34
Һөкүм-гувалиқ тахтайлириниң қайта берилиши
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән авалқиға охшаш өзүң үчүн таштин икки тахтайни йонуп кәл; Мән бу тахтайларға сән илгири чеқивәткән тахтайлардики сөзләрни йезип қойимән. Қан. 10:1 Сән әтә әтигәнгичә тәйяр болуп, сәһәрдә Синай теғиға чиқип, шу йәрдә тағниң чоққисида Мениң алдимда һазир болғин. Лекин һеч киши сән билән биллә чиқмисун вә яки тағниң һеч йеридә башқа адәм көрүнмисун, қой-калиларму тағниң түвидә отлимисун, — деди.Мис. 19:12,13
Муса авалқиға охшаш таштин икки тахтайни йонуп, әтиси таң сәһәр қопуп, бу икки таш тахтайни қолида елип, Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә Синай теғиға чиқти.
Шуниң билән Пәрвәрдигар булутта чүшүп, шу йәрдә Мусаниң қешида туруп, «Яһвәһ» дегән намини җакалиди. «Яһвәһ» — 33:19 вә изаһатни көрүң. Пәрвәрдигар униң көз алдидин өтүп: — «Пәрвәрдигар, Пәрвәрдигар, рәһимдил вә меһри-шәпқәтликтур, асан ғәзәпләнмәйдиған, шапаәт билән вапаси кәң Тәңридур, «Пәрвәрдигар, Пәрвәрдигар» — ибраний тилида «Яһвәһ, Яһвәһ». «шапаәт» — ибраний тилида «хәсәд» билән ипадилиниду (20:6 вә изаһатни көрүң).  Мис. 33:19 миңлиған-он миңлиғанларға рәһим-шапаәт көрситип, қәбиһлик, асийлиқ вә гунани кәчүргүчидур; лекин у гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайдиған, бәлки атиларниң қәбиһлигиниң җазасини балилири вә нәврлиригичә, шундақла үчинчи вә төртинчи әвладиғичә жүкләйдиған Тәңридур» — дәп җакалиди.«рәһим-шапаәт» — ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду (20:6 вә изаһатни көрүң). «атиларниң қәбиһлигиниң җазасини балилири вә нәврлиригичә, шундақла үчинчи вә төртинчи әвладиғичә жүкләйдиған» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни (20:5, 34:7 тоғрилиқ), шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.  Мис. 20:6; Чөл. 14:18; Қан. 5:10; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8; Йәр. 32:18
Шуниң билән Муса дәрһал йәргә баш қоюп сәҗдә қилип: —
— Әй Рәб, әгәр мән растинла нәзириңдә илтипат тапқан болсам, ундақта и Рәб, аримизда биз билән маңғайсән; чүнки бу хәлиқ дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур; бизниң қәбиһлигимизни вә гунайимизни кәчүргәйсән, бизни Өз мирасиң болушқа қобул қилғайсән! — деди.Лав. 25:38; Зәб. 27:9; 32:12; Зәк. 2:16
 
Яңливаштин әһдә түзүш
10 Шуниң билән у Мусаға: — Мана, Мән бир әһдә түзимән; сениң барлиқ хәлқиң алдида пүткүл йәр йүзиниң һеч бир җайида яки һеч бир әл арисида қилинип бақмиған мөҗизиләрни яритимән. Шуниң билән сән арисида болған хәлқиңниң һәммиси Пәрвәрдигарниң карамәт әмәлини көриду; чүнки Мениң силәргә қилидиған әмәлим дәрвәқә дәһшәтлик иш болиду. «Мениң силәргә қилидиған әмәлим» — ибраний тилида «Мениң саңа қилидиған әмәлим».  Қан. 5:2; Йә. 10:12,13 11 Мән бүгүн саңа тапилайдиған әмирлиримни тутқин; мана, Мән силәрниң алдиңлардин Аморий, Ⱪананий, Һиттий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларни һайдап чиқиримән. 12 Әнди һези болғинки, сән баридиған зиминда туруватқанлар билән һеч әһдә бағлашмиғин; болмиса, бу иш силәргә қапқан болиду; Мис. 23:32; Чөл. 33:51; Қан. 7:2 13 бәлки силәр уларниң қурбангаһлирини чөвүп, бут түврүклирини сундуруп, «ашәраһ» бутлирини кесип ташлаңлар. «ашәраһ бутлири» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин. 14 Чүнки сән һеч қандақ башқа илаһқа ибадәт қилмаслиғиң керәк — чүнки Мәнки Пәрвәрдигарниң нами «Вапасизлиққа Һәсәт Қилғучи» болуп, һәсәт қилғучи бир илаһдурмән. Мис. 20:5 15 Болмиса, шу зиминда туруватқанлар билән әһдә түзүшүң мүмкин; андин улар илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилип, илаһлириға қурбанлиқлар өткүзгинидә, силәрни чақирса уларниң қурбанлиқлиридин йәп кетишиңлар мүмкин; 16 сән шундақла йәнә уларниң қизлирини оғуллириңға хотунлуққа елип беришиң мүмкин; у қизлар өз илаһлириниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғинида, улар оғуллириңниму өз илаһлириниң арқисидин маңғузуп, бузуқчилиқ қилдуруши мүмкин.1Пад. 11:2
17 Өзүң үчүн һеч қандақ қуйма бутларни ясатмиғин.
18 Петир нан һейтини тутуңлар; Мениң әмир қилғинимдәк Абиб ейида, бекитилгән вақитта йәттә күн петир нан йәңлар. Чүнки силәр Абиб ейида Мисирдин чиққансиләр.Мис. 12:15; 23:15
19 Балиятқуниң тунҗа мевиси Мениңки болиду; чарпай маллириңниң ичидин дәсләп туғулған әркәкләр, кала болсун, қой болсун уларниң тунҗилириниң һәммиси Мениңки болсун.Мис. 13:2; 22:29; Әз. 44:30
20 Лекин ешәкләрниң тунҗа тәхәйлириниң орниға қоза билән бәдәл төлишиң лазим болиду. Әгәр орниға қоза бәрмисәң, тәхәйниң бойнини сундурувәткин. Тунҗи оғуллириңни болса, уларға бәдәл төләп қайтурувал. Һеч ким Мениң һозурумға қуруқ қол кәлмисун.«... тунҗа тәхәйлириниң орниға қоза билән бәдәл төлишиң лазим болиду» — демәк, қоза тәхәйниң орниға қурбанлиқ қилиниду.  Мис. 13:13; 23:15; Қан. 16:16
21 Сән алтә күн ичидә иш-әмәлиңни қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр; йәр һайдаш вақти болсун, орма вақти болсун, арам елишиң зөрүр.Мис. 20:9
22 Йеңи буғдайниң тунҗа һосулини тәбрикләйдиған «һәптиләр һейти»ни өткүзүңлар; жилниң ахирида «һосул жиғиш һейти»ни өткүзүңлар.«жилниң ахирида» — ибраний тилида «жилниң өзгиришидә» — йәни күздә. «һосул жиғиш һейти» — мошу һосул болса мевә-чевиләрниңкидур. Ибранийлар ишләткән календар бойичә, һейт йәттинчи айда, бәзи жиллирида Сентәбрдә, бәзи жилларда Өктәбрдә болатти.  Мис. 23:16
23 Сениң һәр бир әркәк кишилириң жилда үч қетим Исраилниң Худаси болған Рәб Пәрвәрдигарниң алдиға һазир болсун. Мис. 23:17; Қан. 16:16 24 Чүнки Мән таипиләрни алдиңдин һайдиветип, чегаралириңни кеңәйтимән; шуниңдәк сән жилда үч қетим Пәрвәрдигар Худайиңниң алдиға һазир болушқа чиқип барсаң, һеч ким йериңгә көз қирини салмайду.
25 Маңа сунулидиған қурбанлиқниң қенини болдурулған нан билән биллә сунмиғин; яки өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиғиниң гөшини әтигә қалдурма.«Маңа сунулидиған қурбанлиқниң...» — ибраний тилида «Мениң қурбанлиғимниң...». Мошу йәрдә бу сөз бәлким жуқурида тилға елинған үч һейттики көйдүрмә қурбанлиқларни яки енақлиқ қурбанлиқлирини көрсәтсә керәк. «Мениң қурбанлиғимниң қени» болса мәзкур һейтларда қурбангаһ үстигә төкүлидиған қанларни көрситиду.  Мис. 23:18
26 Зиминиңниң дәсләпки һосулидин тунҗа мәһсулатларни Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә кәлтүрүп ата.
Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.«Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма» — бу әмир бәлким әтраптики бутпәрәс хәлиқләрниң мәлум өрп-адитигә әгәшмәслик керәклигини көрситиши мүмкин. Бу тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мис. 23:19; Лав. 22:27; Қан. 14:21
27 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу сөзләрни өзүң үчүн йезивалғин; чүнки Мән мошу сөзләрни асас қилип сән билән вә Исраил билән әһдә бағлидим, деди.
28 У вақитта Муса шу йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қириқ кечә-күндүз турди; у һеч нәрсә йемиди, һеч су ичмиди. У йәрдә Пәрвәрдигар тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти.«у һеч нәрсә йемиди» — ибраний тилида «һеч нанни йемиди». «У йәрдә Пәрвәрдигар тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти» — ибраний тилида «У йәрдә у тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти». Бәзиләр: «У» Мусани көрситиду, дәп қарайду, бирақ «Қан.» 10:2-4тин ениқ көрүнидуки, бу сөзләрни пүткүчи Худа Өзидур.  Мис. 24:18; 31:18; 34:1; Қан. 4:13; 9:9,18
 
Мусаниң йүзиниң пақирап туруши
29 Муса Синай теғидин чүшкәндә шундақ болдики (у тағдин чүшкәндә икки һөкүм-гувалиқ тахтийи униң қолида еди), өзиниң Пәрвәрдигар билән сөзләшкини үчүн йүзиниң пақирап кәткинини билмәйтти. 2Кор. 3:7 30 Әнди Һарун вә барлиқ Исраиллар Мусани көрди, мана, униң йүз териси пақирап туратти; улар униңға йеқин бериштин қорқушти.
31 Лекин Муса уларни чақиривиди, Һарун вә җамаәтниң барлиқ башлири йенип, униң қешиға кәлди; Муса улар билән сөзләшти.
32 Шуниңдин кейин, барлиқ Исраиллар униң йениға кәлди; у вақитта Муса Пәрвәрдигар өзигә Синай теғида сөз қилғинида тапшурған барлиқ әмирләрни уларға тапилиди. 33 Муса уларға дәйдиғинини дәп түгәтти. У сөзлигәндә йүзигә бир чүмпәрдә тартивалған еди; «У сөзлигләндә йүзигә бир чүмпәрдә тартивалған еди» — яки «у (Муса) уларға сөзләп болғанда йүзигә ниқап тартивалди».  2Кор. 3:7,13 34 Қачанки Муса Пәрвәрдигар билән сөзлишишкә униң һозуриға кирсә, чүмпәрдини еливетәтти, таки у йенип чиққичә шундақ болатти; йенип чиққанда өзигә немә тапиланған болса, шуни Исраилларға ейтип берәтти. 35 Исраиллар Мусаниң йүз терисиниң пақирап турғинини көрәтти; шуңа Муса йәнә таки Пәрвәрдигар билән сөзләшкили униң һозуриға киргичә йүзигә чүмпәрдә тартивалатти.
 
 

34:1 Қан. 10:1

34:3 Мис. 19:12,13

34:5 «Яһвәһ» — 33:19 вә изаһатни көрүң.

34:6 «Пәрвәрдигар, Пәрвәрдигар» — ибраний тилида «Яһвәһ, Яһвәһ». «шапаәт» — ибраний тилида «хәсәд» билән ипадилиниду (20:6 вә изаһатни көрүң).

34:6 Мис. 33:19

34:7 «рәһим-шапаәт» — ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду (20:6 вә изаһатни көрүң). «атиларниң қәбиһлигиниң җазасини балилири вә нәврлиригичә, шундақла үчинчи вә төртинчи әвладиғичә жүкләйдиған» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни (20:5, 34:7 тоғрилиқ), шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.

34:7 Мис. 20:6; Чөл. 14:18; Қан. 5:10; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8; Йәр. 32:18

34:9 Лав. 25:38; Зәб. 27:9; 32:12; Зәк. 2:16

34:10 «Мениң силәргә қилидиған әмәлим» — ибраний тилида «Мениң саңа қилидиған әмәлим».

34:10 Қан. 5:2; Йә. 10:12,13

34:12 Мис. 23:32; Чөл. 33:51; Қан. 7:2

34:13 «ашәраһ бутлири» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.

34:14 Мис. 20:5

34:16 1Пад. 11:2

34:18 Мис. 12:15; 23:15

34:19 Мис. 13:2; 22:29; Әз. 44:30

34:20 «... тунҗа тәхәйлириниң орниға қоза билән бәдәл төлишиң лазим болиду» — демәк, қоза тәхәйниң орниға қурбанлиқ қилиниду.

34:20 Мис. 13:13; 23:15; Қан. 16:16

34:21 Мис. 20:9

34:22 «жилниң ахирида» — ибраний тилида «жилниң өзгиришидә» — йәни күздә. «һосул жиғиш һейти» — мошу һосул болса мевә-чевиләрниңкидур. Ибранийлар ишләткән календар бойичә, һейт йәттинчи айда, бәзи жиллирида Сентәбрдә, бәзи жилларда Өктәбрдә болатти.

34:22 Мис. 23:16

34:23 Мис. 23:17; Қан. 16:16

34:25 «Маңа сунулидиған қурбанлиқниң...» — ибраний тилида «Мениң қурбанлиғимниң...». Мошу йәрдә бу сөз бәлким жуқурида тилға елинған үч һейттики көйдүрмә қурбанлиқларни яки енақлиқ қурбанлиқлирини көрсәтсә керәк. «Мениң қурбанлиғимниң қени» болса мәзкур һейтларда қурбангаһ үстигә төкүлидиған қанларни көрситиду.

34:25 Мис. 23:18

34:26 «Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма» — бу әмир бәлким әтраптики бутпәрәс хәлиқләрниң мәлум өрп-адитигә әгәшмәслик керәклигини көрситиши мүмкин. Бу тоғрилиқ йәнә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

34:26 Мис. 23:19; Лав. 22:27; Қан. 14:21

34:28 «у һеч нәрсә йемиди» — ибраний тилида «һеч нанни йемиди». «У йәрдә Пәрвәрдигар тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти» — ибраний тилида «У йәрдә у тахтайларға әһдиниң сөзлири болған он әмирни пүтти». Бәзиләр: «У» Мусани көрситиду, дәп қарайду, бирақ «Қан.» 10:2-4тин ениқ көрүнидуки, бу сөзләрни пүткүчи Худа Өзидур.

34:28 Мис. 24:18; 31:18; 34:1; Қан. 4:13; 9:9,18

34:29 2Кор. 3:7

34:33 «У сөзлигләндә йүзигә бир чүмпәрдә тартивалған еди» — яки «у (Муса) уларға сөзләп болғанда йүзигә ниқап тартивалди».

34:33 2Кор. 3:7,13