11
Сулайман көп аялларни елип, уларниң езитқулуғи билән бутпәрәсликкә тейилип кетиду
Лекин Сулайман падишаниң көңли Пирәвнниң қизидин башқа көп чәтәллик аялларға, җүмлидин Моабий, Аммоний, Едомий, Зидоний, Һиттий аяллириға чүшкән еди. «Лекин Сулайман падишаниң көңли Пирәвнниң қизидин башқа көп чәтәллик аялларға, җүмлидин Моабий, Аммоний, Едомий, Зидоний, Һиттий аяллириға чүшкән еди» — бу бабта хатириләнгән һәммә ишлар «Қанун Шәрһи»дики әмирләргә хилап. «Қан.» 17:16-20ни көрүң.  Қан. 17:17 Пәрвәрдигар әслидә мошу әлләр тоғрилиқ Исраилларға: «Уларниң қизлирини издәп бармаңлар, вә уларни силәрниңкиләргә киргүзмәңлар; чүнки улар көңүллириңларни чоқум өз мәбудлириға аздуриду» дәп агаһландурған. Бирақ Сулайманниң көңли дәл шуларға бағланди. Мис. 34:16; Қан. 7:3 Униң йәттә йүз аяли, йәни ханиши вә үч йүз кенизиги бар еди; аяллири униң көңлини аздуруп буривәткән еди.
Шундақ болдики, Сулайман яшанғанда, униң аяллири униң көңлини башқа илаһларға аздуруп бурувәтти; шуниң үчүн униң көңли атиси Давутниңкидәк Пәрвәрдигар Худасиға мутләқ садиқ болмиди.
Шуңа Сулайман Зидонийларниң мәбуди Аштаротни, Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милкомни издиди; Һак. 2:13; 2Пад. 23:13 Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилди; у атиси Давут Пәрвәрдигарға әгәшкәндәк изчиллиқ билән әгәшмиди.
Андин Сулайман Йерусалим алдидики едирлиқта Моабийларниң жиркиничлик мәбуди Кемош һәм Аммонийларниң жиркиничлик мәбуди Милком үчүн бир «жуқури җай»ни ясиди; «жиркиничлик мәбуд Милком» — «Милком» ибраний тилида мошу йәрдә «Моләқ» дәп ипадилиниду.  2Пад. 23:13 шуниңдәк өзиниң мәбудлириға хушбуй яқидиған вә қурбанлиқ қилидиған һәр бир ят әллик аяли үчүнму у шундақ қилди; 9-10 Шуңа Пәрвәрдигар Сулаймандин рәнҗиди; гәрчә У униңға икки қетим көрүнгән болсиму, шундақла униңға дәл мошу иш тоғрилиқ, йәни башқа илаһларни издимәслигини тапилиған болсиму, униң көңли Исраилниң Худаси Пәрвәрдигардин айнип кәтти; у Пәрвәрдигарниң тапилиғиниға әмәл қилмиди. 1Пад. 3:5; 9:2; 1Пад. 6:12 11  Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Сулайманға мундақ деди: — «Сән шундақ қиливерип, Мениң саңа буйруған әһдәм билән бәлгүлиримни тутмиғиниң үчүн, Мән җәзмән падишалиқни сәндин житиветип хизмәткариңға беримән. «Мән җәзмән падишалиқни сәндин житиветип хизмәткариңға беримән» — «житиветип ... беримән» — демәк, Пәрвәрдигар падишалиғини Сулаймандин зораванлиқ билән тартивелип униң қол астидики бирисигә бәрмәкчи. 28-33-айәтни көрүң.  1Пад. 12:15 12  Лекин атаң Давутниң вәҗидин сениң өз күнлириңдә Мән шундақ қилмаймән, бәлки оғлуңниң қолидин уни житиветимән. 13  Лекин пүтүн падишалиқни униңдин житивәтмәймән, бәлки қулум Давутниң вәҗидин вә Өзүм таллиған Йерусалим үчүн оғлуңға бир қәбилини қалдуруп қойимән».
14  Амма Пәрвәрдигар Сулайманға бир дүшмән, йәни Едомлуқ Һададни қозғиди, у киши Едомниң падишасиниң нәслидин еди. 15-16 Әслидә Давут Едом билән җәң қилған вақитта, қошунниң сәрдари Йоаб Едомниң һәммә әрлирини йоқатқан еди (чүнки Едомдики һәммә әрләрни йоқатқичә, Йоаб билән барлиқ Исраиллар у йәрдә алтә ай турған еди); у өлтүрүлгәнләрни көмгили чиққанда «Давут өлтүрүлгәнләрни көмгили чиққанда...» — өз адәмлирини көмүш үчүн, демәк. Бу сөзгә қариғанда Йоабниң Едомларни шундақ өлтүрүши қисас мәхситидә еди.  2Сам. 8:14; 1Тар. 18:12, 13 17  Һадад атисиниң бир нәччә Едомий хизмәтчилири билән Мисирға қечип кәткән еди. Һадад у чағда кичик бала еди. 18  Улар Мидиян зиминидин чиқип Паранға кәлди. Улар Парандин бир нәччә адәмни елип өзлиригә қошуп Мисирға, йәни Мисирниң падишаси Пирәвнниң қешиға кәлди. Пирәвн униңға бир өй тәқсим қилип, озуқ-түлүкму тәминлиди һәмдә бир парчә йәрниму униңға тәқдим қилди. 19  Һадад Пирәвнниң нәзиридә көп илтипат тапқан болуп, у өз хотуниниң сиңлисини, йәни Таһпәнәс ханишниң сиңлисини униңға хотун қилип бәрди. 20  Таһпәнәсниң сиңлиси униңға бир оғул, Генубатни туғуп бәрди. Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи чоң қилди. Андин Генубат Пирәвнниң аилиси, йәни Пирәвнниң оғуллири арисида турди.«Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи чоң қилди» — яки «Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи әмчәктин айриди».
21  Һадад Мисирда: «Давут ата-бовилириниң арисида ухлап қалди» вә «Қошунниң сәрдари Йоабму өлди» дәп аңлиғанда Пирәвнгә: — Мениң өз жутумға беришимға иҗазәт қилғайла, деди.
22  Пирәвн униңға: — Сениң өз жутумға барай дегиниң немә дегиниң, мениң қешимда саңа немә кәмлик қилиду? — деди. У җававән: — Һеч нәрсә кам әмәс, амма немила болмисун мени кәткили қойғайла, деди.
23  Худа Сулайманға йәнә бир дүшминини қозғиди; у болса ғоҗиси, йәни Зобаһниң падишаси Һададезәрниң йенидин қечип кәткән Елиаданиң оғли Рәзон еди. 2Сам. 8:3; 10:18 24  Давут Зобаһлиқларни қәтл қилғанда Рәзон улардин бир топ адәмни өзигә топлап уларниң сәрдари болди. Андин кейин булар Дәмәшққә берип у йәрдә туруп, Дәмәшқ үстидин һөкүм сүрди. «Давут Зобаһлиқларни қәтл қилғанда Рәзон улардин бир топ адәмни өзигә топлап уларниң сәрдари болди. Андин кейин булар Дәмәшққә берип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәзон бир топ адәмни өзигә қошуп уларниң сәрдари болди. Давут уларни өлтүрмәкчә болғанда, улар Дәмәшққә берип...».  2Сам. 8:3 25  Шуниң билән Һадад Исраилға аваричилик туғдурғандин башқа, Рәзон Сулайманниң барлиқ күнлиридә Исраилниң дүшмини еди; у Исраилни өч көрәтти, өзи Сурийә үстидә падиша еди.
26  Сулайманниң Йәробоам дегән бир хизмәткари бар еди. У Зәрәдаһдин кәлгән Әфраимий Нибатниң оғли болуп, аниси Зәруаһ исимлиқ бир тул аял еди. Йәробоамму падишаға қарши чиқти. «Әфраимий Нибат» — мошу айәттә «Әфраимий» ибраний тилида «Әфратлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду.  2Тар. 13:6 27  Униң падишаға қарши чиқиштики сәвәви мундақ еди: Сулайман Милло қәлъәсини ясиғанда, атиси Давутниң шәһиридики сепилниң бир бөсүкини ясавататти; 28  Йәробоам қавул қәйсәр жигит еди; Сулайман жигитниң ишчан вә чаққан екәнлигини көрүп, уни Йүсүпниң җәмәтигә буйрулған ишниң үстигә қойди. 29  Шу күнләрдә Йәробоам Йерусалимдин чиқиватқанда, уни издәватқан Шилоһлуқ Ахияһ пәйғәмбәр уни йолда учратти. Ахияһ жипйеңи бир тонни кийвалған еди. Иккиси далада ялғуз қалғанда 30  Ахияһ үстидики тонни қолиға елип, уни житип он икки парчә қилип 31  Йәробоамға мундақ деди: — «Өзүңгә он парчини алғин; чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, падишалиқни Сулайманниң қолидин житиветип он қәбилини саңа беримән. 1Сам. 15:28 32  Бирақ Қулум Давутниң вәҗидин вә Йерусалим, йәни Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллиған шәһәр үчүн бир қәбилә униңға қалиду. 33 — Чүнки улар Мени ташлап Зидонийларниң аял мәбуди Аштаротқа, Моабийларниң мәбуди Кемошқа вә Аммонийларниң мәбуди Милкомға сәҗдә қилип, униң атиси Давутниң қилинғинидәк қилмай, Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримгә әмәл қилмай, нәзиримдә дурус болғанни қилмиди, Мениң йоллиримда маңмиди; 34  лекин пүткүл падишалиқни униң қолидин тартивалмаймән; чүнки Мән таллиған, Өз әмирлирим вә бәлгүлимилиримни тутқан қулум Давутни дәп, униң өмриниң барлиқ күнлиридә уни һөкүм сүргүчи қилип қалдуримән. 35  Амма падишалиқни униң оғлиниң қолидин тартип елип, саңа беримән, йәни он қәбилини беримән.
36  Лекин Мениң намимниң шу йәрдә болушиға Өзүм таллиған шәһәр Йерусалимда, Мениң алдимда қулум Давут үчүн һемишә йоруқ бир чирақ болсун дәп, униң оғлиға бир қәбилини берәй. «Мениң алдимда қулум Давут үчүн йоруқ бир чирақ болсун» — бу көчмә мәнилик сөз болуп, Давутниң ханданини көрситиду; ханданниң мәвҗут болғанлиғи (1) Давутниң Худаға садиқ болғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду; (2) Худаниң Давутқа, сән арқилиқ пүткүл дунияни сорайдиған Мәсиһ туғулиду, дәп бәргән вәдисидә туридиғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду.  1Пад. 15:4; Зәб. 131:17-18; Пәнд. 13:4 37  Мән сени таллап, сени барлиқ халиған йәрләр үстидә һөкүм сүргүзимән, сән Исраилға падиша болисән. 38  Вә шундақ болидуки, әгәр сән һәммә буйруғанлиримни аңлап, Мениң йоллиримда меңип, нәзиримдә дурус болғанни қилип, қулум Давут қилғандәк Мениң бәлгүлирим билән әмирлиримни тутсаң, әнди Мән сән билән биллә болимән вә Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк, саңиму мустәһкәм бир җәмәт тикләймән вә Исраилни саңа тәқдим қилимән. «Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк...» — ибраний тилида «Давутқа бир өй тиклигинимдәк...». 39  Давутниң нәслини шу ишлар түпәйлидин харлап пәс қилимән, лекин мәңгүлүк әмәс»».
 
40  Шуниң үчүн Сулайман Йәробоамни өлтүрүшкә пурсәт издәйтти. Лекин Йәробоам қечип Мисирниң падишаси Шишакниң қешиға барди; Сулайман өлгичә у Мисирда турди.
41  Сулайманниң башқа ишлири, униң һәммә қилған әмәллири вә униң даналиғи болса «Сулайманниң Әмәллири» дегән китапқа пүтүлгән әмәсмиди? ««Сулайманниң Әмәллири» дегән китап» — бу китаптин һазир хәвиримиз йоқ.  2Тар. 9:29-31 42  Сулайманниң Йерусалимда Исраилниң үстидә һөкүм сүргән вақти қириқ жил болди. 2Тар. 9:30 43  Сулайман ата-бовилириниң арисида ухлиди вә атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин оғли Рәһобоам орнида падиша болди.
 
 

11:1 «Лекин Сулайман падишаниң көңли Пирәвнниң қизидин башқа көп чәтәллик аялларға, җүмлидин Моабий, Аммоний, Едомий, Зидоний, Һиттий аяллириға чүшкән еди» — бу бабта хатириләнгән һәммә ишлар «Қанун Шәрһи»дики әмирләргә хилап. «Қан.» 17:16-20ни көрүң.

11:1 Қан. 17:17

11:2 Мис. 34:16; Қан. 7:3

11:5 Һак. 2:13; 2Пад. 23:13

11:7 «жиркиничлик мәбуд Милком» — «Милком» ибраний тилида мошу йәрдә «Моләқ» дәп ипадилиниду.

11:7 2Пад. 23:13

11:9-10 1Пад. 3:5; 9:2; 1Пад. 6:12

11:11 «Мән җәзмән падишалиқни сәндин житиветип хизмәткариңға беримән» — «житиветип ... беримән» — демәк, Пәрвәрдигар падишалиғини Сулаймандин зораванлиқ билән тартивелип униң қол астидики бирисигә бәрмәкчи. 28-33-айәтни көрүң.

11:11 1Пад. 12:15

11:15-16 «Давут өлтүрүлгәнләрни көмгили чиққанда...» — өз адәмлирини көмүш үчүн, демәк. Бу сөзгә қариғанда Йоабниң Едомларни шундақ өлтүрүши қисас мәхситидә еди.

11:15-16 2Сам. 8:14; 1Тар. 18:12, 13

11:20 «Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи чоң қилди» — яки «Таһпәнәс Пирәвнниң ордисида уни өзи әмчәктин айриди».

11:23 2Сам. 8:3; 10:18

11:24 «Давут Зобаһлиқларни қәтл қилғанда Рәзон улардин бир топ адәмни өзигә топлап уларниң сәрдари болди. Андин кейин булар Дәмәшққә берип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәзон бир топ адәмни өзигә қошуп уларниң сәрдари болди. Давут уларни өлтүрмәкчә болғанда, улар Дәмәшққә берип...».

11:24 2Сам. 8:3

11:26 «Әфраимий Нибат» — мошу айәттә «Әфраимий» ибраний тилида «Әфратлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду.

11:26 2Тар. 13:6

11:31 1Сам. 15:28

11:36 «Мениң алдимда қулум Давут үчүн йоруқ бир чирақ болсун» — бу көчмә мәнилик сөз болуп, Давутниң ханданини көрситиду; ханданниң мәвҗут болғанлиғи (1) Давутниң Худаға садиқ болғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду; (2) Худаниң Давутқа, сән арқилиқ пүткүл дунияни сорайдиған Мәсиһ туғулиду, дәп бәргән вәдисидә туридиғанлиғиға гувалиқ беридиған «чирақ» болиду.

11:36 1Пад. 15:4; Зәб. 131:17-18; Пәнд. 13:4

11:38 «Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк...» — ибраний тилида «Давутқа бир өй тиклигинимдәк...».

11:41 ««Сулайманниң Әмәллири» дегән китап» — бу китаптин һазир хәвиримиз йоқ.

11:41 2Тар. 9:29-31

11:42 2Тар. 9:30