6
Аюп йәнә сөзләйду — «Мениң дадлишим һәқ»
Аюп җававән мундақ деди: —
«Аһ, мениң дәрдлик зарлирим таразида өлчәнсә!
Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар билән биллә таразиланса!«... Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар , йәни дәрдлик зарлирим билән биллә таразиланса!» — Аюпниң бу сөзи: «дәрдлик зарлирим» вә бешимға чүшкән бала-қазалар таразада селиштурулса, әмәлийәттә мениң зарлиримниң аз екәнлиги көрүниду, дегән мәнини өз ичигә елиши мүмкин.
Шундақ қилинса у һазир деңиздики қумдин еғир болуп чиқиду;
Шуниң үчүн сөзлирим тәлвиләрчә болуватиду.Пәнд. 27:3
Чүнки Һәммигә Қадирниң оқлири маңа санҗилип ичимдә туруватиду,
Уларниң зәһирини роһум ичмәктә,
Тәңриниң вәһимилири маңа қарши сәп түзүп һуҗум қиливатиду.«Уларниң зәһирини роһум ичмәктә» — яки, «Уларниң зәһәри роһумни йәп кетиду».  Зәб. 37:1-4
Явайи ешәк от-чөп тапқанда һаңрамду?
Кала болса йәм-хәшәк үстидә мөрәмду?
Туз болмиса тәмсиз нәрсини йегили боламду?
Хам тухумниң еқиниң тәми барму?
Җеним уларға тәгсиму сәскинип кетиду,
Улар маңа жиркиничлик тамақ болуп туюлиду.
Аһ, мениң тәшна болғиним кәлсиди!
Тәңри интизаримни иҗабәт қилсиди!
Аһ, Тәңри мени янчип ташлисун!
У қолини қоюветип җенимни үзүп ташлашқа мувапиқ көрсиди!
10  Шундақ болса, маңа тәсәлли болатти,
Һәтта рәһимсиз ағриқларда қийналсамму, шатлинаттим;
Чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!«Һәтта ... шатлинаттим; чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!» — Аюпниң бундақ ойлиши: «Әгәр һазир Худа мениң җенимни алса, мән Униңдин йүз өрүмигән мана мошу чағдила алса боптикән; бирақ бу азап-оқубәтләр давамлаштурулса, мәндә немә өзгиришләр болар, мән Худадин танимәнму қандақ? Шуңа яхшиси У һазир мени әпкәтсә, қаттиқ бир зәрбә билән әпкәтсә мәйли» дегәндәк мәнини бериду.
11  Мәндә өлүмни күткидәк йәнә қанчилик мағдур қалди?
Мениң сәвир-тақәтлик болуп һаятимни узартишимниң немә нәтиҗиси болар?
12  Мениң күчүм таштәк чиңму?
Мениң әтлирим мистин ясалғанмиди?
13  Өзүмгә ярдәм бәргидәк мағдурум қалмиди әмәсму?
Һәр қандақ әқил-тәдбир мәндин қоғливетилгән әмәсму?
 
Бурадәрлириниң Аюпни дағда қоюши
14  Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур;
Болмиса у Һәммигә қадирдин қорқуштин ваз кечиши мүмкин.«Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; болмиса ...» — айәтниң башқа бир нәччә тәрҗимилири бар. Буларниң бири: «Һәтта у Һәммигә Қадирдин қорқуштин айрилған болсиму, үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур».
15  Бирақ бурадәрлирим вақитлиқ «алдамчи ериқ» сүйидәк,
Маңа һелигәрлик билән муамилә қилмақта;
Улар сулири еқип түгигән ериққа охшайду.«алдамчи ериқ» — чөл баяванда туюқсиз еқиштин тохтайдиған ериқ. Йолучиларниң мошундақ ериққа ишиниши интайин хәтәрлик, әлвәттә. 20-21-айәтләрни көрүң.
16  Еригән муз сулири ериққа киргәндә улар қаридап кетиду,
Қарлар уларниң ичидә йоқилип кетиду,
17  Улар пәсилниң иллиши билән қуруп кетиду;
Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду.«Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду» — демәк, әң керәк болған вақитта бу ериқлар ғайип болиду.
18  Сәпәрдашлар маңған йолидин чиқип, ериққа бурулиду;
Улар ериқни бойлап меңип, чөлдә езип өлиду.
19  Темалиқ карванларму ериқ издәп маңди;
Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди;«Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди» — яки «Шебалиқ содигәрләрму уларға учрашни үмүт қилатти».
20  Бирақ улар ишәнгинидин үмүтсизлинип номуста қалди;
Улар әшу йәргә келиши билән паракәндичиликкә учриди.
21  Мана силәр уларға охшаш маңа тайини йоқ болуп қалдиңлар;
Силәр қорқунучлуқ бир вәһимини көрүпла қорқуп кетиватисиләр.
22  Мән силәргә: «Маңа бериңлар»,
Яки: «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?«Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?» — Аюп у достлириға һеч қачан қәриздар болуп бақмиған. У: «Силәрдин пул яки мал-мүлүк күткиним йоқ, силәрдин күткиним пәқәт азрақ һесдашлиқ яки меһриванлиқ, халас» демәкчи.
23  Яки: «Мени езитқучиниң қолидин қутқузуңлар!»
Яки «Зораванларниң қолидин гөрүгә пул бәрсәңлар!» дәп баққанму?
24  Маңа үгитип қоюңлар, сүкүт қилимән;
Нәдә йолдин чиққанлиғимни маңа көрситип бериңлар.
25  Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә!
Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?!«Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?» — шу вақитқичә Аюпниң үч дости арисидин пәқәт Елифаз сөз қилған. Аюп «әйиплириңлар» (көплүк шәкли) дегән сөзи билән уларға: «Силәр йенимға келиштин авал әһвалим тоғрилиқ тил бириктүрүвалған охшайсиләр» дәп пуритиватиду.
26  Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,
Пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр?«Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,...» — Аюп бу гәплири билән өзүмниң бәзи сөзлиримниң һәддидин ешип кәткәнлигини билимән, дәп етирап қилған болса керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр, үмүтсизләнгән кишиниң гәплири наһайити өтүп кетидиған бир шамалдәкла дәп қаримақчисиләр?».
27  Силәр житим-йесирларниң үстидә чәк ташлишисиләр!
Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!«Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!» — башқа бир хил мәнаси: «Силәр дост-бурадәрләр үчүн ора колишисиләр».
28  Әнди маңа йүз туранә қарап беқиңлар;
Алдиңлардила ялған сөз қилаламдим?
29  Өтүнимән, болди қилиңлар, гуна болмисун;
Раст, қайтидин ойлап беқиңлар,
Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду.«Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду» — яки: «Чүнки бу ишта һәқ мән тәрәптидур».
30  Тилимда хаталиқ барму?
Тилим яманлиқни зади теталмасму?
 
 

6:2 «... Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар , йәни дәрдлик зарлирим билән биллә таразиланса!» — Аюпниң бу сөзи: «дәрдлик зарлирим» вә бешимға чүшкән бала-қазалар таразада селиштурулса, әмәлийәттә мениң зарлиримниң аз екәнлиги көрүниду, дегән мәнини өз ичигә елиши мүмкин.

6:3 Пәнд. 27:3

6:4 «Уларниң зәһирини роһум ичмәктә» — яки, «Уларниң зәһәри роһумни йәп кетиду».

6:4 Зәб. 37:1-4

6:10 «Һәтта ... шатлинаттим; чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!» — Аюпниң бундақ ойлиши: «Әгәр һазир Худа мениң җенимни алса, мән Униңдин йүз өрүмигән мана мошу чағдила алса боптикән; бирақ бу азап-оқубәтләр давамлаштурулса, мәндә немә өзгиришләр болар, мән Худадин танимәнму қандақ? Шуңа яхшиси У һазир мени әпкәтсә, қаттиқ бир зәрбә билән әпкәтсә мәйли» дегәндәк мәнини бериду.

6:14 «Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; болмиса ...» — айәтниң башқа бир нәччә тәрҗимилири бар. Буларниң бири: «Һәтта у Һәммигә Қадирдин қорқуштин айрилған болсиму, үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур».

6:15 «алдамчи ериқ» — чөл баяванда туюқсиз еқиштин тохтайдиған ериқ. Йолучиларниң мошундақ ериққа ишиниши интайин хәтәрлик, әлвәттә. 20-21-айәтләрни көрүң.

6:17 «Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду» — демәк, әң керәк болған вақитта бу ериқлар ғайип болиду.

6:19 «Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди» — яки «Шебалиқ содигәрләрму уларға учрашни үмүт қилатти».

6:22 «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?» — Аюп у достлириға һеч қачан қәриздар болуп бақмиған. У: «Силәрдин пул яки мал-мүлүк күткиним йоқ, силәрдин күткиним пәқәт азрақ һесдашлиқ яки меһриванлиқ, халас» демәкчи.

6:25 «Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?» — шу вақитқичә Аюпниң үч дости арисидин пәқәт Елифаз сөз қилған. Аюп «әйиплириңлар» (көплүк шәкли) дегән сөзи билән уларға: «Силәр йенимға келиштин авал әһвалим тоғрилиқ тил бириктүрүвалған охшайсиләр» дәп пуритиватиду.

6:26 «Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,...» — Аюп бу гәплири билән өзүмниң бәзи сөзлиримниң һәддидин ешип кәткәнлигини билимән, дәп етирап қилған болса керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр, үмүтсизләнгән кишиниң гәплири наһайити өтүп кетидиған бир шамалдәкла дәп қаримақчисиләр?».

6:27 «Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!» — башқа бир хил мәнаси: «Силәр дост-бурадәрләр үчүн ора колишисиләр».

6:29 «Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду» — яки: «Чүнки бу ишта һәқ мән тәрәптидур».