13
1 Дана оғул атисиниң тәрбийисигә көңүл қояр;
Мәсқирә қилғучи тәнбиһкә қулақ салмас.
2 Адәм дурус еғизиниң мевисидин һозурлинар;
Тузкорлар зораванлиққа һәвәс қилип зораванлиққа учрар.■Пәнд. 12:14
3 Сөздә еһтиятчан киши җенини сақлап қалар;
Ағзи иштик һалакәткә учрар.
4 Һорунниң арзу-тилиги бар, лекин еришәлмәс;
Лекин тиришчан әтлинәр.
5 Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр;
Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
6 Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар;
Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар.■Пәнд. 10:29; 11:3, 5, 6
7 Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур;
Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур.■Пәнд. 12:9
8 Өз байлиғи гөрүгә тутулған байниң җениға ара турар;
Бирақ йоқсуллар һеч вәһимини аңлимас.
9 Һәққаний адәмниң нури шатлинип парлар;
Бирақ яман адәмниң чириғи өчүрүләр.■Аюп 18:5, 6; 21:17; Пәнд. 4:18
10 Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар;
Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
11 Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур;
Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр.■Пәнд. 10:2; 20:21
12 Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар,
Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур.□«һаятлиқ дәриғи» — «Ерән бағчиси»дики, Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһриман болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18ни көрүң). ■Пәнд. 13:19
13 Худаниң калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар;
Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
14 Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур,
У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар.■Пәнд. 10:11; 14:27
15 Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр;
Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
16 Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр;
Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар.■Пәнд. 12:23; 15:2
17 Рәзил алақичи бала-қазаға учрар;
Садиқ әлчи болса дәрдкә дәрмандур.
18 Тәрбийәни рәт қилған адәм намратлишип уятқа қалар;
Амма тәнбиһни қобул қилған һөрмәткә еришәр.
19 Әмәлгә ашқан арзу кишигә шерин туюлар;
Лекин ахмақлар яманлиқни ташлашни яман көрәр.
20 Ақиланиләр билән биллә жүргән Дан. болар;
Бирақ ахмақларға һәмраһ болған налә-пәрядта қалар.□«...налә-пәрядта қалар» — яки «...зиян тартар».
21 Балайиқаза гунакарларниң кәйнидин бесип маңар;
Лекин һәққанийлар яхшилиқниң әҗрини тапар.
22 Яхши адәм пәрзәнтлириниң пәрзәнтлиригә мирас қалдурар;
Гунакарларниң жиққан мал-дуниялири һәққанийлар үчүн топлинар.■Аюп 15:29; 27:17
23 Йоқсулниң ташландуқ йери мол һосул берәр,
Лекин адаләтсизликтин у вәйран болар.■Пәнд. 12:11; 18:9
24 Таяқни айиған киши оғлини яхши көрмәс;
Балини сөйгән киши уни әстайидил тәрбийиләп җазалар.■Пәнд. 23:13
25 Һәққаний адәм көңли қанаәт тапқичә озуқ йәр;
Яманниң қосиғи ач қалар.
■13:6 Пәнд. 10:29; 11:3, 5, 6
■13:9 Аюп 18:5, 6; 21:17; Пәнд. 4:18
□13:12 «һаятлиқ дәриғи» — «Ерән бағчиси»дики, Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһриман болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18ни көрүң).
□13:20 «...налә-пәрядта қалар» — яки «...зиян тартар».