Мошу айәткә қариғанда, бешарәт мошу йәрдә пәқәт Асурийәниң һуҗумини әмәс, бәлки ахирқи заманда җими хәлиқ-милләтниң Исраилға қилидиған һуҗумини көрситиду.
Иккинчидин, улар Йәшая пәйғәмбәргә берилгән бешарәтләрни печәтлигән болса, у дуниядин кәткәндин кейин, гувалиқлар алдин-ала ейтқан нурғун ишлар йүз бәргәндә, Исраил хәлқи мошу гувалиқлар (бешарәтләр)ни топ-тоғра екән, дәп билиду, шуниңдәк буларда һеч қандақ ойдурмилиқ йоқ, Йәшая һәқиқий пәйғәмбәр екән, дәпму етирап қилиду.
Бешарәткә асасән, нур дәл шу йәрдә пәйда болиду. Бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрисидики тәпсилатларни Инҗил «Мат.» 4:15-айәттин көрүң. «деңиз йоли» — «Галилийә деңизи»ниң ғәрбий йәрлири. ■Мат. 4:15
□8:1 «Махар-Шалал-Хаш-Баз» — «Олҗиға алдира! Овға чапсан бол!» дегән мәнидә. Сөзләрниң мәнасини чүшиниш үчүн, 3- һәм 4-айәтни көрүң.
□8:2 «каһин болған Урия» — «каһин» дегән, муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи киши. «каһин болған Урия вә Йәрәбәқияниң оғли Зәкәрия» — әмәлийәттә болса, Урия дегән киши Йәшая пәйғәмбәргә қарши болуп чиқиши мүмкин («2Пад.» 16:10-16ни көрүң). Шундақ болғанлиғи үчүн улар техиму «ишәшлик гувалиқ» сүпитидә болуши керәк еди.
□8:3 «.. Мән аял пәйғәмбәр билән биллә яттим» — «аял пәйғәмбәр» Йәшаяниң аялини көрситиду. Бирақ немишкә «аял пәйғәмбәр» дәп атилиду? Яки у өзи пәйғәмбәр болди вә яки униң мошу оғлини туққанлиғиниң өзи Худаниң сөзиниң әмәлгә ашурулуши болди.
□8:8 «...У қанатлирини яйғанда пүткүл зиминиңға сайә болуп чүшиду, и Иммануел!» — 6-8-айәт тоғрилиқ чүшәнчимиз мундақ: Йәһудадикиләр Асурийә империйәсидин қорққили турди. «Шилоаһ» болса, Йерусалимдин өтидиған ләрзан сүпсүзүк бир өстәң еди. Худа бу өстәңни өзиниң хатирҗәмлиги, Исраилға бәрмәкчи болған аман-течлиғиға охшитиду. Әфрат дәрияси болса, Асурийә империйәсидики чоң дәриядур. Шилоаһ өстиңиниң сиртқи көрүнүши һәйвәтлик әмәс, әлвәттә, бирақ мошу ләрзан ақидиған өстәң Худаниң һимайисини билдүриду. Инсанларниң маһийити болса һәйвәтлик нәрсигә үмүт бағлашқа майилдур; Йәһуда хәлқи болса ишәшини Худаниң һимайисигә бағлиған әмәс, бәлки улар: «Сурийә билән (шималий) Исраилниң иттипақини Асурийә империйәсигә бир тосалғу» дәп хатирҗәм вә хошал еди. Худа уларниң иман-ишәшини хата қойғанлиғини уларға көрситиш үчүн, Асурийә падишаси силәргә «Бойнуңларға йәткичә» таҗаввуз қилиду, дәйду. «боюнға йәткичә» — Асурийә падишаси кәлгәндә, Йәһуданиң һәммә йәрлирини ишғал қилип, 46 шәһәрни қолиға алди; пәқәт пайтәхти Йерусалим шәһирини егиләлмәй, уни муһасиригә алди. Ахирда у Худаниң беваситә җазасиға учрап Асурийәгә қайтти (36-37 бабни көрүң). 10-айәт бойичә, Исраилниң зимини болса «Иммануел»ниң зиминидур; демәк, «Иммануел» Исраилниң Падишаси, Ғоҗайинидур.
□8:9 «Ғәзәплиниңлар, и әлләр...!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Җәм болуп һуҗум қилиңлар, и әлләр...!». Мошу айәткә қариғанда, бешарәт мошу йәрдә пәқәт Асурийәниң һуҗумини әмәс, бәлки ахирқи заманда җими хәлиқ-милләтниң Исраилға қилидиған һуҗумини көрситиду.
□8:10 «Мәслиһәтиңларни қиливериңлар» — ибраний тилида «бир сөз қилишиңлар». «Сәвәви — Иммануел!» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Иммануел» пак қиздин туғулған (7-баптики) бешарәтлик бала, исми «Худа биз билән биллә» дегән мәнидә.
□8:12 «Мошу кишиләр көп ишларда «сүйқәст бар» десә...» — мошу йәрдә «сүйқәст»ниң мәнаси (бизниң қаришимизчә): — Хәлиқ һәр хил питнә-иғваларға қулақ селип: «Әтирапимиздики башқа дөләтләр яки өз ичимиздики хаинлар сүйқәст қиливатиду» дәп қорқуп жүрәтти; мошу гәпләргә Йәшая вә униңға әгәшкән ихласмән Йәһудийлар һеч қулақ салмаслиғи керәк еди.
□8:13 «Пәқәт... Пәрвәрдигарнила һәммидин үстүн дәп билиңлар» — яки «пәқәт... Пәрвәрдигарнила муқәддәс дәп билиңлар».
□8:14 «У бир муқәддәс панаһгаһ болиду» — мошу айәттики «У» бәлким «Иммануел»ни, шундақла униң қандақ екәнлигини көрситиду. У «муқәддәс панаһгаһ» яки «муқәддәс ибадәтгаһ»ға охшаш, инсанларниң Худаға йеқинлишиш йолини тәминләп бериду. «адәмни жиқитидиған қорам таш» — бу ибариниң йәнә бир мәнаси «(адәмләр) яман көридиған қорам таш».
■8:14 Йәш. 28:16; Луқа 2:34; Рим. 9:33; 1Пет. 2:7
□8:16 «Бу гуванамини йөгәп... қойғин» — Худа мошу йәрдә Йәшая арқилиқ өзигә әгәшкән мухлислириға йолйоруқ бериду. Йәшая язған һәм сөзлигән гувалиқларни, Мусаға берилгән қанун вә башқа пәйғәмбәрләргә берилгән Тәвраттики қисимларни биллә қошуп, бехәтәр сақлап қоюш керәк, дегән мәнидә. Шундақ қилғанда, биринчидин, һәр қандақ қалаймиқан вәзийәтләр астида, улар мошу китаплар арқилиқ немә қилиш керәклигини убдан биләләйду. Иккинчидин, улар Йәшая пәйғәмбәргә берилгән бешарәтләрни печәтлигән болса, у дуниядин кәткәндин кейин, гувалиқлар алдин-ала ейтқан нурғун ишлар йүз бәргәндә, Исраил хәлқи мошу гувалиқлар (бешарәтләр)ни топ-тоғра екән, дәп билиду, шуниңдәк буларда һеч қандақ ойдурмилиқ йоқ, Йәшая һәқиқий пәйғәмбәр екән, дәпму етирап қилиду.
□8:17 «...йүзини Исраил җәмәтидин йошуридиған Пәрвәрдигар» — Худа Өз хәлқи болған Исраилға, гуналири түпәйлидин, һеч мөҗизини көрсәтмәй, уларни дүшмәнлиридин қоғдимайду. Һалбуки, Йәшая вә униң гепигә киргән Худаниң мөмин бәндилири үмүтсизләнмәй, Йәшаяға охшаш «Пәрвәрдигарға тәлмүрүп Уни сақлимақта» еди.
□8:18 «Қараңлар, маңа вә Пәрвәрдигар маңа бәргән балиларға, биз ... намайән қилған бешарәт вә карамәтләрниң сүпитидурмиз» — мошу сөзләрни қилғучи болса Йәшая пәйғәмбәрниң өзи; бирақ «Иммануел»му у арқилиқ бешарәтлик сөз қиливатиду («Ибр.» 2:13ни көрүң).
□8:22 «улар йәргә қариса, мана, җапа-мушәққәт ... вә паракәндичилик туриду» — Исраиллар асмандики ярдәмни рәт қилғандин кейин, йәр-йүзидин һеч үмүт болмайла қалмай, һәммиси зулмәт болиду.
□8:22b «Һәсрәт-надамәткә қалған» — мошу ибарә, ибраний тилида «аялчә род»тики исим болуп, матәм тутуватқан аялға тәсәлли бәргәндәк Худа Нафталилар вә Зәбулунларға тәсәлли беридиғанлиғини билдүриду. ««ят әлләрниң макани» Галилийә» — Асурийә империйәси таҗавуз қилғандин кейин, Нафтали, Зәбулун вә башқа Исраил қәбилилириниң көп қисимлири әсиргә чүшүп елип кетилди. Бир қисим кәмбәғәл, намрат, қабилийәтсиз кишиләр қалдурулди. Асурийә падишаси башқа милләт-хәлиқләрни елип келип шу йәргә, болупму Галилийәгә олтирақлаштурди. Мошу кишиләр қепқалған намрат Исраиллар билән арилишип жүрүп, өз-ара ассимилиятсийә қилинғачқа, Галилийә Йәһудийлар тәрипидин ««ят әлләр» (Йәһудий әмәсләр)ниң макани Галилийә» дәп кәмситилип аталған. Бешарәткә асасән, нур дәл шу йәрдә пәйда болиду. Бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрисидики тәпсилатларни Инҗил «Мат.» 4:15-айәттин көрүң. «деңиз йоли» — «Галилийә деңизи»ниң ғәрбий йәрлири.