Бизниңчә биринчи хил чүшәнчини тоғра дәп қараймиз. ■Пәнд. 18:4
□20:2 «... өз җениға җаза чүшүрәр» — ибраний тилида: «... өз җениға гуна қилған болиду».
□20:4 «Һорун адәм қишта йәр һайдимәс» — Пәләстиндә бир жил алтә пәсилгә бөлиниду. Он биринчи, он иккинчи ай «қиш пәсли» һесаплиниду. «Қиш» пәсли йәр һайдилидиған пәсил, чүнки бу пәсилдә ямғур йеғип тупрақ юмшақ болиду.
□20:5 «Кишиниң көңлидики ой-нийәтлири ... йорутулған адәм уларни тартип алалайду» — бу пәнд-несиһәткә қарита алимларда төвәндикидәк бир қанчә хил чүшәнчә бар: (1) һәр адәмниң көңлидә чоңқур ой-нийәтләр бардур; йорутулған киши бу ой-нийәтләрни (яхши болсун яман болсун) әқли билән чүшинип йетәләйду. (2) йорутулған киши данишмән һәм аз сөзләйдиған кишиләрдин уларниң яхши ой-пикирлирини, яхши несиһәтлирини алалайду. (3) йорутулған киши яман нийәтлик кишиләрниң ағзидин уларниң нийәтлирини биләләйду. (4) бәзи алимлар бу айәтни «һәр бир кишиниң көңлидә Худадин кәлгән далаләт (йолйоруқ, һидайәт) бардур; у чоңқур қудуқтики суға охшайду; ...» дәп чүшинип, униң мәнасини: «Худадин кәлгән шу «далаләт» һәр бир адәмниң көңлидә болған болиду, йорутулған киши бу далаләтни җакалап башқиларни йоруталайду» дәп чүшәндүриду. Бизниңчә биринчи хил чүшәнчини тоғра дәп қараймиз.
■20:9 1Пад. 8:46; Аюп 14:4; Зәб. 50:7-9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8
■20:10 Қан. 25:13; Пәнд. 11:1; 20:23
■20:20 Мис. 21:17; Лав. 20:9; Қан. 27:16; Мат. 15:4
■20:22 Қан. 32:35; Пәнд. 17:13; 24:29; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9
□20:23 «Қәтъий яримас» — ибраний тилида «яхши әмәс».
■20:24 Аюп 31:4; Зәб. 36:23; 138:1-3; Йәр. 10:23