5
Анания билән Сафира
Әнди Ананияс исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сафира билән бир парчә йерини сатти.«Ананияс исимлиқ йәнә бир адәм...» — «Ананияс» бәлким ибраний тилидики «Һанания» дегәнниң грек тилидики шәкли болуши мүмкин. Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.«Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди» — бу ишқа қариғанда, уларниң мәхсити өзлириниң сехийлиғини көз-көз қилип: «Мана биз башқиларға охшаш һәммә нәрсимизни Худаниң йолиға беғишлидуқ» дегән болсиму, лекин улар йәр сатқан пулниң бир қисмини йәр сатқан пулниң һәммиси, дәп ялған ейтқан еди.
Бирақ Петрус униңға:
— Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?«немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп,...?» — грек тилида «немишкә Шәйтан қәлбиңни толдурғанки...?» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди.
Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти. Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
Тәхминән үч сааттин кейин, Ананиясниң аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди. Петрус униңдин:
— Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди.
— Шундақ, мошунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у.
Петрус:
— Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди.
10 Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди. 11 Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти.
 
Расуллар көрсәткән мөҗизиләр
12 Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ етиқатчилар бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти. Мар. 16:17; Рос. 2:43. 13 Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти. 14 Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди). 15 Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һеч болмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти.
16 Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.Мар. 16:17; Рос. 8:7; 16:18; 19:12.
 
Расулларниң зиянкәшликкә учриши
17 Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип, 18 расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди. «расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди» — мошу йәрдики «қамақхана» грек тилида «аммивий түрмә» дегән сөз билән ипадилиниду. 19 Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:Рос. 12:7; 16:26.
20 — Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди.
21 Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди.
Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин расулларни елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти. 22 Лекин сипаһлар зинданға йетип барғанда, расулларниң у йәрдә йоқлуғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:
23 — Биз барсақ, зиндан мәһкәм тақақлиқ турупту, қаравулларму дәрвазилирида күзәттә турупту. Лекин дәрвазиларни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.
24 Бу хәвәрни аңлиған ибадәтханидики мәсъул каһин һәм қаравулларниң башлиғи вә баш каһинлар: — «Әнди бу иш зади қандақ болуп кетәр?» дейишип алақзадиликкә чөмди. 25 Дәл шу чағда, бир киши кирип:
— Қараңлар, силәр зинданға қамиған адәмләр ибадәтхана һойлисида туруп халайиққа тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.
26 Буниң билән, һелиқи қаравуллар башлиғи сипаһлирини башлап берип, расулларни елип кәлди. Бирақ улар халайиқ бизни чалма-кесәк қилиши мүмкин дәп қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.Мат. 21:26; Рос. 4:21.
27 Улар расулларни елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмидикиләр алдида турғузди. Баш каһин уларни сорақ қилип:
28 — Биз әсли силәрни бу намда кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ агаһландурған едуқ. Лекин мана, силәр йәнә шу тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни қаплидиңлар һәмдә бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.«силәр...бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр!» — қизиқ иш шуки, Йәһудий ақсақаллириниң тили «Әйса» дейишкә қәтъий бармайду.  Рос. 4:18.
29 Лекин Петрус вә башқа расуллар җавап берип мундақ деди:
— Инсанға әмәс, Худаға итаәт қилиш керәк! Рос. 4:19. 30 Силәр тутуп яғачқа есип өлтүргән Әйсани, ата-бовимизниң Худаси тирилдүрди. «...яғачқа есип өлтүргән Әйса» — грек тилида «...дәрәққә есип өлтүргән Әйса».  Қан. 21:23; Рос. 3:15; 10:39; 13:29; 1Пет. 2:24. 31 Худа Исраил хәлқини товва қилишқа вә гуналириниң кәчүрүлишикә муйәссәр қилиш үчүн, уни улуқлап Йетәкчи һәм Қутқузғучи сүпитидә Өзиниң оң йениға көтирип олтарғузди. Рос. 2:33; 3:15; Фил. 2:9. 32 Биз бу ишларға гувачилармиз; шундақла Худа Өзигә итаәт қилғучиларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларға гувачидур.Юһ. 15:27; Рос. 2:4.
33 Улар бу сөзләрни аңлап қәлбигә санҗилғандәк болуп расулларни өлтүрүшкә мәслиһәтләшти. 34 Лекин кеңәшмә ичидә пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған Пәрисий мәзһипидики Гамалийәл исимлиқ бир Тәврат өлимаси бар еди. У орнидин туруп:
— Уларни бирдәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйруди.
35 Андин у кеңәшмидикиләргә мундақ деди:
— Әй Исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта өзүңларға еһтият қилиңлар! 36 Илгири, һелиқи Тәвдас исимлиқ өзини чоң тутуп оттуриға чиққан еди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм қошулди. Бирақ у өзи өлтүрүлди вә барлиқ әгәшкүчилири тарқилип кетип, униң  иши йоққа чиқти. «бирақ у өзи өлтүрүлди...» — «у ... өлтүрүлди» — шүбһисизки, у римлиқ күчләр тәрипидин өлтүрүлду. Тәвдасниң исяни Рим империйәсигә қарши болған болса керәк.  Рос. 21:38. 37 Андин кейин нопус тизимлаш күнлиридә, Галилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму йоқитилип, барлиқ әгәшкүчилириму тарқитиветилгән. 38 Әнди силәргә нәсиһитим шуки: Бу кишиләр билән кариңлар болмисун! Уларни ихтияриға қоюп бериңлар. Чүнки әгәр бу еқим яки бу иш пәқәт инсандин кәлгән болса, җәзмән йоққа чиқиду. Пәнд. 21:30; Йәш. 8:10; Мат. 15:13. 39 Лекин әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр! Һәтта өзүңлар Худаға һуҗум қилғучилар болуп чиқисиләр! Рос. 9:5; 23:9.
40 Алий кеңәшмидикикиләр несиһәтни қобул қилди; улар расулларни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, уларға һәргиз Әйсаниң намида сөзлимәсликни агаһландурди. Андин уларни қоюп бәрди. 41 Расуллар әнди кеңәшминиң оттурисидин чиқип, өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди. «.. өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди» — мошу йәрдә «мубарәк нам» грек тилида пәқәт «нам» дегән биләнла ипадилиниду. Чүнки шу чағдики етиқатчилар үчүн пүткүл дунияда пәқәт бирла «нам», йәни Әйсаниң нами мәвҗут еди.  Мат. 5:12. 42 Улар йәнила һәр күни ибадәтхана һойлисида вә өйму-өй берип тәлим бериштин вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаштин һеч тохтимиди.«вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаш...» — яки «вә хуш хәвәр болған Әйса Мәсиһни җакалаш...».
 
 

5:1 «Ананияс исимлиқ йәнә бир адәм...» — «Ананияс» бәлким ибраний тилидики «Һанания» дегәнниң грек тилидики шәкли болуши мүмкин.

5:2 «Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди» — бу ишқа қариғанда, уларниң мәхсити өзлириниң сехийлиғини көз-көз қилип: «Мана биз башқиларға охшаш һәммә нәрсимизни Худаниң йолиға беғишлидуқ» дегән болсиму, лекин улар йәр сатқан пулниң бир қисмини йәр сатқан пулниң һәммиси, дәп ялған ейтқан еди.

5:3 «немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп,...?» — грек тилида «немишкә Шәйтан қәлбиңни толдурғанки...?» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

5:12 Мар. 16:17; Рос. 2:43.

5:16 Мар. 16:17; Рос. 8:7; 16:18; 19:12.

5:18 «расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди» — мошу йәрдики «қамақхана» грек тилида «аммивий түрмә» дегән сөз билән ипадилиниду.

5:19 Рос. 12:7; 16:26.

5:26 Мат. 21:26; Рос. 4:21.

5:28 «силәр...бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр!» — қизиқ иш шуки, Йәһудий ақсақаллириниң тили «Әйса» дейишкә қәтъий бармайду.

5:28 Рос. 4:18.

5:29 Рос. 4:19.

5:30 «...яғачқа есип өлтүргән Әйса» — грек тилида «...дәрәққә есип өлтүргән Әйса».

5:30 Қан. 21:23; Рос. 3:15; 10:39; 13:29; 1Пет. 2:24.

5:31 Рос. 2:33; 3:15; Фил. 2:9.

5:32 Юһ. 15:27; Рос. 2:4.

5:36 «бирақ у өзи өлтүрүлди...» — «у ... өлтүрүлди» — шүбһисизки, у римлиқ күчләр тәрипидин өлтүрүлду. Тәвдасниң исяни Рим империйәсигә қарши болған болса керәк.

5:36 Рос. 21:38.

5:38 Пәнд. 21:30; Йәш. 8:10; Мат. 15:13.

5:39 Рос. 9:5; 23:9.

5:41 «.. өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди» — мошу йәрдә «мубарәк нам» грек тилида пәқәт «нам» дегән биләнла ипадилиниду. Чүнки шу чағдики етиқатчилар үчүн пүткүл дунияда пәқәт бирла «нам», йәни Әйсаниң нами мәвҗут еди.

5:41 Мат. 5:12.

5:42 «вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаш...» — яки «вә хуш хәвәр болған Әйса Мәсиһни җакалаш...».