18
Билдадму «Яманларниң яман ақивити» тоғрилиқ сөз қилиду
Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
Сәндәк адәмләр қачанғичә мундақ сөзләрни тохтатмайсиләр?
Силәр убдан ойлап беқиңлар, андин биз сөз қилимиз.
Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз?
Немишкә алдиңларда ахмақ тонулимиз?«Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз?» — «силәр» дегән сөзгә қариғанда, Билдадниң бу сөзиниң пәқәт Аюпқила қилинған әмәслигини билдүриду. Уларниң йенида гәп аңлиғучилардин бәзиләр Аюпниң җасарәтлик сөзлирини аңлап униңға қол қойдиму-я?
Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла йәр-зимин ташливетиләмду?!
Тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!«Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла ... тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!» — Аюп 16-бап, 9-айәттә, «У (Худа)ниң ғәзиви мени титма қилди» дегән. Билдад, шүбһисизки, бу гәпни мазақ қилип: «Сениң житилишиң Худаниң ғәзиви билән әмәс, бәлки өз-өзүңниң ғәзиви биләндур» демәкчи. Билдад йәнә Худа инсандин улуқ һәм алий болғачқа, Аюп униң билән дидарлишай, һозуриға кирип униң билән сөзлишәй дәп өз әқлидин адашқан, дәп мазақ қилиду — демәкчи.
Билдад «Инсанниң Худа билән беваситә сөзлишиши, көрүшүши зади мүмкин әмәс» дегән көзқарашта болиду. Бирақ Аюп ахирида һәқиқәтән Худа билән көрүшиду; униң үстигә биз Аюпни Худани өзиниң әң йеқин һәмраһи дәп билгән киши, дәп көрәләймиз (29:4).
  Аюп 13:14; Зәб. 112:6; Йәш. 54:10; Мат.10:29-31; Рим. 8:32
Қандақла болмисун, яман адәмниң чириғи өчүрүлиду,
Униң от-учқунлири ялқунлимайду.
Чедиридики нур қараңғулуққа айлиниду,
Униң үстигә асқан чириғи өчүрүлиду.
Униң мәзмут қәдәмлири қисилиду,
Өзиниң несиһәтлири өзини моллақ атқузиду.
Чүнки өз путлири өзини торға әвәтиду,
У дәл торниң үстигә дәссәйдиған болиду.
Қилтақ уни тапинидин иливалиду,
Қапқан уни тутувалиду.Аюп 5:5
10  Йәрдә уни күтидиған йошурун арғамча бар,
Йолида уни тутмақчи болған бир қапқан бар.
11  Уни һәр тәрәптин вәһимиләр бесип қорқитиватиду,
Һәм улар уни из қоғлап қоғлаватиду.Аюп 15:21; Йәр. 6:25; 46:5; 49:29
12  Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти;
Палакәт униң йенида пайлап жүриду.«Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси «Балаю-апәт уни жутуветишкә ачкөзлүк билән күтиватиду...»  Аюп 15:23
13  Өлүмниң чоң балиси униң терисини йәватиду;
Униң әзалирини шорайду.«өлүмниң чоң балиси» — бәлким бир хил кесәлни (Аюпниң кесилини?) көрситиду.
14 У өз чедиридики аманлиқтин жулуп ташлиниду,
Өлүмниң тунҗиси уни «вәһимиләрниң падишаси»ниң алдиға ялап апириду.Аюп 8:13, 14; 11:20; Пәнд. 10:28
15  Өйидикиләр әмәс, бәлки башқилар униң чедирида туриду;
Туралғусиниң үстигә гуңгут яғдурулиду.«...башқилар униң чедирида туриду» — яки « ...от униң чедирида туриду».
16  Униң йилтизи тегидин қурутулиду;
Үстидики шахлири кесилиду.
17  Униң әслимисиму йәр йүзидикиләрниң есидин көтирилип кетиду,
Сиртларда униң нам-абройи қалмайду.«Сиртларда...» — яки: «Яйлақларда...» яки «Далада...».  Зәб. 108:13; Пәнд. 10:7
18 У йоруқлуқтин қараңғулуққа қоғливетилгән болуп,
Бу дуниядин һайдиветилиду.
19  Әл-жутта һеч қандақ пәрзәнтлири яки әвлатлири қалмайду,
У мусапир болуп турған йәрләрдиму нәсли қалмайду.Йәш. 14:22; Йәр. 22:30
20  Униңдин кейинкиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду,
Худди алдинқиларму чөчүп кәткәндәк.«Худди алдинқилар чөчүп кәткәндәк» — Билдад ейтқан «алдинқилар»ниң өз дәвридики рәзил адәмләрниң әһвалиға қарап чөчүп кәткәнлигини көрситиши мүмкин.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәшриқтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәғрибтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәшриқтикиләрму чөчүп кетиду».
21  Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ,
Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур. «Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур» — Билдадниң бу сөзлиридә: «қәбиһ адәм», «Тәңрини тонумайдиған киши» дегини, «сән Аюптин башқа киши әмәс» демәкчи.
 
 

18:3 «Биз немишкә силәрниң алдиңларда һайванлар һесаплинимиз?» — «силәр» дегән сөзгә қариғанда, Билдадниң бу сөзиниң пәқәт Аюпқила қилинған әмәслигини билдүриду. Уларниң йенида гәп аңлиғучилардин бәзиләр Аюпниң җасарәтлик сөзлирини аңлап униңға қол қойдиму-я?

18:4 «Һәй өзүңниң ғәзивидә өзүңни житқучи, сени дәпла ... тағ-ташлар өз орнидин көтирилип кетәмду?!» — Аюп 16-бап, 9-айәттә, «У (Худа)ниң ғәзиви мени титма қилди» дегән. Билдад, шүбһисизки, бу гәпни мазақ қилип: «Сениң житилишиң Худаниң ғәзиви билән әмәс, бәлки өз-өзүңниң ғәзиви биләндур» демәкчи. Билдад йәнә Худа инсандин улуқ һәм алий болғачқа, Аюп униң билән дидарлишай, һозуриға кирип униң билән сөзлишәй дәп өз әқлидин адашқан, дәп мазақ қилиду — демәкчи. Билдад «Инсанниң Худа билән беваситә сөзлишиши, көрүшүши зади мүмкин әмәс» дегән көзқарашта болиду. Бирақ Аюп ахирида һәқиқәтән Худа билән көрүшиду; униң үстигә биз Аюпни Худани өзиниң әң йеқин һәмраһи дәп билгән киши, дәп көрәләймиз (29:4).

18:4 Аюп 13:14; Зәб. 112:6; Йәш. 54:10; Мат.10:29-31; Рим. 8:32

18:9 Аюп 5:5

18:11 Аюп 15:21; Йәр. 6:25; 46:5; 49:29

18:12 «Мағдурини ачарчилиқ йәп түгәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси «Балаю-апәт уни жутуветишкә ачкөзлүк билән күтиватиду...»

18:12 Аюп 15:23

18:13 «өлүмниң чоң балиси» — бәлким бир хил кесәлни (Аюпниң кесилини?) көрситиду.

18:14 Аюп 8:13, 14; 11:20; Пәнд. 10:28

18:15 «...башқилар униң чедирида туриду» — яки « ...от униң чедирида туриду».

18:17 «Сиртларда...» — яки: «Яйлақларда...» яки «Далада...».

18:17 Зәб. 108:13; Пәнд. 10:7

18:19 Йәш. 14:22; Йәр. 22:30

18:20 «Худди алдинқилар чөчүп кәткәндәк» — Билдад ейтқан «алдинқилар»ниң өз дәвридики рәзил адәмләрниң әһвалиға қарап чөчүп кәткәнлигини көрситиши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәшриқтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәғрибтикиләр униң күнигә қарап алақзадә болиду, мәшриқтикиләрму чөчүп кетиду».

18:21 «Мана, қәбиһ адәмниң маканлири шүбһисиз шундақ, Тәңрини тонумайдиған кишиниңму орни чоқум шундақтур» — Билдадниң бу сөзлиридә: «қәбиһ адәм», «Тәңрини тонумайдиған киши» дегини, «сән Аюптин башқа киши әмәс» демәкчи.