5
Үзүмзар нахшиси
Мән өз сөйгән яримға,
Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй;
Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди; «Мән өз сөйгән яримға... бир күй ейтип берәй» — пәйғәмбәрниң ейтқан «яр»и болса Худадур. «мунбәт бир дөң үстидә...» — ибраний тилида «бир мүңгүз, зәйтун мәйлик оғул үстидә...»
У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди,
Әң есил үзүм тели тикти;
У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди,
Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди,
Андин үзүмдин яхши һосул күтти;
Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди.«...үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди» — мошу йәрдә «аччиқ» ибраний тилидики «сесиқ»ни билдүриду.
Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири,
Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар!
Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди?
Яхши үзүмләрни күткинимдә,
Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди?Йәр. 2:5; Мик. 6:3, 8
Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: —
Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду;
Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду.«Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Униң читлақлирини елип ташлаймән, у көйдүрүлиду».  Зәб. 79:13-14
Мән уни чөллүккә айландуримән;
Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду;
Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду;
Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти,
Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур;
У адаләт мевисини күткән,
Бирақ мана әнди зулум көрди;
Һәққанийлиқни күткән,
Бирақ мана әнди налә-пәряд болди!«мана әнди налә-пәряд болди!» — мошу айәттә вәһий-хәвәрни тәкитләш үчүн ибраний тилида аһаңдаш сөзләр ишлитилиду: «адаләт» — «мишпат», «зулум» — «мишпақ»; «һәққанийлиқ» — «тсәдәқаһ», «налә-пәряд» — «зәдәкаһ». Йәшая пәйғәмбәр һәрдайим мошундақ сөз оюни қилиду.  Зәб. 79:9-10
Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай!
Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр?Мик. 2:2
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: —
«Көплигән өйләр,
Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду.
10 Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду,
Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду. «Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду» — мошу айәттики «қириқ молуқ йәр» ибраний тилида «он қош калилиқ йәр» дегәнлик болуп, он қош кала бир күн ичидә ағдуралайдиған йәр. «алтә күп» — ибраний тилида «бир бат», бәлким 27 литргә тоғра келиду. «оттуз күрә» — бир «күрә» бир кор, йәни 20 литр. «30 күрә» болса ибраний тилида «бир хомир» (300 литр), «3 күрә» ибраний тилида «бир әфаһ» (30 литр).
11 Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға,
Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай!Пәнд. 23:29,30
12 Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар;
Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду.«лира» — бир хил тарлиқ саз. «Пәрвәрдигарниң қилғанлири...» — бу ибарә бәлким бепаян аләмниң яритилиши вә әҗайиплиқлирини, «қол ишлири» болса бәлким униң Исраилларға көрсәткән ниҗатлиқ мөҗизилирини көздә тутиду.
13 Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду;
Есилзадилири ечирқишип,
Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду.Ам. 6:7
14 Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип,
Ағзини һаң ачиду;
Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду.«тәһтисара» — ибраний тилида «шеол» дегән йәр, «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиду.
15 Пухралар егилдүрүлиду,
Мөтивәрләрму төвән қилиниду,
Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду;
16 Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду,
Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду.
17 Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду,
Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду.«қозилар... отлайду,... мусапирлар... озуқлиниду» — демәк, зимин бош, қуруқ болуп кәткәчкә, қойлар һәм ят адәмләр әркинлик билән һәтта байларниң өйлиридин озуқлуқ тапиду.  Йәш. 14:30
18 Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән,
Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!«Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!» — демәк, улар гуналирини һәтта өз тенидә көтирәлмәйду, кәбиһликлири интайин көп һәм опучуқтур.
19 Йәни: «Худа алдирисун!
Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун,
Шуниң билән биз уни көрәләймиз!
«Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай,
Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай!«Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — 1:4дики изаһатни көрүң.
20 Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә,
Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға,
Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай!
21 Өзлирини дана дәп чағлиғанларға,
Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай!Пәнд. 3:7; Рим. 12:16
22 Шарап ичишкә батур болғанларға,
Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға,«Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанлар...» — мошулар кинайилик сөз, әлвәттә.
23 Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап,
Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай!Пәнд. 17:15; 24:24
24 Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк,
Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк,
Уларниң йилтизлири чирип кетиду,
Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду;
Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан,
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди.Мис. 15:7; Йәш. 9:18
25 Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду,
У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду.
Тағлар тәвринип кетиду;
Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду.
Мошундақ ишлар болсиму,
Униң ғәзиви йәнила янмайду,
Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.Йәш. 9:11, 16, 20; 10:4, 6
26 У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду,
У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду;
Мана улар тездин алдирап келиду!
27 Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду,
Путлишипму кәтмәйду.
Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду,
Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду,
Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду;
28 Уларниң оқлири иштик,
Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду,
Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду,
Җәң һарвулириниң чақлири қоюнтаздәк айлиниду;
29 Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду,
Улар асланлардәк һөкиришиду,
Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду;
Овни қутқузғидәк һеч ким болмай,
Улар уни елип кетиду.
30 Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду;
Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса,
Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду!
Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду. «...улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду» — ибраний тилида «...улар деңизлар һөркүригәндәк униңға һөкиришиду». Уларниң овлайдиғини болса Исраилдур.  Йәш. 8:22
 
 

5:1 «Мән өз сөйгән яримға... бир күй ейтип берәй» — пәйғәмбәрниң ейтқан «яр»и болса Худадур. «мунбәт бир дөң үстидә...» — ибраний тилида «бир мүңгүз, зәйтун мәйлик оғул үстидә...»

5:2 «...үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди» — мошу йәрдә «аччиқ» ибраний тилидики «сесиқ»ни билдүриду.

5:4 Йәр. 2:5; Мик. 6:3, 8

5:5 «Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Униң читлақлирини елип ташлаймән, у көйдүрүлиду».

5:5 Зәб. 79:13-14

5:7 «мана әнди налә-пәряд болди!» — мошу айәттә вәһий-хәвәрни тәкитләш үчүн ибраний тилида аһаңдаш сөзләр ишлитилиду: «адаләт» — «мишпат», «зулум» — «мишпақ»; «һәққанийлиқ» — «тсәдәқаһ», «налә-пәряд» — «зәдәкаһ». Йәшая пәйғәмбәр һәрдайим мошундақ сөз оюни қилиду.

5:7 Зәб. 79:9-10

5:8 Мик. 2:2

5:10 «Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду» — мошу айәттики «қириқ молуқ йәр» ибраний тилида «он қош калилиқ йәр» дегәнлик болуп, он қош кала бир күн ичидә ағдуралайдиған йәр. «алтә күп» — ибраний тилида «бир бат», бәлким 27 литргә тоғра келиду. «оттуз күрә» — бир «күрә» бир кор, йәни 20 литр. «30 күрә» болса ибраний тилида «бир хомир» (300 литр), «3 күрә» ибраний тилида «бир әфаһ» (30 литр).

5:11 Пәнд. 23:29,30

5:12 «лира» — бир хил тарлиқ саз. «Пәрвәрдигарниң қилғанлири...» — бу ибарә бәлким бепаян аләмниң яритилиши вә әҗайиплиқлирини, «қол ишлири» болса бәлким униң Исраилларға көрсәткән ниҗатлиқ мөҗизилирини көздә тутиду.

5:13 Ам. 6:7

5:14 «тәһтисара» — ибраний тилида «шеол» дегән йәр, «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиду.

5:17 «қозилар... отлайду,... мусапирлар... озуқлиниду» — демәк, зимин бош, қуруқ болуп кәткәчкә, қойлар һәм ят адәмләр әркинлик билән һәтта байларниң өйлиридин озуқлуқ тапиду.

5:17 Йәш. 14:30

5:18 «Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!» — демәк, улар гуналирини һәтта өз тенидә көтирәлмәйду, кәбиһликлири интайин көп һәм опучуқтур.

5:19 «Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — 1:4дики изаһатни көрүң.

5:21 Пәнд. 3:7; Рим. 12:16

5:22 «Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанлар...» — мошулар кинайилик сөз, әлвәттә.

5:23 Пәнд. 17:15; 24:24

5:24 Мис. 15:7; Йәш. 9:18

5:25 Йәш. 9:11, 16, 20; 10:4, 6

5:30 «...улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду» — ибраний тилида «...улар деңизлар һөркүригәндәк униңға һөкиришиду». Уларниң овлайдиғини болса Исраилдур.

5:30 Йәш. 8:22