6
Муқәддәс ибадәтханиниң қурулуши
2Тар. 3:1-14
Исраиллар Мисирдин чиққандин кейинки төрт йүз сәксининчи жили, Сулайманниң Исраилниң үстидики сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң иккинчи ейида, йәни Зиф ейида у Пәрвәрдигарниң өйини ясашқа башлиди.2Тар. 3:2; Рос. 7:47  


Сулайман падиша қурған ибадәтхана
Сулайман падиша Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз вә егизлиги оттуз гәз еди. «ибадәтханиниң узунлуғи...» — ибраний тилида «өйниң узунлуғи...». «Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз...» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду — Йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр) еди. Ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң алдидики айванниң узунлуғи ибадәтханиниң кәңлиги билән баравәр болуп, жигирмә гәз еди. Ибадәтханиниң алдидики айванниң кәңлиги он гәз еди.Юһ. 10:23; Рос. 3:11; 5:12
У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти. «У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти» — башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин болғини билән һәрһалда бу сөзләр деризиләрни көрситиду. Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға яндаш үч қәвәтлик бир имарәтни салди вә униң ичигә һуҗриларни ясиди.«Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға...» — мошу йәрдә «каламхана» «әң муқәддәс җай»ниң башқа бир хил исмидур. 6:16ни вә изаһатини көрүң. «Каламхана» дейилишиниң сәвәви, «әң муқәддәс җай» ичидә «әһдә сандуғи» бар еди, «әһдә сандуғи» ичидә Худаниң Исраил билән түзгән әһдинамиси сақлақлиқ еди.
Ташқириқи имарәтниң төвәнки қәвитиниң кәңлиги бәш гәз, оттура қәвитиниң кәңлиги алтә гәз, үчинчи қәвитиниң кәңлиги йәттә гәз еди. Чүнки ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди.«...ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди» — лимниң йәнә бир учи «ташқи имарәт»ниң ташқи темиға бекитилиши үчүн шу тәрәптә төшүк тешилгән болса керәк. «Ибадәтхана схемиси»ни көрүң.
Ибадәтхана пүтүнләй тәйяр қилип елип келингән ташлардин бена қилинған еди. Шундақ қилғанда, уни ясиған вақитта нә болқа нә палта нә башқа төмүр әсвапларниң авази у йәрдә һеч аңланмайтти.
Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди; бир айланма пәләмпәй оттура қәвәткә андин оттура қәвәттин үчинчи қәвәткә чиқатти.«Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди» — биз мошу йәрдә («төвәнки қәвәт» дегән сөзләр билән) кона грек тилидики тәрҗимигә әгәштуқ. «ибадәтханиниң оң тәрипи» ибадәтханиниң җәнубий тәрипидур.
Шундақ қилип Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди. Ибадәтханиниң үстигә хар-лимларни бекитип, уни кедир тахтайлар билән қаплиди. 10  У ибадәтханиға яндаш имарәтниң қәвәтлириниң егизлигини бәш гәздин қилди. Шу имарәтниң қәвәтлири ибадәтханиға кедир лимлири арқилиқ тутушуқлуқ еди.
 
11  Пәрвәрдигарниң сөзи Сулайманға келип мундақ дейилдики: —
12  «Сән Маңа ясаватқан бу ибадәтханиға кәлсәк, әгәр сән бәлгүлимилиримдә меңип, һөкүмлиримгә риайә қилип, барлиқ әмирлиримни тутуп уларда маңсаң, Мән атаң Давутқа сән тоғрилиқ ейтқан сөзүмгә әмәл қилимән; 2Сам. 7:13; 1Пад. 2:4; 9:4; 1Тар. 22:10, 19 13  Мән Исраилларниң арисида макан қилип өз хәлқим Исраилни әсла ташлимаймән».
14  Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди. 15  Ибадәтханиниң тамлириниң ич тәрипини у кедир тахтайлири билән ясап, ибадәтханиниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә яғач билән қаплиди; вә арча тахтайлири билән ибадәтханиға пол ятқузди.
16  У ибадәтханиниң арқа темидин жигирмә гәз өлчәп ара там ясап, ичкирики ханини һасил қилди; у тегидин тартип торус лимлириғичә кедир тахтайлири билән қаплиди. Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди.«Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди» — «әң муқәддәс җай»ниң «каламхана» дәп атилишиниң сәвәви, униңда Худа Муса пәйғәмбәргә тапшурған «әһдә таш тахтилири» (Худаниң калами) «әһдә сандуғи» ичидә туратти; вә униң үстигә бәлким бәзи вақтида, баш каһин шу «әң муқәддәс җай»ға киргәндә, Худаниң бешарәтлири уларға келиши мүмкин еди.
17  Униң алдидики өй, йәни муқәддәс ханиниң узунлуғи қириқ гәз еди. 18  Ибадәтханиниң ички тамлириға қапақ вә чечәкниң нусхилири нәқиш қилинған еди. Ибадәтхана пүтүнләй кедир тахтайлар билән қапланған еди. Һеч таш көрүнмәйтти.
19  Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини у йәрдә қоюш үчүн, у ибадәтханиниң ичкиридики каламханини ясиди. 20  Каламханиниң узунлуғи жигирмә гәз, тоғриси жигирмә гәз, егизлиги жигирмә гәз еди; у уни сап алтундин қаплиди, шундақла униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди. «у ... униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди» — бу ичидики қурбангаһқа қурбанлиқлар сунулмайтти; у «хушбуйдан» яки «хушбуйгаһ» еди. 21  Сулайман ибадәтханиниң ичини сап алтун билән қаплиди; у ички каламханиниң алдини алтун зәнҗирләр билән тосиди; каламханини алтун билән қаплиди. 22  Шу тәриқидә у пүткүл ибадәтханини, йәни пүткүл ибадәтханиниң ичини алтун билән толуқ қаплиған еди. Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһниму пүтүнләй алтун билән қаплиған еди.«Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһ» — бу «қурбангаһ», йәни «хушбуйдан» адәттә каламханиниң сәл алдида, «муқәддәс җай»ниң ичидә еди.
23  Каламханиға у зәйтун яғичидин икки керубниң шәклини ясиди. Һәр бириниң егизлиги он гәз еди. «Керублар» — керублар болса Худаниң һөкүм-җазалирини йәткүзидиған, интайин күчлүк пәриштиләрдур. Мәсилән, «Яр.» 3:24 вә «Әз.» 10-бапни көрүң.  Мис. 25:18 24  Бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз вә йәнә бир қанитиниң узунлуғи һәм бәш гәз болуп, бир қанитиниң учидин йәнә бир қанитиниң учиғичә он гәз еди. 25  Иккинчи керубниң икки қанити қошулуп он гәз еди. Икки керубниң чоң-кичиклиги вә шәкли охшаш еди. 26  Бир керубниң егизлиги он гәз болуп, иккинчи керубниңкиму һәм шундақ еди. 27  У керубларни ичкирики ханида қойди. Керубларниң қанатлири йейилип туратти. Бирисиниң бир қанити бир тамға тегип, иккинчисиниң қанити удулидики тамға тегип туратти; иккисиниң ичидики қанатлири ханиниң оттурисида бир-биригә тегишип туратти. Мис. 25:20 28  У керубларни алтун билән қаплиди.
29  У ибадәтханиниң тамлириниң пүткүл ич чөрсини, йәни ичкирики ханиниң вә һәм ташқириқи ханиниң чөрисини керуб билән хорма дәрәқлириниң шәкиллири вә чечәк нусхилири билән нәқиш қилди. 30  Ибадәтханиниң полини, йәни ичкирики ханиниң һәм ташқириқи ханиниңкини алтун билән қаплиди.
31  Каламханиниң кириш еғизиға у зәйтун яғичидин етилгән қош ишикләрни ясиди. Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди. «Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «Ишикләрниң кешәклири бәш часилиқ еди». Ибраний тилини чүшиниш тәс. 32  Бу қош ишикләр зәйтун яғичидин етилгән еди; у ишикләрниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилири нәқиш қилинип зиннәтләнгән еди; у ишикләрни, җүмлидин керуб билән хорма дәрәқлириниң нәқишлирини алтун билән қаплиди.
33  Ибадәтханиниң ташқи ханисиниң ишигиниң кешәклирини зәйтун яғичидин ясиди; улар өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди; « кешәкләр өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «улар (кешәкләр) төрт часилиқ еди». Ибраний текстни чүшиниш тәс. 34  қош қанатлиқ ишик болса арча яғичидин ясалди. Бир қанити йейилип қатлинатти, иккинчи қанитиму йейилип қатлинатти. 35  У уларниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилирини нәқиш қилди; андин уларниң үстигә, җүмлидин нәқишләр үстигә алтун қаплиди.
36  Ичкирики һойлиниң темини болса у үч қәвәт ойулған таш билән бир қәвәт кедир яғичидин ясиди.
37 Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң Зиф ейида Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ули селинди. «төртинчи жилиниң Зиф ейида...» — «Зиф» ейи иккинчи ай. Бу бәлким миладийәдин илгәрки 966-жили, Апрел яки Май айлири болуши мүмкин еди. 38  Вә он биринчи жилиниң Бул ейида, йәни сәккизинчи айда ибадәтханиниң һечйери қалдурулмай, лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди. Шундақ қилип униң өйни ясишиға йәттә жил кәтти.«лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди» — мошу йәрдә «лайиһә» бәлким Давут Муқәддәс Роһниң көрсәтмиси арқилиқ алдин көрсәткән схемисини көрситиду «1Тар.» 28:19).
 
 

6:1 2Тар. 3:2; Рос. 7:47

6:2 «ибадәтханиниң узунлуғи...» — ибраний тилида «өйниң узунлуғи...». «Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз...» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду — Йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр) еди.

6:3 Юһ. 10:23; Рос. 3:11; 5:12

6:4 «У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти» — башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин болғини билән һәрһалда бу сөзләр деризиләрни көрситиду.

6:5 «Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға...» — мошу йәрдә «каламхана» «әң муқәддәс җай»ниң башқа бир хил исмидур. 6:16ни вә изаһатини көрүң. «Каламхана» дейилишиниң сәвәви, «әң муқәддәс җай» ичидә «әһдә сандуғи» бар еди, «әһдә сандуғи» ичидә Худаниң Исраил билән түзгән әһдинамиси сақлақлиқ еди.

6:6 «...ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди» — лимниң йәнә бир учи «ташқи имарәт»ниң ташқи темиға бекитилиши үчүн шу тәрәптә төшүк тешилгән болса керәк. «Ибадәтхана схемиси»ни көрүң.

6:8 «Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди» — биз мошу йәрдә («төвәнки қәвәт» дегән сөзләр билән) кона грек тилидики тәрҗимигә әгәштуқ. «ибадәтханиниң оң тәрипи» ибадәтханиниң җәнубий тәрипидур.

6:12 2Сам. 7:13; 1Пад. 2:4; 9:4; 1Тар. 22:10, 19

6:16 «Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди» — «әң муқәддәс җай»ниң «каламхана» дәп атилишиниң сәвәви, униңда Худа Муса пәйғәмбәргә тапшурған «әһдә таш тахтилири» (Худаниң калами) «әһдә сандуғи» ичидә туратти; вә униң үстигә бәлким бәзи вақтида, баш каһин шу «әң муқәддәс җай»ға киргәндә, Худаниң бешарәтлири уларға келиши мүмкин еди.

6:20 «у ... униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди» — бу ичидики қурбангаһқа қурбанлиқлар сунулмайтти; у «хушбуйдан» яки «хушбуйгаһ» еди.

6:22 «Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһ» — бу «қурбангаһ», йәни «хушбуйдан» адәттә каламханиниң сәл алдида, «муқәддәс җай»ниң ичидә еди.

6:23 «Керублар» — керублар болса Худаниң һөкүм-җазалирини йәткүзидиған, интайин күчлүк пәриштиләрдур. Мәсилән, «Яр.» 3:24 вә «Әз.» 10-бапни көрүң.

6:23 Мис. 25:18

6:27 Мис. 25:20

6:31 «Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «Ишикләрниң кешәклири бәш часилиқ еди». Ибраний тилини чүшиниш тәс.

6:33 « кешәкләр өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «улар (кешәкләр) төрт часилиқ еди». Ибраний текстни чүшиниш тәс.

6:37 «төртинчи жилиниң Зиф ейида...» — «Зиф» ейи иккинчи ай. Бу бәлким миладийәдин илгәрки 966-жили, Апрел яки Май айлири болуши мүмкин еди.

6:38 «лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди» — мошу йәрдә «лайиһә» бәлким Давут Муқәддәс Роһниң көрсәтмиси арқилиқ алдин көрсәткән схемисини көрситиду «1Тар.» 28:19).