24
Ахирқи заманлар •••• Дунияниң гуна арқилиқ булғиниши
Мана, Пәрвәрдигар йәр йүзини бәрбат, вәйран қилип,
Уни астин-үстин қиливетип,
Униңда туруватқанларни тәрәп-тәрәпкә тарқитиду;
Шу вақитта шундақ болидуки,
Хәлиқләр қандақ болса, каһин шундақ болиду;
Қул қандақ болса, ғоҗайини шундақ болиду;
Дедәк қандақ болса, аял ғоҗайини шундақ болиду;
Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду;
Өтнә алғучи қандақ болса, өтнә бәргүчи шундақ болиду;
Өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду.«каһин» — муқәддәс ибадәтханида хәлиқләргә вәкил болған қурбанлиқ қилғучи. «Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду... өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду» — демәк, җәмийәтниң һәр бир тәбиқидикилири охшашла Худаниң ғәзивигә учрайду.  Әз. 7:12, 13
Йәр йүзи пүтүнләй бәрбат қилиниду,
Пүтүнләй булаң-талаң қилиниду;
Чүнки Пәрвәрдигар мошу сөзни қилди.
Йәр йүзи матәм тутиду, у зәиплишиду,
Җаһан һалсизлинип зәиплишиду,
Йәр йүзидики бәг-төриләрму һалидин кетиду.
Йәр-зимин өзидә туруватқанлар тәрипидин булғиниду;
Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән;
Тәбиәтниң қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән,
Мәңгүлүк әһдиниму йоққа чиқиривәткән.«Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; тәбиәтниң қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән...» — қайси көрсәтмә-қанунларни бузған? Пәқәт Муса пәйғәмбәргә берилгинила әмәс, йәнә Нуһ пәйғәмбәргә көрситилгән қанун вә әһдини көрсәтсә керәк. «Яр.» 9-бапни көрүң. Нуһ пәйғәмбәргә һәм Муса пәйғәмбәргә тапшурулған мошу икки әһдигә асасән қатиллиқ қәтъий мәнъий қилинған. Униң үстигә Нуһқа тапшурулған әһдә бойичә, Худа һава райини һәм йәр йүзидики тәбиәтниң қанунийәтлирини бекиткән; бирақ инсанларниң қилмишлири һава райини бузуп ташлиған, шундақла бүгүнму бузмақта, шуниңдәк инсанлар нурғун тәбиәт қанунийәтлирини өзгәртмәкчи болған вә болиду. Мәсилән, аилидики әр-хотунлуқ җинсий мунасивәтләрни бузуп, бәччивазлиқни нормал иш дәп билиш қатарлиқлар.
Шуңа ләнәт йәр йүзини жутувалиду,
Униңда туруватқанлар «гунайи бар» дәп һесаплиниду,
Шуңа йәр йүзидикиләр жутувелиниду,
Инсанлар аз қалиду. Йәш. 9:18; 10:16
 
Балаю-апәт тәпсилатлири
Йеңи шарап түгәй дәп қалди,
Үзүм таллири болса солишип кетиду;
Кәйпликтин көңли хуш адәмләрму уһ тартишиду;
Дапларниң шох садалири тохтайду,
Көңүл ечиватқанларниң вараң-чуруңлириму түгәйду,
Чилтарниң шатлиқ муңлириму тохтайду.Йәр. 7:34; 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13
Шарап ичкәнләрниңму нахшиси йоқайду;
Һарақ ичкәнләргә һарақ аччиқ туюлиду.Йәш. 16:1
10 Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр бузулиду;
Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду;«Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр» — Йәшая қайси шәһәр екәнлигини демәйду.
13-бапта Бабил шәһири пүтүн худасиз дунияни көрсәткәндәк (мәсилән, 13-бап, 5- вә 9-айәтни көрүң) мошу айәтләр охшашла пүткүл худасиз дунияни билдүриду. Шүбһисизки, Йәшая оқурмәнләргә йәнә, Бабил (Бабилон) шәһириниң биринчи қетим қурулғанлиғини көрсәтмәкчи (Тәврат, «Яр.» 11-бапни көрүң). Шәһәрләр болса инсанийәтниң бар күч-қудрити, қабилийити вә әқил-параситиниң җәвһири болиду. Бирақ мошулар ихлассиз, Худаға таянмиған һалда қилинған болса, һәммиси қуруқ гәп болиду, халас. Шуниң билән мошу намсиз шәһәр худасиз дунияни билдүриду.
Шәһәр мәнасиз, униңки турмуши мәнасиз, худасиз яшаш мәнасиз.
Башқа пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә асасән (мәсилән, Даниял) кәлгүсидә пүткүл дуния бир шәһәр, бир мустәбит һөкүмдар астида болиду. Мошу шәһәр бәлким «йеңи бир Бабил» болуши керәк. 1985-жили ирақтики Садам Һүсәйн қедимки Бабил шәһирини қайтидин қурушни нийәт қилғини билән у узун өтмәй җенидин айрилди. «Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «һәммә өйниң ишиги тосулуп қелип, һеч ким кирәлмәйду».
11 Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду;
Бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду;
Йәр-зиминдики шатлиқ йоқайду.«Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду...» — ғәлитә иш шуки, шарап хәқләргә һеч тәсәлли берәлмисиму, улар йәнила уни издәйду. Мана бу инсанниң тәбиитидур!
12 Шәһәрдә пәқәт вәйранчилиқла қалиду,
Дәрваза болса чеқилған,
Һәммиси — харап болиду! «Дәрваза болса чеқилған, һәммиси — харап болиду» — дәрваза һеч қандақ мудапиә рольи қалмайду.
 
Инсанниң «қалдиси»
13 Чүнки хәлиқ-милләтләрниң арисида,
Йәр-җаһанниң оттурисида шундақ болидуки,
Зәйтун дәриғини қаққандин кейин қеп қалған зәйтунлардәк,
Үзүм һосулини жиғивалғандин кейин тәргидәк бир нәччила үзүм қалғандәк, бир қалдиси қалдурулиду.«Йәр-җаһанниң оттурисида» — Исраилни көрситиду.  Йәш. 17:6
14 Қалдилар болса авазлирини жуқури көтириду;
Пәрвәрдигарниң һәйвисигә қарап тәнтәнә қилиду;
Улар деңиз тәрәптин сүрән салиду.«Қалдилар болса авазлирини жуқури көтириду» — жуқуридики 6-айәттә «инсанлар аз қалиду» дейилиду. Мошу айәттики «қалдилар» болса дәл шу кишиләрни көрситиду. Улар балаю-апәт ичидә товва қилип Худани издигәнләрдур. Бу Худаға садиқ болған «қалди хәлиқ» «Йәшая» вә Тәвраттики көп башқа китапларда тилға елиниду.
15 Шуңа Пәрвәрдигарни шәриқтиму,
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намини ғәриптики жирақ араллардиму улуқлаңлар;
16 Җаһанниң чәт-чәтлиридин биз нахшиларни аңлидуқ: —
«Һәққаний Болғучиға шан-шәрәп болсун!»
 
Бирақ мән шундақ дедим: —
«Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай!
Чүнки хаинлар хаинлиқ қиливатиду;
Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!«Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! ... Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — бу сөзләр пәйғәмбәрниң Худаниң ахир заманлар тоғрисида униңға аян қилған вәһийлиригә болған инкасини — һәм хошаллиқ һәм хошаллиқ ичидә болған қайғусини, йәни дунияниң гунакарларниң ақивитигә қарап қайғуғанлиғини билдүриду. «...хаинлар хаинлиқ қиливатиду ... хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — мошу тәкрарлаш, бәлким, ахирда һәр адәм Худа тәрипидин қутқузулмиған болса, наһайити қаттиқ гунаға чөмүп кетиду, дегәнни билдүриду. Уларға гуна бекитилгәндәк қилиду (Инҗил, «Вәһ.» 11:22ни көрүң). Йәшая гунаниң җазасини көрүпла йәнә наһайити азаплиниду.
17 И йәр йүзидә туруватқан инсанлар!
Вәһимә, ора вә қапқан бешиңға чүшиду;Йәр. 48:43
18 Вә шундақ болидуки,
Вәһимә садасидин қачқанлар ориға чүшиду,
Оридин чиққан болса қапқанқа тутулиду.
Чүнки асмандики деризиләр ечилиду,
Йәр һуллири тәврәп кетиду.«Вәһимә.. ора.. қапқан..» — бу үч сөзниң аһаңи ибраний тилида наһайити охшишип кетидиған сөзләр.  Йәр. 48:44; Ам. 5:19
19 Йәр мутләқ дәзлинип кетиду,
Йәр пүтүнләй парә-парә болуп кетиду,
Йәр дәһшәтлик тәвриниду.
20 Йәр мәс адәмдәк иләң-силәң маңиду;
Худди лапастәк ирғаңшип қалиду.
Чүнки униңдики асийлиқ гунайи өзини қаттиқ басиду,
У жиқилип, иккинчи туралмайду.Аюп 27:18; Йәш. 1:8; 19:14
21 Шу күнидә шундақ болидуки,
Пәрвәрдигар жуқурида турған қошунларни жуқурида,
Вә йәр йүзидики падишаларни йәр йүзидә җазалайду.«...жуқурида турған қошунлар» — бәлким Шәйтанниң җинлардин тәркиб тапқан, төвән асманларда жүридиған қошунлирини көрситиду.
22 Улар орәккә жиғилидиған бир топ әсирләрдәк жиғивелиниду,
Гундиханиға солап қоюлиду.
Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду.«Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду» — ибраний тилида «нурғун күнләрдин кейин улар йоқлиниду». Худа мәлум хәлиқни «йоқлиса», бу йоқлашниң нәтиҗиси уларни (а) бәрикәтләш үчүн яки (ә) җазалаш үчүн болиду.
Бу сирлиқ бешарәтни Инҗил «Вәһий» қисмидин көпрәк чүшинимиз. Қутқузғучи-Мәсиһ бу дунияға қайтип кәлгәндә, бар җин-шәйтанлар (үстүндики қошунлар...)ни һаңға ташлайду. Улар йәнә бир миң жилдин кейин йәр йүзидикиләрни синаш үчүн вақитлиқ қоюветилиду. «Вәһий» 19-20-бапларни көрүң.
23 Ай уятлиқта қалиду;
Күнму хиҗил болуп көрүнмәйду;
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Зион теғида, йәни Йерусалимда сәлтәнитини жүргүзиду;
Униң шан-шәриви Өз ақсақаллири алдида парлайду! Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15
 
 

24:2 «каһин» — муқәддәс ибадәтханида хәлиқләргә вәкил болған қурбанлиқ қилғучи. «Сетивалғучи қандақ болса, сетивәткүчи шундақ болиду... өсүм алғучи қандақ болса, өсүм бәргүчи шундақ болиду» — демәк, җәмийәтниң һәр бир тәбиқидикилири охшашла Худаниң ғәзивигә учрайду.

24:2 Әз. 7:12, 13

24:5 «Чүнки улар көрсәтмә-қанундин чәтлигән; тәбиәтниң қанунийәт-тәртивини өзгәртивәткән...» — қайси көрсәтмә-қанунларни бузған? Пәқәт Муса пәйғәмбәргә берилгинила әмәс, йәнә Нуһ пәйғәмбәргә көрситилгән қанун вә әһдини көрсәтсә керәк. «Яр.» 9-бапни көрүң. Нуһ пәйғәмбәргә һәм Муса пәйғәмбәргә тапшурулған мошу икки әһдигә асасән қатиллиқ қәтъий мәнъий қилинған. Униң үстигә Нуһқа тапшурулған әһдә бойичә, Худа һава райини һәм йәр йүзидики тәбиәтниң қанунийәтлирини бекиткән; бирақ инсанларниң қилмишлири һава райини бузуп ташлиған, шундақла бүгүнму бузмақта, шуниңдәк инсанлар нурғун тәбиәт қанунийәтлирини өзгәртмәкчи болған вә болиду. Мәсилән, аилидики әр-хотунлуқ җинсий мунасивәтләрни бузуп, бәччивазлиқни нормал иш дәп билиш қатарлиқлар.

24:6 Йәш. 9:18; 10:16

24:8 Йәр. 7:34; 16:9; 25:10; Әз. 26:13; Һош. 2:13

24:9 Йәш. 16:1

24:10 «Тәртипсиз, мәнасиз шәһәр» — Йәшая қайси шәһәр екәнлигини демәйду. 13-бапта Бабил шәһири пүтүн худасиз дунияни көрсәткәндәк (мәсилән, 13-бап, 5- вә 9-айәтни көрүң) мошу айәтләр охшашла пүткүл худасиз дунияни билдүриду. Шүбһисизки, Йәшая оқурмәнләргә йәнә, Бабил (Бабилон) шәһириниң биринчи қетим қурулғанлиғини көрсәтмәкчи (Тәврат, «Яр.» 11-бапни көрүң). Шәһәрләр болса инсанийәтниң бар күч-қудрити, қабилийити вә әқил-параситиниң җәвһири болиду. Бирақ мошулар ихлассиз, Худаға таянмиған һалда қилинған болса, һәммиси қуруқ гәп болиду, халас. Шуниң билән мошу намсиз шәһәр худасиз дунияни билдүриду. Шәһәр мәнасиз, униңки турмуши мәнасиз, худасиз яшаш мәнасиз. Башқа пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә асасән (мәсилән, Даниял) кәлгүсидә пүткүл дуния бир шәһәр, бир мустәбит һөкүмдар астида болиду. Мошу шәһәр бәлким «йеңи бир Бабил» болуши керәк. 1985-жили ирақтики Садам Һүсәйн қедимки Бабил шәһирини қайтидин қурушни нийәт қилғини билән у узун өтмәй җенидин айрилди. «Һеч ким кирмисун дәп һәммә өйләр етилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «һәммә өйниң ишиги тосулуп қелип, һеч ким кирәлмәйду».

24:11 «Кочиларда шарап үчүн налә-пәряд көтирилиду; бар шат-хурамлиқ түтәккә айлиниду...» — ғәлитә иш шуки, шарап хәқләргә һеч тәсәлли берәлмисиму, улар йәнила уни издәйду. Мана бу инсанниң тәбиитидур!

24:12 «Дәрваза болса чеқилған, һәммиси — харап болиду» — дәрваза һеч қандақ мудапиә рольи қалмайду.

24:13 «Йәр-җаһанниң оттурисида» — Исраилни көрситиду.

24:13 Йәш. 17:6

24:14 «Қалдилар болса авазлирини жуқури көтириду» — жуқуридики 6-айәттә «инсанлар аз қалиду» дейилиду. Мошу айәттики «қалдилар» болса дәл шу кишиләрни көрситиду. Улар балаю-апәт ичидә товва қилип Худани издигәнләрдур. Бу Худаға садиқ болған «қалди хәлиқ» «Йәшая» вә Тәвраттики көп башқа китапларда тилға елиниду.

24:16 «Бирақ мән шундақ дедим: — «Аһ, мениң ядаңғулуғум! Мениң ядаңғулуғум! Һалимға вай! ... Бәрһәқ, хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — бу сөзләр пәйғәмбәрниң Худаниң ахир заманлар тоғрисида униңға аян қилған вәһийлиригә болған инкасини — һәм хошаллиқ һәм хошаллиқ ичидә болған қайғусини, йәни дунияниң гунакарларниң ақивитигә қарап қайғуғанлиғини билдүриду. «...хаинлар хаинлиқ қиливатиду ... хаинлар номуссизларчә хаинлиқ қиливатиду!» — мошу тәкрарлаш, бәлким, ахирда һәр адәм Худа тәрипидин қутқузулмиған болса, наһайити қаттиқ гунаға чөмүп кетиду, дегәнни билдүриду. Уларға гуна бекитилгәндәк қилиду (Инҗил, «Вәһ.» 11:22ни көрүң). Йәшая гунаниң җазасини көрүпла йәнә наһайити азаплиниду.

24:17 Йәр. 48:43

24:18 «Вәһимә.. ора.. қапқан..» — бу үч сөзниң аһаңи ибраний тилида наһайити охшишип кетидиған сөзләр.

24:18 Йәр. 48:44; Ам. 5:19

24:20 Аюп 27:18; Йәш. 1:8; 19:14

24:21 «...жуқурида турған қошунлар» — бәлким Шәйтанниң җинлардин тәркиб тапқан, төвән асманларда жүридиған қошунлирини көрситиду.

24:22 «Нурғун күнләрдин кейин улар җазалиниду» — ибраний тилида «нурғун күнләрдин кейин улар йоқлиниду». Худа мәлум хәлиқни «йоқлиса», бу йоқлашниң нәтиҗиси уларни (а) бәрикәтләш үчүн яки (ә) җазалаш үчүн болиду. Бу сирлиқ бешарәтни Инҗил «Вәһий» қисмидин көпрәк чүшинимиз. Қутқузғучи-Мәсиһ бу дунияға қайтип кәлгәндә, бар җин-шәйтанлар (үстүндики қошунлар...)ни һаңға ташлайду. Улар йәнә бир миң жилдин кейин йәр йүзидикиләрни синаш үчүн вақитлиқ қоюветилиду. «Вәһий» 19-20-бапларни көрүң.

24:23 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15