143
143-күй •••• Падишаһниң ниҗатлиғи — хәлиқниң бәхити
1 Давут язған күй: —
Қоллиримға җәң қилишни,
Бармақлиримға урушни үгитидиған,
Мениң Қорам Тешим Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!■2Сам. 22:35; Зәб. 17:35
2 Мениң өзгәрмәс шәпқитим вә мениң қорғиним,
Мениң егиз мунарим вә ниҗаткарим,
Мениң қалқиним вә таянғиним, мән Униңдин һимайә тапимән;
У Өз хәлқимни қол астимда бойсундурғучидур!■2Сам. 22:48; Зәб. 17:48-49
3 И Пәрвәрдигар, Сән униңдин хәвәр алидикәнсән, адәм дегән зади немә?
Униң тоғрилиқ ойлайдикәнсән, инсан балиси дегән немә?■Аюп 7:17; Зәб. 8:5; 30:8; Ибр. 2:6
4 Адәм болса бир нәпәстурла, халас;
Униң күнлири өтүп кетиватқан бир көләңгидур, халас.■Аюп 8:9; 14:2, 3; Зәб. 39:6-7; 61:10; 101:12; Яқ. 4:14
5 И Пәрвәрдигар, асманларни егилдүрүп чүшкәйсән;
Тағларға тегип улардин ис-түтәк чиқарғайсән;■Зәб. 18:8-10; 103:32
6 Чақмақларни чаққузуп уларни тарқитивәткәйсән;
Оқлириңни етип уларни қийқас-сүрәнгә салғайсән;■1Сам. 7:10; 2Сам. 22:8; Зәб. 17:14-15
7 Жуқиридин қоллириңни узитип,
Мени азат қилғайсән;
Мени улуқ сулардин,
Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
8 Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду,
Оң қоли алдамчи қолдур.□«Оң қоли алдамчи қолдур» — бәлким қәсәм қилғанда қолини ялғандин көтәргән яки башқилар билән келишкәндә ялғандин қоллашқан.
9 И Худа, мән Саңа атап йеңи нахша ейтимән;
Онтарға тәңкәш болуп Саңа күйләрни ейтимән.□«Онтарға тәңкәш болуп саңа күйләрни ейтимән» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.
10 Сән падишаларға ниҗатлиқ-ғәлибә беғишлайсән;
Қулуң Давутни әҗәллик қиличтин қутулдурисән.
11 Мени қутулдурғайсән, ят жуттикиләрниң қолидин азат қилғайсән;
Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду,
Оң қоли алдамчи қолдур.
12 Шундақ қилип оғуллиримиз яшлиғида пухта йетилгән көчәтләргә охшайду,
Қизлиримиз ордичә нәқишләнгән түврүкләрдәк болиду;
13 Ашлиқ амбарлиримиз толдурулуп,
Түрлүк-түрлүк озуқлар билән тәминләйдиған,
Қойлиримиз отлақлиримизда миңлап, түмәнләп қозилайдиған;
14 Калилиримиз боғаз болидиған;
Һеч ким бесип кирмәйдиған, һеч ким җәңгә чиқмайдиған;
Кочилиримизда һеч җедәл-ғовға болмайдиған; □«Калилиримиз боғаз болидиған...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улақлиримиз еғир жүкләрни көтиридиған....».
15 Әһвали шундақ болған хәлиқ немидегән бәхитликтур!
Худаси Пәрвәрдигар болған хәлиқ бәхитликтур!
■143:1 2Сам. 22:35; Зәб. 17:35
■143:2 2Сам. 22:48; Зәб. 17:48-49
■143:3 Аюп 7:17; Зәб. 8:5; 30:8; Ибр. 2:6
■143:4 Аюп 8:9; 14:2, 3; Зәб. 39:6-7; 61:10; 101:12; Яқ. 4:14
■143:6 1Сам. 7:10; 2Сам. 22:8; Зәб. 17:14-15
□143:8 «Оң қоли алдамчи қолдур» — бәлким қәсәм қилғанда қолини ялғандин көтәргән яки башқилар билән келишкәндә ялғандин қоллашқан.
□143:9 «Онтарға тәңкәш болуп саңа күйләрни ейтимән» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.
□143:14 «Калилиримиз боғаз болидиған...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улақлиримиз еғир жүкләрни көтиридиған....».