7
Инсанларниң турмуш азаплири
Инсанға зиминда җәврә-җапа чекидиған турмуш бекитилгән әмәсму?
Униң күнлири бир мәдикарниңкигә охшаш әмәсму?
Қул кәчқурунниң сайисигә тәшна болғандәк,
Мәдикар өз әмгигиниң һәққини күткәндәк,
Мана беһудә айлар маңа бекитилгән,
Ғәшликкә толған кечиләр маңа несип қилинған.«Мана беһудә айлар маңа бекитилгән,...» — бу җүмлә Аюпниң азави әшу күнгичә бәлким бир нәччә ай узартилғанлиғини көрситиду. Униң достлириниң Аюпниң қешиға кәлгичә қилған сәпири узун болған болса керәк.
Мән ятқинимда: «Қачан қопармән?» дәп ойлаймән,
Бирақ кәч узундин узун болиду,
Таң атқичә пүтүн бир кечә мән толғинип ятимән.
Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән қапланди,
Терилирим йерилип, йириңлап кәтти.«Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән...» — яки «Әтлирим қурутлар һәм қақач-чақалар билән...».
Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду,
Улар үмүтсизлик билән аяқлишай дәп қалди.«Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду» — бапкарниң мокиси интайин тез, тохтимай һәрикәт қилиду. «Улар үмүтсизлик билән...» — ибраний тилида «үмүтсизлик» вә «жип» аһаңдаш сөз. Аюп мошу айәттә өз һаятини тоқулидиған гиләмгә охшитип, «жип тохтап қалғидәк» демәкчи.
Аһ Худа, мениң җеним бир нәпәсла халас.
Көзүм яхшилиқни қайтидин көрмәйдиғанлиғи есиңдә болсун;Аюп 8:9; 10:9; 14:1, 2, 3; 16:22; Зәб. 89:6-10; 101:12; 102:15; 143:4; Йәш. 40:6; Яқ. 4:14; 1Пет. 1:24
Мени Көргүчиниң көзи иккинчи қетим маңа қаримайду,
Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән.«Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән» — бу 7-8-айәттә, 21-айәткә охшаш, Аюп «И Худа, Сән балдур маңа рәһим қилмисаң, кечигип қалисән!» дегәндәк қилатти.
Булут ғайип болуп, қайта көрүнмигәндәк,
Охшашла тәһтисараға чүшкән адәм қайтидин чиқмайду.«Тәһтисара» — мошу йәрдә «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») дегән йәр «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду. Ениқ туруптики, Аюпниң бу сөзләрни ейтқанда гөрдин тирилдүрүлүш тоғрисида хәвири көп әмәс еди.
10  У йәнә өз өйигә қайтмайду,
Өз жути уни қайта тонумайду.
11  Шуңа мән ағзимни жуммай,
Роһумниң дәрд-әлими билән сөз қилай,
Җенимниң азавидин зарлаймән.
12  Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән?
Мән хәтәрлик бир деңизму-я?
Яки деңиздики бир әҗдиһамумән?«Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән?» — Аюп: «Мән аләмниң аманлиғиға бир хил хәвп йәткүзәмдим-я?» дәп Худадин соримақчи охшайду.
13  Мән: «Аһ, ятқан орнум маңа раһәт бериду,
Көрпәм налә-пәрядимға дәрман болиду» — десәм,
14  Әнди Сән чүшләр билән мени қорқутиватисән,
Ғайипанә аламәтләр билән маңа вәһимә салисән.
15  Шуниң үчүн боғулушумни, өлүмни,
Бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән.«... боғулушумни, өлүмни, бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән» — Аюпниң кесили, бәлким, боғнуқуш кесили (дәм сиқилиш кесили) болуши мүмкин.
Бу айәт йәнә мундақму тәрҗимә қилиниду, йәни: «Гелимни сиққучи болса бойнумни, өлүм болса сүйәклиримни таллиди».
16  Мән өз җенимдин тойдум;
Мениң мәңгүгә яшиғум йоқ,
Мени мәйлимгә қойивәткин,
Мениң күнлирим беһудидур.«Мениң күнлирим беһудидур» — яки «Мениң күнлирим бир нәпәс, халас!».  Зәб. 61:10; 143:4
17 Инсан балиси немиди?
Сән немишкә уни чоң билисән,
Немә дәп униңға көңүл берисән?Зәб. 8:5; 143:3; Ибр. 2:6
18 Һәр әтигәндә уни сүрүштүрүп келисән,
Һәр нәпәс уни синайсән!
19  Қачанғичә мениңдин нәзириңни алмайсән,
Маңа қачанғичә ағзимдики сериқ суни жутувалғидәк арам бәрмәйсән?
20  Мән гуна қилған болсамму,
и инсанийәтни Күзәткүчи, Саңа немә қилиптимән?!
Мән Саңа жүк болуп қалдимму?
Буниң билән мени Өзүңгә зәрбә нишани қилғансәнму?
21 Сән немишкә мениң итаәтсизлигимни кәчүрүм қилип,
Гунайимни сақит қилмайсән?
Чүнки мән пат арида топиниң ичидә ухлаймән;
Сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән».«...сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән» — 7-бап, 7-8-айәт үчүн берилгән изаһатниму көрүң. Мошу йәрдә, Аюпниң ичидики етиқат һәм гуманниң бир-биригә болған күриши көрүниду. Аюп бир тәрәптин Худани дүшминимдәк иш қилди, лекин йәнә бир тәрәптин У кәлгүсидә Өз достини издигәндәк мени издәп келиду, бирақ тапалмайду, дәйду.
 
 

7:3 «Мана беһудә айлар маңа бекитилгән,...» — бу җүмлә Аюпниң азави әшу күнгичә бәлким бир нәччә ай узартилғанлиғини көрситиду. Униң достлириниң Аюпниң қешиға кәлгичә қилған сәпири узун болған болса керәк.

7:5 «Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән...» — яки «Әтлирим қурутлар һәм қақач-чақалар билән...».

7:6 «Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду» — бапкарниң мокиси интайин тез, тохтимай һәрикәт қилиду. «Улар үмүтсизлик билән...» — ибраний тилида «үмүтсизлик» вә «жип» аһаңдаш сөз. Аюп мошу айәттә өз һаятини тоқулидиған гиләмгә охшитип, «жип тохтап қалғидәк» демәкчи.

7:7 Аюп 8:9; 10:9; 14:1, 2, 3; 16:22; Зәб. 89:6-10; 101:12; 102:15; 143:4; Йәш. 40:6; Яқ. 4:14; 1Пет. 1:24

7:8 «Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән» — бу 7-8-айәттә, 21-айәткә охшаш, Аюп «И Худа, Сән балдур маңа рәһим қилмисаң, кечигип қалисән!» дегәндәк қилатти.

7:9 «Тәһтисара» — мошу йәрдә «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») дегән йәр «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду. Ениқ туруптики, Аюпниң бу сөзләрни ейтқанда гөрдин тирилдүрүлүш тоғрисида хәвири көп әмәс еди.

7:12 «Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән?» — Аюп: «Мән аләмниң аманлиғиға бир хил хәвп йәткүзәмдим-я?» дәп Худадин соримақчи охшайду.

7:15 «... боғулушумни, өлүмни, бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән» — Аюпниң кесили, бәлким, боғнуқуш кесили (дәм сиқилиш кесили) болуши мүмкин. Бу айәт йәнә мундақму тәрҗимә қилиниду, йәни: «Гелимни сиққучи болса бойнумни, өлүм болса сүйәклиримни таллиди».

7:16 «Мениң күнлирим беһудидур» — яки «Мениң күнлирим бир нәпәс, халас!».

7:16 Зәб. 61:10; 143:4

7:17 Зәб. 8:5; 143:3; Ибр. 2:6

7:21 «...сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән» — 7-бап, 7-8-айәт үчүн берилгән изаһатниму көрүң. Мошу йәрдә, Аюпниң ичидики етиқат һәм гуманниң бир-биригә болған күриши көрүниду. Аюп бир тәрәптин Худани дүшминимдәк иш қилди, лекин йәнә бир тәрәптин У кәлгүсидә Өз достини издигәндәк мени издәп келиду, бирақ тапалмайду, дәйду.