3
Йеңи әһдиниң хизмәткарлири
Биз йәнә өзимизни тәвсийә қилғили туруватамдуқ? Яки башқа бәзиләргә керәк болғандәк, силәргә йезилған яки силәр язған тәвсийинамиләр бизгә керәкму?2Кор. 5:12; 10:8. Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған.«Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған» — демәк, Коринттики етиқатчиларниң ниҗатни йеңи қобул қилған вақтида мутләқ өзгәртилгән йеңи жүрүш-турушлири Павлусниң әҗриниң һәр адәмгә көрүнәрлик болған мевиси, униң һәқиқий расул екәнлигигә испат еди. Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар аян болди (бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур).«Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар» — «пәрвиш қилинған» яки «йәткүзүлидиған, йолланған». грек тилида «көйүнүп беқилған» яки «хизмити қилинған». «бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур» — оқурмәнләрниң есидә барки, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун «таш тахталар»ға пүтүклүк еди. Мошу йәрдики «әтлик» сәлбий мәнидә әмәс, бәлким «юмшақ, қаттиқ болмиған», «таш»ниң әксини билдүриду.  Мис. 24:12; 34:1; Йәр. 31:33; Әз. 11:19; 36:26; Ибр. 8:10. Әнди бизниң Мәсиһ арқилиқ Худаға қарайдиған шунчә зор ишәшимиз бар; өзимизни бирәрнәрсини қилғидәк иқтидаримиз бар дәп чағлиғинимиз йоқтур; иқтидарлиғимиз болса бәлки Худадиндур.
У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған. Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду.«У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған» — мошу айәттики «пүтүклүк сөз-җүмлиләр» Мусаға чүшүрүлгән қанунни, йәни «кона әһдә»ни көрситиду; «Роһ» болса Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду, әлвәттә. «Йеңи әһдә» тоғрилиқ «Йәр.» 31:31-34 вә «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»ни көрүң. «Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду» — бу сөзләрниң толуқ мәнасини чүшиниш үчүн «Рим.» 3:19-23, 7-бап вә 8:1-16ни көрүң. «Роһ» Худаниң Роһи, әлвәттә.  2Кор. 5:18; Ибр. 8:6, 8. Амма сөз-җүмлиләр билән ташларға оюлған, өлүм кәлтүридиған хизмәт шан-шәрәп билән болған вә шундақла Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қаралмиған йәрдә (гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму),«Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қаралмиған йәрдә» — бу вақиә «Мис.» 34:29-35дә хатириләнгән. «(гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму)» — башқа бир хил тәрҗимиси «гәрчә шу нур аста-аста йоқиливатқан болсиму». Павлус бу икки бислиқ сөзләрни бәлким әтәй ишләткән, шуңа иккила тәрҗимиси бәлким тоғридур.  Мис. 24:12; 34:1,30; Қан. 10:1. Роһ билән жүргүзүлидиған хизмәт техиму шан-шәрәплик болмамду? Чүнки адәмниң гунайини бекитидиған хизмәт шәрәплик болған йәрдә, инсанни һәққаний қилидиған хизмәтниң шәриви техиму ешип ташмамду!? 10 Чүнки әслидә шан-шәрәплик болған ишниң һазирқи ғайәт зор шан-шәрәплик ишниң алдида һеч қандақ шан-шәрәпликлиги йоқтур; 11 чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә, һазир орнини басқан иш техиму шан-шәрәплик болиду. «чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә,...» — «әмәлдин қалдурулған иш» яки «аҗизлап йоқиливатқан иш». 12 Биздә шунчә зор шундақ бир үмүт болған екән, биз толиму жүрәклик болимиз. «биз толиму жүрәклик болимиз» — яки «биз җасарәтлик сөзләймиз». 13 Биз Исраилларни әмәлдин қалдурулидиған әһдиниң парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп йүзигә чүмпәрдә тартивалған Мусаға охшимаймиз. «әмәлдин қалдурулидиған әһдә» — «кона әһдә»ниң «әмәлдин қалдурулғанлиғи»ни толуқрақ чүшиниш үчүн «Рим.» 3:19-4:25, 7:7-8:4, «Гал.» 1:2-4:7ни оқуң).
Башқа бир хил тәрҗимиси «өчүп кетиватқан әһдә...». «әмәлдин қалдурулидиған әһдиниң парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп...» — «қарашниң ақивити» — биз бу сөзни шу мәнидә чүшинимизки, кона әһдә (Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун) астида, инсанниң гунаға патқан һалити паш қилинғачқа, Худаниң шан-шәривигә беваситә қарашниң ақивити өлүм болатти. «Мис.» 34:34ни көрүң.
  Мис. 34:35; Рим. 10:4. 14 Амма уларниң ой-көңүллири қадақлашқан еди; чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди; чүнки пәқәт Мәсиһдә болғандила у елип ташливетилиду. «чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди...» — «кона әһдә» мошу йәрдә, болупму Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунни, йәни Тәвратниң «Яритилиш»тин «Қанун шәрһи»гичә болған бәш қисмини көрситиду.  Йәш. 6:10; Әз. 12:2; Мат. 13:11; Рос. 28:26; Рим. 11:8. 15 Амма бүгүнгә қәдәр, Мусаниң язмилири оқулғинида шу чүмпәрдә йәнила қәлбини йепивалмақта. 16 Амма һәр ким Рәбгә қарап бурулса, чүмпәрдә елип ташлиниду. Мат. 13:11; Рим. 11:23; 1Кор. 2:10. 17 Амма Рәб шу Роһтур; вә Рәбниң Роһи қәйәрдә болса, шу йәрдә һөрлүк болиду. «Амма Рәб шу роһтур» — «Роһ» болса Худаниң Муқәддәс Роһи», йәни «йеңи әһдә» арқилиқ мәңгүлүк һаятни елип келидиған Роһни көрситиду.  Юһ. 4:24. 18 Вә биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз.«Биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз» — «охшаш сүрити» (яки «охшаш сүрәт-образи») — Рәб Әйсаниң Өзиниң сүрити.  1Кор. 13:12; 2Кор. 5:7.
 
 

3:1 2Кор. 5:12; 10:8.

3:2 «Силәр өзүңлар бизниң тәвсийинамимиздурсиләр, қәлбимиздә пүтүлгән, һәр инсанға тонуш болған вә оқулидиған» — демәк, Коринттики етиқатчиларниң ниҗатни йеңи қобул қилған вақтида мутләқ өзгәртилгән йеңи жүрүш-турушлири Павлусниң әҗриниң һәр адәмгә көрүнәрлик болған мевиси, униң һәқиқий расул екәнлигигә испат еди.

3:3 «Силәрниң биз тәрипимиздин пәрвиш қилинған, Мәсиһниң мәктупи екәнлигиңлар» — «пәрвиш қилинған» яки «йәткүзүлидиған, йолланған». грек тилида «көйүнүп беқилған» яки «хизмити қилинған». «бу мәктуп сияһ билән әмәс, бәлки тирик Худаниң Роһи билән йезилған; таш тахтайларға әмәс, бәлки қәлбниң әтлик тахтайлириға пүтүклүктур» — оқурмәнләрниң есидә барки, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун «таш тахталар»ға пүтүклүк еди. Мошу йәрдики «әтлик» сәлбий мәнидә әмәс, бәлким «юмшақ, қаттиқ болмиған», «таш»ниң әксини билдүриду.

3:3 Мис. 24:12; 34:1; Йәр. 31:33; Әз. 11:19; 36:26; Ибр. 8:10.

3:6 «У бизни йеңи әһдиниң хизмәткарлири болушқа иқтидарлиқ қилди; бу әһдә пүтүклүк сөз-җүмлиләргә әмәс, бәлки Роһқа асасланған» — мошу айәттики «пүтүклүк сөз-җүмлиләр» Мусаға чүшүрүлгән қанунни, йәни «кона әһдә»ни көрситиду; «Роһ» болса Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду, әлвәттә. «Йеңи әһдә» тоғрилиқ «Йәр.» 31:31-34 вә «Йәрәмия»дики «қошумчә сөз»ни көрүң. «Чүнки пүтүклүк сөз-җүмлиләр адәмни өлтүриду; лекин Роһ болса адәмгә һаят кәлтүриду» — бу сөзләрниң толуқ мәнасини чүшиниш үчүн «Рим.» 3:19-23, 7-бап вә 8:1-16ни көрүң. «Роһ» Худаниң Роһи, әлвәттә.

3:6 2Кор. 5:18; Ибр. 8:6, 8.

3:7 «Исраиллар Мусаниң йүзидә җулаланған шан-шәрәптин йүзигә көзлирини тикип қаралмиған йәрдә» — бу вақиә «Мис.» 34:29-35дә хатириләнгән. «(гәрчә шу шан-шәрәп һазир әмәлдин қалдурулған болсиму)» — башқа бир хил тәрҗимиси «гәрчә шу нур аста-аста йоқиливатқан болсиму». Павлус бу икки бислиқ сөзләрни бәлким әтәй ишләткән, шуңа иккила тәрҗимиси бәлким тоғридур.

3:7 Мис. 24:12; 34:1,30; Қан. 10:1.

3:11 «чүнки әмәлдин қалдурулған иш әслидә шан-шәрәп билән кәлтүрүлгән йәрдә,...» — «әмәлдин қалдурулған иш» яки «аҗизлап йоқиливатқан иш».

3:12 «биз толиму жүрәклик болимиз» — яки «биз җасарәтлик сөзләймиз».

3:13 «әмәлдин қалдурулидиған әһдә» — «кона әһдә»ниң «әмәлдин қалдурулғанлиғи»ни толуқрақ чүшиниш үчүн «Рим.» 3:19-4:25, 7:7-8:4, «Гал.» 1:2-4:7ни оқуң). Башқа бир хил тәрҗимиси «өчүп кетиватқан әһдә...». «әмәлдин қалдурулидиған әһдиниң парлақ нуриға көзини тикип қарашниң ақивитигә учрап кәтмисун дәп...» — «қарашниң ақивити» — биз бу сөзни шу мәнидә чүшинимизки, кона әһдә (Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун) астида, инсанниң гунаға патқан һалити паш қилинғачқа, Худаниң шан-шәривигә беваситә қарашниң ақивити өлүм болатти. «Мис.» 34:34ни көрүң.

3:13 Мис. 34:35; Рим. 10:4.

3:14 «чүнки бүгүнгә қәдәр кона әһдини оқуғинида мошу чүмпәрдә еливетилмәй кәлди...» — «кона әһдә» мошу йәрдә, болупму Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунни, йәни Тәвратниң «Яритилиш»тин «Қанун шәрһи»гичә болған бәш қисмини көрситиду.

3:14 Йәш. 6:10; Әз. 12:2; Мат. 13:11; Рос. 28:26; Рим. 11:8.

3:16 Мат. 13:11; Рим. 11:23; 1Кор. 2:10.

3:17 «Амма Рәб шу роһтур» — «Роһ» болса Худаниң Муқәддәс Роһи», йәни «йеңи әһдә» арқилиқ мәңгүлүк һаятни елип келидиған Роһни көрситиду.

3:17 Юһ. 4:24.

3:18 «Биз һәммимизниң йүзимиз чүмпәрдисиз һалда Рәбниң шан-шәривигә қариғинида, Униң охшаш сүритидә болушқа Роһ болған Рәб тәрипидин шан-шәрәп үстигә шан-шәрәп қошулуп өзгәртилмәктимиз» — «охшаш сүрити» (яки «охшаш сүрәт-образи») — Рәб Әйсаниң Өзиниң сүрити.

3:18 1Кор. 13:12; 2Кор. 5:7.