9
Гибеонлуқларниң Исраилни алдап қоюши
Әнди шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики, йәни тағлиқ райондики, Шәфәлаһ ойманлиғидики, Улуқ Деңиз бойидики, Ливанниң удулиғичә созулған барлиқ жутлардики падишалар вә шуниңдәк Һиттийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийләр, Һивийлар, Йәбусийларниң падишалири бу иштин хәвәр тапқанда, «Улуқ деңиз» — һазирқи «Оттура Деңиз»дур. һәммиси бир болуп Йәшуа билән Исраилға қарши җәң қилғили иттипақлашти.
Амма Гибеон аһалилири Йәшуаниң Йерихо билән Айиға немә қилғинини аңлиғанда, улар һейлә-микир ишлитип, өзлирини узун сәпәрдә болғандәк көрситип, ешәкләргә кона тағар-хурҗун билән кона, житиқ-ямақ шарап тулумлирини артип, «өзлирини узун сәпәрдә болғандәк көрситип...» — яки «өзлирини әлчиләр қилип көрсәткән,...» яки «бир мунчә озуқ-түлүк тәйярлиған,...». путлириға ямақ чүшкән кона кәшләрни кийип, кона җул-җул егинләрни үстигә ориған еди; улар сәпәргә алған нанларниң һәммиси пахтилишип қуруп кәткән еди. «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән еди» — яки «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән едиувилип кәткән еди». Улар Гилгал чедиргаһиға берип Йәшуаниң қешиға кирип униң билән Исраилларға: — Биз жирақ жуттин кәлдуқ; биз билән әһдә түзсәңлар, деди.
Лекин Исраиллар Һивийларға җавап берип: — Силәр бизниң аримизда туруватқан мошу йәрликләр болушуңлар мүмкин; ундақта биз силәр билән қандақму әһдә түзимиз? — деди.
Улар Йәшуаға: — Биз сениң қуллириңмиз, деди. Йәшуа улардин: — Силәр ким, қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди.
Улар униңға җавап берип: — Сениң қуллириң болса Пәрвәрдигар Худайиңниң намини аңлиғанлиғи үчүн наһайити жирақ жуттин кәлди. Чүнки биз Униң нам-шөһритини вә Униң Мисирда қилған һәммә ишлирини, 10 шундақла Униң Иорданниң у тәрипидики Аморийларниң икки падишаси, йәни Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Аштаротта туруқлуқ Башанниң падишаси Огқа немә қилғинини аңлидуқ. Чөл. 21:24, 33; Қан. 1:4 11 Шуңа ақсақаллиримиз билән жутта турғучи һәммә хәлиқ бизгә сөз қилип: — Қолуңларға сәпәргә лазимлиқ озуқ-түлүк елип, берип Исраиллар билән көрүшүп уларға: «Биз силәрниң қуллуғуңларда болимиз; шуңа биз билән әһдә түзүңлар», дәңлар, дәп бизни әвәтти. 12 Силәрниң қешиңларға қарап йолға чиққан күнидә биз сәпиримиз үчүн өйимиздин алған нан иссиқ еди, мана һазир у қуруп, пахтилишип кетипту. 13 Бу шарап тулумлири болса шарап қачилиғанда йеңи еди, мана әнди житилип кетипту. Биз кийгән бу кийимләр вә кәшләр сәпәрниң интайин узунлуғидин конирап кәтти, — деди.
14 Шуниң билән Исраиллар уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди, лекин Пәрвәрдигардин йол соримиди.«уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди» — бәлким уларниң сөзлири раст-ялғанлиғини билиш үчүн озуқ-түлүктин азрақ елип тетип баққан болуши мүмкин.
15 Шундақ қилип, Йәшуа улар билән сүлһи түзүп, уларни тирик қоюшқа улар билән әһд бағлиди; җамаәт әмирлириму уларға қәсәм қилип бәрди.
16 Улар әһдә бағлишип үч күндин кейин, бу хәлиқниң өзлиригә хошна екәнлигини, өзлириниң арисида олтиришлиқ екәнлиги уларға мәлум болди. 17 Исраиллар сәпирини давамлаштуруп үчинчи күни уларниң шәһәрлиригә йетип кәлди; уларниң шәһәрлири Гибеон, Кәфираһ, Бәәрот билән Кириат-йеарим еди. 18 Җамаәтниң әмирлири илгири Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән уларға қәсәм қилған болғачқа, Исраиллар уларға һуҗум қилмиди. Буниң билән пүткүл җамаәт әмирләр үстидин ғотулдашқили турди. 19 Лекин әмирләрниң һәммиси пүткүл җамаәткә: — Биз уларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилип бәргәчкә, уларға қол тәккүзәлмәймиз. 20 Биз уларға қилған қәсәмимиз түпәйлидин, үстимизгә ғәзәп чүшмәслиги үчүн уларни тирик қалдурушмиз керәк; уларға шундақ қилмисақ болмайду, деди. 21 Андин әмирләр җамаәткә йәнә: — Уларни тирик қоюңлар; һалбуки, улар пүткүл җамаәт үчүн отун ярғучи вә су тошуғучилар болиду, деди. Бу иш әмирләр җамаәткә дегәндәк болди.
22 У вақитта Йәшуа уларни чақирип уларға: — Силәр аримиздики йәрликләр туруп, немишкә биз жирақтин кәлдуқ, дәп бизни алдидиңлар? 23 Буниң үчүн силәр әнди ләнәткә қелип, араңларда Худайимниң өйи үчүн отун яридиған вә су тошуйдиған қул болуштин бирәр адәмму мустәсна болмайду, — деди.
24 Шуниң билән улар Йәшуаға җавап берип: — Пәрвәрдигар Худайиңниң Өз қули болған Мусаға әмир қилип, барлиқ зиминни силәргә беришкә, шундақла зиминда туруватқанларниң һәммисини алдиңлардин йоқитишқа вәдә қилғанлиғи қуллириң болған пеқирларға ениқ мәлум қилинди; шуңа биз силәрниң түпәйлиңлардин җенимиздин җәзмән айрилип қалимиз дәп вәһимигә чүшүп, бу ишни қилип салдуқ. Қан. 7:1, 2 25 Әнди биз қолуңға чүштуқ; нәзириңгә немә яхши вә дурус көрүнсә шуни қилғин, — деди.
 
26 Йәшуа әнә шундақ қилиш билән уларни Исраилниң қолидин қутқузди; Исраиллар уларни өлтүрмиди. 27 Лекин шу күни Йәшуа Пәрвәрдигар таллайдиған җайда җамаәт үчүн вә Пәрвәрдигарниң қурбангаһи үчүн уларни отун ярғучилар вә су тошуғучилар дәп бекитти. Улар бүгүнгә қәдәр шундақ қилип кәлмәктә.
 
 

9:1 «Улуқ деңиз» — һазирқи «Оттура Деңиз»дур.

9:4 «өзлирини узун сәпәрдә болғандәк көрситип...» — яки «өзлирини әлчиләр қилип көрсәткән,...» яки «бир мунчә озуқ-түлүк тәйярлиған,...».

9:5 «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән еди» — яки «сәпәргә алған нанлар... қуруп кәткән едиувилип кәткән еди».

9:10 Чөл. 21:24, 33; Қан. 1:4

9:14 «уларниң озуқ-түлүгидин азрақ алди» — бәлким уларниң сөзлири раст-ялғанлиғини билиш үчүн озуқ-түлүктин азрақ елип тетип баққан болуши мүмкин.

9:24 Қан. 7:1, 2