6
Йерусалимниң һалак болуши тоғрилиқ бешарәт
Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар, и Бинямин җәмәтидикиләр! Тәкоа йезисида канай челиңлар! Бәйт-Һаккәрәмдә ис сигналини көтириңлар! Чүнки балаю-апәт, йәни дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду.«Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар... дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду» — 4-бап, 6-айәтниму көрүп селиштуруң. Шу йәрдә хәлиққә, «Йерусалимға қечип кириңлар» дейилгән. Бирақ һазир Йерусалимниң өзи һалак болиду.  Йәр. 1:13,14
Зион қизи, йәни назинин саһибҗамални, мән набут қилимән. Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; уларниң һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду.«Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; .. Һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду» — 4-айәткә қариғанда бу айәттики «пада баққучилири» вә уларниң «падилири» ят әлләрниң падишалири һәм һөкүмдарлири вә уларниң қошунлирини көрситиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәп болиду; чүнки жуқурида (мәсилән 2:8дә) Йәрәмия Исраилниң баққучи болған падишалирини «өз падилири»ни бақмаслиғи түпәйлидин әйипләйду. Бирақ мошу йәрдә Худани тонумайдиған «ят әл падишалири» өз «падилири» болған хәлқи үчүн йол көрситип уларни бақиду.
Улар: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — дәйду, андин: «Улар: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! ....» — дәйду» — «Улар» — Әлләрниң «пада баққучи»лири. «Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли, униң мустәһкәм ордилирини йоқитайли!» — дәйду.«(Улар): «... Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — дәйду (4-айәт), андин: Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли... » — дәйду» — 4- һәм 5-айәттики бешарәт шуни тәкитлимәкчики, дүшмәнләр кәлгәндә бүгүни болмиса әтиси һуҗум қилиду, Йәһуда үстидин ғәлибә қилмай кәтмәйду; йәнә келип, улар һуҗумни башлиғанда, Йәһудадикиләр дүшмәнни кечә-күндүз һуҗум қилип қелиши мүмкин, дәп һеч дәм алалмайду.
— Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Дәрәқләрни кесип, улар билән Йерусалим әтрапида дөң-потәйләрни ясаңлар; чүнки у җазаланмиса болмайдиған шәһәрдур; униңда барлиқ ишлар зулум-зомигәрликтур. Қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта; униңдин зулмәт-зораванлиқ вә һалакәт садалири аңланмақта; мениң көз алдимда һемишә ағриқ-кесәлләр һәм яриланғанлар пәйда болмақта. «қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта» — башқа бир хил тәрҗимиси: «қудуқ еқин суни сақлиғандәк, у рәзилликлирини сақлимақта». И Йерусалим, тәлим-тәрбийә қобул қил; болмиса җеним сәндин ваз кечиду, — болмиса, Мән сени харабилик, адәмзатсиз бир зимин қиливетимән.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар маңа мундақ дәйду: — Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисини пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!«Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисни пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси бәлким, Йәрәмия пәйғәмбәр Худаниң сөзлириниң вастиси билән, келидиған дүшмәнләрниң һеч нәрсә қалдурмайдиған булаң-талаңлиридин илгири Исраилниң «қалдиси»дин техи бәзи кишиләрни қутқузушиму мүмкин, дегәнлик.  Йәш. 24:13
10 Мән: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай? Улардин аңлиғидәк зади ким бар? Мана, уларниң қулақлири сүннәт қилинмиған, улар һеч аңлалмайду. Мана, Пәрвәрдигарниң сөзи уларға еғир келиду; уларға һеч хушяқмайду, — дедим.«Мән: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай?... уларға һеч хушяқмайду, — дедим» — «Мән» (сөзлигүчи) вә «дедим» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ, оқурмәнләргә текстни чүшинишлик болсун дәп киргүздуқ. Чүнки бизниңчә ейтилған гәп пәйғәмбәрниң өзиниңки еди.  Йәр. 7:26
11 — Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти; уни ичимгә сиғдуруштин һалсирап кәттим; уни кочидики балилар, жигитләрниң мәшрәп сорунлириға төккәйсән. Әр-аяллар, қерилар һәм яшанғанларму буниңдин мустәсна болмисун!«Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти» — шүбһисизки, Йәрәмия пәйғәмбәр өзи тоғрилиқ сөзләватиду. У Пәрвәрдигарниң хәлқигә қаратқан ғәзивигә өзини бир қилип, Пәрвәрдигардин ғәзивини уларға төкүшни тиләйду.
12 — Уларниң өйлири, етизлири аяллири билән биллә өзгиләргә тапшурулиду; чүнки Мән қолумни зиминдикиләргә созимән, — дәйду Пәрвәрдигар.Қан. 28:30
13 — Чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси охшашла алдамчилиқ қилиду; Йәш. 56:11; Йәр. 8:10 14 улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур! Йәр. 8:11; Әз. 13:10 15 Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.«җазалашқа кәлгинимдә» — ибраний тилида «йоқлиғинимда» дейилиду. «Йәрәмия»дики «(йениға) келип... җазалаш» дегән сөз адәттә ибраний тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду.
16 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқигә мундақ дәйду: — Силәр төрт һәдә йолда туруватисиләр; шуңа йолуңларни убдан көрүп қоюңлар, қедимки, яхшилиққа елип барған йолларни сорап, уларда меңиңлар; шундақ қилғанда җениңлар убдан арам тапиду. Лекин улар: «Биз шуларда маңмаймиз!» — дәйду.Мат. 11:29
17 Мән: Силәргә «Канайниң агаһ садасиға қулақ селиңлар!» дәйдиған агаһ бәргүчи күзәтчиләрни тиклидим; лекин силәр: «Қулақ салмаймиз» дедиңлар.
18 Шуңа и әлләр, аңлаңлар; гувачилар болуп улар арисида болидиған ишларни билип қоюңлар! «Шуңа и әлләр, аңлаңлар» — «әлләр», Йәһудий әмәс әлләр. «Гувачилар болуп...» башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй, җамаәт(чилик),...». 19 Аңла, и йәр-зимин! Қара, Мән бу хәлиқниң бешиға күлпәт, йәни уларниң ой-хияллириниң ақивитини чүшүримән; чүнки улар сөзлиримгә қулақ салмиған; Мениң Тәврат-қанунумни болса, улар чәткә қаққан.
20 — Әнди зади немә мәхсәттә Шебадин чиққан хушбуй, жирақ жуттин елип келингән егир Маңа сунулиду? Көйдүрмә қурбанлиқлириңлар қобул қиларлиқ әмәс, силәрниң «тәшәккүр қурнанлиқ»лириңлар Мени хурсән қилмайду.Йәш. 1:11; 66:3; Ам. 5:21; Мик. 6:6-8
21 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиқ алдиға путликашаңларни салимән; шуниң билән һәм атилар һәм оғуллар биллә путлишиду; хошнилар вә достлар охшашла набут болиду. 22 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қара, шималий зиминдин бир хәлиқ келиду, йәр йүзиниң әң қәрилиридин улуқ бир әл қозғилиду; Йәр. 50:41,42,43 23 улар оқя вә қилич билән қураллиниду; улар залим, һеч рәһим қилмайду; уларниң авази деңиз долқунидәк шавқунлайду; улар атларға миниду, җәңгивар адәмләрдәк сәп-сәп болуп туриду; улар саңа қарши җәң қилишқа келиду, и Зион қизи!
24 «Биз улар тоғрилиқ хәвәр аңлидуқ; қолимиз бошишип кәтти; ғәшлик, толғақта қалған аялдәк азап бизни тутти» — дедим.Йәр. 4:31; 49:24; 50:43
25 «Далаға чиқмаңлар, йоллар билән маңмаңлар, чүнки дүшмәнниң қиличи бар, тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду. 26 И хәлқимниң қизи, сән өзүңгә бөз кийим кийивал, күлләр ичидә еғинап ят; өзүңниң бир тал оғлуңдин җуда болғандәк қаттиқ жиғлап матәм тут; чүнки булаң-талаң қилғучи бизгә қарап туюқсиз келиду».«өзүңгә бөз кийим кийивал...» — бөз кийим кийиш, күлләр ичидә олтириш яки йетиш қаттиқ матәм тутушни яки товва қилишни билдүриду.  Йәр. 4:8
27 Пәрвәрдигар маңа: — Мән сени рода синиғучи қилип тиклидим, хәлқим болса худди тәкшүрүлидиған родидәк болиду; сени уларниң йоллирини күзитип синашқа тиклидим, — деди.
28 — Уларниң һәр бири асийниң асийси, улар төһмәт чаплап уян-буян қатрап жүрмәктә; улар мис вә төмүрниң өзидур, һәммиси чирип кәткәндур; «улар мис вә төмүрниң өзидур» — бәлким хәлиқниң таш көңүллүклигини һәм шуниң билән бир вақитта уларниң «чирип кәткәнлиғи»ниң мүмкинчилигини көрситиду. Немила болмисун улар тавлиғучи издигән алтун-күмүч әмәс.  Әз. 22:18 29 төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди. «төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди» — бу айәттики сөзләр Йәрәмия пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигар Өзигә тапилиған вәзипини орунлиғандин кейин, Пәрвәрдигарға бәргән җавави болса керәк (28-айәтни көрүң). Күмүчни тавлиғанда, тавлиғучи қошқан қоғушун билән күмүчниң дашқили бирлишиду андин қоғушун вә күмүчниң дашқилиниң көйүп түгиши билән күмүч тавлиниду. Лекин Исраил интайин начар күмүчтәк болуп, хәлиқниң «дашқал»и толиму көп болғачқа, тавлаш җәряни бекарға кәтти. «Қоғушун ишлитилип түгәп болди», һәтта «күмүччиниң отни пүвләйдиған көрүки»му көйүп кәтти. 30 Улар «дашқал күмүч» дәп атилиду; чүнки Пәрвәрдигар уларни рәт қилди.Йәш. 1:22
 
 

6:1 «Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар... дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду» — 4-бап, 6-айәтниму көрүп селиштуруң. Шу йәрдә хәлиққә, «Йерусалимға қечип кириңлар» дейилгән. Бирақ һазир Йерусалимниң өзи һалак болиду.

6:1 Йәр. 1:13,14

6:3 «Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; .. Һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду» — 4-айәткә қариғанда бу айәттики «пада баққучилири» вә уларниң «падилири» ят әлләрниң падишалири һәм һөкүмдарлири вә уларниң қошунлирини көрситиду. Бу һәҗвий, кинайилик гәп болиду; чүнки жуқурида (мәсилән 2:8дә) Йәрәмия Исраилниң баққучи болған падишалирини «өз падилири»ни бақмаслиғи түпәйлидин әйипләйду. Бирақ мошу йәрдә Худани тонумайдиған «ят әл падишалири» өз «падилири» болған хәлқи үчүн йол көрситип уларни бақиду.

6:4 «Улар: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! ....» — дәйду» — «Улар» — Әлләрниң «пада баққучи»лири.

6:5 «(Улар): «... Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — дәйду (4-айәт), андин: Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли... » — дәйду» — 4- һәм 5-айәттики бешарәт шуни тәкитлимәкчики, дүшмәнләр кәлгәндә бүгүни болмиса әтиси һуҗум қилиду, Йәһуда үстидин ғәлибә қилмай кәтмәйду; йәнә келип, улар һуҗумни башлиғанда, Йәһудадикиләр дүшмәнни кечә-күндүз һуҗум қилип қелиши мүмкин, дәп һеч дәм алалмайду.

6:7 «қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта» — башқа бир хил тәрҗимиси: «қудуқ еқин суни сақлиғандәк, у рәзилликлирини сақлимақта».

6:9 «Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисни пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси бәлким, Йәрәмия пәйғәмбәр Худаниң сөзлириниң вастиси билән, келидиған дүшмәнләрниң һеч нәрсә қалдурмайдиған булаң-талаңлиридин илгири Исраилниң «қалдиси»дин техи бәзи кишиләрни қутқузушиму мүмкин, дегәнлик.

6:9 Йәш. 24:13

6:10 «Мән: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай?... уларға һеч хушяқмайду, — дедим» — «Мән» (сөзлигүчи) вә «дедим» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ, оқурмәнләргә текстни чүшинишлик болсун дәп киргүздуқ. Чүнки бизниңчә ейтилған гәп пәйғәмбәрниң өзиниңки еди.

6:10 Йәр. 7:26

6:11 «Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти» — шүбһисизки, Йәрәмия пәйғәмбәр өзи тоғрилиқ сөзләватиду. У Пәрвәрдигарниң хәлқигә қаратқан ғәзивигә өзини бир қилип, Пәрвәрдигардин ғәзивини уларға төкүшни тиләйду.

6:12 Қан. 28:30

6:13 Йәш. 56:11; Йәр. 8:10

6:14 Йәр. 8:11; Әз. 13:10

6:15 «җазалашқа кәлгинимдә» — ибраний тилида «йоқлиғинимда» дейилиду. «Йәрәмия»дики «(йениға) келип... җазалаш» дегән сөз адәттә ибраний тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду.

6:16 Мат. 11:29

6:18 «Шуңа и әлләр, аңлаңлар» — «әлләр», Йәһудий әмәс әлләр. «Гувачилар болуп...» башқа бир хил тәрҗимиси: «Әй, җамаәт(чилик),...».

6:20 Йәш. 1:11; 66:3; Ам. 5:21; Мик. 6:6-8

6:22 Йәр. 50:41,42,43

6:24 Йәр. 4:31; 49:24; 50:43

6:26 «өзүңгә бөз кийим кийивал...» — бөз кийим кийиш, күлләр ичидә олтириш яки йетиш қаттиқ матәм тутушни яки товва қилишни билдүриду.

6:26 Йәр. 4:8

6:28 «улар мис вә төмүрниң өзидур» — бәлким хәлиқниң таш көңүллүклигини һәм шуниң билән бир вақитта уларниң «чирип кәткәнлиғи»ниң мүмкинчилигини көрситиду. Немила болмисун улар тавлиғучи издигән алтун-күмүч әмәс.

6:28 Әз. 22:18

6:29 «төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди» — бу айәттики сөзләр Йәрәмия пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигар Өзигә тапилиған вәзипини орунлиғандин кейин, Пәрвәрдигарға бәргән җавави болса керәк (28-айәтни көрүң). Күмүчни тавлиғанда, тавлиғучи қошқан қоғушун билән күмүчниң дашқили бирлишиду андин қоғушун вә күмүчниң дашқилиниң көйүп түгиши билән күмүч тавлиниду. Лекин Исраил интайин начар күмүчтәк болуп, хәлиқниң «дашқал»и толиму көп болғачқа, тавлаш җәряни бекарға кәтти. «Қоғушун ишлитилип түгәп болди», һәтта «күмүччиниң отни пүвләйдиған көрүки»му көйүп кәтти.

6:30 Йәш. 1:22