8
Елиша йәнә бир қетим Шунәмлик аялға ярдәм бериду
Елиша өзи оғлини тирилдүргән аялға несиһәт қилип: — Сән вә өз өйдикилириң билән берип, қәйәрдә олтарғидәк җай тапсаң, у йәрдә турғин; чүнки Пәрвәрдигар: — Ачарчилиқ болсун, дәп бекитти. Бу ачарчилиқ зиминда йәттә жилғичә түгимәйду, деди.2Пад. 4:34
Шуниң билән у аял Худаниң адими ейтқандәк өз өйдикилири билән берип, Филистийләрниң жутида йәттә жилғичә турди.
Вә шундақ болдики, йәттә жил өткәндә, аял Филистийләрниң жутидин йенип кәлди; у падишадин өйи билән зиминини өзигә қайтуруп беришни илтимас қилғили барди. Шу вақитта падиша Худаниң адиминиң хизмәткари Гәһази билән сөзлишип униңға: — Елиша қилған һәммә улуқ әмәлләрни маңа баян қилип бәргин, дәвататти. Вә шундақ болдики, у падишаға Елишаниң қандақ қилип бир өлүкни тирилдүргәнлигини дәп бериватқанда, Елиша оғлини тирилдүргән шу аял падишадин өз өйи вә зиминини қайтуруп беришни илтимас қилғили кәлди. Гәһази: — И падиша ғоҗам, мана, булар мән ейтқан аял вә Елиша өлүмдин тирилдүргән оғли дәл шу, деди.
Падиша аялдин соривиди, у шу вақиәни униңға дәп бәрди. Шуниң билән падиша бир ағватни бәлгүләп: — Униң һәммә тәәллуқатлирини яндуруп бәргин вә шуниңдәк өз жутидин кәткән күндин тартип бу вақитқичә йеридин чиққан һосулниң барлиқ киримини униңға бәргин, деди.
 
Елиша Һазаәл билән көрүшиду
Әнди Елиша Сурийәниң падишаси Бән-Һадад кесәл ятқинида Дәмәшққә кәлди. Падишаға: Худаниң адими бу йәргә кәлди, дәп хәвәр берилди. Падиша Һазаәлгә: — Өзүң бир соға елип, Худаниң адиминиң алдиға берип униң билән көрүшүп, у арқилиқ Пәрвәрдигардин мениң тоғрамда: «У бу кесәлдин сақиямду, сақаймайду» дәп сориғин, — деди.1Пад. 14:2, 3; 2Пад. 1:2
Шуниң билән Һазаәл униң билән көрүшүшкә барди. У өзи билән Дәмәшқтики һәр хил есил маллардин қириқ төгә соға елип, униң алдиға берип: «Оғлуң Сурийәниң падишаси Бән-Һадад мени әвәтип, бу кесәлдин сақийимәнму, сақаймаймәнму?» дәп сорайду, — деди.
10 Елиша униңға: — Берип униңға: — Чоқум сақийисән, дәп ейтқин. Лекин Пәрвәрдигар маңа қандақла болмисун у чоқум өлиду, дәп вәһий қилди, деди.
11 Худаниң адими таки Һазаәл хиҗил болуп кәткичә униңға тикилип қарап турди, андин Худаниң адими жиғлашқа башлиди.
12 Һазаәл: — Ғоҗам немишкә жиғлайла! дәп сориди. У: — Мән сениң Исраилларға қилидиған яман ишлириңни билимән; чүнки сән уларниң қорғанлирини көйдүрүп, жигитлирини қилич билән өлтүрүп, ушшақ балилирини чөрүп ташлап, һамилдар аяллириниң қарнини йериветисән, деди.2Пад. 10:32; 12:17; 13:7
13 Һазаәл: — Мәнки ишттәк бир қулуң немә едим, ундақ улуқ ишларни қилаламтим? Елиша: — Пәрвәрдигар маңа сениң Сурийәниң падишаси болидиғанлиғиңни мәлум қилди, деди.
14 У Елишаниң қешидин чиқип ғоҗисиниң йениға барди. Бән-һадад униңдин: — Елиша саңа немә деди, дәп сориди. У: — У маңа силиниң тоғрилирида, чоқум сақийду, дәп ейтти, деди.
15 Әтиси Һазаәл бир парчә бөзни елип, суға чилап падишаниң йүзини әтти. Шуниң билән у өлди; вә Һазаәл униң орнида падиша болди.
 
Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болуши атиси билән
2Тар. 21:2-20
16 Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида, Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди. «Йорам» — «Йәһорам»ниң башқа бир хил шәкли. Мошу айәттә икки Йәһорам бар; биринчиси Исраил, йәни шималий падишалиқниң падишаси, иккинчиси Йәһуданиң падишаси. «Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди» — демәк, Йәһошафат вә оғли Йәһорам иккиси тәң сәлтәнәт қилиду.  2Тар. 21:4, 5 17 У падиша болғанда оттуз икки яшта болуп, Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди. 18 У Аһабниң җәмәти қилғандәк Исраил падишалириниң йолида жүрди (чүнки униң аяли Аһабниң қизи еди); у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди . 19 Лекин Пәрвәрдигар Давутқа: — Сениң билән оғуллириңға «мәңгү өчмәйдиған чирақ» беримән дегән вәдиси түпәйлидин у Йәһудани харап қилишни халимиди.«Давут ... бир чирақ... беримән» — «1Пад.» 11:36 вә изаһатни көрүң. «Чирақ» — бу көчмә мәнилик сөз болуп, Давутниң ханданини көрситиду, әлвәттә; ханданниң мәвҗут болғанлиғи (1) Давутниң Худаға садиқ болғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду; (2) Худаниң Давутқа: Сән арқилиқ пүткүл дунияни сорайдиған Мәсиһ туғулиду, дәп бәргән вәдисидә туридиғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду.  2Сам. 7:13; 1Пад. 11:36; 15:4; Зәб. 131:17-18
20 Униң күнлиридә Едом Йәһуданиң идарә қилишиға исян көтирип, азат болуп өз алдиға бир падишалиқ тиклиди. Яр. 27:40; 2Тар. 21:8 21 Шуниң билән Йорам һәммә җәң һарвулири билән йолға чиқип Заир шәһиригә өтти. У кечиси орнидин туруп, өзини вә җәң һарвулириниң сәрдарлирини қоршивалған Едомларға һуҗум қилип, уларни мәғлуп қилди; лекин ахирида Йәһуда ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти. «Йорам һәммә җәң һарвулири билән...» — «Йорам» яки «Йәһорам». «Заир шәһиригә өтти» — йәни Иордан дәриясидин өтти. «ахирида Йәһуда ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти» — әйни тексттә «Йәһуда» дегән сөз йоқ. Лекин мошу йәрдә «ләшкәрләр» (ибраний тилида «хәлиқ») Йәһудий ләшкәрләрни көрсәтсә керәк. 22 Шуниң билән Едомлар Йәһуданиң һөкүмранлиғидин бүгүнгичә азат болди. У вақитта Либнаһму исян көтирип азат болди.
23 Әнди Йорамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә»ниң өзи әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» бу китаптин көп учурларни алған. 24 Йорам өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йенида дәпнә қилинди. Оғли Аһазия униң орнида падиша болди.2Тар. 21:19
 
Аһазия сәлтәнәт қилиду
2Тар. 22:1-6
25 Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он иккинчи жили, Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия Йәһудаға падиша болди. 2Тар. 22:1 26 Аһазия падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия еди; у Исраил падишаси Омриниң қизи еди. 2Тар. 22:2 27 Аһазия Аһабниң җәмәтиниң йолида жүрүп Аһабниң җәмәти қилғандәк, Худаниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки у Аһабниң күйоғли болуп униңға һәмҗәмәт еди. 28 Аһабниң оғли Йорам Сурийәниң падишаси Һазаәл билән Гилеадтики Рамотта соқушқанда Аһазия униңға һәмдәмлишип соқушқа чиққан еди. Сурийләр Йорамни зәхимләндүрди. 29 Йорам падиша Рамаһда Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмини давалитиш үчүн, Йизрәәлгә йенип кәлди. Аһабниң оғли Йорам кесәл болғачқа, Йәһуданиң падишаси, Йәһорамниң оғли Аһазия уни йоқлиғили Йизрәәлгиму барди.2Пад. 9:15; 22:6, 7
 
 

8:1 2Пад. 4:34

8:8 1Пад. 14:2, 3; 2Пад. 1:2

8:12 2Пад. 10:32; 12:17; 13:7

8:16 «Йорам» — «Йәһорам»ниң башқа бир хил шәкли. Мошу айәттә икки Йәһорам бар; биринчиси Исраил, йәни шималий падишалиқниң падишаси, иккинчиси Йәһуданиң падишаси. «Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди» — демәк, Йәһошафат вә оғли Йәһорам иккиси тәң сәлтәнәт қилиду.

8:16 2Тар. 21:4, 5

8:19 «Давут ... бир чирақ... беримән» — «1Пад.» 11:36 вә изаһатни көрүң. «Чирақ» — бу көчмә мәнилик сөз болуп, Давутниң ханданини көрситиду, әлвәттә; ханданниң мәвҗут болғанлиғи (1) Давутниң Худаға садиқ болғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду; (2) Худаниң Давутқа: Сән арқилиқ пүткүл дунияни сорайдиған Мәсиһ туғулиду, дәп бәргән вәдисидә туридиғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду.

8:19 2Сам. 7:13; 1Пад. 11:36; 15:4; Зәб. 131:17-18

8:20 Яр. 27:40; 2Тар. 21:8

8:21 «Йорам һәммә җәң һарвулири билән...» — «Йорам» яки «Йәһорам». «Заир шәһиригә өтти» — йәни Иордан дәриясидин өтти. «ахирида Йәһуда ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти» — әйни тексттә «Йәһуда» дегән сөз йоқ. Лекин мошу йәрдә «ләшкәрләр» (ибраний тилида «хәлиқ») Йәһудий ләшкәрләрни көрсәтсә керәк.

8:23 «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә»ниң өзи әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» бу китаптин көп учурларни алған.

8:24 2Тар. 21:19

8:25 2Тар. 22:1

8:26 2Тар. 22:2

8:29 2Пад. 9:15; 22:6, 7