗамдин бир оғул тилидимму? Маңа ялған сөз қилмиғин, дәп сәндин өтүнмидимму? — деди.«мән ғоҗамдин бир оғул тилидимму?» — оқурмәнләрниң есидә барки, бу аял әслидә Елишадин бирәр нәрсә тилимәкчи әмәс еди. У оғул пәрзәнт көрүшкә зор интизар болсиму, йәнә оғул тиләштин қорқатти.  2Пад. 4:16
29 Пәйғәмбәр Гәһазиға: — Белиңни чиң бағлап, мениң һасамни елип маңғин. Бирисигә учрисаң, униңға салам қилмиғин, бириси саңа салам қилса, сән униңға җавап бәрмигин. Мениң һасамни балиниң йүзигә қойғин, деди.«бирисигә учрисаң, униңға салам қилмиғин, бириси саңа салам қилса, сән униңға җавап бәрмигин» — оттура шәриқтә йолда кетиватқанлар бир-бири билән саламлашқанда адәттә узун вақит кетәтти.  Луқа 10:4
30 Балиниң аниси: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сәндин айрилмаймән, деди. Елиша орнидин туруп униң кәйнидин әгәшти.
31 Гәһази улардин бурун берип һасисини балиниң йүзигә қойған еди. Амма һеч аваз яки тивиш чиқмиди. Шуниң билән у йенип Елишаниң алдиға берип униңға: Бала ойғанмиди, деди.
32 Елиша өйгә келип қариса, мана, бала униң каривитида өлүк ятатти. 33 У бала билән өзини айрим қалдуруп, ишикни йепиветип Пәрвәрдигарға дуа қилди. Мат. 6:6 34 Андин у кариватқа чиқип балиниң үстигә өзини қоюп ағзини униң ағзиға, көзлирни униң көзлиригә, қоллирини униң қоллириға йеқип ятти. Шуниң билән балиниң бәдини иссишқа башлиди. 35 У чүшүп өйдә у яқ-бу яққа меңип андин йәнә кариватқа чиқип йәнә балиниң үстигә егилди. У вақитта бала йәттә қетим чүшкүрди, андин көзлирини ачти.1Пад. 17:21; 2Пад. 8:1; Рос. 20:10
36 Пәйғәмбәр Гәһазини чақирип униңға: Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирип қойди. У Елишаниң йениға кәлгәндә. У униңға: Оғуллирини көтирип алсила, деди.
37 У өйигә кирипла униң айиғи алдиға жиқилип дүм ятти, беши йәргә тәккидәк тазим қилди. Андин өз оғлини көтирип чиқип кәтти.
 
Ачарчилиқта болған мөҗизиләр
38 Елиша Гилгалға йенип барди. Шу чағда жутта ачарчилиқ болған еди. Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири Елишаниң йенида олтарғанда у өз хизмәткариға: Сән чоң қазанни есип пәйғәмбәрләрниң шагиртлириға шорпа пиширип бәргин, деди.
39 Улардин бириси отяш тәргили далаға чиқип явайи қапақ пелигини тепип, униңдин явайи қапақ үзүп етигини толдуруп келип, тоғрап қазанға салди; чүнки улар буларниң зиянлиқ екәнлигини билмәйтти.«явайи қапақ» — биз пәризимиз бойичә шундақ тәрҗимә қилдуқ. Лекин бу өсүмлүк вә мевисиниң зади немә екәнлиги бизгә һазир намәлум.
40 Андин улар йәңлар дәп адәмләргә усуп бәрди. Лекин улар тамақни йегили башлиғанда: И Худаниң адими, қазанда өлүм бар, дәп вақирашти. Һеч ким униңдин йейәлмиди.
41 Елиша: Азраққинә ун елип келиңлар, деди. У шуни қазанға ташлап: Хәлиққә усуп бәргин, йесун, деди. Вә мана, қазанда һеч зәһәр қалмиди.Мис. 15:25
42 Әнди Баал-Шалишаһдин бир адәм келип, Худаниң адимигә арпа һосулиниң тунҗа мевисидин аш-нан, йәни жигирмә арпа нанни вә бир халта көк башни елип келивиди, у: Хәлиққә йегили алдиға қойғин, деди.
43 Униң хизмәткари: Шуни бир йүз адәмниң алдида қандақ қоялаймән? деди. Елиша: Хәлиққә йегили бәргин; чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Улар йәйду вә униңдин ешип қалиду, деди.Юһ. 6:9, 11
44 Шуниң билән у шуни уларниң алдида қойди; улар йеди вә дәл Пәрвәрдигарниң дегинидәк, униңдин ешип қалди.
 
 

4:1 Лав. 25:39

4:2 «кичик бир коза май» — бу май бәлким зәйтун мейи еди.

4:16 «мошу вақитта» — яки «әтиязда».

4:16 Яр. 18:10, 14

4:23 «немишкә униң қешиға бүгүн барисән?» — ери бәлким аялиниң бериш мәхситини чүшәнмиди. Ериниң сөзигә қариғанда «йеңи ай» яки «шабат күни» пәйғәмбәрләр билән көрүшүш қолайлиқ вақит болатти. «Һәммә иш течлиқ» — яки «хатирҗәм болғин».

4:24 «Иштик һайдап маң; мән демигичә тохтимиғин» — ғулами бәлким ешәкниң йенида жүгүрүп, аялға һәмраһ болса керәк.

4:28 «мән ғоҗамдин бир оғул тилидимму?» — оқурмәнләрниң есидә барки, бу аял әслидә Елишадин бирәр нәрсә тилимәкчи әмәс еди. У оғул пәрзәнт көрүшкә зор интизар болсиму, йәнә оғул тиләштин қорқатти.

4:28 2Пад. 4:16

4:29 «бирисигә учрисаң, униңға салам қилмиғин, бириси саңа салам қилса, сән униңға җавап бәрмигин» — оттура шәриқтә йолда кетиватқанлар бир-бири билән саламлашқанда адәттә узун вақит кетәтти.

4:29 Луқа 10:4

4:33 Мат. 6:6

4:35 1Пад. 17:21; 2Пад. 8:1; Рос. 20:10

4:39 «явайи қапақ» — биз пәризимиз бойичә шундақ тәрҗимә қилдуқ. Лекин бу өсүмлүк вә мевисиниң зади немә екәнлиги бизгә һазир намәлум.

4:41 Мис. 15:25

4:43 Юһ. 6:9, 11