5
Көрүш сезими билән әмәс, бәлки иман-ишәш билән яшаш
Чүнки бу зиминға тәвә өйимиз, йәни бу чедиримиз йоқитилсиму, Худа тәрипидин болған, инсан қоли билән ясалмиған бир өй, йәни асманларда әбәдий бир маканимиз бардур дәп билимиз.2Кор. 4:7. Әнди бу кона өйимиздә турғинимизда асмандики өйимизни кийивелишқа зор интизар билән аһ урмақтимизРим. 8:23. (бәрһәқ, асмандики өйимизни кийивалсақ ялаңач қалмаймиз).Вәһ. 3:18; 16:15. Чүнки мошу чедирда турғинимизда, еғирчилиқта аһ урмақтимиз; бу бизниң ялаңачлинишни халиқинимиз әмәс, бәлки кийиндүрүлүшни, йәни биздә өлидиған немә болса, униң һаят тәрипидин жутулушини халаймиз.Рим. 8:11; 1Кор. 15:53. Әнди бизни дәл мошу ишқа тәйярлиғучи болса Худадур; У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди.«У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди» — «Өз Роһи» грек тилида пәқәт «Роһ» билән ипадилиниду. «Капаләт» тоғрилиқ 1:22дики изаһатни көрүң.  Рим. 8:16; 2Кор. 1:22; Әф. 1:13; 4:30. Шуниң билән биз һемишә юрәклик болимиз; һәмдә тенимиздә макан тутқинимизда Рәбдин нери болған мусапир болимиз дәп билимиз (чүнки биз көрүш сезими билән әмәс, етиқат билән маңимиз);1Кор. 13:12; 2Кор. 3:18. биз юрәклик болуп, шуниңдәк тәндин нери болуп Рәб билән биллә бир маканда болушқа техиму хурсәнмиз. Шуниң билән, мәйли тәндә болайли, тәндин нери болайли, уни хурсән қилишни истәк-нишан қилип интилимиз. 10 Чүнки тәндә қилған әмәллиримизни, яхшилиқ болсун, яманлиқ болсун, һәр биримизгә қайтурулуши үчүн Мәсиһниң сорақ тәхти алдида һазир болушимиз лазим болиду. Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; 25:32; Рим. 2:6; 14:10,12; 1Кор. 3:8; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12. 11 Шуниң билән Рәбниң дәһшитини билгәнлигимиз үчүн, инсанларни ишәндүрүшкә тиришимиз; лекин биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән.«биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән» — «Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ». Демәк, Павлус вә башқа расуллар дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, уларниң һәқиқий салаһийити, уларда болған Мәсиһниң Муқәддәс Роһуму дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, шуңа уларға Мәсиһниң һәр адәмни сораққа тартидиғанлиғи тоғрилиқ ишәндүрүшниң зөрүрийити бар. Лекин Худа бизни убдан билиду вә (силәр Худаниң адәмлири болғандин кейин) силәрму бизни убдан чүшәнсәңлар керәк, дәйду.
 
Енақлиққа кәлтүрүш хизмити
12 Биз һазир өзимизни қайтидин силәргә тәвсийә қилғинимиз йоқ, бәлки пәқәт силәрдә қәлбдики ишлардин әмәс, ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз. «...ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз» — «ташқи қияпитидин пәхирлинидиғанлар бәргидәк җавап болсун дәп...» — Павлус һазир Коринттики җамаәттә көрүнгән «сахта расуллар»ни тилға елип, өзи үстидин әрз қилған бу кишиләргә җавап бериш үчүн Коринттики қериндашларға өзиниң вә һәмкарлириниң хизмәтлириниң роһий маһийитини азрақ ашкарилап көрсәтмәкчи.  2Кор. 3:1; 10:8. 13 Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз. «Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз» — муну айәттә Павлус, шүбһисизки, (жуқурида ейтилғандәк) авал өзиниң вә қериндашларниң «қәлбдики ишлар», йәни әң әһмийәтлик ишлар тоғрилиқ сөзләйду. У кейинрәк «көрүнүш»тики ишларниң, йәни «ташқи қияпәт»ниң ишлириға өтиду. Әмәлийәттә «ич-ичимизгә сиғмай қалған болуш» Худаниң зор улуқлуғи, ешип ташқан шапаитигә қарап инсанниң хошаллиқтин болған нормал инкаси болуш керәкғу, дәймиз. Амма башқа кишиләр бәрибир хуш хәвәрни аңлиши керәк, шуниңдәк өз хошаллиғимизға һай берип, улар үчүн «салмақ» болушимизму керәк. 14 Чүнки Мәсиһниң муһәббити бизни шундақ қилишқа үндәйду; чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз. «бириси һәммәйлән үчүн өлди» — Мәсиһни көрситиду. «чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 15 Вә У һәммәйләнни дәп өлди, буниңдин мәхсәт, һаят болғанлар өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлүп тирилгүчи үчүн яшиши үчүндур.Рим. 14:7; Гал. 2:20; 1Тес. 5:10; 1Пет. 4:2.
16 Шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз. «һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ...» — «инсанларчә» грек тилида «әтләр бойичә». «шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқму «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мат. 12:50; Юһ. 15:14; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11. 17 Шуңа әнди бириси Мәсиһдә болса, у йеңи бир яритилғучидур! Кона ишлар өтүп, мана, һәммә иш йеңи болди! Йәш. 43:18; Вәһ. 21:5. 18 Вә барлиқ ишлар Худадиндур; У бизни Мәсиһ арқилиқ Өзигә енақлаштурди, шундақла бизгә енақлаштуруш хизмитини тапшурди: — «вә барлиқ ишлар Худадиндур» — яки «вә бу барлиқ ишлар Худадиндур».  Кол. 1:20; 1Юһа. 2:2; 4:10. 19 демәк, Худа Мәсиһдә адәмләрниң итаәтсизликлирини уларниң әйиви билән һесаплашмай, аләмни Өзигә енақлаштурди; шуниңдәк бизгә енақлаштуруш хәвирини аманәт қилип тапшурди. Рим. 3:24,25; Кол. 1:20. 20 Шуңа худди Худа биз арқилиқ адәмләрдин енақлиққа келишни өтүнгинидәк, биз Мәсиһкә вакалитән әлчиләрдурмиз; Мәсиһниң орнида «Худаға енақлаштурулғайсиләр!» дәп өтүнимиз. 2Кор. 3:6. 21 Гунаға һеч тонуш болмиған кишини Худа бизни дәп гунаниң өзи қилди; мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур.«гунаға һеч тонуш болмиған киши» — Мәсиһ. «мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур» — «Униңда» — Мәсиһдә, әлвәттә.  Йәш. 53:9,12; Рим. 8:3; Гал. 3:13; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5.
 
 

5:1 2Кор. 4:7.

5:2 Рим. 8:23.

5:3 Вәһ. 3:18; 16:15.

5:4 Рим. 8:11; 1Кор. 15:53.

5:5 «У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди» — «Өз Роһи» грек тилида пәқәт «Роһ» билән ипадилиниду. «Капаләт» тоғрилиқ 1:22дики изаһатни көрүң.

5:5 Рим. 8:16; 2Кор. 1:22; Әф. 1:13; 4:30.

5:7 1Кор. 13:12; 2Кор. 3:18.

5:10 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; 25:32; Рим. 2:6; 14:10,12; 1Кор. 3:8; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.

5:11 «биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән» — «Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ». Демәк, Павлус вә башқа расуллар дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, уларниң һәқиқий салаһийити, уларда болған Мәсиһниң Муқәддәс Роһуму дуниядикикиләргә анчә тонуш әмәс, шуңа уларға Мәсиһниң һәр адәмни сораққа тартидиғанлиғи тоғрилиқ ишәндүрүшниң зөрүрийити бар. Лекин Худа бизни убдан билиду вә (силәр Худаниң адәмлири болғандин кейин) силәрму бизни убдан чүшәнсәңлар керәк, дәйду.

5:12 «...ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз» — «ташқи қияпитидин пәхирлинидиғанлар бәргидәк җавап болсун дәп...» — Павлус һазир Коринттики җамаәттә көрүнгән «сахта расуллар»ни тилға елип, өзи үстидин әрз қилған бу кишиләргә җавап бериш үчүн Коринттики қериндашларға өзиниң вә һәмкарлириниң хизмәтлириниң роһий маһийитини азрақ ашкарилап көрсәтмәкчи.

5:12 2Кор. 3:1; 10:8.

5:13 «Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз» — муну айәттә Павлус, шүбһисизки, (жуқурида ейтилғандәк) авал өзиниң вә қериндашларниң «қәлбдики ишлар», йәни әң әһмийәтлик ишлар тоғрилиқ сөзләйду. У кейинрәк «көрүнүш»тики ишларниң, йәни «ташқи қияпәт»ниң ишлириға өтиду. Әмәлийәттә «ич-ичимизгә сиғмай қалған болуш» Худаниң зор улуқлуғи, ешип ташқан шапаитигә қарап инсанниң хошаллиқтин болған нормал инкаси болуш керәкғу, дәймиз. Амма башқа кишиләр бәрибир хуш хәвәрни аңлиши керәк, шуниңдәк өз хошаллиғимизға һай берип, улар үчүн «салмақ» болушимизму керәк.

5:14 «бириси һәммәйлән үчүн өлди» — Мәсиһни көрситиду. «чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:15 Рим. 14:7; Гал. 2:20; 1Тес. 5:10; 1Пет. 4:2.

5:16 «һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ...» — «инсанларчә» грек тилида «әтләр бойичә». «шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз» — бу әҗайип айәт тоғрилиқму «қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:16 Мат. 12:50; Юһ. 15:14; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.

5:17 Йәш. 43:18; Вәһ. 21:5.

5:18 «вә барлиқ ишлар Худадиндур» — яки «вә бу барлиқ ишлар Худадиндур».

5:18 Кол. 1:20; 1Юһа. 2:2; 4:10.

5:19 Рим. 3:24,25; Кол. 1:20.

5:20 2Кор. 3:6.

5:21 «гунаға һеч тонуш болмиған киши» — Мәсиһ. «мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур» — «Униңда» — Мәсиһдә, әлвәттә.

5:21 Йәш. 53:9,12; Рим. 8:3; Гал. 3:13; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5.