26
Худаға итаәтмән болушниң бәхит-бәрикити, итаәтсизлик кәлтүридиған балаю-апәтләр
Силәр өзүңлар үчүн һеч қандақ бут ясимаңлар яки өзүңларға һеч ойма мәбуд яки һәйкәл-түврүкни турғузмаңлар яки уларға баш урушқа оюлған нәқишлик ташларни зиминиңларда һәргиз тиклимәңлар; чүнки Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән. Мис. 20:4; Қан. 5:8; 16:22; Зәб. 96:7 Мениң шабат күнлиримни тутуп, муқәддәс җайимға ихласмән болуңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.Лав. 19:30
Әгәр силәр мениң бәлгүлимилиримдә меңип, әмирлиримни тутуп уларға әмәл қилсаңлар, Қан. 28 Мән йериңларниң өз һосулини берип турушиға, даладики дәрәқләрниң мевисини чиқиришиға вақтида ямғурлириңларни яғдуруп туримән. Шуниң билән хаман тепиш вақти үзүм жиғиш пәслигичә болиду, үзүм жиғиш вақти терилғу вақтиғичә болиду; силәр нениңларни тоюнғичә йәп, өз зиминиңларда теч-аман турисиләр. Лав. 25:19 Мән зиминға арам-течлиқ ата қилимән, шуниң билән һеч ким силәрни қорқиталмайду, арамхуда йетип ухлайсиләр; вәһший һайванларни зиминдин йоқитимән, қиличму зиминиңлардин өтмәйду; Аюп 11:18,19 силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду. Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду. Йә. 23:10 Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрзәнт көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән. 10 Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр. 11 Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду. Әз. 37:26; 2Кор. 6:16 12 Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
13 Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14 Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай, Қан. 28:15; Жиғ. 2:17; Мал. 2:2 15 бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар, 16 Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17 Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.Пәнд. 28:1
18 Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән, 19 күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән; «... асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән» — демәк, асмандин һөл-йеғин чүшмәйду һәмдә бәлким уларниң дуалири асмандин жуқуриға өтмәйду, йәр сусиз болуп интайин қаттиқлишип болиду. 20 әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
21 Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән. 22 Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду. 23 Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар, 24 Мәнму силәргә қарши меңип, гунайиңлар түпәйлидин болған җазани йәнә йәттә һәссә еғирлитип, Мән Өзүм силәрни уримән; 2Сам. 22:27; Зәб. 17:27-28 25 үстүңларға әһдәмни бузғанлиқниң интиқамини алидиған қилич чүшүримән; шуниң билән силәр шәһәрләргә жиғиливалисиләр, Мән араңларға ваба чүшүримән; шуниң билән силәр дүшмәнләрниң қолиға чүшисиләр. 26 Силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; он аял бир болуп бир тонурда нан йеқип, нанларни силәргә таразида тартип бериду, амма буни йегиниңлар билән тоймайсиләр. «силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; ...» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «Мән силәрниң «нан һаса»ңларни сундуривәткинимдә, ...». «Йөләнчүк» дегән сөз ибраний тилида адәттә «таяқ» яки «һаса»ни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир таяқта (зихқа өткүзгәндәк) көтирип маңатти. Умумән, мәнаси бизниң тәрҗимә қилғинимиздәк болса керәк.
27 Әгәр булардин һеч ибрәт алмай, маңа қулақ салмисаңлар, бәлки маңа қарши маңсаңлар, 28 Мәнму қәһр билән силәргә қарши маңимән; Мән, йәни Мән Өзүм гуналириңлар түпәйлидин җаза-тәрбийини йәнә йәттә һәссә еғирлитип чүшүримән. 29 Шуниң билән силәр оғуллириңларниң гөши вә қизлириңларниң гөшини йәйсиләр; Қан. 28:53; 2Пад. 6:28; Жиғ. 4:10 30 шундақла Мән қурбанлиқ «жуқури җай»лириңлани вәйран қилип, «күн түврүк»лириңларни сундуруп, өлүклириңларни сунуқ бутлириңларниң үстигә ташливетимән; Мениң қәлбим силәрдин нәпрәтлиниду. «жуқури җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән («Әз.» 16:21, 20:28 қатарлиқларни көрүң). ««күн түврүк»лириңларни» — «күн түврүк»ләр бәлким күнгә чоқунушқа мунасивәтлик бут-һәйкәлләр болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «исриқданлириңларни».  2Тар. 34:7 31 Мән шәһәрлириңларни вәйран қилип, муқәддәс җайлириңларни харап қилип, қурбанлиғиңларниң хушбуйлирини йәнә пуримаймән; 32 зиминни һалакәткә елип баримән; униңда олтирақлашқан дүшмәнлириңлар бу әһвалға һәйрануһәс қалиду. 33 Силәрни әлләрниң арисиға таритип, кәйниңлардин қилични суғуруп қоғлаймән; шуниң билән зиминиңлар вәйран болуп шәһәрлириңлар харап қилиниду. 34 У вақитта, силәр дүшмәнлириңларниң зиминида туруватқиниңларда, зимин вәйранә болған барлиқ күнләрдә, зимин өз шабат күнлиридин сөйүниду; у заманда зимин дәрвәқә арам елип өз шабатлиридин сөйүниду. Лав. 25:2 35 Өзи вәйранә болуп турған барлиқ күнлиридә у арам алиду, йәни силәр униңда туруватқан вақиттики шабат күнлириңларда һеч алмиған арамни әнди алиду.
36 Араңлардин қутулуп қалғанлар болса, улар дүшмәнләрниң зиминлирида турғинида көңүллиригә жүрәкзадилик салимән, шуниң билән улар чүшкән бир йопурмақниң шәписини аңлиса қиличтин қачқандәк қачиду; һеч ким қоғлимисиму жиқилип чүшиду. 37 Гәрчә һеч ким уларни қоғлимисиму, дәрвәқә қиличтин жиқитилғандәк улар бир-бириниң үстигә путлишип жиқилиду; силәрдә дүшмәнлириңларға қарши турғидәк күч қалмайду. 38 Әлләрниң арисида һалак болисиләр, дүшмәнлириңларниң зимини силәрни йәп кетиду. 39 Араңлардин қутулуп қалғанлири болса өз рәзиллиги түпәйлидин дүшмәнлириңларниң зиминида зәиплишиду; вә ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду.«ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду» — яки «өзлиридики, шундақла ата-бовилириниң рәзиллигидә жүрүп зәиплишиду».
 
Гуналарни иқрар қилип ниҗат тепиш
40 Һалбуки, улар өзи қилған рәзиллиги билән ата-бовилириниң садир қилған рәзиллигини, Маңа йүз өрүп асийлиқ қилғинини, шундақла уларниң Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду, «... Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду» — шу айәтниң қизиқ бир йери шуки, униңда ениқ һалда хәлиқниң бирла чоң рәзиллиги, бирла чоң асийлиғи көрситилгәндәк туриду. Қайси «бирла гуна» десәк, җавап шүбһисизки, Инҗилда тепилиду — у болсиму, өз Қутқузғучи-Мәсиһини рәт қилиштин ибарәт. 41 шуниңдәк Мениң уларға қарши маңғинимға, шуниңдәк уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурғинимға иқрар болиду. Шуңа әгәр у вақитта уларниң хәтнисиз көңли төвән қилинип, өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилса, 42 ундақта Мән Яқуп билән бағлиған әһдәмни яд қилип, Исһақ билән бағлиған әһдәмниму вә Ибраһим билән бағлиған әһдәмниму есимгә кәлтүримән, зиминниму яд қилимән. 43 Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.
44 Һалбуки, шундақ болсиму, улар өз дүшмәнлириниң зиминида турғинида Мән уларни ташлимаймән яки уларға өчлүк қилмаймән, шуниңдәк улар билән бағлиған әһдәмни бузмаймән, уларни йоқатмаймән; чүнки Мән Өзүм уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән. Қан. 4:31; Рим. 11:1,26 45 Мән бәлки уларни дәп, уларниң Худаси болушқа әлләрниң көзи алдида Мисир зиминидин чиқирип кәлгән ата-бовилири билән бағлашқан әһдәмни есимдә тутимән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
 
Хуласә
46 Пәрвәрдигар Мусани васитә қилип, Синай теғида өзи билән Исраилларниң оттурисида бекиткән һөкүмләр, бәлгүлимиләр вә қанунлар мана шулар еди.
 
 

26:1 Мис. 20:4; Қан. 5:8; 16:22; Зәб. 96:7

26:2 Лав. 19:30

26:3 Қан. 28

26:5 Лав. 25:19

26:6 Аюп 11:18,19

26:8 Йә. 23:10

26:11 Әз. 37:26; 2Кор. 6:16

26:14 Қан. 28:15; Жиғ. 2:17; Мал. 2:2

26:17 Пәнд. 28:1

26:19 «... асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән» — демәк, асмандин һөл-йеғин чүшмәйду һәмдә бәлким уларниң дуалири асмандин жуқуриға өтмәйду, йәр сусиз болуп интайин қаттиқлишип болиду.

26:24 2Сам. 22:27; Зәб. 17:27-28

26:26 «силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; ...» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «Мән силәрниң «нан һаса»ңларни сундуривәткинимдә, ...». «Йөләнчүк» дегән сөз ибраний тилида адәттә «таяқ» яки «һаса»ни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир таяқта (зихқа өткүзгәндәк) көтирип маңатти. Умумән, мәнаси бизниң тәрҗимә қилғинимиздәк болса керәк.

26:29 Қан. 28:53; 2Пад. 6:28; Жиғ. 4:10

26:30 «жуқури җайлар» — Исраил вә Йәһуда узундин бери тағ чоққилири қатарлиқ җайларда һәр хил бутларға чоқунуп, һәтта әшу җайларда «инсан қурбанлиқ»ларни қилип кәлгән («Әз.» 16:21, 20:28 қатарлиқларни көрүң). ««күн түврүк»лириңларни» — «күн түврүк»ләр бәлким күнгә чоқунушқа мунасивәтлик бут-һәйкәлләр болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «исриқданлириңларни».

26:30 2Тар. 34:7

26:34 Лав. 25:2

26:39 «ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду» — яки «өзлиридики, шундақла ата-бовилириниң рәзиллигидә жүрүп зәиплишиду».

26:40 «... Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду» — шу айәтниң қизиқ бир йери шуки, униңда ениқ һалда хәлиқниң бирла чоң рәзиллиги, бирла чоң асийлиғи көрситилгәндәк туриду. Қайси «бирла гуна» десәк, җавап шүбһисизки, Инҗилда тепилиду — у болсиму, өз Қутқузғучи-Мәсиһини рәт қилиштин ибарәт.

26:44 Қан. 4:31; Рим. 11:1,26