2
Әйсаниң дунияға келиши
Мат. 1:18-25
Әнди шу күнләрдә, Рим императори Қәйсәр Авғустустин барлиқ хәлиқтин баҗ елиш үчүн уларниң ройхети тизимлансун дәп пәрман чүшти.«Қәйсәр Авғустус» — «Қәйсәр» Рим императорлириниң умумий унвани. «Қәйсәр Авғустус» болса Рим империйәси үстидин миладийәдин илгәрки 27-жилидин миладийә 14-жилиғичә сәлтәнәт қилди. Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди.«Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Бу ройхәт Кириниюсниң Сурийә өлкисигә һөкүмранлиқ қилип турған вақтидики тунҗа қетимлиқ нопус тизимлаш еди». Шуниң билән һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтиш керәк болди.
Йүсүпму Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа, Галилийә өлкисидики Насарәт шәһиридин айрилип, Йәһудийә өлкисидики, Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәргә кәтти.«Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа...» — демәк, Йүсүпниң Давутниң тәхтигә варислиқ қилғидәк әвлатлиридин екәнлигини көрсәтсә керәк. «Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәр» — «шәһәр» дейилгини билән Бәйт-Ләһәм интайин кичик бир жут еди; у Йерусалимдин он икки километр жирақлиқта.  1Сам. 16; Мик. 5:1; Мат. 1:1; Юһ. 7:42. Нопусқа тизимлиниш үчүн лайиқи, болғуси аяли Мәрйәмму биллә барди. Мәрйәм һамилдар болуп, қосиғи хеләла йоғинап қалған еди. Вә шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмдә турған вақтида Мәрйәмниң туғутиниң ай-күни тошуп қалди. Бирақ сарайда уларға орун болмиғачқа, Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда уни закилап, еғилдики оқурға ятқузди.«Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда ...» — Әйса Мәсиһ қачан туғулди? «Қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ тохтилимиз.  Мат. 1:25.
 
Пәриштиләрниң падичиларға көрүнүши
Шу йәрниң әтрапидики бәзи падичилар далада туратти; улар кечичә түнәп, падисиға қарайтти. Вә мана, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси уларниң алдида туратти; Пәрвәрдигарниң парлақ шәриви уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин бәк қорқуп кәтти. 10 Бирақ пәриштә уларға:
— Қорқмаңлар! Чүнки мана, пүтүн хәлиққә хошаллиқ болидиған бир хуш хәвәрни силәргә елан қилимән. 11 Чүнки бүгүн Давутниң шәһиридә силәр үчүн бир Қутқузғучи туғулди. У — Рәб Мәсиһдур! 12 Уни тепишиңлар үчүн шу аламәт болидуки, бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр, — деди.«бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бир оқурда ятқан, закиланған бир бовақни таписиләр».
13 Бирдинла, пәриштиниң әтрапида зор бир топ самави қошундикиләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:«самави қошундикиләр» — пәриштиләр.  Дан. 7:10; Вәһ. 5:11.
 
14 «Әршиәлада Худаға шан-шәрәпләр болғай!
Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» дейишти.«Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәр йүзидә инсанларға аманлиқ, шапаәт болсун!»  Йәш. 57:19; Әф. 2:17.
15 Пәриштиләр улардин айрилип асманға чиқип кетивиди, падичилар бир-биригә:
— Бәйт-Ләһәмгә йол елип, Пәрвәрдигар бизгә уқтурған, әмәлгә ашурған бу ишни көрүп келәйли, — дейишти.
16 Шуниң билән улар алдирап шәһәргә берип, Мәрйәм билән Йүсүпни вә оқурда ятқан бовақни издәп тапти. 17 Падичилар бовақни көргәндин кейин, өзлиригә униң һәққидә ейтилған сөзләрни кәң тарқитивәтти. 18 Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегәнлиригә интайин һәйран қелишти. 19 Мәрйәм болса бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп, чоңқур ойлинип жүрәтти. 20 Падичилар көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси үчүн Худани улуқлап, мәдһийә оқушқан пети қайтишти; барлиқ ишлар дәл уларға хәвәрләндүрүлгәндәк болуп чиққан еди.
 
Йүсүп вә Мәрйәмниң Әйсани Худаға атиши
21 Бовақни хәтнә қилиш вақти, йәни сәккизинчи күни тошқанда, униңға Әйса дәп исим қоюлди. Пәриштә бу исимни у техи анисиниң балиятқусида апиридә болмайла қойған еди.Яр. 17:12; Лав. 12:3; Мат. 1:21; Луқа 1:31; Юһ. 7:22.
22 Әнди Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда улар балини Пәрвәрдигарға атап тапшуруш үчүн Йерусалимға елип барди «Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда...» — грек тилида «уларниң паклиниш вақти тошқанда...». Мәрйәмниң қириқи тошқанда, өзи вә мәлум әһвалда Йүсүп иккиси Тәврат қануни бойичә «паклиниш»и керәк болатти («Лав.» 12:2-4, «Мис.» 13:2ни көрүң.  Лав. 12:6. 23 (Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида: «Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк) «Барлиқ тунҗа оғул» — грек тилида «барлиқ балиятқуни (тунҗи) ачқан бала». ««Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк...» — бу муқәддәс қанундики әмирләр «Мис.» 22:29, 34:19, «Лав.» 12:1-8, «Чөл.» 3:44-47ни көрүң.  Мис. 13:2,12; Чөл. 3:13; 8:16,17. 24 вә шундақла Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк еди.«Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк» — Тәврат қануни бойичә, аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн (намрат болса) мошундақ кәптәр қурбанлиғини (Йерусалимдики) ибадәтханиға апирип, союп сунуш үчүн мәсъул каһинға тапшуруши керәк еди.  Лав. 12:8.
25 Вә мана шу чағларда, Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши туратти. У һәм һәққаний вә ихласмән адәм болуп, «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи»ни интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униң вуҗудиға яр еди. «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи» — Мәсиһни көрситиду. 26 У Муқәддәс Роһтин кәлгән вәһийдин өзиниң Пәрвәрдигарниң Мәсиһини көрмигичә өлүм көрмәйдиғанлиғини билгән еди. 27 У Муқәддәс Роһниң башлиши билән ибадәтханиниң һойлилириға кирди; ата-аниси Тәвратта бекитилгән адәтни беҗириш үчүн бовақ Әйсани көтирип киргәндә, 28 Симеон бовақни қучиғиға елип, Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқуп мундақ деди: —
 
29 «Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;«Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән..» — Симеон өзиниң өмүрвайәт тәқәзза болғинини (йәни Худа Өз сөзидә туруп, әвәткән Мәсиһини) көргәндин кейин дуниядин кетишкә рази болиду.  Яр. 46:30.
30 Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,Зәб. 97:2-3; Йәш. 52:10.
31 Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;«Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән...» — «У» — Худаниң ниҗати, йәни Мәсиһ.  Рос. 28:28.
32 У әлләргә вәһий болидиған нур,
Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»«ят әлләр» — мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Шу чағда ят әлләрниң һәммиси дегидәк һәқиқий Худани тонумай, бутларға чоқунған, әлвәттә.  Йәш. 42:6; 49:6; Рос. 13:47.
 
33 Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти. 34 Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди:
— Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, Худаниң бешарәтлик аламити болиду. Йәш. 8:14; Рим. 9:32; 1Пет. 2:8. 35 Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!«... вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!» — грек тилида «қилич» мошу йәрдә йоған, икки бислиқ бир хил қилични көрситиду. Мәрйәмниң көңлигә санҗиған ишлар оғлиниң Исраил тәрипидин рәт қилинип, азап-оқубәт тартқузулуп өлтүрүлгинидин болған дәрд-әләмни көрситиду.
36 Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап, «Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәр...» — грек тилида «Анна» ибраний тилида «Һаннаһ» дейилгән. 37 андин сәксән төрт жил тул турған еди. У ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, кечә-күндүз роза тутушлар вә дуалар билән Худаға ибадәт қилатти. «андин сәксән төрт жил тул турған еди...» — яки «у тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп,...».  1Сам. 1:22. 38 У дәл шу пәйттә йетип келип Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтти, һәмдә Йерусалимда ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиққа бала тоғрисида сөз қилди.«ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиқ» — мошу йәрдә «ниҗат-һөрлүк» Худаниң бәдәл төләп, гуналардин халас қилған роһий азатлиғини көрситиду.
39 Йүсүп билән Мәрйәм Тәвратта бекитилгән барлиқ ишларни ада қилғандин кейин, Галилийәгә, өз шәһири Насарәткә қайтти. 40 Бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди, Худаниң меһри-шәпқитиму униң үстидә еди.«бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Әйсаниң өз (инсаний) роһини көрситиду.  Луқа 1:80.
 
Яш Әйса ибадәтханида
41 Униң ата-аниси һәр жили «өтүп кетиш һейти»да Йерусалимға баратти. Мис. 23:15,17; Лав. 23:5; Қан. 16:1. 42 Әйса он икки яшқа киргән жили, улар уни елип, һейтниң адити бойичә йәнә чиқип барди. 43 Һейт күнлирини өткүзгәндин кейин, улар өйигә қарап кетиватқанда, бала Әйса Йерусалимда қалди. Ата-анисиниң бу иштин хәвири йоқ еди, 44 бәлки уни сәпәрдаш-һәмраһлири билән биллә келиватиду, дәп ойлап, бир күн йол жүрди. Андин улар уни уруқ-туққанлари вә дост-бурадәрлири арисидин издәшкә башлиди; 45 издәп тапалмай, улар кәйнигә йенип Йерусалимға берип йәнә издиди.
46 Вә шундақ болдики, үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлаватқан һәм улардин соал сораватқанниң үстидә тапти. «үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида .. тапти» — «үчинчи күни» грек тилида «үч күндин кейин». Буниң мәнаси бәлким Йерусалимдин айрилип өйгә қарап меңишқа бир күн, Йерусалимға қайтишқа бир күн, андин Йерусалимда туруп издәшкә бир күн кәткән еди, дегәндәк болуши мүмкин. 47 Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси униң чүшәнчисигә вә бәргән җаваплириға интайин һәйран қелишти. Мат. 7:28; Мар. 1:22; Луқа 4:22,32; Юһ. 7:15. 48 Ата-аниси уни көрүп наһайити һәйрануһәс болушти, униң аниси униңға:
— Вай балам! Немишкә бизгә шундақ муамилә қилдиң? Атаң иккимиз паракәндә болуп сени издәп кәлдуқ! — деди.
49 У уларға: — Немишкә мени издидиңлар? Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар? — деди. «Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар?» — Йәһудийларниң әнъәниси вә көзқариши бойичә, бала он икки яшқа киргәндә: (1) толуқ Тәврат қануниға әмәл қилишқа мәсъулийити болиду; (2) атисиниң иш-хизмитигә шерик болиду.
Мошу йәрдә башқа бир хил тәрҗимиси «Атамниң өйидә болушум керәклигим...».
50 Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.Луқа 9:45; 18:34.
51 Андин у улар билән Насарәткә қайтти вә уларниң гепигә изчил бойсунатти. Лекин аниси бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп қойди. 52 Шундақ қилип, Әйса ақиланилик-даналиқта вә қамәттә йетилип, Худа вә кишиләр алдида барғансери сөйүлмәктә еди.1Сам. 2:26; Луқа 1:80.
 
 

2:1 «Қәйсәр Авғустус» — «Қәйсәр» Рим императорлириниң умумий унвани. «Қәйсәр Авғустус» болса Рим империйәси үстидин миладийәдин илгәрки 27-жилидин миладийә 14-жилиғичә сәлтәнәт қилди.

2:2 «Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Бу ройхәт Кириниюсниң Сурийә өлкисигә һөкүмранлиқ қилип турған вақтидики тунҗа қетимлиқ нопус тизимлаш еди».

2:4 «Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа...» — демәк, Йүсүпниң Давутниң тәхтигә варислиқ қилғидәк әвлатлиридин екәнлигини көрсәтсә керәк. «Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәр» — «шәһәр» дейилгини билән Бәйт-Ләһәм интайин кичик бир жут еди; у Йерусалимдин он икки километр жирақлиқта.

2:4 1Сам. 16; Мик. 5:1; Мат. 1:1; Юһ. 7:42.

2:7 «Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда ...» — Әйса Мәсиһ қачан туғулди? «Қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ тохтилимиз.

2:7 Мат. 1:25.

2:12 «бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бир оқурда ятқан, закиланған бир бовақни таписиләр».

2:13 «самави қошундикиләр» — пәриштиләр.

2:13 Дан. 7:10; Вәһ. 5:11.

2:14 «Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәр йүзидә инсанларға аманлиқ, шапаәт болсун!»

2:14 Йәш. 57:19; Әф. 2:17.

2:21 Яр. 17:12; Лав. 12:3; Мат. 1:21; Луқа 1:31; Юһ. 7:22.

2:22 «Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда...» — грек тилида «уларниң паклиниш вақти тошқанда...». Мәрйәмниң қириқи тошқанда, өзи вә мәлум әһвалда Йүсүп иккиси Тәврат қануни бойичә «паклиниш»и керәк болатти («Лав.» 12:2-4, «Мис.» 13:2ни көрүң.

2:22 Лав. 12:6.

2:23 «Барлиқ тунҗа оғул» — грек тилида «барлиқ балиятқуни (тунҗи) ачқан бала». ««Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк...» — бу муқәддәс қанундики әмирләр «Мис.» 22:29, 34:19, «Лав.» 12:1-8, «Чөл.» 3:44-47ни көрүң.

2:23 Мис. 13:2,12; Чөл. 3:13; 8:16,17.

2:24 «Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк» — Тәврат қануни бойичә, аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн (намрат болса) мошундақ кәптәр қурбанлиғини (Йерусалимдики) ибадәтханиға апирип, союп сунуш үчүн мәсъул каһинға тапшуруши керәк еди.

2:24 Лав. 12:8.

2:25 «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи» — Мәсиһни көрситиду.

2:29 «Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән..» — Симеон өзиниң өмүрвайәт тәқәзза болғинини (йәни Худа Өз сөзидә туруп, әвәткән Мәсиһини) көргәндин кейин дуниядин кетишкә рази болиду.

2:29 Яр. 46:30.

2:30 Зәб. 97:2-3; Йәш. 52:10.

2:31 «Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән...» — «У» — Худаниң ниҗати, йәни Мәсиһ.

2:31 Рос. 28:28.

2:32 «ят әлләр» — мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Шу чағда ят әлләрниң һәммиси дегидәк һәқиқий Худани тонумай, бутларға чоқунған, әлвәттә.

2:32 Йәш. 42:6; 49:6; Рос. 13:47.

2:34 Йәш. 8:14; Рим. 9:32; 1Пет. 2:8.

2:35 «... вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!» — грек тилида «қилич» мошу йәрдә йоған, икки бислиқ бир хил қилични көрситиду. Мәрйәмниң көңлигә санҗиған ишлар оғлиниң Исраил тәрипидин рәт қилинип, азап-оқубәт тартқузулуп өлтүрүлгинидин болған дәрд-әләмни көрситиду.

2:36 «Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәр...» — грек тилида «Анна» ибраний тилида «Һаннаһ» дейилгән.

2:37 «андин сәксән төрт жил тул турған еди...» — яки «у тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп,...».

2:37 1Сам. 1:22.

2:38 «ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиқ» — мошу йәрдә «ниҗат-һөрлүк» Худаниң бәдәл төләп, гуналардин халас қилған роһий азатлиғини көрситиду.

2:40 «бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Әйсаниң өз (инсаний) роһини көрситиду.

2:40 Луқа 1:80.

2:41 Мис. 23:15,17; Лав. 23:5; Қан. 16:1.

2:46 «үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида .. тапти» — «үчинчи күни» грек тилида «үч күндин кейин». Буниң мәнаси бәлким Йерусалимдин айрилип өйгә қарап меңишқа бир күн, Йерусалимға қайтишқа бир күн, андин Йерусалимда туруп издәшкә бир күн кәткән еди, дегәндәк болуши мүмкин.

2:47 Мат. 7:28; Мар. 1:22; Луқа 4:22,32; Юһ. 7:15.

2:49 «Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар?» — Йәһудийларниң әнъәниси вә көзқариши бойичә, бала он икки яшқа киргәндә: (1) толуқ Тәврат қануниға әмәл қилишқа мәсъулийити болиду; (2) атисиниң иш-хизмитигә шерик болиду. Мошу йәрдә башқа бир хил тәрҗимиси «Атамниң өйидә болушум керәклигим...».

2:50 Луқа 9:45; 18:34.

2:52 1Сам. 2:26; Луқа 1:80.