3
Яшларға сәмимий агаһландуруш 
  1 И оғлум, тәлимимни унтума,  
Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут. 
◼    2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду. 
◼  ◘     3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә,  
Буларни бойнуңға есивал,  
 4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән. 
◼       
  5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;   
 6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил;  
У саңа тоғра йолларни көрситиду. 
◼  ◘    7 Өзүңни әқиллиқ санима;  
Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол. 
◘    8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман,  
Устиханлириңға илик болиду. 
◼    9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин,  
Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин; 
◘    10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду,  
Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду. 
◘    11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,  
 12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк,  
Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду. 
◘    13 Даналиққа муйәссәр болған киши,  
Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!   
 14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур,  
Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур. 
◘    15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур,  
Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур. 
◘    16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр,  
Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.   
 17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур,  
Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.   
 18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур,  
Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик! 
◼    19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди,  
Һекмәт билән асманни орнатти.   
 20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди,  
Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти. 
◼  ◘    21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма,  
Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.   
 22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду,  
Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.   
 23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән,  
 24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән,  
Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән. 
◘    25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин,  
Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин! 
◼  ◘    26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур,  
У путуңни қапқанлардин нери қилиду.   
   
  27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.   
 28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.   
 29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма,  
Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.   
 30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса,  
Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма. 
◼    31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма,  
Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима. 
◘    32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур,  
Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур. 
◘    33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур,  
Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур. 
◘    34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду,  
Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду. 
◘    35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду,  
Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду. 
◼