Юһанна «1»
1
«Расул Юһанна язған биринчи мәктуп» •••• Әйса Мәсиһ — Һаятлиқ Каламидур
Әзәлдин бар болғүчи, өзимиз аңлиған, өз көзлиримиз тикилип қариған вә қоллиримиз билән тутуп силиған һаятлиқ Калами тоғрисида силәргә баян қилимизЛуқа 24:39; Юһ. 20:27; Юһ. 1:1, 14; 2Пет. 1:16. (бу һаятлиқ бизгә аян болуп, биз уни көрдуқ. Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз)«Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз» — «Ата» мошу йәрдә Худаатини билдүриду; оқурмәнләр бу хәттә «Ата» вә «Оғул» дегән сөзләрни көрсә, Худаата вә Худаниң Оғли, йәни Униң Калами Әйса Мәсиһни көрситиду. — силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур.«— силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур» — «сирдаш-һәмдәмлик» дегәнлик Инҗилда бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини, шундақла Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду. Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, буларни силәргә йезиватимиз.«Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Бизниң хошаллиғимиз толуп ташсун дәп... » дейилиду.
 
Худаниң йоруқлуғида пак яшаш
Вә биз Униңдин аңлиған һәм силәргә баян қилидиған хәвиримиз мана шудурки, Худа нурдур вә Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:35, 36. Әгәр биз Униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.«Әгәр биз униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз» — «һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз» грек тилида «һәқиқәтни қилмаймиз» дегән сөз билән ипадилиниду. Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду.«Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду» — «У Өзи» мошу йәрдә, шүбһисизки, Худани көрситиду.  Ибр. 9:14; 1Пет. 1:19; Вәһ. 1:5. Әгәр гунайимиз йоқ десәк, өз өзимизни алдиған болимиз һәмдә биздә һәқиқәт турмайду.1Пад. 8:46; 2Тар. 6:36; Аюп 9:2; Зәб. 142:2; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20. Гуналиримизни иқрар қилсақ, У бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур. «гуналиримизни иқрар қилсақ, у бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур» — немишкә расул «У (Худа) ... ишәшлик һәм адилдур» дәйду?
(1) Худа «муқәддәс бәндилирини етиқати түпәйлидин кәчүрүм қилдим» десә, у сөзидә чиң туриду вә ишәшликтур;
(2) Худа адил сотчи болуп, гунани җазалимай қоймайду. Шуңа бизни кәчүрүш үчүн бизниң гуналиримизни өз ихтияри билән өз үстигә алған қурбанлиғимиз гунасиз Әйса Мәсиһкә қойған; у бизниң орнимизда өлди. Шуңа Юһанна ««Худа бизниң гуналиримизни кәчүрүшкә...Ишәшлик һәм адилдур» дәйду. Худа гуналиримизни кәчүрүши билән иш тохтимайду, әлвәттә; у йәнә бизни «барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилиду».
  Зәб. 31:5; Пәнд. 28:13. 10 Әгәр гуна қилмидуқ десәк, Уни ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөз-калами биздин орун алмиған болиду.
 
 

1:1 Луқа 24:39; Юһ. 20:27; Юһ. 1:1, 14; 2Пет. 1:16.

1:2 «Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз» — «Ата» мошу йәрдә Худаатини билдүриду; оқурмәнләр бу хәттә «Ата» вә «Оғул» дегән сөзләрни көрсә, Худаата вә Худаниң Оғли, йәни Униң Калами Әйса Мәсиһни көрситиду.

1:3 «— силәрниму биз билән сирдаш-һәмдәмликтә болсун дәп биз көргәнлиримизни вә аңлиғанлиримизни силәргә баян қилимиз. Бизниң сирдаш-һәмдәмлигимиз Ата вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур» — «сирдаш-һәмдәмлик» дегәнлик Инҗилда бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини, шундақла Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду.

1:4 «Силәрниң хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Бизниң хошаллиғимиз толуп ташсун дәп... » дейилиду.

1:5 Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:35, 36.

1:6 «Әгәр биз униң билән сирдаш-һәмдәмлигимиз бар дәп туруп, йәнила қараңғулуқта жүрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз» — «һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз» грек тилида «һәқиқәтни қилмаймиз» дегән сөз билән ипадилиниду.

1:7 «Лекин У Өзи нурда болғинидәк бизму нурда маңсақ, ундақта бизниң бир-биримиз билән сирдаш-һәмдәмлигимиз болуп, Униң Оғли Әйса Мәсиһниң қени бизни барлиқ гунадин паклайду» — «У Өзи» мошу йәрдә, шүбһисизки, Худани көрситиду.

1:7 Ибр. 9:14; 1Пет. 1:19; Вәһ. 1:5.

1:8 1Пад. 8:46; 2Тар. 6:36; Аюп 9:2; Зәб. 142:2; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20.

1:9 «гуналиримизни иқрар қилсақ, у бизниң гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилишқа ишәшлик һәм адилдур» — немишкә расул «У (Худа) ... ишәшлик һәм адилдур» дәйду? (1) Худа «муқәддәс бәндилирини етиқати түпәйлидин кәчүрүм қилдим» десә, у сөзидә чиң туриду вә ишәшликтур; (2) Худа адил сотчи болуп, гунани җазалимай қоймайду. Шуңа бизни кәчүрүш үчүн бизниң гуналиримизни өз ихтияри билән өз үстигә алған қурбанлиғимиз гунасиз Әйса Мәсиһкә қойған; у бизниң орнимизда өлди. Шуңа Юһанна ««Худа бизниң гуналиримизни кәчүрүшкә...Ишәшлик һәм адилдур» дәйду. Худа гуналиримизни кәчүрүши билән иш тохтимайду, әлвәттә; у йәнә бизни «барлиқ һәққанийсизлиқтин пак қилиду».

1:9 Зәб. 31:5; Пәнд. 28:13.