7
Бутпәрәс әл-милләтләрни зиминдин йоқитиш
Пәрвәрдигар Худайиң сени һазир егиләшкә кетиватқан зиминға башлап киргүзгәндин кейин, алдиңдин көп ят әл-милләтләрни, йәни Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни — сәндин күчлүк әл-милләтләрни һайдиветиду. Қан. 31:3 Әнди Пәрвәрдигар Худайиң алдиңда уларни қолуңға тапшуруши билән сән уларға һуҗум қилғиниңда, сән уларни тәлтөкүс йоқитишиң керәк; улар билән һеч әһдә түзишиңгә вә уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду. «...уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду» — бу әмир (вә униңға охшап кетидиған башқа барлиқ әмирләр) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мис. 23:32; 34:15; Чөл. 33:52; Йә. 11:11 Сениң улар билән никаһлишишиңға болмайду; сән қизиңни уларниң оғуллириға беришиңгиму вә уларниң қизини оғлуңға елип беришиңгиму болмайду; Мис. 34:16; 1Пад. 11:2 чүнки улар оғлуңни Маңа әгишиштин езиқтуриду вә шуниң билән оғуллириң башқа илаһларға чоқуниду; у чағда Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, силәрни тезла йоқитиду.
Сән уларға шундақ муамилә қилғинки, уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар, бут түврүклирини чеқиветиңлар, ашәраһ бутлирини кесиветиңлар вә ойма бутлирини от билән көйдүрүветиңлар; «ашәраһ» — «аял бутлар», бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.  Мис. 23:24; 34:13; Қан. 12:2, 3 чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға пак-муқәддәс бир хәлиқтурсиләр; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни йәр йүзидики барлиқ башқа хәлиқләрдин үстүн қилип, Өзигә хас бир хәлиқ болушқа талливалған. Мис. 19:5; Қан. 4:20; 14:21; 26:18; 28:9; 1Пет. 2:9 Пәрвәрдигарниң силәргә меһир чүшүп силәрни талливалғини силәрниң башқа хәлиқләрдин көп болғанлиғиңлар үчүн әмәс, әмәлийәттә силәр барлиқ хәлиқләр арисида әң аз едиңлар, Пәрвәрдигарниң силәрни сөйгини сәвәвидин вә ата-бовилириңлар алдида бәргән қәсимигә садиқ болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар силәрни күчлүк қол билән қутқузуп, һөрлүк бәдили төләп «қуллуқ макани»дин, йәни Мисир падишаси Пирәвнниң қолидин чиқарған. «һөрлүк бәдили төләп ...чиқарған» — мошу сирлиқ сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Қан. 10:15 Шуңа силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң бәрһәқ Худа, вәдисидә турғучи Тәңри екәнлигини билишиңлар керәк; У Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға миң дәвиргичә өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучидур; Мис. 20:5; Қан. 5:9 10 лекин Өзигә өчмәнләрниң ишлирини өз бешиға очуқ-ашкарә чүшүрүп, уларни йоқитиду; Өзигә өчмәнләрниң һәр биригә өзи қилған ишлирини уларниң бешиға очуқ-ашкарә қайтурушқа кечиктүрмәйду. Наһ. 1:2 11 Силәр Мән бүгүн силәргә тапилиған әмир, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә әмәл қилиш үчүн уларни чиң тутуңлар.
 
Әһдини тутушниң бәхит-бәрикәтлири
12 Чоқум шундақ болидуки, бу бәлгүлимиләргә қулақ селип, көңүл қоюп әмәл қилисаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм билән вәдә қилған әһдә вә меһирни силәргә көрситип туриду; Лав. 26:3; Қан. 28:1 13 Сени сөйүп бәрикәтләп, ата-бовилириңға қәсәм билән саңа беришкә вәдә қилған зиминда турғузуп көпәйтиду; шу йәрдә пәрзәнтлириңни, йәр-туприғиңдики мәһсулатларни, буғдийиңни, йеңи шарабиңни, зәйтун мейиңни, калилириңниң нәслини вә қойлириңниң қозилирини бәрикәтләп көпәйтиду. «пәрзәнтлириң» — мошу йәрдә ибраний тилида «балиятқуниң мевиси» билән ипадилиниду. 14 Сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән; араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида һеч туғмаслиқ болмайду; «сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән...» — мошу йәрдә «сән» дегән сөз Худа пүткүл Исраилни бир адәмдәк көрүп, уларға бир гәвдә сүпитидә сөзләйду. «араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида...» — ибраний тилида «араңда, мәйли әркәкләр мәйли аялларда яки мал-чарваң арисида....».  Мис. 23:26 15 Пәрвәрдигар сәндин барлиқ кесәлләрни нери қилиду вә сән өзүң көргән Мисирдики дәһшәтлик вабалардин һеч қайсисини үстүңгә салмайду, бәлки саңа өч болғанларға салиду.
 
Араңлардики барлиқ бутпәрәслик из-қалдуқлирини йоқитиш керәк
16 Сән Пәрвәрдигар саңа тапшурған барлиқ хәлиқләрни йоқитишиң керәк; сән уларни көргәндә, уларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк, сән уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирмәслигиң керәк; әгәр шундақ қилсаң, бу иш саңа қилтақ болиду. «...уларни көргәндә, куларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк...» — ибраний тилида «сениң көзүң уларни һеч айимисун...». 17 Әгәр сән көңлүңдә: «Бу әлләр мәндин күчлүк; мән қандақ қилип уларни зиминидин қоғливетәләймән?» — десәң, 18 улардин қорқма; Пәрвәрдигар Худайиңниң Пирәвн һәм барлиқ Мисирлиқларни қандақ қилғанлиғини әслигин, 19 — йәни Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин чиқириш үчүн васитә қилған, өз көзүң билән көргән дәһшәтлик һөкүм-синақлар, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр, күчлүк қол вә созулған биләкни мәһкәм есиңдә тут; Пәрвәрдигар сән қорқуватқан барлиқ хәлиқниму шундақ қилиду. Қан. 4:34; 29:3 20 Униң үстигә Пәрвәрдигар Худайиң таки уларниң сәндин йошурунған қалдуқлири йоқитилғичә уларниң арисиға сериқ һәриләрни әвәтиду; «сериқ һәрә» — адәттики һәридин техиму чоң вә чаққақ бир хил һәрини көрситиши мүмкин.  Мис. 23:28; Йә. 24:12 21 Сән улардин қорқмаслиғиң керәк; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң араңдидур; У улуқ вә дәһшәтлик бир Илаһдур. 22 Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңдин пәйдинпәй һайдайду; сән уларни бирақла йоқитиветәлмәйсән; бирақла йоқитивәткән тәғдирдиму, даладики һайванлар көпийип, үстүңгә бастуруп келиши мүмкин.
23 Лекин алдиңға илгириләп маңғиниңда Пәрвәрдигар Худайиң уларни қолуңға тапшуриду вә уларни паракәндә қилип, йоқитилғичә дәккә-дүккигә салиду. 24 У уларниң падишалирини қолуңға тапшуриду, сән уларниң намлириниму асман астидин йоқ қилисән; уларни йоқатқичә һеч бир адәм алдиңда туралмайду. 25 Силәр уларниң ойма бутини от билән көйдүрүветиңлар; көз қириңларни шуларниң үстидики алтун-күмүчкә салмаңлар, уларни алмаңлар; болмиса у силәргә қилтақ болиду; чүнки у Пәрвәрдигар Худайиң алдида жиркиничлик бир нәрсидур. 26 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини өйүңгә елип кәлмә; болмиса сән униңға охшаш ләнәтлик нәрсә болуп қалисән; сән униңдин қаттиқ йиргән, униңға мутләқ нәпрәтлән; чүнки у ләнәтлик бир нәрсидур.
 
 

7:1 Қан. 31:3

7:2 «...уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду» — бу әмир (вә униңға охшап кетидиған башқа барлиқ әмирләр) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

7:2 Мис. 23:32; 34:15; Чөл. 33:52; Йә. 11:11

7:3 Мис. 34:16; 1Пад. 11:2

7:5 «ашәраһ» — «аял бутлар», бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.

7:5 Мис. 23:24; 34:13; Қан. 12:2, 3

7:6 Мис. 19:5; Қан. 4:20; 14:21; 26:18; 28:9; 1Пет. 2:9

7:8 «һөрлүк бәдили төләп ...чиқарған» — мошу сирлиқ сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

7:8 Қан. 10:15

7:9 Мис. 20:5; Қан. 5:9

7:10 Наһ. 1:2

7:12 Лав. 26:3; Қан. 28:1

7:13 «пәрзәнтлириң» — мошу йәрдә ибраний тилида «балиятқуниң мевиси» билән ипадилиниду.

7:14 «сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән...» — мошу йәрдә «сән» дегән сөз Худа пүткүл Исраилни бир адәмдәк көрүп, уларға бир гәвдә сүпитидә сөзләйду. «араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида...» — ибраний тилида «араңда, мәйли әркәкләр мәйли аялларда яки мал-чарваң арисида....».

7:14 Мис. 23:26

7:16 «...уларни көргәндә, куларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк...» — ибраний тилида «сениң көзүң уларни һеч айимисун...».

7:19 Қан. 4:34; 29:3

7:20 «сериқ һәрә» — адәттики һәридин техиму чоң вә чаққақ бир хил һәрини көрситиши мүмкин.

7:20 Мис. 23:28; Йә. 24:12