10
Павлусниң расуллуқ һоқуқини ақлиши
Амма өзүм, силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин силәрдин айрилғанда силәргә қарита қаттиқ қоллуқ дәп қаралған мәнки Павлус Мәсиһниң юваш-мөминлиги вә мулайимлиғи билән силәрдин өтүнүмән,«Мәсиһниң юваш-мөминлиги вә мулайимлиғи билән...» — шу дәвирдики һәрбий ишларда «мулайим-мөминлик һәм мулайимлиқ» дегәнлик «кәңчилик һәм рәһимдиллиқ» дегән башқа мәниниму билдүриду. — шуни тәләп қилимәнки, йениңларға барғинимда, бизни «әтләр бойичә маңғанлар!» дәп гуман билән қарайдиған бәзиләргә қарита ойлиғинимдәк қаттиқ қоллуқ қилишқа мени мәҗбур қилмаңлар;«бизни «әтләр бойичә маңғанлар!» дәп гуман билән қарайдиған бәзиләргә қарита ойлиғинимдәк қаттиқ қоллуқ қилишқа мени мәҗбур қилмаңлар» — оқурмәнләргә аян болидуки, «әтләр бойичә маңғанлар» дегән ибарә, «инсаний (Худаниңки әмәс, бәлки гунакарларниң) көз-қарашлар бойичә маңғанлар»ни билдүриду. гәрчә биз инсаний әтләрдә жүрсәкму, биз әтләр бойичә җәң қилмаймиз.«гәрчә биз инсаний әтләрдә жүрсәкму, биз әтләр бойичә җәң қилмаймиз» — айәттики «җәң» әң муһим җәң, йәни роһий җәңни көрситиду, әлвәттә. «Әтләр бойичә» жуқуриқи изаһатни көрүң. Мәнаси: «Бу дунияда яшисақму, бу дунияниң арзу-һәвәслири бойичә яшайдиғанлардәк (роһий) җәң қилмаймиз». Чүнки җәң қураллиримиз әткә тәвә қураллар әмәс, бәлки Худа тәрипидин қорған-истиһкамларни гумран қилиш күчигә егә қилинған қураллардур;«Чүнки җәң қураллиримиз әткә тәвә қураллар әмәс, бәлки Худа тәрипидин қорған-истиһкамларни гумран қилиш күчигә егә қилинған қураллардур» — «әткә тәвә қураллар» болса бу дунияға хас қураллар, йәни қилич, оқя қатарлиқларни көрситиду.  Йәр. 1:10; Әф. 6:13-18. биз улар билән бәс-муназириләрни вә Худани тонушқа қаршилишишқа турған һәр қандақ һакавур тосалғуни гумран қилимиз, шундақла һәр бир ой-хиялларни Мәсиһкә беқиндуруп итаәт қилишқа кәлтүримиз;«бәс-муназириләр» — яки «бидъәт сәпсәтилири». силәр толуқ итаәт қилғандин кейин, араңларда қандақ итаәтсизлик қалған болса буларни җазалашқа тәйярмиз.«силәр толуқ итаәт қилғандин кейин» — 5-айәттә ейтилғандәк, Мәсиһкә итаәт қилиш, әлвәттә. «араңларда қандақ итаәтсизлик қалған болса буларни җазалашқа тәйярмиз» — «җазалашқа тәйяр» тоғрилиқ 13:2-3 вә изаһатни көрүң.
Силәр пәқәт көз алдиңлардики ишларғила қарайдикәнсиләр. Әгәр бириси өзини Мәсиһкә тәвәмән дәп қариса, у йәнә шуниң үстигә ойлансунки, у Мәсиһкә тәвә болғиниға охшаш, бизму Униңға тәвәдурмиз.«Силәр пәқәт көз алдиңлардики ишларғила қарайдикәнсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Көз алдидики ишларға убдан қарап беқиңлар!». Чүнки, Рәб тәрипидин силәрни набут қилиш үчүн әмәс, бәлки етиқатиңларни қуруш үчүн бизгә аманәт қилинған һоқуқимиз тоғрилиқ техиму көп зиядәрәк махтансамму, буниңда һеч йәргә қарап қалмаймән; әнди мән пәқәт хәтләрдила силәрни қорқатмақчи әмәсмән; 10 чүнки бәзиләр: «Униң хәтлири дәрвәқә вәзинлик һәм күчлүк; лекин у йетип кәлгәндә салапәтсиз, гепиниң тутами йоқ болиду» дейишиду. 11 Әнди бундақ хиял қилғучилар шуни билип қойсунки, биз жирақта болғинимизда хәтләрдики сөзимиз қандақ болған болса биз йетип барғинимизда әмәлийитимизму шундақ болиду.
12 Чүнки биз өзимизни өзини қалтис чағлайдиғанлар билән бир қатарға қоюшқа яки улар билән селиштурушқа петинмаймиз; шундақ кишиләр өзлирини өзлириниң өлчими билән өлчәп, өзлирини өзлири билән селиштуридиған болуп, һәқиқәтән әқилсизлардиндур. 2Кор. 3:1; 5:12. 13 Биз әнди өзимизгә бекитилгән өлчәмдин һалқип махтинип жүргинимиз йоқ. Биз бәлки һәммини өлчигүчи Худа бизгә бекиткән хизмәт даирисидики өлчәм, йәни силәрниң хизмитиңларғиму йетидиған өлчәм билән пәхирлинимиз. «Биз әнди өзимизгә бекитилгән өлчәмдин һалқип махтинип жүргинимиз йоқ» — «өзимизгә бекитилгән өлчәм» — демәк, Худа Павлус вә Барнабасқа хуш хәвәр җакалаштики һәмдә җамаәтләрни қуруштики хизмәтниң даирисини бекиткән өлчәм. «силәрниң хизмитиңларғиму йетидиған өлчәм» — грек тилида «силәргә йәткән өлчәм».  Әф. 4:7. 14 Чүнки өлчими силәрниң хизмитиңларға йәтмәйдиған кишиләрдәк, хизмитиңларда болғинимизда даиримиздин һалқип кәтмәймиз, чүнки биз Мәсиһниң хуш хәвирини йәткүзүштә биринчи болуп йениңларғиму кәлдуқ. 15 Биз хизмәт даиримиздин һалқип, башқиларниң сиңдүргән җапа-әҗирлири билән махтанғинимиз йоқ; лекин биз силәрниң иман-етиқатиңлар өскәнсери араңлардики хизмитимиз бизгә бекитилгән даиримиз ичидә техиму зиядә кеңәйтилсун дәп үмүт қилимиз; 16 шундақ болғанда, биз силәрдин техиму жирақ йәрләргә хуш хәвәрни йәткүзүп җакалайдиған болимиз; тәйярға һәйяр болуп, башқиларниң даирисидики хизмәт әҗри билән махтиниш бизгә ят. «тәйярға һәйяр болуп, башқиларниң даирисидики хизмәт әҗри билән махтиниш бизгә ят» — Коринттики җамаәт арисидики «сахта расуллар» дәл шундақ иш қиливататти, улар Павлус әҗир сиңдүргән Коринтлиқлардин «бизниң әҗримиз» дәп мақтанмақта еди. 17 Амма «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтиши керәк!». «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтиши керәк!» — «Йәр.» 9:24.  Йәш. 65:16; Йәр. 9:22-23; 1Кор. 1:31. 18 Чүнки өзини тәриплигүчи әмәс, бәлки Рәб тәриплигән киши һәқиқәтән лаяқәтликтур.Пәнд. 27:2.
 
 

10:1 «Мәсиһниң юваш-мөминлиги вә мулайимлиғи билән...» — шу дәвирдики һәрбий ишларда «мулайим-мөминлик һәм мулайимлиқ» дегәнлик «кәңчилик һәм рәһимдиллиқ» дегән башқа мәниниму билдүриду.

10:2 «бизни «әтләр бойичә маңғанлар!» дәп гуман билән қарайдиған бәзиләргә қарита ойлиғинимдәк қаттиқ қоллуқ қилишқа мени мәҗбур қилмаңлар» — оқурмәнләргә аян болидуки, «әтләр бойичә маңғанлар» дегән ибарә, «инсаний (Худаниңки әмәс, бәлки гунакарларниң) көз-қарашлар бойичә маңғанлар»ни билдүриду.

10:3 «гәрчә биз инсаний әтләрдә жүрсәкму, биз әтләр бойичә җәң қилмаймиз» — айәттики «җәң» әң муһим җәң, йәни роһий җәңни көрситиду, әлвәттә. «Әтләр бойичә» жуқуриқи изаһатни көрүң. Мәнаси: «Бу дунияда яшисақму, бу дунияниң арзу-һәвәслири бойичә яшайдиғанлардәк (роһий) җәң қилмаймиз».

10:4 «Чүнки җәң қураллиримиз әткә тәвә қураллар әмәс, бәлки Худа тәрипидин қорған-истиһкамларни гумран қилиш күчигә егә қилинған қураллардур» — «әткә тәвә қураллар» болса бу дунияға хас қураллар, йәни қилич, оқя қатарлиқларни көрситиду.

10:4 Йәр. 1:10; Әф. 6:13-18.

10:5 «бәс-муназириләр» — яки «бидъәт сәпсәтилири».

10:6 «силәр толуқ итаәт қилғандин кейин» — 5-айәттә ейтилғандәк, Мәсиһкә итаәт қилиш, әлвәттә. «араңларда қандақ итаәтсизлик қалған болса буларни җазалашқа тәйярмиз» — «җазалашқа тәйяр» тоғрилиқ 13:2-3 вә изаһатни көрүң.

10:7 «Силәр пәқәт көз алдиңлардики ишларғила қарайдикәнсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Көз алдидики ишларға убдан қарап беқиңлар!».

10:12 2Кор. 3:1; 5:12.

10:13 «Биз әнди өзимизгә бекитилгән өлчәмдин һалқип махтинип жүргинимиз йоқ» — «өзимизгә бекитилгән өлчәм» — демәк, Худа Павлус вә Барнабасқа хуш хәвәр җакалаштики һәмдә җамаәтләрни қуруштики хизмәтниң даирисини бекиткән өлчәм. «силәрниң хизмитиңларғиму йетидиған өлчәм» — грек тилида «силәргә йәткән өлчәм».

10:13 Әф. 4:7.

10:16 «тәйярға һәйяр болуп, башқиларниң даирисидики хизмәт әҗри билән махтиниш бизгә ят» — Коринттики җамаәт арисидики «сахта расуллар» дәл шундақ иш қиливататти, улар Павлус әҗир сиңдүргән Коринтлиқлардин «бизниң әҗримиз» дәп мақтанмақта еди.

10:17 «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтиши керәк!» — «Йәр.» 9:24.

10:17 Йәш. 65:16; Йәр. 9:22-23; 1Кор. 1:31.

10:18 Пәнд. 27:2.