15
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил пәйғәмбәрләр алдимда турған болсиму, көңлүм бу хәлиққә һеч қаримайтти. Уларни көз алдимдин кәткүзүвәт! Улар Мәндин нери чиқип кәтсун! «Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил (пәйғәмбәрләр) алдимда турған болсиму,...» — оқурмәнләргә аян болидуки, Муса вә Самуил һәзрәтләр Исраил хәлқи үчүн көп қетим гуналирини тиливалған (мәсилән, «Мис.» 32-бап, «1Сам.» 7-бапни көрүң).  Мис. 32:14; 1Сам. 7:9; Әз. 14:14 Әгәр улар сәндин: «Биз нәгә чиқип кетимиз?» десә, сән уларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә, қиличқа бекитилгәнләр қиличқа, қәһәтчиликкә бекитилгәнләр қәһәтчиликкә, сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болушқа кетиду» — дәйсән. «өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә... кетиду» — мошу йәрдә «өлүм» бәлким ваба арқилиқ болған өлүмни көрситиду.  Зәк. 11:9 Чүнки Мән төрт хил җаза билән уларниң үстигә чүшимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — өлтүрүш үчүн қилич, титма-титма қилиш үчүн иштлар, жутуш вә һалак қилиш үчүн асмандики учар-қанатлар вә йәр-зиминдики һайванатларни җаза болушқа бекиттим; Лав. 26:16; Йәр. 7:33 Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири түпәйлидин Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқлар арисида вәһимигә салғучи бир объект қилимән.«Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири ...» — «2Пад.» 21-бапни көрүң.  Қан. 28:25
Чүнки ким саңа ичини ағритиду, и Йерусалим? Ким сән үчүн аһ-зар уриду? Ким әһвалиңни сорашқа йолда тохтап йениңға бариду? Йәш. 51:19 Сән Мени ташливәткәнсән, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән чекинип кәттиң; Мән үстүңгә қолумни созуп сени набут қилишқа турдум; Мән саңа ичимни ағритиштин һалсирап кәттим. Йәр. 5:7 Шуңа Мән уларни зиминдики шәһәр қовуқлирида йәлпүгүч билән сориветимән; Мән уларни балилардин җуда қилимән вә хәлқимни набут қилимән; улар өз йоллиридин һеч янмиди. Йәр. 4:11 Көз алдимда уларниң тул хотунлири деңиз қумлиридин көпийип кетиду; чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән; Мән уштумтут уларниң бешиға дәрд вә вәһимә чүшүримән. «чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән» — «чүш вақти» бәлким дәм алидиған вақит, һуҗум қилишқа мувапиқ еди. Йәттә балини туққан ана солишип тиниқидин қалай дәп қалиду; күпкүндүздә бу аниниң қуяши туюқсиз мәғрипкә патиду; у шәрмәндә болуп хорлуқ-һақарәтләргә учрайду. Улардин қалғанларни болса Мән дүшмәнләр алдида қиличқа тапшуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.Ам. 8:9
 
Йәрәмия дад-пәряд көтириду, Пәрвәрдигар җавап бериду
10 Аһ, ана, һалимға вай, чүнки сән мени пүткүл зимин билән қаришилишидиған бир адәм, улар билән елишидиған бир адәм сүпитидә туққансән! Мән уларға өсүмгә қәризму бәрмидим, яки улардин өсүмгә қәризму алмидим; лекин уларниң һәр бири мени қарғайду!Аюп 3; Йәр. 20:14-18
11 Пәрвәрдигар мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән.«Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән» — бу айәттики ибраний тилини чүшиниш тәс. Һалқилиқ мәсилә шуки, бу сөзләрни Худа Йәрәмияға, яки хәлиққә ейтқанму? Хәлиққә болса, тәрҗимиси бәлким: «Мән саңа (ахирида) яхши болсун дәп сени (зиминиңдин) нери кәткүзимән (демәк, сүргүн қилимән); күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән сени дүшмән билән көрүштүримән».
Бизниңчә сөзләр Йәрәмияға ейтилған; 40-бап, 1-5-айәтләрни көрүң.
 
Хәлиққә болған сөз
12 Төмүр сунамду? Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду? «Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?» — шу дәвирдә «қара деңиз» бойида (шималдин) интайин қаттиқ бир хил төмүр (әмәлийәттә, полат) ишләп чиқирилатти. Әсли текстни чүшиниш тәс. Башқа бир тәрҗимиси: «(Силәр) төмүр вә мистәк бир хәлиқсиләр, силәр шималдин кәлгән төмүрни сундураламсиләр?».  Йәр. 6:28 13 Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән; «Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән; » — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәлки у четиңдин бу четиңгичә қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән».  Йәр. 17:3 14 Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән; чүнки ғәзивимдә бир от қозғалди, у үстүңгә чүшүп сени көйдүриду.«Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән» — башқа икки хил тәрҗимиси: «... Мән уларни (байлиқлириңни) дүшмәнлириң билән сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзүп беримән» яки «Силәрни һеч билмәйдиған бир зиминда дүшмәнлириңниң қуллуғиға өткүзүп беримән».  Қан. 32:22
 
Йәрәмия йәнә дад ейтиду
15 И Пәрвәрдигар, Сән һалимни билисән; мени есиңдә тутқайсән, маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән вә маңа зиянкәшлик қилғучилардин интиқамимни алғайсән; Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән. «Маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән» — ибраний тилида «мени йоқлиғайсән». «Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән» — Йәрәмияниң демәкчи болғини, Худа дүшмәнлиригә сәвир-тақәт қилип, өзини (Йәрәмияни) йәнә әвәтип, өзи арқилиқ уларға товва қилиш пурсити бәрмәкчи болса, ундақта, әксичә, улар товва қилмай, Йәрәмияни өлтүрүветиш хәвп-хәтири бар еди.  Йәр. 11:20 16 Сөзлириңгә еришип, уларни йәвалдим; сөзлириң һәм мени шатландурғучи вә қәлбимниң хошаллиғи болған; чүнки мән Сениң намиң билән аталғанмән, и Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа! 17 Мән бәзмә қилғучиларниң сорунида ойнап-күлүп олтармидим; Сениң мени тутқан қолуң түпәйлидин ялғуз олтардим; чүнки Сән мени уларниң қилғанлири билән қаттиқ ғәзәпләндүрдуң. Зәб. 1:1 18 Мениң азавим немишкә тохтимайду, мениң ярамниң даваси йоқ, немишкә шипа тапмайду? Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?«Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?» — оттура шәриқтә, чөл-баяванда бәзи ериқлар тосаттин йоқап кәткәчкә, «алдамчи ериқ»лар дәп атилиду. Шуларға ишәнгән, бойлап маңидиған йолучилар бәлким уссузлуқтин өлүп кетиши мүмкин.  Аюп 6:15-30; Йәр. 30:15
 
Пәрвәрдигарниң Йәрәмияға болған җавави
19 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән һазирқи һалитиңдин йенип йенимға қайтсаң, Мән қайтидин сени алдимдики хизмәттә турушқа яндуруп келимән; сән қиммәтлик сөзләр билән әрзимәс сөзләрни пәриқләндүрәлисәң, сән йәнә ағзимдәк болисән; бу хәлиқ сән тәрәпкә қайтип кәлсун, лекин сән уларниң тәрипигә һәргиз қайтмаслиғиң керәк; 20 Вә Мән сени бу хәлиққә нисбәтән мистин қопурулған, мустәһкәм бир сепил қилимән; улар саңа һуҗум қилиду, лекин улар үстүңдин ғәлибә қилалмайду; чүнки Мән сени қутқузушқа, улардин халас қилишқа сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар. Йәр. 1:18 21 — Бәрһәқ, Мән сени рәзилләрниң чаңгилидин қутқузимән; әшәддийләрниң чаңгилидин қутқузидиған ниҗаткариң болимән.
 
 

15:1 «Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил (пәйғәмбәрләр) алдимда турған болсиму,...» — оқурмәнләргә аян болидуки, Муса вә Самуил һәзрәтләр Исраил хәлқи үчүн көп қетим гуналирини тиливалған (мәсилән, «Мис.» 32-бап, «1Сам.» 7-бапни көрүң).

15:1 Мис. 32:14; 1Сам. 7:9; Әз. 14:14

15:2 «өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә... кетиду» — мошу йәрдә «өлүм» бәлким ваба арқилиқ болған өлүмни көрситиду.

15:2 Зәк. 11:9

15:3 Лав. 26:16; Йәр. 7:33

15:4 «Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири ...» — «2Пад.» 21-бапни көрүң.

15:4 Қан. 28:25

15:5 Йәш. 51:19

15:6 Йәр. 5:7

15:7 Йәр. 4:11

15:8 «чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән» — «чүш вақти» бәлким дәм алидиған вақит, һуҗум қилишқа мувапиқ еди.

15:9 Ам. 8:9

15:10 Аюп 3; Йәр. 20:14-18

15:11 «Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән» — бу айәттики ибраний тилини чүшиниш тәс. Һалқилиқ мәсилә шуки, бу сөзләрни Худа Йәрәмияға, яки хәлиққә ейтқанму? Хәлиққә болса, тәрҗимиси бәлким: «Мән саңа (ахирида) яхши болсун дәп сени (зиминиңдин) нери кәткүзимән (демәк, сүргүн қилимән); күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән сени дүшмән билән көрүштүримән». Бизниңчә сөзләр Йәрәмияға ейтилған; 40-бап, 1-5-айәтләрни көрүң.

15:12 «Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?» — шу дәвирдә «қара деңиз» бойида (шималдин) интайин қаттиқ бир хил төмүр (әмәлийәттә, полат) ишләп чиқирилатти. Әсли текстни чүшиниш тәс. Башқа бир тәрҗимиси: «(Силәр) төмүр вә мистәк бир хәлиқсиләр, силәр шималдин кәлгән төмүрни сундураламсиләр?».

15:12 Йәр. 6:28

15:13 «Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән; » — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәлки у четиңдин бу четиңгичә қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән».

15:13 Йәр. 17:3

15:14 «Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән» — башқа икки хил тәрҗимиси: «... Мән уларни (байлиқлириңни) дүшмәнлириң билән сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзүп беримән» яки «Силәрни һеч билмәйдиған бир зиминда дүшмәнлириңниң қуллуғиға өткүзүп беримән».

15:14 Қан. 32:22

15:15 «Маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән» — ибраний тилида «мени йоқлиғайсән». «Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән» — Йәрәмияниң демәкчи болғини, Худа дүшмәнлиригә сәвир-тақәт қилип, өзини (Йәрәмияни) йәнә әвәтип, өзи арқилиқ уларға товва қилиш пурсити бәрмәкчи болса, ундақта, әксичә, улар товва қилмай, Йәрәмияни өлтүрүветиш хәвп-хәтири бар еди.

15:15 Йәр. 11:20

15:17 Зәб. 1:1

15:18 «Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?» — оттура шәриқтә, чөл-баяванда бәзи ериқлар тосаттин йоқап кәткәчкә, «алдамчи ериқ»лар дәп атилиду. Шуларға ишәнгән, бойлап маңидиған йолучилар бәлким уссузлуқтин өлүп кетиши мүмкин.

15:18 Аюп 6:15-30; Йәр. 30:15

15:20 Йәр. 1:18