17
17-күй •••• Аләмчә қутқузуш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй; Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға муну күйниң сөзлирини ейтти: —
 
Аһ, Пәрвәрдигарим, мениң күч-қудритим,
Мән сени сөйимән!
Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур!
Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән;
У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!«мениң қутқузғучи мүңгүзүм» — ибраний тилида «ниҗатлиғимниң мүңгүзи».
Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға нида қилимән,
Шунда дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
Өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди,
Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;«Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти» — ибраний тилида «Ихлассизларниң қиян-ташқинлири мени қорқитивәтти».
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди,
Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди.
Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим,
Худайимға пәряд көтәрдим;
У ибадәтханисидин авазимни аңлиди,
Мениң пәрядим Униң һозуриға кәлди,
Униң қулиқиға кирди.
Шу чағ йәр-зимин тәврәп, силкинип кәтти,
Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти;
Чүнки У ғәзәпләнди.«...Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; чүнки У ғәзәпләнди...» — бу күйдики сөзләр тәдриҗий һалда Давутниң өзиниң әһвалидин айрилип, Давутниң болғуси әвлади Мәсиһниң һаятиға өтиду. Күйдә Мәсиһниң һаяти, җапа-мушәққәт тартидиғанлиғи, ахирида униң шан-шәрәпкә еришидиғанлиғи вә пүткүл аләмгә падиша болидиғанлиғи көрситилиду. Демәк, бу күйниң өзи улуқ бир бешарәттур.
Униң димиғидин ис өрләп туратти,
Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти;
Униңдин көмүр чоғлири чиқти;«Униңдин көмүр чоғлири чиқти» — яки «Униңдин көмүр чоғлири туташтурулди».
10 У асманларни тазим қилдуруп чүшти,
Пути асти тум қараңғулуқ еди.
11 Бир керубни минип пәрваз қилди,
Шамалниң қанатлирида ғуюлдап учуп кәлди.«Бир керубни минип пәрваз қилди» — «керуб» интайин күчлүк бир хил қанатлиқ пәриштә. «Тәбирләр»ни көрүң.
12 У қараңғулуқни өзиниң йошурунидиған җайи қилди,
Суларниң қараңғусини,
Асманларниң қоюқ булутлирини,
Өз әтрапида чедири қилди.
13 Униң алдидики йоруқлуқтин,
Қоюқ булутлар, мөлдүр, отлуқ чоғлар чиқип өтти;
14 Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди;
Һәммидин Алий Болғучи авазини яңратти,
Мөлдүр вә отлуқ чоғлар билән.
15 Бәрһәқ, У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти;
Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-чуқанға салди;«У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти» — ибраний тилида «У оқлирини етип, уларни тарқитивәтти». 17-айәтни көрүң.
16 Шуниң билән деңизларниң тәкти көрүнүп қалди,
Аләмниң һуллири ашкариланди,
Тәнбиһиң билән,
Димиғиңдин чиққан нәпәсниң зәрбиси билән, и Пәрвәрдигар.
 
17 У жуқуридин қолини узитип, мени тутти;
Мени улуқ сулардин тартип алди.
18 У мени күчлүк дүшминимдин,
Һәм маңа өчмәнлик қилғучилардин қутқузди;
Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
19 Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти;
Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
20 У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди;
У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
21 Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти;
Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
22 Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим;
Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
23 Чүнки Униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур;
Мән Униң бәлгүлимилирини өзүмдин нери қилмидим;
24 Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум,
Өзүмни гунадин нери қилдим;
25 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап,
Көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди.«Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди» — шүбһисизки, мошу 19-24-айәтләрдә Мәсиһниң пак-ғубарсизлиғи, гунасизлиғи бешарәт қилиниду. Давут өзи тоғрилиқ бу сөзләрни һәргиз дейәлмәйтти. Мәсилән, 25-күй, 7-айәт вә 51-күйни көрүң.
26 Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән;
Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
27 Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән;
Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
28 Чүнки аҗиз мөмин хәлиқни қутқузғучи Өзүңдурсән;
Бирақ тәкәббур көзләрни шәрмәндә қилисән;
29 Чириғимни җулалиқ қилған Сәндурсән;
Пәрвәрдигар Худайим мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
30 Чүнки Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм;
Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.«Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм» — «жүгүрүп өттүм» дегән сөзләр «бөсүп өттүм» дегән мәнини өз ичигә алиду.
31 Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур;
Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур;
У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
32 Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур?
Бизниң Худайимиздин башқа кимму қорам таштур?
33 Йәни белимни күч-қувәт билән ориғучи Тәңри,
Йолумни түптүз, мукәммәл қилғучи Тәңридур;
34 У мениң путлиримни кейикниңкидәк учқур қилиду,
Шуниң билән мени егиз җайлиримда турғузиду;
35 Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду,
Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
36 Сән маңа ниҗатлиғиң болған қалқанни ата қилдиң,
Нениң оң қолуң мени йөлиди;
Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
37 Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң,
Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
38 Мән дүшмәнлиримни қоғлап йәттим;
Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
39 Қайтидин орнидин туралмас қилип уларни янҗивәттим,
Улар путлирим астида жиқилди.
40 Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң;
Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
41 Дүшмәнлиримни көз алдимда арқисиға яндуруп қачқуздуң,
Шуниң билән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
42 Улар пәряд көтәрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди;
Һәтта Пәрвәрдигарға нида қилди, Уму уларға җавап бәрмиди.
43 Мән уларға соққа берип, шамал учурған топидәк қиливәттим;
Кочидики патқақтәк, уларни төкүвәттим.
44 Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән;
Сән мени әлләрниң беши қилғансән;
Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.«Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән» — шүбһисизки, мошу бешарәттә ейтилған «хәлиқ» Давут падишаниң өз қовми болған Йәһудий хәлқини көрситиду.
45 Сөзүмни аңлапла улар маңа итаәт қилиду;
Ят әлдикиләр маңа бичариләрчә тәслим болиду;
46 Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду;
Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
47 Пәрвәрдигар һаяттур!
Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун!
Ниҗатлиғим болған Худа һәммидин алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
48 У, мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри,
Хәлиқләрни маңа бойсундурған Худадур;
49 У мени дүшмәнлиримдин қутқузған;
Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң;
Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
50 Шуниң үчүн мән әлләр арисида Саңа рәхмәт ейтимән, и Пәрвәрдигар;
Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
51 Пәрвәрдигар Өзи тиклигән падишаға зор нусрәтләрни беғишлайду;
Өзи мәсиһ қилғиниға,
Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббитини көрситиду.«Өзи мәсиһ қилғиниға, йәни Давутқа һәм униң нәслигә...» — «Мәсиһ қилғини» йәни «Мәсиһ» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни көрүң.
 
 

17:3 «мениң қутқузғучи мүңгүзүм» — ибраний тилида «ниҗатлиғимниң мүңгүзи».

17:5 «Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти» — ибраний тилида «Ихлассизларниң қиян-ташқинлири мени қорқитивәтти».

17:8 «...Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; чүнки У ғәзәпләнди...» — бу күйдики сөзләр тәдриҗий һалда Давутниң өзиниң әһвалидин айрилип, Давутниң болғуси әвлади Мәсиһниң һаятиға өтиду. Күйдә Мәсиһниң һаяти, җапа-мушәққәт тартидиғанлиғи, ахирида униң шан-шәрәпкә еришидиғанлиғи вә пүткүл аләмгә падиша болидиғанлиғи көрситилиду. Демәк, бу күйниң өзи улуқ бир бешарәттур.

17:9 «Униңдин көмүр чоғлири чиқти» — яки «Униңдин көмүр чоғлири туташтурулди».

17:11 «Бир керубни минип пәрваз қилди» — «керуб» интайин күчлүк бир хил қанатлиқ пәриштә. «Тәбирләр»ни көрүң.

17:15 «У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти» — ибраний тилида «У оқлирини етип, уларни тарқитивәтти». 17-айәтни көрүң.

17:25 «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди» — шүбһисизки, мошу 19-24-айәтләрдә Мәсиһниң пак-ғубарсизлиғи, гунасизлиғи бешарәт қилиниду. Давут өзи тоғрилиқ бу сөзләрни һәргиз дейәлмәйтти. Мәсилән, 25-күй, 7-айәт вә 51-күйни көрүң.

17:30 «Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм» — «жүгүрүп өттүм» дегән сөзләр «бөсүп өттүм» дегән мәнини өз ичигә алиду.

17:44 «Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән» — шүбһисизки, мошу бешарәттә ейтилған «хәлиқ» Давут падишаниң өз қовми болған Йәһудий хәлқини көрситиду.

17:51 «Өзи мәсиһ қилғиниға, йәни Давутқа һәм униң нәслигә...» — «Мәсиһ қилғини» йәни «Мәсиһ» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни көрүң.