◼6:2 «Сарафлар» — ибраний тилидики сөз болуп, «көйгүчиләр» «көйүватқанлар» дегәнни билдүриду. Ибраний тилидики мошу көплүк исим болса «үч яки үчтин көп»ни билдүриду. Шүбһисизки, улар бир хил пәриштидур. Улар аз дегәндә үч болиду, бирақ зади қанчиси барлиғини билмәймиз.
◘6:2 Вәһ. 4:8; Ибр. 1:6; 1Тим. 3:16
◼6:3 «...муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур» — ибраний тилида бир сүпәт икки қетим тәкраланса, интайин жуқури дәриҗидә болғанлиқни билдүриду. Пүткүл Муқәддәс Китапта мәлум бир сүпәтниң үч қетим тәкрарлиниши пәқәт мошу йәрдила тепилиду; Худаниң пак-муқәддәслиги, шүбһисизки, «мукәммәл, инсан тәссәвур қилғусиз дәриҗә»дә болғанлиғини билдуриду.
◘6:3 Йәш. 11:9; Вәһ. 4:8; Чөл. 14:21, Зәб. 8:1, 9; Һаб. 2:14
◼6:5 «Мән түгәштим!» — ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду вә «мән парчә-парчә қилиндим!» һәм «мән сүкүттә турғузулдум» дегәнниму ипадиләйду.
◼6:7 «... гунайиң кәфарәт билән кәчүрүм қилинди» — «кәфарәт» тоғрилиқ «Мис.» 25:17 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
◼6:8 «Мени әвәткәйсән!» — ибраний тилида тәкитлигини: «Әвәткәйсән!»
◘6:9 Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Юһ. 12:40; Рос. 28:26; Рим. 11:8
◼6:10 «Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин» — «жүриги таш» дегән сөз, ибраний тилида «жүриги майлиқ» дәп елинған. «Көзлирини кор қилғин; болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған, ... йолидин яндурулуп сақайтилған болатти» — мошу қорқунучлуқ сөзләргә қариғанда, Йәшая мәзкур китаптики бешарәтләрни йәткүзгәндин кейин униң нәтиҗиси шундақ ечинишлиқ болидуки, Исраилларниң көпинчиси өз гуналирида техиму чиң туруп, һалак болуш йолини таллайдиған болиду.
◼6:11 «Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә,...» — «зимин» Исраил туруватқан зиминни көрситиду.
◼6:13 «муқәддәс нәсил» — Худаға садиқ болған, жуқурида дейилгән «қалди», йәни Худаниң мөмин бәндилирини, Худаға садиқ болғанларни көрситиду.