14
Худа йәнә Йәробоамни агаһландуриду
У вақитта Йәробоамниң оғли Абияһ кесәл болуп қалди. Йәробоам аялиға: — Орнуңдин қопуп, һеч ким сениң Йәробоамниң аяли екәнлигиңни тонумиғидәк қилип өз қияпитиңни өзгәртип, Шилоһқа барғин. Мана маңа: «Бу хәлиқниң үстидә падиша болисән» дәп ейтқан Ахияһ пәйғәмбәр у йәрдә олтириду. 1Пад. 11:31 Қолуңға он нан, бир нәччә пошкал, бир қута һәсәлни елип униң қешиға барғин. У жигитимизниң немә болидиғанлиғини саңа дәп бериду, деди.
Йәробоамниң аяли шундақ қилип, Шилоһқа берип Ахияһниң өйигә кәлди. Ахияһниң көзлири қерилиқтин кор болуп көрәлмәйтти. Лекин Пәрвәрдигар Ахияһқа: — Мана, Йәробоамниң аяли өз оғли тоғрисида сәндин сориғили келиду, чүнки у кесәлдур. Униңға мундақ-мундақ дегин; чүнки у кәлгәндә башқа қияпәткә киривалған болиду, дәп ейтқан еди.
У ишиктин киргәндә Ахияһ аяқ тивишини аңлап мундақ деди: — «Һәй, Йәробоамниң аяли, киргин; немишкә башқа қияпәткә киривалдиң? Саңа бир шум хәвәрни бериш маңа буйрулди. «Саңа бир шум хәвәрни бериш маңа буйрулди» — «маңа буйрулди» дегәнлик ибраний тилида: «мән әвәтилдим» дегән билән ипадилиниду. Берип Йәробоамға мундақ дегин: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән сени хәлиқниң арисидин елип көтирип, өз хәлқим Исраилға һөкүмран қилип 1Пад. 12:15 Падишаһлиқни Давутниң җәмәтидин житиветип, саңа бәрдим; лекин сән Мениң әмирлиримни тутуп, нәзиримдә пәқәт дурус болғаннила қилишта пүтүн қәлбидин маңа әгәшкән қулум Давутқа охшаш болмидиң, Бәлки өзүңдин илгири кәлгәнләрниң һәммисидин артуқ рәзиллик қилип, мениң ғәзивимни қозғап, Мени арқаңға ташлап, берип өзүңгә ғәйрий илаһларни, қуйма мәбудларни ясаттиң. 10  Шуниң үчүн Мән Йәробоамниң җәмәтигә бала чүшүрүп, Йәробоамниң Исраилдики ханданидин һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсиму һәммисини үзүп ташлаймән, адәмләр поқ-тезәкләрни сүпүргәндәк Йәробоамниң җәмәтидин қалғинини йоқ болғичә сүпүримән.«һәммә әркәк» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду. «...һәтта аҗиз яки мәйип болсиму һәммисини үзүп ташлаймән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... яки кичик яки чоң болса, һәммисини ташлаймән». «адәмләр поқ-тезәкләрни сүпүргәндәк ... йоқ болғичә сүпүримән» — яки «адәмләр тезәк көйдүргәндәк ... йоқ болғичә көйдүриветимән».  1Сам. 25:22, 34; 1Пад. 15:29; 16:11; 21:21; 2Пад. 9:8
11  Йәробоамдин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду. Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилғандур. 12  Әнди сән болсаң, қопуп өз өйүңгә барғин; айиғиң шәһәргә киргән һаман, бала өлиду. 13  Пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутуп уни дәпнә қилиду. Чүнки Йәробоамниң җәмәтидин қәбиргә қоюлидиған ялғуз шула болиду; чүнки Йәробоамниң җәмәтиниң арисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида пәқәт шуниңда пәзиләт тепилди.
14  Әнди Пәрвәрдигар Өзигә Йәробоамниң җәмәтини үзүп ташлайдиған, Исраилниң үстигә һөкүм сүридиған бир падишани тикләйду. Дәрһәқиқәт, у пат арида болиду! 1Пад. 15:28, 29 15  Пәрвәрдигар Исраилни уруп, худди суда лиңшип қалған қумуштәк қилип қойиду, ата-бовилириға тәқдим қилған бу яхши зиминдин қомуруп, уларни Әфрат дәриясиниң у тәрипигә тарқитиду; чүнки улар өзигә «Ашәраһ бутлар»ни ясап Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозиғиди. «Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди.  2Пад. 17:18 16  Йәробоамниң садир қилған гуналири түпәйлидин, униң Исраилни гуна қилдурғини түпәйлидин, Худа Исраилни ташлап бериду!»».
17  Шуниң билән Йәробоамниң аяли қопуп, йолға чиқип Тирзаһқа қайтип кәлди. У өйиниң босуғисидин атлишиға бала өлди. 18  Улар уни дәпнә қилди. Пәрвәрдигарниң Өз қули Ахияһ пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзидәк, пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутти.
19  Әнди Йәробоамниң башқа ишлири, йәни җәңлири вә қандақ сәлтәнәт қилғанлири тоғрисида мана, «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә» дегән китап әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә»ниң муәллиплири униңдин көп учурларни алған еди. 20  Йәробоамниң сәлтәнәт қилған вақти жигирмә икки жил болуп, у өз ата-бовилириниң арисида ухлиди. Оғли Надаб униң орнида һөкүм сүрди.
 
Рәһобоамниң сәлтәнити
2Тар. 12:1-16
21  Вә Сулайманниң оғли Рәһобоам болса Йәһуданиң үстигә һөкүм сүрди. Рәһобоам падиша болғанда қириқ бир яшқа киргән еди; у Пәрвәрдигарниң Өз намини аян қилиш үчүн, Исраилниң һәммә қәбилилири арисидин таллиған Йерусалим шәһиридә он йәттә жил һөкүм сүрди; униң анисиниң исми Наамаһ болуп, Аммоний еди. 2Тар. 12:13 22  Йәһудалар болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә яманлиқ қилди; улар өз ата-бовилири садир қилғанлиридин зиядә гуналарни қилип, униң һәсәтлик ғәзивини қозғиған еди. 23  Чүнки улар «жуқури җайлар»ни, «бут түврүк»ләрни вә һәм һәр бир егиз дөңлар үстидә, һәр бир көк дәрәқләрниң астида «Ашәраһ» бутларни ясиди. 24  Вә зиминда кәспий бәччивазларму бар еди. Улар Пәрвәрдигар әслидә Исраилларниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң барлиқ жиркиничлик һарам ишлирини қилатти. «кәспий бәччивазлар» — бу кишиләр бутпәрәсликкә яки бутханиларға мунасивәтлик болуп, пул үчүн бәччивазлиқ қилатти.
25  Рәһобоам падишаниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилди. 2Тар. 12:2 26  У Пәрвәрдигарниң өйидики гөһәр-байлиқларни һәм падишаниң ордисидики гөһәр-байлиқларни елип кәтти; у һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипарларниму елип кәтти. 1Пад. 10:16, 17; 2Тар. 9:15 27  Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди. 28  Шундақ қилип, падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у сипар-қалқанларни көтирип чиқатти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкирип қоюшатти. 29  Амма Рәһобоамниң башқа ишлири вә қилғининиң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?«Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә» дегән китап әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә»ниң муәллиплири униңдин көп учурлар алған еди.
30  Рәһобоам билән Йәробоам барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турған еди. 31  Рәһобоам өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Униң анисиниң исми Наамаһ болуп, бир Аммоний еди. Рәһобоамниң оғли Абиям атисиниң орнида падиша болди.«Рәһобоамниң оғли Абиям» — мошу йәрдә вә 15:1-8дә ибраний тилида «Абияһ»ниң имласи «Абиям» болиду.
 
 

14:2 1Пад. 11:31

14:6 «Саңа бир шум хәвәрни бериш маңа буйрулди» — «маңа буйрулди» дегәнлик ибраний тилида: «мән әвәтилдим» дегән билән ипадилиниду.

14:7 1Пад. 12:15

14:10 «һәммә әркәк» — ибраний тилида: «тамға қарап сийидиған һәр бири» дегәнлик билән ипадилиниду. «...һәтта аҗиз яки мәйип болсиму һәммисини үзүп ташлаймән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... яки кичик яки чоң болса, һәммисини ташлаймән». «адәмләр поқ-тезәкләрни сүпүргәндәк ... йоқ болғичә сүпүримән» — яки «адәмләр тезәк көйдүргәндәк ... йоқ болғичә көйдүриветимән».

14:10 1Сам. 25:22, 34; 1Пад. 15:29; 16:11; 21:21; 2Пад. 9:8

14:14 1Пад. 15:28, 29

14:15 «Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди.

14:15 2Пад. 17:18

14:19 «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә» дегән китап әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә»ниң муәллиплири униңдин көп учурларни алған еди.

14:21 2Тар. 12:13

14:24 «кәспий бәччивазлар» — бу кишиләр бутпәрәсликкә яки бутханиларға мунасивәтлик болуп, пул үчүн бәччивазлиқ қилатти.

14:25 2Тар. 12:2

14:26 1Пад. 10:16, 17; 2Тар. 9:15

14:29 «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә» дегән китап әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-Тәзкирә»ниң муәллиплири униңдин көп учурлар алған еди.

14:31 «Рәһобоамниң оғли Абиям» — мошу йәрдә вә 15:1-8дә ибраний тилида «Абияһ»ниң имласи «Абиям» болиду.