19
Чеқилған козидин алған савақ
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип, «Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин. «Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бәзидә «Һинномниң җилғиси» (ибраний тилида «Гә-Һинном») дәп атилиду. Көрүнүп туруптики, бәлким сапалчилар шу йәрдә сапал парчилирини ташливетәтти. Кейин, хәлиқ шу йәргә һәр хил әхләтләрни төккәчкә, у йәр «дозақ»ниң бир символи болуп қалған. Шуниң билән «гә-һинном» дегән сөз «дозақ»ни билдүридиған сөз болуп қалған. Әрәб тили арқилиқ бу сөз «җәһәннәм» шәклидә уйғур тилиға киргән. Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду. 1Сам. 3:11; 2Пад. 21:12 Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишалири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған. Йәш. 65:11; Йәр. 2:13,17,19; 5:7,19; 7:6; 15:6; 17:13 Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған. Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду. Йәр. 7:32 Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң план-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән. Йәр. 15:3; 16:4 Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду. Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.Лав. 26:29; Қан. 28:53; Жиғ. 4:10
10 Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин; 11 шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясалмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә. Йәр. 7:32 12 Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мошундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән. «Тофәт» — бу йәр тоғрилиқ 7:31ни вә изаһатни көрүң. «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди. 13 Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.Йәр. 7:18
 
14 Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди: 15 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.Йәр. 7:26; 17:23
 
 

19:2 «Һинномниң оғлиниң җилғиси» — бәзидә «Һинномниң җилғиси» (ибраний тилида «Гә-Һинном») дәп атилиду. Көрүнүп туруптики, бәлким сапалчилар шу йәрдә сапал парчилирини ташливетәтти. Кейин, хәлиқ шу йәргә һәр хил әхләтләрни төккәчкә, у йәр «дозақ»ниң бир символи болуп қалған. Шуниң билән «гә-һинном» дегән сөз «дозақ»ни билдүридиған сөз болуп қалған. Әрәб тили арқилиқ бу сөз «җәһәннәм» шәклидә уйғур тилиға киргән.

19:3 1Сам. 3:11; 2Пад. 21:12

19:4 Йәш. 65:11; Йәр. 2:13,17,19; 5:7,19; 7:6; 15:6; 17:13

19:6 Йәр. 7:32

19:7 Йәр. 15:3; 16:4

19:9 Лав. 26:29; Қан. 28:53; Жиғ. 4:10

19:11 Йәр. 7:32

19:12 «Тофәт» — бу йәр тоғрилиқ 7:31ни вә изаһатни көрүң. «Тофәт» дегән сөз ибраний тилида «очақ» һәм «уят» дегәнниму билдүриду. У йәнә «түкүрүк» дегән сөзниң аһаңиғиму охшап кетиду. Бу йәр «Һинномниң оғли (Ибн-Һинном)ниң җилғиси»ға җайлашқан, Йерусалим шәһириниң җәнубий тәрипидә еди. Хәлиқ әшу йәрдә әхләтләрни вә напак нәрсиләрни ташлап көйдүрәтти. Шуниң билән у интайин «һарам», әң булғанған җай дәп һесапланди.

19:13 Йәр. 7:18

19:15 Йәр. 7:26; 17:23