28
Яманлар һеч ким қоғлимисиму қачар;
Бирақ һәққанийлар шир жүрәк батур келәр.Лав. 26:36; Қан. 28:28; Йәш. 57:21
Жутта гуналар көпәйсә, униң әмирлири көп алмишар,
Лекин уни сориғучи йорутулған вә билимлик болса, жут аман-муқим узун турар.
Мискинләргә зулум селиватқан бир кәмбәғәл,
Худди зираәтләрни ятқузуп денини қоймайдиған қара ямғурға охшайду.
Тәврат қанунидин ваз кәчкәнләр яманларни яхши дәп махтар;
Бирақ қанунни тутқучилар уларға қарши күрәш қилар.
Рәзилләр адаләтни чүшәнмәс;
Бирақ Пәрвәрдигарни издигүчиләр һәммә ишни чүшинәр.
Пәзиләтлик йолда маңған мискин киши,
Сахта, икки йүзлимә бай адәмдин яхшидур.Пәнд. 19:1
Тәврат-қануниға итаәт қилған жигит әқиллиқ оғулдур;
Бирақ нан қепиларға һәмраһ болғучи атисини номусқа қалдурар.Пәнд. 29:3
Җазанихорлуқ қилип жуқури өсүм арқилиқ байлиқлар тапқан киши,
Ахирида буларни мискинләргә хәйрихаһлиқ қилғучиниң қолиға өткүзүш үчүн топлиғандур.Лав. 25:35-37
Кимки Тәврат-қанунини аңлимаймән дәп қулиқини йопурса,
Һәтта дуалириму ләнити болуп қалар.
10 Кимки дурусларни яман йолға аздурса,
Өзи колиған орисиға өзи чүшәр;
Бирақ пак-диянәтлик адәм яхшилиққа мирасхор болар.Пәнд. 26:27
11 Бай дәрвәқә өзини дана санар;
Бирақ йорутулған мискин уни һаман көрүп йетәр.
12 Һәққанийлар ғаливийәтлик болса,
Җаһанни тәнтәнә қаплар;
Бирақ яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар.Пәнд. 11:10,11
13 Өз гуналирини йошурған киши ронақ тапмас;
Бирақ уларни тонуп иқрар қилип, улардин ваз кәчкән киши рәһим-шәпқәткә еришәр.Зәб. 31:3, 5; 1Юһа. 1:9, 10
14 Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур!
Бирақ көңлини таш қилған балаю-апәткә қалар.«Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур» — әйни тексттә «Пәрвәрдигар» дегән сөз тепилмайду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «Гуна қилиштин һәрдайим қорқуп жүргән киши».
15 Һөкирәп турған шир,
Яки овни издәп кезиватқан ейиқ қандақ болса,
Йоқсул пухраларниң үстидики рәзил һакимму шундақтур.
16 Йорутулмиған әмир һаман зор бир залим болуп чиқар,
Бирақ һарам байлиқларға нәпрәтләнсә, тәхтидә узун олтирар.
17 Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр;
Уни һеч ким тосмисун!«Уни һеч ким тосмисун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Һеч ким униңға һимайә болмисун!». Тәврат қануни бойичә адәмни тәсадипий өлтүргән киши «панаһлиқ шәһәр»ләргә қачса болатти. Амма гунайи бар кишиләр һаман шу шәһәрләрдин һимайә алалмайтти («Чөл.» 6:34-35ни көрүң).
18 Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар;
Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
19 Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар;
Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
20 Растчил кишиниң бәхити көпийәр;
Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.Пәнд. 13:11; 20:21; 23:4
21 Биригә ян бесиш қәтъий болмас;
Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.«қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».  Пәнд. 18:5; 24:23
22 Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду,
У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.«Нәпси тоймас киши» — ибраний тилида «көзи яман киши».
23 Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши,
Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
24 Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши,
Һалак қилғучиниң шеригидур.
25 Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду;
Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.«Нәпси тоймиғур киши» — яки «һали чоң киши».  Пәнд. 13:10; 15:18; 29:22
26 Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур;
Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.
27 Намратларға хәйрхаһлиқ қилидиған киши муһтаҗлиқ тартмас;
Лекин һаҗәтмәнни көрсиму көрмәскә салған киши көплигән қарғишқа учрар.Қан. 15:7,8,10; Пәнд. 19:17; 22:9
28 Яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар;
Лекин улар завал тапса, һәққанийлар раваҗ тапар.Пәнд. 28:12
 
 

28:1 Лав. 26:36; Қан. 28:28; Йәш. 57:21

28:6 Пәнд. 19:1

28:7 Пәнд. 29:3

28:8 Лав. 25:35-37

28:10 Пәнд. 26:27

28:12 Пәнд. 11:10,11

28:13 Зәб. 31:3, 5; 1Юһа. 1:9, 10

28:14 «Пәрвәрдигардин һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур» — әйни тексттә «Пәрвәрдигар» дегән сөз тепилмайду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «Гуна қилиштин һәрдайим қорқуп жүргән киши».

28:17 «Уни һеч ким тосмисун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Һеч ким униңға һимайә болмисун!». Тәврат қануни бойичә адәмни тәсадипий өлтүргән киши «панаһлиқ шәһәр»ләргә қачса болатти. Амма гунайи бар кишиләр һаман шу шәһәрләрдин һимайә алалмайтти («Чөл.» 6:34-35ни көрүң).

28:20 Пәнд. 13:11; 20:21; 23:4

28:21 «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».

28:21 Пәнд. 18:5; 24:23

28:22 «Нәпси тоймас киши» — ибраний тилида «көзи яман киши».

28:25 «Нәпси тоймиғур киши» — яки «һали чоң киши».

28:25 Пәнд. 13:10; 15:18; 29:22

28:27 Қан. 15:7,8,10; Пәнд. 19:17; 22:9

28:28 Пәнд. 28:12