«Йеңи бир адәм» — Мәсиһ вә җамаәт, йәни бир баш бир тән болиду (Мәсиһ баш, җамаәт тән болиду). 16 кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди; □«кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди» — «бир тәндә» болса Өзиниң кресткә миқланған тени. Бу тән һазир тирилгәндин кейин Өзи билән җамаәттин тәркиб тапқан тән болди. «Кириш сөз»имиздики «җамаәт» тоғрилиқ мәзмунларни көрүң. 17 андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди. □«андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди» — «У (Мәсиһ) келип.. силәргиму...хуш хәвәрни җакалиди».... мошу ишта биз Әйса Мәсиһниң «Өз тени болған җамаәт» билән бир болғанлиғимизни көримиз. Мәсиһ Әйса Йәһудий хәлқигә хуш хәвәрни җакалиғандин кейин, кресткә миқлинип, көмүлүп, тирилгән; андин әршкә көтирилгән. У қандақму «силәргә («жирақларда турғанлар»ға, йәни Йәһудий әмәсләргә) кәлди»? Җавап Инҗилдики «Расулларниң паалийәтлири»дә көрүлиду. Әйсаниң әлчилири, җамаитидикилири башқиларға хуш хәвәрни йәткүзгәндә, У Өзи улар арқилиқ мошу ишни қилиду. Чүнки җамаәт Өзиниң тенидур. Мәсилән, «Рос.» 1:1-2, 9:4-5 вә изаһатларни көрүң.
«Йеқин турғанлар» йәнә Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә. ■Йәш. 57:19; Әф. 3:12. 18 Чүнки һәр иккимизниң Униң арқилиқ бир Роһта Ата алдиға кириш һоқуқимиз бардур. ■Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 3:12; Ибр. 10:19. 19 Шуңа шуниңдин башлап силәр мусапирлар, яқа жуттикиләр әмәс, бәлки муқәддәс бәндиләргә вәтәндаш болисиләр, Худаниң өйидикилиридин болисиләр; ■Гал. 6:10. 20 силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ Өзидур; □«силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр» — яки, «силәр расулларниң вә пәйғәмбәрләрниң улиниң үстигә қурулмақтисиләр». «силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ өзидур» — «қошумчә сөз»дики «расуллар вә пәйғәмбәрләр» үстидики музакиримизни көрүң. ■Йәш. 28:16; Мат. 16:18; 1Кор. 3:9,10; 1Пет. 2:4; Вәһ. 21:14 21 Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта. □«Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта» — «Рәбдә» «Мәсиһ Әйсаниң Өзидә». 22-айәттә «Рәбдә» «Униңда» дәп елиниду. ■1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Әф. 4:16. 22 Силәрму қошулуп Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр.□«Силәрму қошулуп Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр» — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи.
□2:1 «силәр болсаңлар, қәбиһликлириңлар һәм гуналириңларда өлгән болуп,...» — адәм гунаниң илкидә болса роһий җәһәттин бир «өлүк», «өлгән» болиду, халас.
□2:2 «бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр» — «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини көрситиду (һәммимиз Адәм атимизниң «итаәтсиз тәбиити»гә мирасхор болуп туғулдуқ). Лекин «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләр» Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлири болиду (5-айәтни көрүң). «һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдар»... «итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһ» — Шәйтанни көрситиду, әлвәттә.
■2:2 Юһ. 12:31; 14:30; 16:11; 1Кор. 6:11; Әф. 6:12; Кол. 3:7; Тит. 3:3.
□2:3 «биз һәр биримизму илгири шуларниң арисида әтлиримиздики шәһвәт-һәвәсләрдә һаят өткүзгәнмиз ... маһийәттә «ғәзәптики пәрзәнтләр» болғанмиз» — «ғәзәптики пәрзәнтләр» икки бислиқ ибарә болуп, һәм «һәрдайим ғәзәпкә толуп жүргән адәмләр» һәмдә «(Худаниң) ғәзәп күнигә бекитилгән адәмләр»ниму көрситиду.
□2:5 «һәтта итаәтсизликләрдә өлгән вақтимиздиму, бизгә Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!),...» — «Мәсиһ билән биллә җан киргүзүп (җанландуруп)...» дегәнлик немә билдүриду? Мәсиһ Әйса өлгәндә, Худа Униңға етиқат бағлиғучиларни Униң билән тәң өлгән, У өлүмдин тирилгәндә Униң билән тәң тирилгән дәп һесаплиған. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «(меһри-шәпқәт билән қутқузулдуңлар!)» — Павлус мошу йәрдә Әфәсуслуқларни риғбәтләндүрүштә бәк һаяҗанлинип кетип, туюқсиз 8-айәттики «силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар!» дегән гәпкә өтүп кетиду.
■2:5 Рос. 15:11; Рим. 6:8; 8:11; Кол. 3:1, 3; Тит. 3:5.
□2:8 «чүнки силәр шәпқәт биләнла ишәш арқилиқ қутқузулдуңлар» — бу «қутқузулуш» һаят(-мамат)лиқтики аддий хәтәрләрдин әмәс, бәлки хәтәрниң хәтири болған гунадин қутқузулуп мәңгү һаятқа еришиштин ибарәт.
■2:10 2Кор. 5:17; Әф. 1:4; 4:24; Тит. 2:14.
□2:11 «силәр әслидә әтлириңларға асасән «ят әлләр» дәп һесапланғиниңлар» — «әтлириңларға асасән» яки «әтлик көзқарашчә». «инсанниң қоли билән әтлиридә «хәтнә қилинғанлар» дәп аталғанлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлиғиңлар» — демәк, Йәһудийлар тәрипидин «хәтнисиз» дәп аталғанлар. Инҗил бойичә «һәқиқий хәтнә» әттә әмәс, роһ-қәлбтә болуши керәк. Демәк, қәлб-роһ барлиқ шәхсий арзу-һәвәсләр, бу дунияға тәвә барлиқ езитқулуқтин «кесиветилип», Худаға ибадәт қилишқа әркин қилиниду. Мундақ «роһий хәтнә» «адәмниң қоли» билән әмәс, пәқәт Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ болиду.
□2:12 «...вәдиләрни елип кәлгүчи әһдиләрни ят билип...» — «вәдиләр» болса Худаниң вәдилири, әлвәттә.
■2:14 Йәш. 9:5; Мик. 5:4; Юһ. 16:33; Рос. 10:36; Рим. 5:1; Кол. 1:20.
□2:15 «йәни, Өз әтлири арқилиқ өчмәнликни түгитип, бәлгүлимиләрни көрсәткән, әмирләрни йәткүзгән қанунни бекар қилип, икки тәрәпни Өзидә йеңи бир адәм қилип яратти, шуниң билән енақлиқни апиридә қилди» — «Мәсиһ Өз әтлири арқилиқ ... қанунни... бекар қилип» — Йәһудий җамаәт һәм Худани тонумақчи болған «ят әлләр»ниң достлуқта болушиға әң чоң тосалғу, шуниңдәк һәтта өчмәнликни пәйда қилған амил болса дәл Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән Тәврат қанунидики бәлгүлимиләр еди. «Қошумчә сөз»имиздә биз бу бәлгүлимиләр үстидә тохтилимиз. «Йеңи бир адәм» — Мәсиһ вә җамаәт, йәни бир баш бир тән болиду (Мәсиһ баш, җамаәт тән болиду).
□2:16 «кресткә миқлинип мошуниң вастиси билән өчмәнликни қәтл қилип, иккисини бир тәндә Худа билән әпләштүрди» — «бир тәндә» болса Өзиниң кресткә миқланған тени. Бу тән һазир тирилгәндин кейин Өзи билән җамаәттин тәркиб тапқан тән болди. «Кириш сөз»имиздики «җамаәт» тоғрилиқ мәзмунларни көрүң.
□2:17 «андин У келип, жирақларда турған силәргиму енақлиқ хуш хәвирини җакалиди, йеқиндикиләргиму енақлиқни җакалиди» — «У (Мәсиһ) келип.. силәргиму...хуш хәвәрни җакалиди».... мошу ишта биз Әйса Мәсиһниң «Өз тени болған җамаәт» билән бир болғанлиғимизни көримиз. Мәсиһ Әйса Йәһудий хәлқигә хуш хәвәрни җакалиғандин кейин, кресткә миқлинип, көмүлүп, тирилгән; андин әршкә көтирилгән. У қандақму «силәргә («жирақларда турғанлар»ға, йәни Йәһудий әмәсләргә) кәлди»? Җавап Инҗилдики «Расулларниң паалийәтлири»дә көрүлиду. Әйсаниң әлчилири, җамаитидикилири башқиларға хуш хәвәрни йәткүзгәндә, У Өзи улар арқилиқ мошу ишни қилиду. Чүнки җамаәт Өзиниң тенидур. Мәсилән, «Рос.» 1:1-2, 9:4-5 вә изаһатларни көрүң. «Йеқин турғанлар» йәнә Йәһудийларни көрситиду, әлвәттә.
■2:18 Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 3:12; Ибр. 10:19.
□2:20 «силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр» — яки, «силәр расулларниң вә пәйғәмбәрләрниң улиниң үстигә қурулмақтисиләр». «силәр расуллар вә пәйғәмбәрләр болған һулниң үстигә қурулмақтисиләр; бенаниң «бүҗәк теши» болса Әйса Мәсиһ өзидур» — «қошумчә сөз»дики «расуллар вә пәйғәмбәрләр» үстидики музакиримизни көрүң.
■2:20 Йәш. 28:16; Мат. 16:18; 1Кор. 3:9,10; 1Пет. 2:4; Вәһ. 21:14
□2:21 «Униңда пүткүл бена пухта җипсилаштурулуп, Рәбдә муқәддәс бир ибадәтхана болушқа өсүп бармақта» — «Рәбдә» «Мәсиһ Әйсаниң Өзидә». 22-айәттә «Рәбдә» «Униңда» дәп елиниду.
■2:21 1Кор. 6:19; 2Кор. 6:16; Әф. 4:16.
□2:22 «Силәрму қошулуп Униңда Худаниң бир туралғуси болушқа Роһта бирләштүрүлүп қурулмақтисиләр» — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи.