10
Аморийларниң иттипақдаш қошунниң үстидин ғалип келиши — әҗайип бир мөҗизә
Шундақ болдики, Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Йәшуаниң Айи шәһирини ишғал қилип, уни мутләқ йоқатқанлиғини, Йерихо билән униң падишасиға қилғинидәк, Айи билән униң падишасиғиму шундақ қилғинини, Гибеонда олтарғучиларниң Исраил билән сүлһ түзүп, уларниң арисида туруватқанлиғини аңлап, «Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк» — оқурмәнләргә ениқки, шу чағда Йерусалим шәһири техи Исраилларға тәвә әмәс.  Йә. 6:15; 9:15 у вә хәлқи қаттиқ қорқти; чүнки Гибеон болса Айидин чоң шәһәр болуп, пайтәхт шәһәрлиридәк еди; униң һәммә адәмлири толиму батур палванлар еди. Шуниң билән Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк Һебронниң падишаси Һоһам, Ярмутниң падишаси Пирам, Лақишниң падишаси Яфия вә Әглонниң падишаси Дәбиргә хәвәр әвәтип: — Мениң йенимға келип Гибеонларға һуҗум қилишимиз үчүн маңа мәдәт бериңлар; чүнки улар болса Йәшуа вә Исраиллар билән сүлһ түзүвалди, — деди.
Шундақ қилип Аморийларниң бәш падишаси, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишаси — улар өзлири барлиқ қошунлири билән биллә чиқип, Гибеонниң удулида баргаһ тикип, униңға һуҗум қилди.
Буниң билән Гибеонлиқлар Гилгалдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға адәм әвәтип: — Сән өз қуллириңни ташливәтмәй, дәрһал қешимизға келип мәдәт берип, бизни қутқузғин; чүнки тағлиқ районда олтиришлиқ Аморийларниң барлиқ падишалири бирлишип бизгә һуҗум қилди, — деди.«сән өз қуллириңни ташливәтмәй,...» — ибраний тилида «қолуңни қуллириңдин елип кәтмигәй,...».
Буни аңлап Йәшуа барлиқ җәңчиләрни, җүмлидин һәммә батур палванларни елип Гилгалдин йолға чиқти. Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Улардин қорқмиғин; чүнки Мән уларни сениң қолуңға тапшурдум, уларниң һеч бири алдиңда пут тирәп туралмайду, — деди.
Йәшуа Гилгалдин чиқип пүтүн кечә меңип уларниң үстигә туюқсиз чүшти. 10 Пәрвәрдигар уларни Исраилниң алдида тирипирән қилди, Йәшуа уларни Гибеонда қаттиқ мәғлуп қилип қирип, Бәйт-Һоронға чиқидиған даван йолида қоғлап, Азикаһ билән Маккәдаһқичә сүрүп-тоқай қилди. 11 Улар Исраилдин қечип, Бәйт-Һоронниң даванидин чүшүватқанда, Пәрвәрдигар таки улар Азикаһқа йәткичә асмандин уларниң үстигә чоң-чоң мөлдүр-ташларни яғдурди. Улар өлди; мошу мөлдүрләр билән өлтүрүлгәнләр Исраиллар қиличлап өлтүргәнләрдин көп еди.
12 Андин Йәшуа Пәрвәрдигарға сөз қилди, — йәни Пәрвәрдигар Аморийларни Исраилниң алдиға тапшурған күнидә у Исраилниң көз алдида Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Әй қуяш, Гибеон үстидә тохтап тур! Әй ай, Айҗалон җилғиси үстидә тохтап тур!»
13 Шуни девиди, хәлиқ дүшмәнләрдин интиқам елип болғичилик қуяш маңмай тохтап турди, айму тохтап турди. Бу вақиә Яшарниң китавида пүтүлгән әмәсмиди? Қуяш тәхминән пүтүн бир күн асманниң оттурисида тохтап олтиришқа алдиримиди. «Яшарниң китави» — яки «Адаләтпәрвәр кишиниң китави». Бу китап Тәвратта тепилмайду; «2Сам.» 1:18диму тилға елиниду. 14 Пәрвәрдигар бир инсанниң нидасиға қулақ салған шундақ бир күн илгири болуп бақмиған вә кейинму болуп бақмиди; чүнки Пәрвәрдигар Исраил үчүн җәң қилди.
15 Андин Йәшуа билән пүткүл Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди. 16 Амма у бәш падиша болса қечип Маккәдаһтики ғарға йошурунивалди.
17 Шуниң билән бириси Йәшуаға мәлум қилип: — У бәш падиша тепилди; улар Маккәдаһтики ғарға йошурунивапту, деди. 18 Йәшуа: — Ундақ болса ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни жумилитип қоюңлар, андин униң алдида адәмләрни күзәткә қоюңлар. 19 Лекин силәр тохтап қалмай дүшмәнлириңларни қоғлап кәйнидә қалғанларни қириңлар; уларни өз шәһәрлиригә киргүзмәңлар, чунки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға тапшуруп бәрди, — деди.
20 Андин шундақ болдики, Йәшуа билән Исраиллар буларни қирип қаттиқ мәғлуп қилип йоқатти; лекин қечип қутулған бир қалдуқ мустәһкәм шәһәрлиригә киривалди. 21 Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди.«....қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди» — яки «...тәһдит селишқа җүръәт қилалмиди».
22 Йәшуа: — Ғарниң ағзини ечип, у бәш падишани ғардин чиқирип мениң қешимға елип келиңлар, — деди.
23 Улар шундақ қилип бәш падишани, йәни Йерусалимниң падишаси, Һебронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лақишниң падишаси вә Әглонниң падишасини ғардин чиқирип униң қешиға елип кәлди. 24 У падишалар Йәшуаниң қешиға кәлтүрүлгәндә, Йәшуа Исраилниң һәммә адәмлирини чақирип, өзи билән җәңгә чиққан ләшкәр сәрдарлириға: — Келип путлириңларни бу падишаларниң гәдинигә қоюңлар, — деди. Шундақ девиди, улар келип путлирини уларниң гәдәнлиригә қойди. 25 Андин Йәшуа уларға: — Қорқмаңлар вә һеч һодуқмаңлар, қәйсәр вә ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәр һуҗум қилған барлиқ дүшмәнлириңларға шундақ ишни қилиду, — деди.
26 Андин Йәшуа падишаларни қиличлап өлтүрүп, җәсәтлирини бәш дәрәққә есип қойди; улар дәрәқләрниң үстидә кәчкичә есиқлиқ турди. Қан. 21:23; Йә. 8:29 27 Күн патқанда Йәшуаниң буйруғи билән кишиләр өлүкләрни дәрәқләрдин чүшүрүп, улар илгири йошурунған ғарға ташлап, ғарниң ағзиға чоң-чоң ташларни қоюп қойди. Бу ташлар таки бүкүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
 
Зиминниң җәнубий тәрипидә уруш қилиш
28 У күни Йәшуа Маккәдаһни ишғал қилип, униң падишаси билән шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап мутләқ йоқатти; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк Маккәдаһниң падишасиғиму шундақ қилди.
29 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Маккәдаһтин чиқип, Либнаһқа берип Либнаһ шәһиригә һуҗум қилди. 30 Пәрвәрдигар униму падишаси билән қошуп Исраилниң қолиға тапшуруп бәрди; Йәшуа уни қилич билән уруп, шәһиридики һәммә хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди; у Йерихониң падишасиға қилғинидәк униң падишасиғиму шундақ қилди.
31 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Либнаһдин чиқип, Лақишқа берип, уни қамал қилип униңға һуҗум қилди. 32 Пәрвәрдигар Лақишни Исраилниң қолиға тапшурди; улар иккинчи күнила уни қилич билән елип, дәл Либнаһқа қилғинидәк, шәһиридики хәлиқниң бириниму қоймай қиличлап өлтүрди.
33 У вақитта Гәзәрниң падишаси Һорам Лақиш шәһиригә мәдәт бериш үчүн чиқип кәлди; лекин Йәшуа уни барлиқ адәмлири билән қошуп уруп, улардин һеч кимни тирик қоймай өлтүрди.
34 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Лақиштин чиқип, Әглонға берип уни қамал қилип, у шәһәргә һуҗум қилди. 35 Улар шу күни шәһәрни елип, униңдики адәмләрни қиличлиди; шу күни Йәшуа шәһәрдики барлиқ кишиләрни тәлтөкүс йоқатти; у дәл Лақишқа қилғинидәк, уларғиму шундақ қилди. 36 Андин Йәшуа билән Исраилниң һәммиси Әглондин чиқип Һебронға берип, у шәһәргә һуҗум қилди. 37 Улар уни елип, дәл Әглонда қилғандәк униң падишасини қиличлап, униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини елип, уларниң ичидә олтиришлиқ һәммә адәмниң һеч бирини қоймай қиличлап йоқатти. Йәшуа шәһәрни вә ичидики барлиқ адәмләрни мутләқ йоқатти.
38 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраиллар Дәбиргә берип, у шәһәргә һуҗум қилди. 39 У шәһәрни елип вә униңға қарашлиқ һәммә йеза-кәнтлирини қилич билән уруп, падишасини тутуп, булардики барлиқ адәмләрниң һеч бирини қоймай тәлтөкүс йоқатти. Йәшуа Һебронға қилғинидәк, Либнаһқа вә униң падишасиға қилғинидәк, Дәбир билән униң падишасиғиму шундақ қилди.
40 Бу тәриқидә Йәшуа шу пүтүн жутни, йәни тағлиқ районни, җәнубий Нәгәв жутини, Шәфәлаһ ойманлиғини, давандики жутларни һуҗум қилип елип, һәммә жутни ишғал қилип барлиқ падишалири билән мәғлуп қилди. Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар буйруғинидәк, у һеч кимни қоймай, бәлки нәпәси барларниң һәммисини мутләқ йоқатти. Қан. 7:2; 20:16, 17; Йә. 8:2 41 Йәшуа Қадәш-Барнеадин тартип Газағичә болған жутларни, шуниңдәк Гошәнниң пүткүл жутини таки Гибеонғичиму һуҗум билән алди. 42 Бу қетимқи урушта Йәшуа бу падишаларни мәғлуп қилип, уларниң зиминини егилиди. Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Исраил тәрәптә туруп җәң қилди.
43 Андин Йәшуа билән барлиқ Исраил Гилгалдики чедиргаһқа йенип кәлди.
 
 

10:1 «Йерусалимниң падишаси Адони-зәдәк» — оқурмәнләргә ениқки, шу чағда Йерусалим шәһири техи Исраилларға тәвә әмәс.

10:1 Йә. 6:15; 9:15

10:6 «сән өз қуллириңни ташливәтмәй,...» — ибраний тилида «қолуңни қуллириңдин елип кәтмигәй,...».

10:13 «Яшарниң китави» — яки «Адаләтпәрвәр кишиниң китави». Бу китап Тәвратта тепилмайду; «2Сам.» 1:18диму тилға елиниду.

10:21 «....қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди» — яки «...тәһдит селишқа җүръәт қилалмиди».

10:26 Қан. 21:23; Йә. 8:29

10:40 Қан. 7:2; 20:16, 17; Йә. 8:2