25
Сөз-каламни аңлимаслиқ түпәйлидин йәтмиш жиллиқ қуллуқта болуш
Йосияниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жилида (йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң биринчи жилида) Йәһуданиң барлиқ хәлқи тоғрилиқ Йәрәмияға кәлгән сөз, —
Бу сөзни Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһуданиң барлиқ хәлқи вә Йерусалимда барлиқ туруватқанларға ейтип мундақ деди: —
Амонниң оғли, Йәһуда падишаси Йосияниң он үчинчи жилидин башлап бүгүнки күнгичә, бу жигирмә үч жил Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип турған вә мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уни силәргә сөзләп кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар; вә Пәрвәрдигар силәргә барлиқ хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләрни әвәтип кәлгән; У таң сәһәрдә орнидин туруп уларни әвәтип кәлгән; лекин силәр қулақ салмай һеч аңлимидиңлар. Йәр. 7:13,25; 11:7,8,10; 13:10,11; 16:12; 17:23; 18:12; 19:15; 22:21 Улар: «Силәр һәр бириңлар яман йолуңлардин вә қилмишлириңларниң рәзиллигидин товва қилип янсаңлар, Мән Пәрвәрдигар силәргә вә ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған зиминда туруверисиләр. 2Пад. 17:13; Йәр. 18:11; 35:15; Юн. 3:8 Башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болуп чоқунмаңлар; Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрмәңлар; Мән силәргә һеч яманлиқ кәлтүрмәймән» — дәп җакалиған. «қоллириңлар ясиғанлар...» — мошу сөзләр яки ясиған бутларни яки яман қилмишлирини көрситиду. Лекин силәр Маңа қулақ салмидиңлар, Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрүп өзүңларға зиян кәлтүрдүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр Мениң сөзлиримгә қулақ салмиған болғачқа, мана, Мән шималдики һәммә җәмәтләрни вә Мениң қулумни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақиртимән, уларни бу зиминға, униңда барлиқ туруватқанларға һәмдә әтраптики һәммә әлләргә қаршилишишқа елип келимән; Мән мошу зиминдикиләр вә әтраптики әлләрни пүтүнләй вәйран қилип, уларни толиму вәһимилик қилимән һәм уш-уш объекти, дайимлиқ бир харабилик қилимән; Йәр. 19:8 10 Мән улардин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини, тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини, түгмән тешиниң садасини вә чирақ нурини мәһрум қилимән; Йәш. 24:7; Йәр. 7:34; 16:9; Әз. 26:13 11 бу пүткүл зимин вәйранә вә дәһшәт салғучи объект болиду, вә бу әлләр Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болиду.«бу әлләр...» — Йәһуда вә униң әтрапидики барлиқ әлләрни көрситиду (9-айәтни көрүң). «Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болуш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
12 Вә шундақ болидуки, йәтмиш жил тошқанда, мән Бабил падишасиниң вә униң елиниң бешиға, шундақла Калдийләрниң зимини үстигә өз қәбиһлигини чүшүрүп, уни мәңгүгә харабилик қилимән. 2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәр. 29:10; Дан. 9:2 13 Шуниң билән Мән шу зимин үстигә Мән уни әйиплигән барлиқ сөзлиримни, җүмлидин бу китапта йезилғанларни, йәни Йәрәмияниң барлиқ әлләрни әйиплигән бешарәтлирини чүшүримән. 14 Чүнки көп әлләр һәм улуқ падишалар бу падиша һәм қовмлириниму қул қилиду; Мән уларниң қилған ишлири вә қоллири ясиғанлири бойичә уларни җазалаймән. «бу падиша һәм қовмлириниму» — ибраний тилида «уларниму» дейилиду. Бизниңчә бу «Бабил падишаси һәм қовмлири»ни көрситиду.  Йәр. 27:7
 
Һәм Йәһуда һәм әлләрниң Худаниң ғәзивигә учриши тоғрилиқ бир аламәт көрүнүш
15 Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа аламәт көрүнүштә мундақ деди: — Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин; «Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин» — бу сөзләрни Худа Йәрәмияға аламәт көрүнүштә ейтқан, дәп қараймиз.  Йәр. 13:12 16 улар ичиду, уян-буян ирғаңлайду вә Мән улар арисиға әвәткән қилич түпәйлидин сараң болиду.
17 Шуңа мән бу қәдәһни Пәрвәрдигарниң қолидин алдим вә Пәрвәрдигар мени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүздүм, 18 — йәни Йерусалимға, Йәһуданиң шәһәрлиригә, униң падишалириға вә әмир-шаһзадилиригә, йәни уларни бүгүнки күндикидәк бир харабә, вәһимә, уш-уш объекти болушқа һәм ләнәт сөзлири болушқа қәдәһни ичкүздүм; «бүгүнки күндикидәк» — бу ибарә бәлким бешарәт әмәлгә ашурулғандин кейин қошулған; болмиса, башқа бир мәна: «бүгүнки күнидиму бу ишлар болғили турди» болуши мүмкин. 19 Мисир падишаси Пирәвнгә, хизмәткарлириға, әмир-шаһзадилириға һәм хәлқигә ичкүздүм; Йәр. 46 20 барлиқ шалғут әлләр, уз зиминидики барлиқ падишалар, Филистийләрниң зиминидики барлиқ падишалар, Ашкелондикиләр, Газадикиләр, Әкрондикиләргә вә Ашдодниң қалдуқлириға ичкүздүм; «барлиқ шалғут әлләр» — бәлким Мисирда турған, Мисирлиқлар билән «арилишип кәткән» башқа милләтләрни көрситиду.  Йәр. 47:4-7 21 Едомдикиләр, Моабдикиләр вә Аммонийлар, Йәр. 48; 49:1-22 22 Турниң барлиқ падишалири һәм Зидонниң барлиқ падишалири, деңиз бойидики барлиқ падишалар, «деңиз бойидики барлиқ падишалар» — бәлким Тур вә Зидон билән мунасивәтлик болған, уларға беқинған «оттура деңиз» бойидики падишаларни көрситиду.  Йәр. 47:4 23 Дедандикиләр, Темадикиләр, Буздикиләр вә чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләр, Йәр. 9:25; 49:8 24 Әрәбийәдики барлиқ падишалар вә чөл-баяванда туруватқан шалғут әлләрниң барлиқ падишалири, Йәр. 49:31 25 Зимридики барлиқ падишалар, Еламдики барлиқ падишалар, Медиалиқларниң барлиқ падишалири, Йәр. 49:34 26 шималдики барлиқ падишаларға, жирақтики болсун, йеқиндики болсун, бир-бирләп ичкүздум; җаһандики барлиқ падишалиқларға ичкүздүм; уларниң арқидин Шешақниң падишасиму қәдәһни ичиду. «Шешақниң падишаси» — Бабилниң падишасини көрситиду. Ибраний тили елипбәсидә «Бабил» (Бабилон) дегән сөз, «Шешақ» дегән сөзниң «тәтүр»иси; йәни, ибраний тилида 2-һәрип «б»ни һәрипләрни ахиридин саниғанда, 2-һәрип («ш») билән алмаштурғили болиду. Барлиқ башқа һәрипләрни «тәтүр»иси билән охшаш йолда алмаштурғили болиду.
Немишкә Бабил (Бабилон)ни көрситиш үчүн мошу «шифирлиқ» йол ишлитилиду? Шүбһисизки, шу күнләрдә шу дәвирдики әң күчлүк мәмликәтниң «завалға йүзлиниши»ни көрситиш үчүн бәзидә мошундақ «даритма гәп»ни ишлитиш қолайлиқ еди.
27 Андин сән уларға: «Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ичиңлар, мәс болуңлар, қусуңлар, Мән араңларға әвәткән қилич түпәйлидин жиқилип қайтидин дәс турмаңлар» — дегин.
28 Вә шундақ болидуки, улар қолуңдин елип ичишни рәт қилса, сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр чоқум ичисиләр!» — дегин. 29 Чүнки мана, Мән Өз намим билән аталған шәһәр үстигә апәт чүшүргили турған йәрдә, силәр җазаланмай қаламсиләр? Силәр җазаланмай қалмайсиләр; чүнки Мән йәр йүзидә барлиқ туруватқанларниң үстигә қилични чүшүшкә чақиримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.1Пет. 4:17
30 Әнди сән Йәрәмия, уларға мошу бешарәтниң сөзлириниң һәммисини җакалиғин: —
Пәрвәрдигар жуқуридин ширдәк һөкирәйду,
Өз муқәддәс туралғусидин У авазини қоюветиду;
У Өзи туруватқан җайи үстигә һөкирәйду;
У үзүм чәйлигүчиләр товлиғандәк йәр йүзидә барлиқ туруватқанларни әйипләп товлайду.Йо. 3:16; Ам. 1:2
31 Садаси йәр йүзиниң чәтлиригичә йетиду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләр билән дәваси бар;
У әт егилириниң һәммиси үстигә һөкүм чиқириду;
Рәзилләрни болса, уларни қиличқа тапшуриду;
— Пәрвәрдигар шундақ дәйду.
32 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, балаю-апәт әлдин әлгә һәммиси үстигә чиқип тарқилиду;
Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин дәһшәтлик буран-чапқун чиқиду.
33 Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду; уларға матәм тутулмайду, улар бир йәргә жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар йәр йүзидә тезәктәк ятиду.«Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду...» — демисәкму, бу бешарәт Бабил империйәсиниң Парс империйәси тәрипидин битчит қилинишидин ахирқи заманға атлап, шу күнләрдики вақиәләрни көрситиду.  Йәр. 16:4
34 И баққучилар, зарлаңлар, налә көтириңлар!
Топа-чаң ичидә еғиниңлар, и пада йетәкчилири!
Чүнки қирғин қилиниш күнлириңлар йетип кәлди,
Мән силәрни тарқитиветимән;
Силәр өрүлгән есил чинидәк парчә-парчә чеқилисиләр.«И баққучилар,... и пада йетәкчилири!...» — демисәкму, «баққучилар» вә «пада йетәкчилири» мошу айәттә әлләрниң һәр хил йетәкчилирини көрситиду.  Йәш. 65:12; Йәр. 4:8; 6:26; 9:16; 12:3; 13:14,24; 18:17
35 Пада баққучилириниң башпанаһи,
Пада йетәкчилириниң қачар йоли йоқап кетиду.
36 Баққучиларниң азаплиқ пәряди,
Пада йетәкчилириниң зарлашлири аңлиниду;
Чүнки Пәрвәрдигар уларниң яйлақлирини вәйран қилай дәватиду;
37 Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин,
Течлиқ қотанлири харабә болиду.
38 Пәрвәрдигар Өз угисини ташлап чиққан ширдәктур;
Әзгүчиниң вәһшийлиги түпәйлидин,
Вә Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин,
Уларниң зимини вәйранә болмай қалмайду. «әзгүчиниң вәһшийлиги» — яки «әзгүчиниң қиличи».
 
 

25:4 Йәр. 7:13,25; 11:7,8,10; 13:10,11; 16:12; 17:23; 18:12; 19:15; 22:21

25:5 2Пад. 17:13; Йәр. 18:11; 35:15; Юн. 3:8

25:6 «қоллириңлар ясиғанлар...» — мошу сөзләр яки ясиған бутларни яки яман қилмишлирини көрситиду.

25:9 Йәр. 19:8

25:10 Йәш. 24:7; Йәр. 7:34; 16:9; Әз. 26:13

25:11 «бу әлләр...» — Йәһуда вә униң әтрапидики барлиқ әлләрни көрситиду (9-айәтни көрүң). «Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болуш» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

25:12 2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәр. 29:10; Дан. 9:2

25:14 «бу падиша һәм қовмлириниму» — ибраний тилида «уларниму» дейилиду. Бизниңчә бу «Бабил падишаси һәм қовмлири»ни көрситиду.

25:14 Йәр. 27:7

25:15 «Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин» — бу сөзләрни Худа Йәрәмияға аламәт көрүнүштә ейтқан, дәп қараймиз.

25:15 Йәр. 13:12

25:18 «бүгүнки күндикидәк» — бу ибарә бәлким бешарәт әмәлгә ашурулғандин кейин қошулған; болмиса, башқа бир мәна: «бүгүнки күнидиму бу ишлар болғили турди» болуши мүмкин.

25:19 Йәр. 46

25:20 «барлиқ шалғут әлләр» — бәлким Мисирда турған, Мисирлиқлар билән «арилишип кәткән» башқа милләтләрни көрситиду.

25:20 Йәр. 47:4-7

25:21 Йәр. 48; 49:1-22

25:22 «деңиз бойидики барлиқ падишалар» — бәлким Тур вә Зидон билән мунасивәтлик болған, уларға беқинған «оттура деңиз» бойидики падишаларни көрситиду.

25:22 Йәр. 47:4

25:23 Йәр. 9:25; 49:8

25:24 Йәр. 49:31

25:25 Йәр. 49:34

25:26 «Шешақниң падишаси» — Бабилниң падишасини көрситиду. Ибраний тили елипбәсидә «Бабил» (Бабилон) дегән сөз, «Шешақ» дегән сөзниң «тәтүр»иси; йәни, ибраний тилида 2-һәрип «б»ни һәрипләрни ахиридин саниғанда, 2-һәрип («ш») билән алмаштурғили болиду. Барлиқ башқа һәрипләрни «тәтүр»иси билән охшаш йолда алмаштурғили болиду. Немишкә Бабил (Бабилон)ни көрситиш үчүн мошу «шифирлиқ» йол ишлитилиду? Шүбһисизки, шу күнләрдә шу дәвирдики әң күчлүк мәмликәтниң «завалға йүзлиниши»ни көрситиш үчүн бәзидә мошундақ «даритма гәп»ни ишлитиш қолайлиқ еди.

25:29 1Пет. 4:17

25:30 Йо. 3:16; Ам. 1:2

25:33 «Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду...» — демисәкму, бу бешарәт Бабил империйәсиниң Парс империйәси тәрипидин битчит қилинишидин ахирқи заманға атлап, шу күнләрдики вақиәләрни көрситиду.

25:33 Йәр. 16:4

25:34 «И баққучилар,... и пада йетәкчилири!...» — демисәкму, «баққучилар» вә «пада йетәкчилири» мошу айәттә әлләрниң һәр хил йетәкчилирини көрситиду.

25:34 Йәш. 65:12; Йәр. 4:8; 6:26; 9:16; 12:3; 13:14,24; 18:17

25:38 «әзгүчиниң вәһшийлиги» — яки «әзгүчиниң қиличи».